65
Худаниң дуаға бәргән җавави •••• «Йеңи ишлар», йеңи асман-зимин
Әзәлдин Мени издимигәнләргә Мени сораш йолини ачтим;
Мән Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум.
Мениң намим билән аталмиған ят бир әлгә Мән: — «Маңа қара, Маңа қара» — дедим.
Бирақ яман йолда маңидиған,
Өзиниң пикир-хиялиға әгишип маңидиған,
Асийлиқ қилғучи бир хәлиққә болса Мән күн бойи қолумни узитип интилип кәлдим.«яман йолда маңидиған...» — ибраний тилида «яхши әмәс йолда маңидиған...».
Йәни бағларда қурбанлиқ қилип,
Уларни хишлиқ супилар үстидиму көйдүрүп,
Көз алдимдила зәрдәмгә тегидиған бир хәлиқ;«(Улар)... бағларда қурбанлиқ қилип, уларни хишлиқ супилар үстидиму көйдүрүп...» — бағлар пат-пат «Баал» дегән бутқа чоқунидиған җайлар болуп қалатти. Қурбанлиқни болса пәқәт ибадәтханидила қилса болатти; униңдин башқа «қурбангаһ»ларни пәқәт ташлар яки тупрақ қатарлиқ тәбиий материяллардинла ясиғили болатти. «Уларни хишлиқ супилар үстидиму көйдүрүп...» — яки «хушбуйни хишлиқ супилар үстидиму көйдүрүп...».
Улар қәбирләр арисида олтириду,
Мәхпий җайлардиму түнәп олтириду;
Улар чошқа гөшини йәйду,
Қазан-қачилирида һәр қандақ жиркиничлик нәрсиләрниң шорписи бар.«улар қәбирләр арисида олтириду, мәхпий җайлардиму түнәп олтириду» — мошу кишиләрниң мазарларда, «мәхпий җайлар»да олтирип түнәштики мәхсити, шүбһисизки, «ата-бовилириниң роһлири»ға дуа қилип алақилишиш, шундақла җин-шәйтанлар билән алақилишиш еди. Өлүкләрниң роһлири билән алақә қилишқа урунуш Тәвратта қәтъий мәнъий қилиниду.
Улар: «Өзүң билән бол,
Маңа йеқинлашқучи болма;
Чүнки мән сәндин пакмән» — дәйду;
Мошулар димиғимға киргән ис-түтәк,
Күн бойи өчмәй туридиған оттур!
6-7 Мана, Мениң алдимда пүтүклүк туридуки: —
Мән сүкүт қилип турмаймән — дәйду Пәрвәрдигар —
Бәлки һәм силәрниң қәбиһликлириңларни,
Шундақла тағ чоққилирида исриқ яққан,
Дөңләр үстидиму Мени һақарәтлигән ата-бовилириңларниң қәбиһликлирини бирликтә қайтуримән,
— Шуларни өз қучағлириға қайтуримән;
Бәрһәқ, Мән илгәрки қилғанлирини өз қучағлириға өлчәп қайтуримән.«силәрниң қәбиһликлириңларни, шундақла тағ чоққилирида исриқ яққан, дөңләр үстидиму Мени һақарәтлигән ата-бовилириңларниң қәбиһликлирини бирликтә қайтуримән» — тағларниң чоққилири яки дөңләр пат-пат бутқа чоқунидиған җайлар болуп қалатти. Шуниң билән Муса пәйғәмбәр тағ яки дөңләр үстидә қурбанлиқ қилишниму мәнъий қилған. Айәттә көрситилгән мошу қилмишлири, шүбһисизки, бутпәрәслик еди. «Бәрһәқ, Мән илгәрки қилғанлирини өз қучағлириға өлчәп қайтуримән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бәрһәқ, уларниң қилғанлирини өз қучағлириға қайтуруветиш Мениң биринчи ишимдур».
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Сапақ үзүмниң «сарқинди ширнә»си көрүнгәндә,
