9
9-күй •••• Худа Өз шәриви һәм адалитини көрсәткәй!
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Мут-Лаббән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
Мән Сән Пәрвәрдигарни пүтүн қәлбим билән мәдһийәләймән;
Мән Сениң қилған барлиқ карамәтлириңни баян қилай;««Мут-Лаббән» дегән аһаңда оқулсун дәп» — «Мут-Лаббән» бәлким «оғулниң өлүми» дегән мәнидә.
Мән Сәндин хошал болуп шатлинимән;
Сениң намиңни нахша қилип ейтимән, и Һәммидин Алий!
Мениң дүшмәнлиримниң кәйнигә йенишлири болса,
Дәл уларниң сениң дидариң алдида жиқилип, йоқилишидин ибарәт болиду.
Чүнки Сән мениң һәққим һәм дәвайимни соридиң;
Сән тәхткә олтирип, һәққанийларчә сотлидиң.
Сән әлләргә тәнбиһ берип, рәзилләрни һалак қилдиң;
Сән уларниң намини мәңгүгә өчүрүвәткәнсән.
И дүшминим! Һалакәтлириң мәңгүлүк болди!
Сән шәһәрлирини жулуп ташливәттиң,
Һәтта уларниң намлириму йоқап кәтти;
Бирақ Пәрвәрдигар мәңгүгә олтирип һөкүм сүриду;
У Өз тәхтини сот қилишқа тәйярлап бекиткән;
Аләмни һәққанийлиқ билән сот қилғучи Удур;
Хәлиқләрниң үстидин У адиллиқ билән һөкүм чиқириду;Зәб. 95:13; 97:9
10 Һәм У Пәрвәрдигар езилгүчиләргә егиз панаһ,
Шундақла азаплиқ күнләрдә егиз панаһдур.Зәб. 36:39; 45:1-3; 90:1-2
11 Намиңни билгәнләр болса Саңа тайиниду;
Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, Өзүңни издигәнләрни һәргиз ташлиған әмәссән.
12 Зионда турғучи Пәрвәрдигарға күйләрни яңритиңлар!
Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида баян қилиңлар;
13 Чүнки төкүлгән қанниң сориғини қилғучи удур,
У дәл шундақ кишиләрни әсләйду,
Хар қилинғанларниң налә-пәрядлирини У унтуған әмәс.
14 Маңа шәпқәт көрсәткин, и Пәрвәрдигар,
Мениң өчмәнләрдин көргән хорлуқлиримға нәзәр салғинки,
Мени өлүм дәрвазилири алдидин көтәргәйсән;
15 Шундақ қилғанда мән Зион қизиниң дәрвазилирида туруп,
Саңа тәәллуқ барлиқ мәдһийиләрни җакалаймән;
Мән ниҗатлиқ-қутқузушуңда шатлинимән.«...мән Зион қизиниң дәрвазилирида туруп,... » — «Зион қизи» Йерусалимни көрситиду.
16 Әлләр болса өзлири колиған ориға өзлири чүшүп кәтти,
Өзлири йошуруп қойған торға пути қапсилип қалди.Зәб. 7:17; Пәнд. 5:22
17 Пәрвәрдигар чиқарған һөкүми билән тонулар;
Рәзил адәмләр өз қолида ясиғини билән илинип қалди.
Хиггаон — Селаһ.«Хиггаон — Селаһ» — «Хиггаон» бәлким «сеғинип ойлиниш» дегәнни билдүриду; шундақла йәнә бәлким: — «музика пәс авазлиқ болуши керәк» дегәнни билдүрүши мүмкин.
18 Рәзилләр,
Йәни Худани унтуған барлиқ әлләр,
Яндурулуп, тәһтисараға ташлиниду.«...яндурулуп, тәһтисараға ташлиниду» — «тәһтисара» тоғрилиқ 6-күй, 5-айәттики изаһатни, шундақла «Тәбирләр»ни көрүң.
19 Чүнки намратлар мәңгүгә әстин чиқирилмайду;
Мөминләрниң үмүти мәңгү өчмәй, туривериду.
20 И Пәрвәрдигар, орнуңдин турғин;
Адәм балилириниң ғәлибә қилишиға йол қоймиғин;
Һозуруң алдида барлиқ әлләр сотлансун.
21 Уларни дәккә-дүккигә чүшүр, и Пәрвәрдигар;
Әлләр өзлирини биз пәқәт адәм балилири халас, дәп билсун!
Селаһ!
 
