61
Зионниң парлақ келәчики — давами •••• «Пәрвәрдигарниң қули»ниң йәнә бир сөзи
«Рәб Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда,
Чүнки Пәрвәрдигар мени аҗиз езилгәнләргә хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһлигән.
У мени сунуқ көңүлләрни ясап сақайтишқа,
Тутқунларға азатлиқни,
Чүшәп қоюлғанларға зинданниң ечиветилидиғанлиғини җакалашқа әвәтти;«Рәб Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда, чүнки Пәрвәрдигар мени аҗиз езилгәнләргә хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһлигән» — «мәсиһлигән» яки «мәсиһ қилған» — мошу йәрдә биз қайтидин бу ибаригә чүшәнчә беримиз, шундақла «Мәсиһ» тоғрилиқ тохтилимиз. Худаниң йолйоруғи билән Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға май сүртүлүш керәк еди. Мошу мурасим «Мәсиһ қилиниш» дәп атилип, шу чағдин башлап мошу падиша «Худаниң мәсиһ қилғини» дәп атилатти. Муқәддәс ибадәтханиниң хизмитини қилған «қурбанлиқ қилғучи» каһинларму мошу хизмәткә киришиш үчүн «мәсиһ қилиниши» керәк еди. «Мәсиһ қилиниш» бәзидә пәйғәмбәрләргиму өткүзүләтти. Бирақ мошу айәттики «мәсиһ қилиш» зәйтун мейи билән әмәс, бәлки Худаниң Өз Муқәддәс Роһи билән өткүзүлиду; инсан тәрипидин өткүзүлмәйду, Худаниң Өзи өткүзиду. «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрисидики сөзләрни жиғинчақлиғанда, у «Падишаһ» (пүткүл аләмниңки), Пәйғәмбәр («сөзүмни ағзиңға қуйимән») һәм «Қутқузғучи Каһин»дур (гунакарлар үчүн өзини қурбанлиқ қилиду, гунакарлар үчүн дуа қилиду). Шу үч вәзипини ада қилиш үчүн у Худаниң Роһи билән «мәсиһ қилиниши» керәк еди. Мошу йәрдин башлап биз «Пәрвәрдигарниң қули»ни «Мәсиһ» дегән нам билән чақиримиз. Исраилниң 60- һәм 61-бапта көрситилгән бәхитиниң, әлләрниң (Исраил арқилиқ болған) бәхитиниңму һәммиси Мәсиһниң қилған ишидур.  Луқа 4:17,18,19,20
Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини,
Һәм Худайимизниң қисаслиқ күнини җакалашқа,
Барлиқ қайғу-һәсрәт чәккәнләргә тәсәлли беришкә мени әвәтти.«Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жили» — «Лав.» 25-бапта көрситилгән «бурға (челиш) жили», йәни «азатлиқ жили», яки «шатлиқ жили» болса «Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жили»ни алдин-ала аян қилған «бешарәтлик бир рәсим» болса керәк.
Инҗил, «Луқа» 4:18-19ни көрүң.
Зиондики һәсрәт-қайғу чәккәнләргә,
Күлләрниң орниға гөзәлликни,
Һәсрәт-қайғуниң орниға сүркилидиған шат-хурамлиқ мейини,
Ғәшлик-мәйүслүк роһиниң орниға,
Мәдһийә тонини кийдүрүшкә мени әвәтти;
Шундақ қилип улар «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлири»,
«Пәрвәрдигарниң тиккән майсилири» дәп атилиду,
Улар арқилиқ униң гөзәллик-җулалиғи аян қилиниду.«Пәрвәрдигар... Зиондики ... күлләрниң орниға гөзәлликни, һәсрәт-қайғуниң орниға сүркилидиған шат-хурамлиқ мейини, ғәшлик-мәйүслүк роһиниң орниға, мәдһийә тонини кийдүрүшкә мени әвәтти» — қайғу-һәсрәт билдүрүш үчүн, адәмләр күлләрдә олтиратти яки уларни пешанисиға сүртәтти. Мәсиһ болса «күлләрниң орниға» хошаллиқни билдүридиған майни адәмниң пешанисиға сүртиду. «мәдһийә тони» — мошу «тон» пүтүн бәдәнни орайдиған чоң бир кийим болуп, бәлким һәммә ғәшлик кетип, адәмниң пүткүл вуҗудида Худаға мәдһийә оқуш пәйда болидиғанлиғини көрситиду. «Шундақ қилип улар «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлири», «Пәрвәрдигарниң тиккән майсилири» дәп атилиду» — жуқуридики 1:29-, 57:5-айәттә, «чоң дәрәқләр» бутпәрәслик қилинидиған җайлар еди. Һазир улар Худаға ибадәт қилишни билдүриду.