Хәқләрниң: «Уни чәйливетип вәйран қилмисун, чүнки униңда бәрикәт туриду» дегинидәк,
Мән Өз қуллиримниң сәвәвидинла шундақ қилимәнки,
Уларниң һәммисини вәйран қилмаймән. «Сапақ үзүмниң «сарқинди ширнә»си көрүнгәндә, хәқләрниң: «Уни чәйливетип вәйран қилмисун, чүнки униңда бәрикәт туриду» дегинидәк,...» — Қанаанда (Пәләстиндә) үзүмдин «өзи чиққан» ширнә болса интайин әтиварлиниду; сәвәви, униңдин ишлинидиған шарап интайин мезилик болиду. Шуңа мәлум бир сап үзүмдин мошу «сарқинди шарап» чиққанлиғи байқалса, у башқа үзүм сапақлири билән қошуп чәйливетилмәйду, «ширнә чиққичә» айрим қоюлиду. Шуниң билән Худа Өзигә садиқ болған «қалдилар» Исраилда бар болсила, уларни йоқатмайду. Биз жуқуриқи баблардин билимизки, мошу «егидар» нәсил (9-айәт) дәл «Пәрвәрдигарниң қули»ниңки, йәни Мәсиһниң нәслидур.
Шундақ қилип Мән Яқуптин бир нәсилни,
Йәһудадинму тағлиримға бир егидарни чиқиримән;
Шуниң билән Мениң таллиғанлирим зиминға егә болиду,
Мениң қуллирим шу йәрдә маканлишиду.«Мән Яқуптин бир нәсилни, Йәһудадинму тағлиримға бир егидарни чиқиримән» — демәк, Худа «қалдиси»дин, өзигә садиқ йеңи бир дәвирни чиқириду, уларни «муқәддәс зимин»ға егә қилиду.
10 Мени издигән хәлқим үчүн,
Шарон болса йәнә қой падилириға қотан,
Ахор болса кала падилириға қоналғу болиду.«Шарон болса йәнә қой падилириға қотан, Ахор болса кала падилириға қоналғу болиду» — Шарон болса Пәләстинниң ғәрип тәрипидә, әсли интайин мунбәт җай еди. Шу район бәлким Асурийә (һәм кейинки Бабиллиқларниң) булаңчлиқлири түпәйлидин қақаслишип кәткән болуши мүмкин. Ахор болса шәрқий тәрәптә болуп анчә мунбәт әмәс еди. Исраиллар Ахорда Худаға қаттиқ асийлиқ қилған еди (Тәвраттики «Йәшуа» 7-бапни көрүң). Бирақ һазир у Худаниң ләнитигә учримай, мунбәт болуп кетиду. Пәләстиндики бу икки җай һәм арилиғидики барлиқ Пәләстин зиминлири ғәриптин-шәриққичә пүтүнләй әслигә кәлтүрүлиду, бәлки техиму ават әһвалға кәлтүрүлиду, демәкчи.
11 Бирақ Пәрвәрдигарни ташлап,
Муқәддәс теғимни унтуғучи,
«Тәләй» дегән бут үчүн дәстихан салғучи,
«Тәғдир» дегән бут үчүнму әбҗәш шарапни қуюп қачиларни толдурғучисиләр,«Тәләй» — (ибраний тилида «Гад» дейлиду) Сурийәдики бир бут. «Тәғдир» — йәнә бир бут — әсли ибраний тилида «мәний»; буниң мәнаси «тәғдир» «тәқсимат, санилиш» еди.
12 Мән силәрни қиличқа «тәғдир» қилдим,
Силәрниң һәммиңлар қирғинчилиқта баш егисиләр;
Чүнки Мән чақирдим, силәр җавап бәрмидиңлар;
Мән сөз қилдим, силәр қулақ салмидиңлар;
Әксичә нәзиримдә яман болғанни қиливатисиләр,
Мән яқтурмайдиғанни таллиғансиләр.
13 Шуңа, Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мана, Мениң қуллирим йәйду,
Силәр ач қалисиләр;
Мана, Мениң қуллирим ичиду,
Бирақ силәр уссуз қалисиләр;
Мана, Мениң қуллирим шатлиниду,
Силәр шәрмәндиликтә қалисиләр;