 
9-күй давами — ибраний тилида 10-күй һесаплиғанда •••• 22-айәттики изаһатни көрүң
22 Немишкә, и Пәрвәрдигар, жирақта турисән?
Немишкә азаплиқ күнләрдә өзүңни йошурисән?«Немишкә, и Пәрвәрдигар, жирақта турисән? Немишкә азаплиқ күнләрдә өзүңни йошурисән?» — мошу йәрдә ибраний тил бойичә 10-күй башлиниду; лекин 9-күй 1-21 билән 9:22-38 сирлиқ алақиси бар; 9-күй һәм 10-күйдики айәтләр ибраний тилида алаһидә шәкилгә егә. Ибраний йезиғида 22 һәрип бар. Бу икки күйдики тақ айәтләрниң һәр бири ибраний елипбә тәртивигә асасән йеңи һәрип билән башлиниду (мәсилән, уйғур тили болса, а-, ә-, б- қатарлиқ һәрипләр билән башланғанға охшаш). 9-күй һәм 10-күйни бир-биригә бағлиғанда, толуқ «елипбәлик нусха» пәйда болиду. Кейин мошундақ күйни «елипбә тәртивилик» күй дәп атаймиз.
23 Рәзил адәмләр тәкәббурлуғи билән аҗиз мөминләрни тап бастуруп қоғлап жүриду;
Улар өзлири тапқан һейлиләр билән илинип, баблиниду.«Улар өзлири тапқан һейлиләр билән илинип, баблиниду» — яки «Аҗизлар уларниң һейлилири билән илинип қалиду».  Зәб. 7:17; 9:16-17; Пәнд. 5:22
24 Чүнки рәзилләр өз арзу-һәвәслири билән махтиниду;
Ач көзләр үчүн бәхит тиләйду;
Пәрвәрдигарни болса көзигә илмайду.«Ач көзләр үчүн бәхит тиләйду; Пәрвәрдигарни болса көзигә илмайду» — яки «Ач көзләр адәмни тиллап, Пәрвәрдигарни чәткә қақиду».
25 Улар чирайидин һакавурлуқ яғдуруп,
Худани издимәйду;
Улар барлиқ хияллирида: «Һеч бир Худа йоқтур!» дәйду.Зәб. 13:1-3; 52:1-4
26 Уларниң йоллири һемишә раван болиду;
Сениң һөкүмлириң уларниң нәзиридин жирақ вә үстүн туриду;
Уларниң рәқиплири болса, уларға қарап «түфи!» дәп мазақ қилиду.
27 Рәзил адәм көңлидә: «Мән һеч тәврәнмәй туриверимән!
Дәвирдин-дәвиргә һеч мушәққәткә учримаймән» — дәйду.
28 Униң ағзи қарғаш, алдамчилиқ һәм зулумға толған;
Тили астида әскилик вә қәбиһлик ятиду.Рим. 3:14
29 У мәһәллиләрдә йошурунчә марап олтириду;
У пинһан җайларда гунасизларни өлтүрүветиду;
Көзлири йоқсулларни көзләйду;
30 У чатқаллиғида ятқан ширдәк йошурунчә пайлап ятиду;
У мөминләрни тутувелиш үчүн йошурунчә марап ятиду;
Мөминләрни тутувелип, уларни өз ториға чүшүриду.
31 Йоқсуллар езилиду, пүкүлиду;
Дәрдмәнләр униң явузлуқлири билән жиқилиду.«Дәрдмәнләр униң явузлуқлири билән жиқилиду» — «явузлуқлири» бәлким көчмә мәнидә болуп, ширниң күчлүк путлирини яки чишлирини вә яки овчиларниң торлирини (9-айәт) көрситиши мүмкин.
32 У көңлидә: «Тәңри буни унтуп қалди,
У йүзини йепивелип, қаримайду;
Буни һәргиз көрмәйду» — дәйду.«У йүзини йепивелип, қаримайду» —яки «У йүзини йепип қаримайду» яки «У йүзини йошуруп қаримайду»  Зәб. 63:6; 72:11; 93:7
33 Орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар;
И Тәңрим, қолуңни көтәргин;
Езилгән мөминләрни унтума!
34 Рәзил адәм немишкә Сән Худани көзигә илмайду?
У көңлидә: «Худа буни сүрүштүрмәйду!» — дәйду.
35 Сән буни көргәнсән;
Сән Өз қолуң билән яманлиқ һәм зулумни өзлиригә қайтуруш үчүн,
Өзүң буларни көзләп жүрисән;
Дәрдмәнләр өзлирини Саңа аманәт қилиду;
Чүнки Сән житим-йесирләргә яр-йөләк болуп кәлгәнсән;
36 Рәзил, яман адәмниң билигини сундурувәткәйсән;
Униң рәзиллигини бирмубир сүрүштүрүп, үзүл-кесил йоқатқайсән.
37 Пәрвәрдигар әбәдил-әбәткичә падишадур;
Имансиз әлләр болса Пәрвәрдигарниң зиминидин йоқилар.«Имансиз әлләр болса Пәрвәрдигарниң зиминидин йоқилар» — ибраний тилида «әлләр» мошу йәрдә Худаниң йолини рәт қилидиған ят әлләрни көрситиду. «Пәрвәрдигарниң зимини» — ибраний тилида «униң зимини». Худаниң бу зимини болса, Исраилға мирас қилған Қанаан зимини (Пәләстин)дур.  Зәб. 28:10; 92:1; 144:13; 145:10; Йәр. 10:10; Жиғ. 5:19; Дан. 3:33; 6:27; 1Тим. 1:17
38 Пәрвәрдигар, Сән аҗиз мөминләрниң арманлирини аңлайсән;
Уларниң дилини тоқ қилисән;
Житим-йесирлар вә езилгүчиләр үчүн адаләтни яқлап,
Йәр йүзидики инсанларниң аҗиз-мөминләргә қайтидин вәһимә салғучи болмаслиғи үчүн,
Қулиқиңни диң тутисән.
 