Улар қедимки харапзарлиқларни қайтидин қуриду,
Әслидә вәйран қилинған җайларни қайтидин тикләйду,
Харабә шәһәрләрни, дәвирдин-дәвиргә вәйранлиқта ятқан җайларни йеңибаштин қуриду;Йәш. 58:12
Яқа жутлуқлар турғузулуп, падилириңни бақиду;
Ятларниң балилири қошчилириңлар, үзүмчилириңлар болиду.
Бирақ силәр болсаңлар, «Пәрвәрдигарниң каһинлири» дәп атилисиләр;
Силәр тоғраңларда: «Улар Худайимизниң хизмәткарлири» дейилиду;
Озуқлириңлар әлләрниң байлиқлири болиду,
Силәр уларниң шан-шәрәплиригә ортақ болисиләр.«Бирақ силәр болсаңлар, «Пәрвәрдигарниң каһинлири» дәп атилисиләр» — оқурмәнләргә мәлумки, «каһин»лар муқәддәс ибадәтханидики хизмәтчиләр болуп, хәлиқләргә вәкил болуп уларниң һәр хил қурбанлиқлирини Худаға атап отта көйдүргүчи еди. Буниңдин сирт, Худаниң һәқиқәт-һөкүмлирини үгитиш вәзиписи бар еди («Мал.» 2:7). Муса пәйғәмбәр дәвридә, Худа «Барлиқ хәлқимни Өзүмгә атап каһинлар қилимән» дегән еди («Мис.» 19:6). Бирақ хәлиқниң көпинчиси итаәтсизлик билән мошу вәдидин мәһрум болди; пәқәт «Лавий» дегән қәбилидикиләр каһинлиқ рольни өтәлигән еди. Бирақ мошу айәт бизгә аян қилидуки, Худаниң әслидики нишани һаман әмәлгә ашурулиду. «силәр уларниң шан-шәрәплиригә ортақ болисиләр» — яки «Уларниң шан-шәрәблиридин тәнтәнә қилисиләр».  1Пет. 2:5, 9; Вәһ. 1:6; 5:10
Хорлинип, шәрмәндиликтә қалғиниңларниң орниға икки һәссә несивәңләр берилиду;
Рәсва қилинғанлиқниң орниға улар тәқсиматида шатлинип тәнтәнә қилиду;
Шуниң билән улар зиминға икки һәссиләп егидарчилиқ қилиду;
Мәңгүлүк шат-хурамлиқ уларниңки болиду.«Хорлинип, шәрмәндиликтә қалғиниңларниң орниға икки һәссә несивәңләр берилиду» — «икки һәссә несивәңләр» тоғрилиқ йәнә 40-бап, 2-айәтни көрүң.
Чүнки Мән Пәрвәрдигар тоғра һөкүм, һәқиқәтни әзизләймән;
Көйдүрмә қурбанлиқ қилишта һәр қандақ булаңчилиқ вә алдамчилиққа нәпрәтлинимән;
Мән уларға һәқиқәт билән тегишлигини қайтуруп беримән;
Мән улар билән мәңгүлүк бир әһдини түзимән.«көйдүрмә қурбанлиқ» — мошу хил қурбанлиқ пүтүн пети Худаға (толуқ ибадәт қилиш үчүн) атап көйдүрүләтти. Адәм (мәйли бәргүчи, мәйли каһин болсун) қурбанлиқниң гөшидин һеч йемәтти. Әгәр мошундақ қурбанлиқ қилғанда, бириси Худадин бир зәрричини қалдурған болса, бу «булаңчилиқ»қа баравәр еди. Әнди төвәндә, Худа Өзи инсанийәткә, Өз хәлқигә мәлум бир нәрсини вәдә қилип бәрмәкчи болса, ундақта у Өзиниң «көйдүрмә қурбанлиқ» тоғрисидики муқәддәс қануниға Өзи бойсунғанға охшаш, У бәргән нәрсидә қилчә бир кәмлик һәргиз болмайду; У инсанийәткә вәдә қилғанлиридин һеч нәрсини қалдурмайду.
Шундақ қилип уларниң нәслиниң даңқи әлләр арисида,
Пәрзәнтлириниң даңқи хәлқи-аләм арисида чиқиду;
Уларни көргәнләрниң һәммиси уларни тонуп етирап қилидуки,
«Улар болса Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур»». «Улар болса Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур» — «Зәб.» 21:31-32ни көрүң. Жуқириқи 59:21-айәттә дейилгән «әһдә»гә асасән, Зионниң нәсли «Мәсиһ»ниң Роһи һәм сөз-каламиға егә болиду. Шүбһисизки, мошу 8- һәм 9-айәттә шу әһдә, шундақла униң нәтиҗиси йәнә көрситилиду.
 