14 Мана, көңлидики шат-хурамлиқтин қуллирим нахша ейтиду,
Силәр көңүлдики азаптин зар-зар жиғлайсиләр,
Роһ-қәлб сунуқлуғидин налә-пәряд көтирисиләр.
15 Исмиңларни Мениң таллиғанлиримға ләнәт болушқа қалдурисиләр.
Рәб Пәрвәрдигар сени өлтүриду,
Һәм униң қуллириға башқа бир исимни қоюп бериду.
16 Шуниң үчүн кимки өзигә бир бәхитни тилисә,
«Амин» дегүчи Худаниң нами билән әшу бәхитни тиләйду;
Кимки қәсәм ичмәкчи болса,
Әнди «Амин» дегүчи Худаниң нами билән қәсәм ичиду;
Чүнки бурунқи дәрд-әләмләр унтулған болиду,
Чүнки уларни көзүмдин йошурдум.«Шуниң үчүн кимки өзигә бир бәхитни тилисә, «амин» дегүчи Худаниң нами билән әшу бәхитни тиләйду» — Худаниң Өз қуллириға бәргән вәдилирини (8-14-айәттики) әмәлгә ашурғанлиғини көргән хәқләр Худани болса «Амин» дегүчи Худа (яки «Амин»ниң Егиси Худа»), йәни мөмин бәндилириниң дуалирини аңлайдиған Худа, дәп билиду. «Амин» дегән сөзниң толуқ мәнаси тоғрилиқ «Тәбирләр», шундақла «2Кор.» 1:20ниму көрүң. «Кимки қәсәм ичмәкчи болса, әнди «Амин» дегүчи Худаниң нами билән қәсәм ичиду; чүнки бурунқи дәрд-әләмләр унтулған болиду, чүнки уларни көзүмдин йошурдум» — Худаниң сәлтәнитидә болғанлар бурунқи (болупму өз гуналири түпәйлидин пәйда болған) дәрд-әләмләрни есигә кәлтүрмәйду; чүнки Худа Өзи уларниң гуна-сәһвәнликлирини унтуған болиду.
17 Чүнки қараңлар, Мән йеңи асманларни вә йеңи зиминни яритимән;
Илгәрки ишлар һеч әсләнмәйду,
Һәтта әскә кәлмәйду.
18 Әксичә силәр Мениң яритидиғанлиғимдин хошаллиниңлар;
Мәңгүгә шат-хурамлиқта болуңлар,
Чүнки Мән Йерусалимни шат-хурамлиқ,
Униң хәлқини хошаллиқ бәргүчи қилип яритимән.
19 Өзүмму Йерусалимдин шат-хурамлиқта болимән,
Шундақла Өз хәлқимдин хошаллинимән;
Униңда нә жиға авази,
Нә налә-пәрядлар иккинчи аңланмайду;Өзүмму Йерусалимдин шат-хурамлиқта болимән, шундақла Өз хәлқимдин хошаллинимән; униңда нә жиға авази, нә налә-пәрядлар иккинчи аңланмайду» — «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим» тоғрилиқ азрақ тохтитайли. Инҗилдики «Вәһий» дегән қисимға асасән билимизки, Мәсиһ мошу дунияда миң жил һөкүмранлиқ қилиду. Шу һөкүмранлиғидики әһвал Йәшая пәйғәмбәрниң бешаритидәк болиду. У техи ахирқи «йеңи асманлар, йеңи зимин» әмәс; чүнки мошу айәтләргә қариғанда, өлүм дегән иш (мәйли адәмләр узун өмүрлүк болсиму) техи мәвҗут; гуна техи мәвҗут; ахирқи «йеңи асманлар, йеңи зимин» мәңгүлүк болиду; уларда өлүмму йоқ, гуна йоқ. Инҗилдики «Вәһий» 21-22-бапларни көрүң. Мәсиһ мошу дунияда миң жил һөкүмранлиқ қилидиған «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим» бизниң мәңгүлүк «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим»ниң қандақ болидиғанлиғини чүшинишимизгә зор ярдәм бериду; бу иккисиниң охшаш йәрлири көп (мәсилән, қорқунуч, дәрд-әләм йоқитилғанлиғи); Худа заманларниң әң ахирида миң жиллиқ «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим»ни мәңгүлүк «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим»ға айландуриду.
