62
Мәсиһниң сөзиниң давами
— «Таки Зионниң һәққанийлиғи җулалинип чақнап чиққичә,
Униң ниҗати лавулдаватқан мәшъәлдәк чиққичә,
Зион үчүн һеч арам алмаймән,
Йерусалим үчүн һәргиз сүкүт қилмаймән;
Һәм әлләр сениң һәққанийлиғиңни,
Барлиқ падишалар шан-шәривиңни көриду;
Һәм сән Пәрвәрдигар Өз ағзи билән саңа қойидиған йеңи бир исим билән атилисән,Йәш. 65:15
Шундақла сән Пәрвәрдигарниң қолида турған гөзәл бир таҗ,
Худайиңниң қолидики шаһанә баш чәмбирики болисән.
Сән иккинчи: «Аҗрашқан, ташливетилгән» дәп аталмайсән,
Зиминиң иккинчи: «Вәйран қилип ташливетилгән» дәп аталмайду;
Бәлки сән: «Мениң хошаллиғим дәл униңда!», дәп атилисән,
Һәм зиминиң: «Никаһланған» дәп атилиду;
Чүнки Пәрвәрдигар сәндин хошаллиқ алиду,
Зиминиң болса ятлиқ болиду.«Мениң хошаллиғим дәл униңда!» — ибраний тилида «Хефзибаһ». «Никаһланған» — ибраний тилида «Биюлаһ».
Чүнки жигит қизға бағланғандәк,
Оғуллириң саңа бағлиниду;
Той жигити қиздин шатланғандәк,
Худайиң сениңдин шатлиниду.
Мән сепиллириңда күзәтчиләрни бекитип қойдум, и Йерусалим,
Улар күндүзму һәм кечисиму арам алмайду;
И Пәрвәрдигарни әсләткүчи болғанлар, сүкүт қилмаңлар!«Мән сепиллириңда күзәтчиләрни бекитип қойдум, и Йерусалим, улар күндүзму һәм кечисиму арам алмайду; и Пәрвәрдигарни әсләткүчи болғанлар, сүкүт қилмаңлар!» — Мәсиһ мошу «күзәтчиләр»ни, йәни «Пәрвәрдигарни әсләткүчиләр»ни өзигә охшаш Зион үчүн тохтимай дуа қилиш хизмитигә бекиткән. Уларниң дуалири Өзиниңкигә охшаш болиду (1-айәтни көрүң).
У Йерусалимни тиклигичә,
Уни йәр-җаһанниң оттурисида рәхмәт-мәдһийиләрниң сәвәви қилғичә,
Униңға һеч арам бәрмәңлар!».
Пәрвәрдигар оң қоли һәм Өз күчи болған билиги билән мундақ қәсәм ичти: —
«Мән зираәтлириңни дүшмәнлириңгә озуқ болушқа иккинчи бәрмәймән;
Җапа тартип ишлигән йеңи шарапниму ятларниң пәрзәнтлири иккинчи ичмәйду;
Зираәтләрни оруп жиққанлар өзлирила уни йәп Пәрвәрдигарни мәдһийиләйду;
Үзүмләрни үзгәнләр муқәддәс өйүмниң сәйналирида улардин ичиду».
10 — Өтүңлар, дәрвазилардин өтүңлар!
Хәлиқниң йолини түз қилип тәйярлаңлар!
Йолни көтириңлар, көтириңлар;
Ташларни елип ташливетиңлар;
Хәлиқ-милләтләр үчүн йол көрситидиған бир туғни көтириңлар.«Өтүңлар, дәрвазилардин өтүңлар! Хәлиқниң йолини түз қилип тәйярлаңлар! Йолни көтириңлар, көтириңлар; ташларни елип ташливетиңлар» — йолни, Исраилдики тарқилип кәткән, башқа жутларда сүргүн болғанлар, шундақла Худани издигән мусапирлар билән биллә Зионға кәлмәкчи болғанлар үчүн тәйярлаңлар, демәкчи болса керәк.  Йәш. 40:3; 57:14
11 Мана, Пәрвәрдигар җаһанниң чәт-яқилириға мундақ дәп җакалиди: —
Зион қизиға мундақ дәп ейтқин: —
«Қара, сениң ниҗат-қутулушуң келиватиду!
Қара, Униң Өзи алған мукапити Өзи билән биллә,
Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду.«Қара, сениң ниҗат-қутулушуң келиватиду!... Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду» — айәтниң иккинчи қисмиға қариғанда, муну «ниҗат-қутулуш» бир шәхс, йәни Мәсиһниң Өзидур; «Униң алған мукапити» һәм «Униң Өзиниң инъами» 10- һәм 12-айәткә қариғанда дәл Өзи қутқузған «хәлқим» һәм «хәлиқ-милләтләр»дин ибарәттур.
12 Вә хәқләр уларни: «Пак-муқәддәс хәлиқ»,
«Пәрвәрдигар һәмҗәмәтлик қилип қутқузғанлар» дәйду;
Сән болсаң: «Интилип издәлгән», «Һеч ташливетилмигән шәһәр» дәп атилисән. «Вә хәқләр уларни: «Пак-муқәддәс хәлиқ»... дәйду» — «улар» дәл 10-айәттә дейилгән, Зионға кәлмәкчи болған «хәлиқ» һәм «хәлиқ-милләтләр»дур. «Сән болсаң: «Интилип издәлгән»,... дәп атилисән» — «сән» Зионниң өзини көрситиду.
 
 

62:2 Йәш. 65:15

62:4 «Мениң хошаллиғим дәл униңда!» — ибраний тилида «Хефзибаһ». «Никаһланған» — ибраний тилида «Биюлаһ».

62:6 «Мән сепиллириңда күзәтчиләрни бекитип қойдум, и Йерусалим, улар күндүзму һәм кечисиму арам алмайду; и Пәрвәрдигарни әсләткүчи болғанлар, сүкүт қилмаңлар!» — Мәсиһ мошу «күзәтчиләр»ни, йәни «Пәрвәрдигарни әсләткүчиләр»ни өзигә охшаш Зион үчүн тохтимай дуа қилиш хизмитигә бекиткән. Уларниң дуалири Өзиниңкигә охшаш болиду (1-айәтни көрүң).

62:10 «Өтүңлар, дәрвазилардин өтүңлар! Хәлиқниң йолини түз қилип тәйярлаңлар! Йолни көтириңлар, көтириңлар; ташларни елип ташливетиңлар» — йолни, Исраилдики тарқилип кәткән, башқа жутларда сүргүн болғанлар, шундақла Худани издигән мусапирлар билән биллә Зионға кәлмәкчи болғанлар үчүн тәйярлаңлар, демәкчи болса керәк.

62:10 Йәш. 40:3; 57:14

62:11 «Қара, сениң ниҗат-қутулушуң келиватиду!... Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду» — айәтниң иккинчи қисмиға қариғанда, муну «ниҗат-қутулуш» бир шәхс, йәни Мәсиһниң Өзидур; «Униң алған мукапити» һәм «Униң Өзиниң инъами» 10- һәм 12-айәткә қариғанда дәл Өзи қутқузған «хәлқим» һәм «хәлиқ-милләтләр»дин ибарәттур.

62:12 «Вә хәқләр уларни: «Пак-муқәддәс хәлиқ»... дәйду» — «улар» дәл 10-айәттә дейилгән, Зионға кәлмәкчи болған «хәлиқ» һәм «хәлиқ-милләтләр»дур. «Сән болсаң: «Интилип издәлгән»,... дәп атилисән» — «сән» Зионниң өзини көрситиду.