44
44-күй •••• Падишаһниң той мунаҗити •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Кораһниң оғуллириға тапшурулған, «сөйүмлүк яр үчүн» дегән «Масқил» мунаҗат-нахша: —
 
Қәлбимдин гөзәл иш тоғрисида сөзләр урғуп чиқмақта;
Падишаға беғишлиған мунаҗитимни ейтимән;
Тилим гоя маһир шаирниң қәлимидур;«изаһат» — гәрчә бу күй Сулайманниң той күнини тәбрикләшкә йезилған болсиму, униңдики сөзләр бешарәт болуп, аләмниң падишаси болидиған Мәсиһниму алдин-ала көрситиду. «падишаға беғишлиған мунаҗитимни ейтимән» — ибраний тилида «падишаға беғишлиған әсиримни ейтимән».
Инсан балилири ичидә сән әң гөзәлдурсән;
Ләвлириң шапаәт билән толдурулғандур;
Шуңа Худа саңа мәңгүгә рәхмәт қилди.
И бүйүк болғучи,
Қиличиңни асқин йениңға,
Һәйвитиң вә шану-шәвкитиң билән!
Һәқиқәт, кәмтәрлик һәм адаләтни алға сүрүшкә атланғиниңда,
Шану-шәвкәт ичидә ғәлибә билән алға бас!
Шуниң билән оң қолуң өзүңгә карамәт қорқунучлуқ ишларни көрситиду!Зәк. 9:9
Сениң оқлириң өткүрдур,
Улар падишаниң дүшмәнлириниң жүригигә санҗилиду;
Пүтүн әлләр айиғиңға жиқитилиду.
Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур;
Падишаһлиғиңдики Шаһанә һасаң, адаләтниң һасисидур.«Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур» — Инҗилдики «ибранийларға» дегән қисимда (1-бапта) көрсәткәндәк, бу сөзләр (шундақла кейинки 7-айәткичә) бешарәтлик сүпәттә падишаниң өзигә (йәни Мәсиһкә) ейтилиду («Ибр.» 1:8-9).  Ибр. 1:8
Сән һәққанийлиқни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән;
Шуңа Худа, йәни сениң Худайиң, сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди.«Шуңа Худа ... сени ... шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди» — «мәсиһ қилиш» тоғрилиқ 2-күйдики изаһатларни һәм «Тәбирләр»ни көрүң.
Сениң кийимлириңдин мурмәкки, муәттәр вә дарчин һиди келиду;
Пил чиши сарайлиридики сазәндиләрниң тарлиқ сазлири сени хурсән қилиду. Йәш. 61:1-2; Рос. 10:38
10 Падишаһларниң мәликилири һөрмәтлик кенизәклириңниң қатаридидур;
Ханишиң Офирдики сап алтун зибу-зинәтләрни тақап оң қолуңда туриду;«һөрмәтлик кенизәклириңниң қатаридидур» — яки «мөһтәррәм меһманлириңниң қатаридидур».
11 «Аңлиғин, и қизим, көргин, сөзлиримгә қулақ салғин;
Өз қәбиләң вә ата җәмәтиңни унтуп қал!
12 Шуниң билән падиша гөзәл җамалиңға мәптун болиду;
У сениң ғоҗаң, сән униңға сәҗдә қил».
13 Тур шәһириниң қизи алдиңда соға билән һазир болиду;
Халайиқ арисидики байлар сениң шапаитиңни күтиду;«Тур шәһириниң қизи» — Тур шәһиридики пухраларни көрситиши мүмкин.  Зәб. 71:10-11
14 Шаһанә қизниң ички дунияси пүтүнләй парлақтур,
Униң кийимлириму зәр билән кәштиләнгән;«Шаһанә қизниң ички дунияси пүтүнләй парлақтур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Падишаһниң қизи ички һуҗрида шәрәпликтур».
15 У кәштилик кийимләр билән падишаниң һозуриға кәлтүрүлиду;
Кәйнидин униңға қолдаш кенизәкләрму биллә йениңға елип келиниду;«Кәйнидин униңға қолдаш кенизәкләрму биллә йениңға елип келиниду» — «йениңға» той қиливатқан падишаниң йенини көрсәтсә керәк.
16 Улар хушал-хурам, шатлиқ ичидә башлап келиниду;
Улар бирликтә падишаниң ордисиға киришиду.
17 «Ата-бовилириңниң орниға оғуллириң чиқиду;
Сән уларни пүткүл җаһанға һаким қилисән.«Ата-бовилириңниң орниға оғуллириң чиқиду; сән уларни пүткүл җаһанға һаким қилисән...» — бу сөзләр (16- һәм 17-айәт) падишаға беваситә ейтилиду.
18 Мән сениң намиңни әвлатдин-әвлатқа яд әткүзимән;
Шуңлашқа барлиқ қовмлар сени әбәдил-әбәткичә мәдһийиләйду».
 
 

44:1-2 «изаһат» — гәрчә бу күй Сулайманниң той күнини тәбрикләшкә йезилған болсиму, униңдики сөзләр бешарәт болуп, аләмниң падишаси болидиған Мәсиһниму алдин-ала көрситиду. «падишаға беғишлиған мунаҗитимни ейтимән» — ибраний тилида «падишаға беғишлиған әсиримни ейтимән».

44:5 Зәк. 9:9

44:7 «Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур» — Инҗилдики «ибранийларға» дегән қисимда (1-бапта) көрсәткәндәк, бу сөзләр (шундақла кейинки 7-айәткичә) бешарәтлик сүпәттә падишаниң өзигә (йәни Мәсиһкә) ейтилиду («Ибр.» 1:8-9).

44:7 Ибр. 1:8

44:8 «Шуңа Худа ... сени ... шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди» — «мәсиһ қилиш» тоғрилиқ 2-күйдики изаһатларни һәм «Тәбирләр»ни көрүң.

44:9 Йәш. 61:1-2; Рос. 10:38

44:10 «һөрмәтлик кенизәклириңниң қатаридидур» — яки «мөһтәррәм меһманлириңниң қатаридидур».

44:13 «Тур шәһириниң қизи» — Тур шәһиридики пухраларни көрситиши мүмкин.

44:13 Зәб. 71:10-11

44:14 «Шаһанә қизниң ички дунияси пүтүнләй парлақтур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Падишаһниң қизи ички һуҗрида шәрәпликтур».

44:15 «Кәйнидин униңға қолдаш кенизәкләрму биллә йениңға елип келиниду» — «йениңға» той қиливатқан падишаниң йенини көрсәтсә керәк.

44:17 «Ата-бовилириңниң орниға оғуллириң чиқиду; сән уларни пүткүл җаһанға һаким қилисән...» — бу сөзләр (16- һәм 17-айәт) падишаға беваситә ейтилиду.