Мәсиһниң миң жиллиқ сәлтәнити тоғрисида «Тәбирләр»ниму көрүң.
20 Униңда йәнә бир нәччә күнлүк чачрап кәткән бовақ болмайду,
Яки вақти тошмай вақитсиз кәткән бовай болмайду;
Йүз яшқа киргән болса «жигит» санилиду,
Шуниңдәк гунакар йүз яшқа кирип өлгән болса «Худаниң ләнитигә учриған» дәп һесаплиниду.«Шуниңдәк гунакар йүз яшқа кирип өлгән болса «Худаниң ләнитигә учриған» дәп һесаплиниду» — адәмләрниң көпинчиси наһайити чоң яштила өлидиған болғачқа, «йүз яшта өлгән» болса, пәқәтла «наһайити бир жигит» дәп қарилиду; хәқләр униң гуна қилғанлиғини билип қалса, уни «шунчә яш турупла өлгән, чоқум Худаниң ләнитигә учриған болса керәк» дәп қарайду.
21 Улар өйләрни салиду, уларда туриду;
Улар үзүмзарларни бәрпа қилиду, улардин мевә йәйду;
22 Улар ясиған өйләрдә, башқа бириси турмайду;
Тикилгән үзүмзарлардин, башқа бириси мевә елип йемәйду;
Чүнки хәлқимниң күнлири дәрәқниң өмридәк болиду;
Мениң таллиғанлирим өзлири өз қоли билән ясиғанлиридин өз өмридә толуқ бәһримән болиду.«Улар ясиған өйләрдә, башқа бириси турмайду; тикилгән үзүмзарлардин, башқа бириси мевә елип йемәйду» — ибраний тилида «уларниң қурулушлирида башқилар туридиған, уларниң тиккинидин башқилар йәйдиған һаләт болмайду». «дәрәқниң өмри» — әлвәттә интайин узун болиду; дәрәқниң өзи интайин муқим, пухта яшайду; сөзләр мошу җәһәтниму ичигә алса керәк. «...өз қоли билән ясиғанлиридин өз өмридә толуқ бәһримән болиду» — ибраний тилида «өз қоли билән ясиғанлири өзи упрайду» — демәк, пүтүн өмридә толуқ ишлитиду.
23 Уларниң қилған әмгиги бекарға кәтмәйду;
Яки уларниң балилири туғулғанда келәчики тоғрилиқ вәһимә мәвҗут болмайду;
Чүнки улар Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур,
Уларниң пәрзәнтлириму шундақ.«Чүнки улар Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур» — яки «чүнки улар Пәрвәрдигар бәхит ата қилған (зат)ниң нәслидур». Мошу тәрҗимиси тоғра болса «Пәрвәрдигар бәхит ата қилған (зат)» Мәсиһни көрсәткән болиду, әлвәттә.
24 Вә шундақ болидуки,
Улар нида қилип чақирмастинла,
Мән иҗабәт қилимән;
Улар дуа қилип сөзләватқинидила,
Мән уларни аңлаймән.
25 Бөрә һәм пақлан билән биллә озуқлиниду;
Шир болса калидәк саман йәйду;
Иланниң рисқи болса топа-чаңла болиду.
Мениң муқәддәс теғимниң һәммә йеридә һеч зиянкәшлик болмайду;
Һеч бузғунчилиқ болмайду, дәйду Пәрвәрдигар. «Иланниң рисқи болса топа-чаңла болиду» — Ерән бағчисида Худа иланға: «Топа-чаңни йәйсән» дегән ләнәтни чүшүргән еди. Бирақ һазир униң йегәнлири пәқәт топа-чаң болиду; у һеч адәм яки башқа һайванға зиян йәткүзәлмәйду.  Йәш. 11:6, 7, 8, 9; Мат. 18:3
 
