45
45-күй •••• Худа башпанаһтур
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Пак қизлар үчүн» дегән аһаңда оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Худа панаһгаһимиз вә қудритимиздур;
Күлпәтләр чүшкән һаман һазир болидиған бир ярдәмчидур. □«Пак қизлар үчүн» — ибраний тилида «Аламот» дейилиду. Башқа бир хил мәнаси: «Аялларниң жуқури авазлиқ күйи үчүн йезилған» дегән болуши мүмкин.
3-4 Шуңа йәр-зимин өңтүрүлүп, тағлар гүмүрүлүп деңиз тәглиригә чүшүп кәтсиму,
Униң долқунлири шавқунлинип қайнам болсиму,
Өркәшлири билән тағлар силкинип кәтсиму,
Қорқмаймиз.
Селаһ.
5 Худаниң шәһирини — Йәни Һәммидин Алий Болғучи маканлашқан муқәддәс җайни,
Хурсән қилидиған еқинлири шахлиған бир дәрия бардур.
6 Худа униң оттурисидидур;
У йәр һәргиз тәвримәйду;
Худа таң етиш биләнла униңға ярдәмгә келиду.
7 Барлиқ әлләр қайнап, падишалиқлар титрәп кәтти;
У авазини қоювәткән һаман,
Йәр ерип кетиду.
8 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар биз билән биллә;
Яқупниң Худаси егиз қорғинимиздур!
Селаһ!
9 Келиңлар, Пәрвәрдигарниң қилғанлирини көрүңлар!
У йәр йүзидә қилған карамәт вәйранчилиқларни көрүңлар!□«... У (Пәрвәрдигар) йәр йүзидә қилған карамәт вәйранчилиқларни көрүңлар» — Пәрвәрдигарниң «вәйранчилиқ»лириниң интайин иҗабий нәтиҗиси бар — 9-айәтни көрүң.
10 У, җаһанниң у четигичә болған урушларни тохтитиду;
У оқяларни сундуриду,
Нәйзиләрни оштуветиду,
Җәң һарвулирини отта көйдүриветиду.
11 У: «Тохташ, мениң Худа екәнлигимни билип қоюш!
Мән пүткүл әлләр арисида улуқлинимән;
Мән йәр йүзидә “бүйүк” дәп қарилимән» — дәйду.
12 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар биз билән биллә,
Яқупниң Худаси бизниң егиз қорғинимиздур!
□45:1-2 «Пак қизлар үчүн» — ибраний тилида «Аламот» дейилиду. Башқа бир хил мәнаси: «Аялларниң жуқури авазлиқ күйи үчүн йезилған» дегән болуши мүмкин.
□45:9 «... У (Пәрвәрдигар) йәр йүзидә қилған карамәт вәйранчилиқларни көрүңлар» — Пәрвәрдигарниң «вәйранчилиқ»лириниң интайин иҗабий нәтиҗиси бар — 9-айәтни көрүң.