 

9:1-2 ««Мут-Лаббән» дегән аһаңда оқулсун дәп» — «Мут-Лаббән» бәлким «оғулниң өлүми» дегән мәнидә.

9:9 Зәб. 95:13; 97:9

9:10 Зәб. 36:39; 45:1-3; 90:1-2

9:15 «...мән Зион қизиниң дәрвазилирида туруп,... » — «Зион қизи» Йерусалимни көрситиду.

9:16 Зәб. 7:17; Пәнд. 5:22

9:17 «Хиггаон — Селаһ» — «Хиггаон» бәлким «сеғинип ойлиниш» дегәнни билдүриду; шундақла йәнә бәлким: — «музика пәс авазлиқ болуши керәк» дегәнни билдүрүши мүмкин.

9:18 «...яндурулуп, тәһтисараға ташлиниду» — «тәһтисара» тоғрилиқ 6-күй, 5-айәттики изаһатни, шундақла «Тәбирләр»ни көрүң.

9:22 «Немишкә, и Пәрвәрдигар, жирақта турисән? Немишкә азаплиқ күнләрдә өзүңни йошурисән?» — мошу йәрдә ибраний тил бойичә 10-күй башлиниду; лекин 9-күй 1-21 билән 9:22-38 сирлиқ алақиси бар; 9-күй һәм 10-күйдики айәтләр ибраний тилида алаһидә шәкилгә егә. Ибраний йезиғида 22 һәрип бар. Бу икки күйдики тақ айәтләрниң һәр бири ибраний елипбә тәртивигә асасән йеңи һәрип билән башлиниду (мәсилән, уйғур тили болса, а-, ә-, б- қатарлиқ һәрипләр билән башланғанға охшаш). 9-күй һәм 10-күйни бир-биригә бағлиғанда, толуқ «елипбәлик нусха» пәйда болиду. Кейин мошундақ күйни «елипбә тәртивилик» күй дәп атаймиз.

9:23 «Улар өзлири тапқан һейлиләр билән илинип, баблиниду» — яки «Аҗизлар уларниң һейлилири билән илинип қалиду».

9:23 Зәб. 7:17; 9:16-17; Пәнд. 5:22

9:24 «Ач көзләр үчүн бәхит тиләйду; Пәрвәрдигарни болса көзигә илмайду» — яки «Ач көзләр адәмни тиллап, Пәрвәрдигарни чәткә қақиду».

9:25 Зәб. 13:1-3; 52:1-4

9:28 Рим. 3:14

9:31 «Дәрдмәнләр униң явузлуқлири билән жиқилиду» — «явузлуқлири» бәлким көчмә мәнидә болуп, ширниң күчлүк путлирини яки чишлирини вә яки овчиларниң торлирини (9-айәт) көрситиши мүмкин.

9:32 «У йүзини йепивелип, қаримайду» —яки «У йүзини йепип қаримайду» яки «У йүзини йошуруп қаримайду»

9:32 Зәб. 63:6; 72:11; 93:7

9:37 «Имансиз әлләр болса Пәрвәрдигарниң зиминидин йоқилар» — ибраний тилида «әлләр» мошу йәрдә Худаниң йолини рәт қилидиған ят әлләрни көрситиду. «Пәрвәрдигарниң зимини» — ибраний тилида «униң зимини». Худаниң бу зимини болса, Исраилға мирас қилған Қанаан зимини (Пәләстин)дур.

9:37 Зәб. 28:10; 92:1; 144:13; 145:10; Йәр. 10:10; Жиғ. 5:19; Дан. 3:33; 6:27; 1Тим. 1:17