 

65:2 «яман йолда маңидиған...» — ибраний тилида «яхши әмәс йолда маңидиған...».

65:3 «(Улар)... бағларда қурбанлиқ қилип, уларни хишлиқ супилар үстидиму көйдүрүп...» — бағлар пат-пат «Баал» дегән бутқа чоқунидиған җайлар болуп қалатти. Қурбанлиқни болса пәқәт ибадәтханидила қилса болатти; униңдин башқа «қурбангаһ»ларни пәқәт ташлар яки тупрақ қатарлиқ тәбиий материяллардинла ясиғили болатти. «Уларни хишлиқ супилар үстидиму көйдүрүп...» — яки «хушбуйни хишлиқ супилар үстидиму көйдүрүп...».

65:4 «улар қәбирләр арисида олтириду, мәхпий җайлардиму түнәп олтириду» — мошу кишиләрниң мазарларда, «мәхпий җайлар»да олтирип түнәштики мәхсити, шүбһисизки, «ата-бовилириниң роһлири»ға дуа қилип алақилишиш, шундақла җин-шәйтанлар билән алақилишиш еди. Өлүкләрниң роһлири билән алақә қилишқа урунуш Тәвратта қәтъий мәнъий қилиниду.

65:6-7 «силәрниң қәбиһликлириңларни, шундақла тағ чоққилирида исриқ яққан, дөңләр үстидиму Мени һақарәтлигән ата-бовилириңларниң қәбиһликлирини бирликтә қайтуримән» — тағларниң чоққилири яки дөңләр пат-пат бутқа чоқунидиған җайлар болуп қалатти. Шуниң билән Муса пәйғәмбәр тағ яки дөңләр үстидә қурбанлиқ қилишниму мәнъий қилған. Айәттә көрситилгән мошу қилмишлири, шүбһисизки, бутпәрәслик еди. «Бәрһәқ, Мән илгәрки қилғанлирини өз қучағлириға өлчәп қайтуримән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бәрһәқ, уларниң қилғанлирини өз қучағлириға қайтуруветиш Мениң биринчи ишимдур».

65:8 «Сапақ үзүмниң «сарқинди ширнә»си көрүнгәндә, хәқләрниң: «Уни чәйливетип вәйран қилмисун, чүнки униңда бәрикәт туриду» дегинидәк,...» — Қанаанда (Пәләстиндә) үзүмдин «өзи чиққан» ширнә болса интайин әтиварлиниду; сәвәви, униңдин ишлинидиған шарап интайин мезилик болиду. Шуңа мәлум бир сап үзүмдин мошу «сарқинди шарап» чиққанлиғи байқалса, у башқа үзүм сапақлири билән қошуп чәйливетилмәйду, «ширнә чиққичә» айрим қоюлиду. Шуниң билән Худа Өзигә садиқ болған «қалдилар» Исраилда бар болсила, уларни йоқатмайду. Биз жуқуриқи баблардин билимизки, мошу «егидар» нәсил (9-айәт) дәл «Пәрвәрдигарниң қули»ниңки, йәни Мәсиһниң нәслидур.

65:9 «Мән Яқуптин бир нәсилни, Йәһудадинму тағлиримға бир егидарни чиқиримән» — демәк, Худа «қалдиси»дин, өзигә садиқ йеңи бир дәвирни чиқириду, уларни «муқәддәс зимин»ға егә қилиду.

65:10 «Шарон болса йәнә қой падилириға қотан, Ахор болса кала падилириға қоналғу болиду» — Шарон болса Пәләстинниң ғәрип тәрипидә, әсли интайин мунбәт җай еди. Шу район бәлким Асурийә (һәм кейинки Бабиллиқларниң) булаңчлиқлири түпәйлидин қақаслишип кәткән болуши мүмкин. Ахор болса шәрқий тәрәптә болуп анчә мунбәт әмәс еди. Исраиллар Ахорда Худаға қаттиқ асийлиқ қилған еди (Тәвраттики «Йәшуа» 7-бапни көрүң). Бирақ һазир у Худаниң ләнитигә учримай, мунбәт болуп кетиду. Пәләстиндики бу икки җай һәм арилиғидики барлиқ Пәләстин зиминлири ғәриптин-шәриққичә пүтүнләй әслигә кәлтүрүлиду, бәлки техиму ават әһвалға кәлтүрүлиду, демәкчи.

65:11 «Тәләй» — (ибраний тилида «Гад» дейлиду) Сурийәдики бир бут. «Тәғдир» — йәнә бир бут — әсли ибраний тилида «мәний»; буниң мәнаси «тәғдир» «тәқсимат, санилиш» еди.