Мәсиһ йәнә сөз қилиду
10 — «Мән Пәрвәрдигарни зор шат-хурамлиқ дәп билип шатлинимән,
Җеним Худайим түпәйлидин хошаллиниду;
Чүнки той қилидиған жигит өзигә «каһинлиқ сәллә» кийивалғандәк,
Той қилидиған қиз ләәл-яқутлар билән өзини пәрдазлиғандәк,
У ниҗатлиқниң кийим-кечигини маңа кийдүрди,
Һәққанийлиқ тони билән мени пүркәндүрди.«Мән Пәрвәрдигарни зор шат-хурамлиқ дәп билип шатлинимән... У ниҗатлиқниң кийим-кечигини маңа кийдүрди, һәққанийлиқ тони билән мени пүркәндүрди» — Мәсиһ Худаниң Зион һәм әл-жутларни қутқузуштики хизмитини ада қилиш үчүн у тәйярлиған кийим-кечәкни қобул қилиду. «Той қилидиған жигит» һәм «той қилидиған қиз» болса, әлвәттә наһайити диққәт билән уларниң мәхсус кийимини кийиду. Мошу кийим пәқәтла мошу мәхсәт биләнла кийилиду; охшашла Мәсиһ «адәмни қутқузуш үчүн» хошаллиқ билән Худа бәргән мәхсус кийимни кийиду. Мошу кийим униң ким екәнлигини, немә иш қилғили кәлгәнлигини көрситиду; йәни ниҗат, мутләқ һәққанийлиқтин һәм «каһинлиқ сәллә» (йәни инсан үчүн дуа қилиштики роль)дин ибарәттур. Дунияда ким мошундақ «кийим» кийивалған пети пәйда болса, һәр бир әқли бар адәм уни Худа әвәткән Мәсиһ дәп тонуп йетиши керәк.
11 Чүнки зимин өзиниң бихини чиқарғинидәк,
Бағ өзидә терилғанларни үндүргинидәк,
Рәб Пәрвәрдигар охшашла барлиқ әлләрниң алдида һәққанийлиқни һәм мәдһийини үндүриду». «Чүнки зимин өзиниң бихини чиқарғинидәк,... Рәб Пәрвәрдигар охшашла барлиқ әлләрниң алдида һәққанийлиқни һәм мәдһийини үндүриду» — мошу иш Мәсиһниң йәнә бир хошаллиғиниң сәвәви — униң қилидиған хизмити чоқум мувәппәқийәтлик болиду; у ниҗатни инсанийәткә йәткүзүп нурғунлиған кишиләрни гунадин қутқузиду.
 
