24
Яманларға рәшк қилма,
Улар билән барди-кәлди қилишни арзу қилма;Зәб. 36:1; Пәнд. 3:31; 23:17
Чүнки уларниң көңли зораванлиқнила ойлар;
Уларниң ағзи азар йәткүзүшни сөзләр.Зәб. 9:28
 
Аилә болса даналиқ асасида бәрпа қилинар;
Чүшиниш билән мустәһкәмлинәр.
Билим билән өйниң ханилири һәр хил қиммәтлик, есил гөһәрләргә толдурулар.
 
Дана адәм зор күчкә егидур;
Билими бар адәм қудритини ашурар.Пәнд. 21:22
Пухта несиһәтләр билән җәң қилғин;
Ғәлибә болса Бирдин-бир Улуқ Мәслиһәтчи билән болар.«Ғәлибә болса Бирдин-бир Улуқ Мәслиһәтчи билән болар» — «Бирдин-бир Улуқ Мәслиһәтчи» бизниңчә Худа Өзини көрситиши керәк.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәслиһәтчиләр көп болса, ғәлибә болиду».
  Пәнд. 11:14; 15:22; 20:18
 
Даналиқ әқилсиз адәмгә нисбәтән толиму егиз, чүшиниксиздур;
Чоңлар шәһәр дәрвазиси алдиға жиғилғанда у зуван ачалмас.Пәнд. 14:6
 
Әскиликни нийәтлигән адәм «сүйқәстчи» атилар.
Ахмақлиқтин болған нийәт гунадур;
Һакавур киши адәмләргә жиркиничликтур.
 
10 Бешиңға еғир күн чүшкәндә җасарәтсиз болсаң,
Күчсиз һесаплинисән.
 
11 Сәвәпсиз өлүмгә тартилғанларни қутқузғин;
Боғузлиниш хәвпидә турғанлардин ярдәм қолуңни тартма;Зәб. 81:3-4
12 Әгәр сән: «Бу иштин хәвиримиз йоқтур» десәң,
Һәр адәмниң көңлини таразиға Салғучи буни көрмәсму?
Җениңни һаят Сақлиғучи уни билмәсму?
У һәр бир инсан балсиниң өз қилғанлири бойичә уларниң өзигә яндурмасму?Аюп 34:11; Зәб. 61:13; Йәр. 32:19; Рим. 2:6; Вәһ. 22:12
 
13 И оғлум, һәсәл тапсаң истимал қил, у яхшидур.
Һәрә көнигидин алған һәсәл болса татлиқ тетийду;
14 Даналиқ билән тонушсаң, уму көңлүңгә шуниңдәк болар;
Уни тапқиниңда җәзмән яхши көридиған күнүң болиду,
Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.Зәб. 18:12; 118:103; Пәнд. 23:18
 
15 И рәзил адәм, һәққанийниң өйигә йошурун һуҗум қилишни күтмә,
Униң туралғусини булиғучи болма!
16 Чүнки һәққаний йәттә қетим жиқилип чүшәр,
Бирақ ахири йәнә орнидин турар.
Лекин рәзил киши күлпәт ичигә путлишип чүшәр.Аюп 5:19; Зәб. 33:20; Ам. 5:2; 8:14
 
17 Рәқибиң жиқилип кәтсә хуш болуп кәтмә,
Дүшминиң путлишип чүшсә шатланма;Аюп 31:29; Пәнд. 17:5
18 Пәрвәрдигар буни көргәндә,
Бу қилиғиңни яхши көрмәй,
Бәлким ғәзивини рәқибиңгә чүшүрмәслиги мүмкин.
 
19 Яманлар раваҗ тапса, беарам болуп кәтмә;
Рәзилләргә рәшк қилма.Зәб. 36:1; 72:3; Пәнд. 3:31; 23:17; 24:1
20 Чүнки яманларниң келәчики йоқтур,
Униң чириғиму өчүрүләр.Аюп 18:5, 6; Пәнд. 13:9; 20:20
 
21 И оғлум, Пәрвәрдигардин қорққин, падишаниму һөрмәт қил.
Қутратқучилар билән арилашма.
22 Бундақ кишиләргә келидиған балаю-апәт уштумтут болар,
Пәрвәрдигар билән падишаниң уларни қандақ йоқитидиғанлиғини биләмсән?«Пәрвәрдигар билән падишаниң...» — ибраний тилида: «Улар иккисиниң...».
 