65:16 «Шуниң үчүн кимки өзигә бир бәхитни тилисә, «амин» дегүчи Худаниң нами билән әшу бәхитни тиләйду» — Худаниң Өз қуллириға бәргән вәдилирини (8-14-айәттики) әмәлгә ашурғанлиғини көргән хәқләр Худани болса «Амин» дегүчи Худа (яки «Амин»ниң Егиси Худа»), йәни мөмин бәндилириниң дуалирини аңлайдиған Худа, дәп билиду. «Амин» дегән сөзниң толуқ мәнаси тоғрилиқ «Тәбирләр», шундақла «2Кор.» 1:20ниму көрүң. «Кимки қәсәм ичмәкчи болса, әнди «Амин» дегүчи Худаниң нами билән қәсәм ичиду; чүнки бурунқи дәрд-әләмләр унтулған болиду, чүнки уларни көзүмдин йошурдум» — Худаниң сәлтәнитидә болғанлар бурунқи (болупму өз гуналири түпәйлидин пәйда болған) дәрд-әләмләрни есигә кәлтүрмәйду; чүнки Худа Өзи уларниң гуна-сәһвәнликлирини унтуған болиду.

65:19 Өзүмму Йерусалимдин шат-хурамлиқта болимән, шундақла Өз хәлқимдин хошаллинимән; униңда нә жиға авази, нә налә-пәрядлар иккинчи аңланмайду» — «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим» тоғрилиқ азрақ тохтитайли. Инҗилдики «Вәһий» дегән қисимға асасән билимизки, Мәсиһ мошу дунияда миң жил һөкүмранлиқ қилиду. Шу һөкүмранлиғидики әһвал Йәшая пәйғәмбәрниң бешаритидәк болиду. У техи ахирқи «йеңи асманлар, йеңи зимин» әмәс; чүнки мошу айәтләргә қариғанда, өлүм дегән иш (мәйли адәмләр узун өмүрлүк болсиму) техи мәвҗут; гуна техи мәвҗут; ахирқи «йеңи асманлар, йеңи зимин» мәңгүлүк болиду; уларда өлүмму йоқ, гуна йоқ. Инҗилдики «Вәһий» 21-22-бапларни көрүң. Мәсиһ мошу дунияда миң жил һөкүмранлиқ қилидиған «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим» бизниң мәңгүлүк «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим»ниң қандақ болидиғанлиғини чүшинишимизгә зор ярдәм бериду; бу иккисиниң охшаш йәрлири көп (мәсилән, қорқунуч, дәрд-әләм йоқитилғанлиғи); Худа заманларниң әң ахирида миң жиллиқ «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим»ни мәңгүлүк «йеңи асманлар, йеңи зимин, йеңи Йерусалим»ға айландуриду. Мәсиһниң миң жиллиқ сәлтәнити тоғрисида «Тәбирләр»ниму көрүң.

65:20 «Шуниңдәк гунакар йүз яшқа кирип өлгән болса «Худаниң ләнитигә учриған» дәп һесаплиниду» — адәмләрниң көпинчиси наһайити чоң яштила өлидиған болғачқа, «йүз яшта өлгән» болса, пәқәтла «наһайити бир жигит» дәп қарилиду; хәқләр униң гуна қилғанлиғини билип қалса, уни «шунчә яш турупла өлгән, чоқум Худаниң ләнитигә учриған болса керәк» дәп қарайду.

65:22 «Улар ясиған өйләрдә, башқа бириси турмайду; тикилгән үзүмзарлардин, башқа бириси мевә елип йемәйду» — ибраний тилида «уларниң қурулушлирида башқилар туридиған, уларниң тиккинидин башқилар йәйдиған һаләт болмайду». «дәрәқниң өмри» — әлвәттә интайин узун болиду; дәрәқниң өзи интайин муқим, пухта яшайду; сөзләр мошу җәһәтниму ичигә алса керәк. «...өз қоли билән ясиғанлиридин өз өмридә толуқ бәһримән болиду» — ибраний тилида «өз қоли билән ясиғанлири өзи упрайду» — демәк, пүтүн өмридә толуқ ишлитиду.

65:23 «Чүнки улар Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур» — яки «чүнки улар Пәрвәрдигар бәхит ата қилған (зат)ниң нәслидур». Мошу тәрҗимиси тоғра болса «Пәрвәрдигар бәхит ата қилған (зат)» Мәсиһни көрсәткән болиду, әлвәттә.

65:25 «Иланниң рисқи болса топа-чаңла болиду» — Ерән бағчисида Худа иланға: «Топа-чаңни йәйсән» дегән ләнәтни чүшүргән еди. Бирақ һазир униң йегәнлири пәқәт топа-чаң болиду; у һеч адәм яки башқа һайванға зиян йәткүзәлмәйду.

65:25 Йәш. 11:6, 7, 8, 9; Мат. 18:3