 

61:1 «Рәб Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда, чүнки Пәрвәрдигар мени аҗиз езилгәнләргә хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһлигән» — «мәсиһлигән» яки «мәсиһ қилған» — мошу йәрдә биз қайтидин бу ибаригә чүшәнчә беримиз, шундақла «Мәсиһ» тоғрилиқ тохтилимиз. Худаниң йолйоруғи билән Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға май сүртүлүш керәк еди. Мошу мурасим «Мәсиһ қилиниш» дәп атилип, шу чағдин башлап мошу падиша «Худаниң мәсиһ қилғини» дәп атилатти. Муқәддәс ибадәтханиниң хизмитини қилған «қурбанлиқ қилғучи» каһинларму мошу хизмәткә киришиш үчүн «мәсиһ қилиниши» керәк еди. «Мәсиһ қилиниш» бәзидә пәйғәмбәрләргиму өткүзүләтти. Бирақ мошу айәттики «мәсиһ қилиш» зәйтун мейи билән әмәс, бәлки Худаниң Өз Муқәддәс Роһи билән өткүзүлиду; инсан тәрипидин өткүзүлмәйду, Худаниң Өзи өткүзиду. «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрисидики сөзләрни жиғинчақлиғанда, у «Падишаһ» (пүткүл аләмниңки), Пәйғәмбәр («сөзүмни ағзиңға қуйимән») һәм «Қутқузғучи Каһин»дур (гунакарлар үчүн өзини қурбанлиқ қилиду, гунакарлар үчүн дуа қилиду). Шу үч вәзипини ада қилиш үчүн у Худаниң Роһи билән «мәсиһ қилиниши» керәк еди. Мошу йәрдин башлап биз «Пәрвәрдигарниң қули»ни «Мәсиһ» дегән нам билән чақиримиз. Исраилниң 60- һәм 61-бапта көрситилгән бәхитиниң, әлләрниң (Исраил арқилиқ болған) бәхитиниңму һәммиси Мәсиһниң қилған ишидур.

61:1 Луқа 4:17,18,19,20

61:2 «Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жили» — «Лав.» 25-бапта көрситилгән «бурға (челиш) жили», йәни «азатлиқ жили», яки «шатлиқ жили» болса «Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жили»ни алдин-ала аян қилған «бешарәтлик бир рәсим» болса керәк. Инҗил, «Луқа» 4:18-19ни көрүң.

61:3 «Пәрвәрдигар... Зиондики ... күлләрниң орниға гөзәлликни, һәсрәт-қайғуниң орниға сүркилидиған шат-хурамлиқ мейини, ғәшлик-мәйүслүк роһиниң орниға, мәдһийә тонини кийдүрүшкә мени әвәтти» — қайғу-һәсрәт билдүрүш үчүн, адәмләр күлләрдә олтиратти яки уларни пешанисиға сүртәтти. Мәсиһ болса «күлләрниң орниға» хошаллиқни билдүридиған майни адәмниң пешанисиға сүртиду. «мәдһийә тони» — мошу «тон» пүтүн бәдәнни орайдиған чоң бир кийим болуп, бәлким һәммә ғәшлик кетип, адәмниң пүткүл вуҗудида Худаға мәдһийә оқуш пәйда болидиғанлиғини көрситиду. «Шундақ қилип улар «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлири», «Пәрвәрдигарниң тиккән майсилири» дәп атилиду» — жуқуридики 1:29-, 57:5-айәттә, «чоң дәрәқләр» бутпәрәслик қилинидиған җайлар еди. Һазир улар Худаға ибадәт қилишни билдүриду.

61:4 Йәш. 58:12

61:6 «Бирақ силәр болсаңлар, «Пәрвәрдигарниң каһинлири» дәп атилисиләр» — оқурмәнләргә мәлумки, «каһин»лар муқәддәс ибадәтханидики хизмәтчиләр болуп, хәлиқләргә вәкил болуп уларниң һәр хил қурбанлиқлирини Худаға атап отта көйдүргүчи еди. Буниңдин сирт, Худаниң һәқиқәт-һөкүмлирини үгитиш вәзиписи бар еди («Мал.» 2:7). Муса пәйғәмбәр дәвридә, Худа «Барлиқ хәлқимни Өзүмгә атап каһинлар қилимән» дегән еди («Мис.» 19:6). Бирақ хәлиқниң көпинчиси итаәтсизлик билән мошу вәдидин мәһрум болди; пәқәт «Лавий» дегән қәбилидикиләр каһинлиқ рольни өтәлигән еди. Бирақ мошу айәт бизгә аян қилидуки, Худаниң әслидики нишани һаман әмәлгә ашурулиду. «силәр уларниң шан-шәрәплиригә ортақ болисиләр» — яки «Уларниң шан-шәрәблиридин тәнтәнә қилисиләр».