Башқа әқлийә сөзләр
23 Буларму ақиланиләрниң сөзлиридур: —
 
Сот қилғанда бир тәрәпкә ян бесиш қәтъий болмас. «қәтъий болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс».  Мис. 23:3, 6; Лав. 19:15; Қан. 1:17; 16:19; Пәнд. 18:5; 28:21; Юһ. 7:24; Яқ. 2:1
24 Җинайәтчигә: «Әйипсиз сән» дәп һөкүм чиқарған кишигә,
Хәлиқләр ләнәт ейтар;
Әл-жутлар униңдин нәпрәтлинәр. Пәнд. 17:15; Йәш. 5:23
25 Бирақ улар җинайәтчиниң гунайини ечип ташлиған кишидин хурсән болар,
Улар униңға бәхит-саадәт тилишәр.
 
26 Дурус җавап бәргүчи,
Гояки кишиниң ләвлиригә сөйгүчидур.«Дурус җавап бәргүчи, гояки кишиниң ләвлиригә сөйгүчидур» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси «Улар дурус җавап бәргән кишиниң ләвлиригә сөйүп қояр».
 
27 Авал сиртта ишлириңниң йолини һазирлап,
Етиз-ериқлириңни тәйярла,
Андин өйүңни салғин.
 
28 Йеқиниңға қарши асассиз гувалиқ қилма;
Ағзиңдин һеч ялғанчилиқ чиқарма.
29 «У маңа қандақ қилған болса, мәнму униңға шундақ қилимән,
Униң маңа қилғинини өзигә яндуримән», дегүчи болма.Рим. 12:17,19
 
30 Мән һорунниң етизлиғидин өттим,
Әқилсизниң үзүмзарлиғи йенидин маңдим,
31 Мана, һәр йеридин тикәнләр өсүп чиққан,
Хохилар йәр йүзини бесип кәткән,
Қоруқ теми өрүлүп кәткән!
32 Уларни көргәч, убдан ойландим;
Көргинимдин савақ алдим: —
33 Сән: «Йәнә бирдәм көзүмни жумувалай,
Йәнә бирдәм ухливалай,
Йәнә бирдәм пут-қолумни алмап йетивалай» — десәң,Пәнд. 6:10,11
34 Намратлиқ булаңчидәк сени бесип келәр,
Һаҗәтмәнлик қалқанлиқ әскәрдәк саңа һуҗум қилар.
 
 

24:1 Зәб. 36:1; Пәнд. 3:31; 23:17

24:2 Зәб. 9:28

24:5 Пәнд. 21:22

24:6 «Ғәлибә болса Бирдин-бир Улуқ Мәслиһәтчи билән болар» — «Бирдин-бир Улуқ Мәслиһәтчи» бизниңчә Худа Өзини көрситиши керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәслиһәтчиләр көп болса, ғәлибә болиду».

24:6 Пәнд. 11:14; 15:22; 20:18

24:7 Пәнд. 14:6

24:11 Зәб. 81:3-4

24:12 Аюп 34:11; Зәб. 61:13; Йәр. 32:19; Рим. 2:6; Вәһ. 22:12

24:14 Зәб. 18:12; 118:103; Пәнд. 23:18

24:16 Аюп 5:19; Зәб. 33:20; Ам. 5:2; 8:14

24:17 Аюп 31:29; Пәнд. 17:5

24:19 Зәб. 36:1; 72:3; Пәнд. 3:31; 23:17; 24:1

24:20 Аюп 18:5, 6; Пәнд. 13:9; 20:20

24:22 «Пәрвәрдигар билән падишаниң...» — ибраний тилида: «Улар иккисиниң...».

24:23 «қәтъий болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс».

24:23 Мис. 23:3, 6; Лав. 19:15; Қан. 1:17; 16:19; Пәнд. 18:5; 28:21; Юһ. 7:24; Яқ. 2:1

24:24 Пәнд. 17:15; Йәш. 5:23

24:26 «Дурус җавап бәргүчи, гояки кишиниң ләвлиригә сөйгүчидур» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси «Улар дурус җавап бәргән кишиниң ләвлиригә сөйүп қояр».

24:29 Рим. 12:17,19

24:33 Пәнд. 6:10,11