61:6 1Пет. 2:5, 9; Вәһ. 1:6; 5:10

61:7 «Хорлинип, шәрмәндиликтә қалғиниңларниң орниға икки һәссә несивәңләр берилиду» — «икки һәссә несивәңләр» тоғрилиқ йәнә 40-бап, 2-айәтни көрүң.

61:8 «көйдүрмә қурбанлиқ» — мошу хил қурбанлиқ пүтүн пети Худаға (толуқ ибадәт қилиш үчүн) атап көйдүрүләтти. Адәм (мәйли бәргүчи, мәйли каһин болсун) қурбанлиқниң гөшидин һеч йемәтти. Әгәр мошундақ қурбанлиқ қилғанда, бириси Худадин бир зәрричини қалдурған болса, бу «булаңчилиқ»қа баравәр еди. Әнди төвәндә, Худа Өзи инсанийәткә, Өз хәлқигә мәлум бир нәрсини вәдә қилип бәрмәкчи болса, ундақта у Өзиниң «көйдүрмә қурбанлиқ» тоғрисидики муқәддәс қануниға Өзи бойсунғанға охшаш, У бәргән нәрсидә қилчә бир кәмлик һәргиз болмайду; У инсанийәткә вәдә қилғанлиридин һеч нәрсини қалдурмайду.

61:9 «Улар болса Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур» — «Зәб.» 21:31-32ни көрүң. Жуқириқи 59:21-айәттә дейилгән «әһдә»гә асасән, Зионниң нәсли «Мәсиһ»ниң Роһи һәм сөз-каламиға егә болиду. Шүбһисизки, мошу 8- һәм 9-айәттә шу әһдә, шундақла униң нәтиҗиси йәнә көрситилиду.

61:10 «Мән Пәрвәрдигарни зор шат-хурамлиқ дәп билип шатлинимән... У ниҗатлиқниң кийим-кечигини маңа кийдүрди, һәққанийлиқ тони билән мени пүркәндүрди» — Мәсиһ Худаниң Зион һәм әл-жутларни қутқузуштики хизмитини ада қилиш үчүн у тәйярлиған кийим-кечәкни қобул қилиду. «Той қилидиған жигит» һәм «той қилидиған қиз» болса, әлвәттә наһайити диққәт билән уларниң мәхсус кийимини кийиду. Мошу кийим пәқәтла мошу мәхсәт биләнла кийилиду; охшашла Мәсиһ «адәмни қутқузуш үчүн» хошаллиқ билән Худа бәргән мәхсус кийимни кийиду. Мошу кийим униң ким екәнлигини, немә иш қилғили кәлгәнлигини көрситиду; йәни ниҗат, мутләқ һәққанийлиқтин һәм «каһинлиқ сәллә» (йәни инсан үчүн дуа қилиштики роль)дин ибарәттур. Дунияда ким мошундақ «кийим» кийивалған пети пәйда болса, һәр бир әқли бар адәм уни Худа әвәткән Мәсиһ дәп тонуп йетиши керәк.

61:11 «Чүнки зимин өзиниң бихини чиқарғинидәк,... Рәб Пәрвәрдигар охшашла барлиқ әлләрниң алдида һәққанийлиқни һәм мәдһийини үндүриду» — мошу иш Мәсиһниң йәнә бир хошаллиғиниң сәвәви — униң қилидиған хизмити чоқум мувәппәқийәтлик болиду; у ниҗатни инсанийәткә йәткүзүп нурғунлиған кишиләрни гунадин қутқузиду.