64
Дуаниң давами
Аһ, Сән асманларни житиветип,
Йәргә чүшкән болсаң еди!
Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти! Мана мошундақ болғанда тутуруққа от яққандәк,
От суни қайнатқандәк,
Сән намиңни дүшмәнлириңгә аян қилған болаттиң,
Әлләр йүзүңдинла титрәп кетәтти!«Аһ, Сән асманларни житиветип, йәргә чүшкән болсаң еди! Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Аһ, Сән асманларни житиветип, йәргә чүшсәң едиң! Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти!».
Сән биз күтмигән дәһшәтлик ишларни қилған вақтиңда,
Сән чүшкән едиң;
Йүзүңдин тағлар растла ерип кәтти!«Йүзүңдин тағлар растла ерип кәтти!» — Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин, Худа уларға Муса пәйғәмбәр арқилиқ муқәддәс қанун-пәрманлирини бәргән вақтида, Синай тағлири шундақла ерип кәтти. Йәшая пәйғәмбәр бәлким мошу ишларни көздә тутиду.
Сәндин башқа Өзигә тәлмүрүп күткәнләр үчүн ишлигүчи бир Худани,
Адәмләр әзәлдин аңлап бақмиған,
Қулаққа йетип бақмиған,
Көз көрүп бақмиғандур!Зәб. 30:20,21; 1Кор. 2:9
Сән һәққанийлиқни жүргүзүшни хурсәнлик дәп билгән адәмниң,
Йәни йоллириңда меңип, Сени сеғинғанларниң һаҗитидин чиққучи һәмраһдурсән;
Бирақ мана, Сән ғәзәптә болдуң,
Биз болсақ гунада болдуқ;
Ундақ ишлар узун боливәрди;
Әнди биз қутқузуламдуқ?
Әнди биз напак бир нәрсигә охшаш болдуқ,
Қиливатқан барлиқ «һәққанийәтлиримиз» болса бир әврәт латисиғила охшайду, халас;
Һәммимиз йопурмақтәк хазан болуп кәттуқ,
Қәбиһликлиримиз шамалдәк бизни учуруп ташливәтти.Зәб. 89:5-8
Сениң намиңни чақирип нида қилғучи,
Илтипатиңни тутушқа қозғалғучи һеч йоқтур;
Чүнки Сән йүзүңни биздин қачуруп йошурдуң,
Қәбиһликлиримиздин бизни солаштурғуздуң.
Бирақ һазир, и Пәрвәрдигар, Сән бизниң Атимиздурсән;
Биз сеғиз лай, Сән бизниң сапалчимиздурсән;
Һәммимиз болсақ қолуңда ясалғандурмиз;
И Пәрвәрдигар, бизгә қаратқан ғәзивиңни зор қилмиғайсән,
Қәбиһликни мәңгүгичә әсләп жүрмигин;
Мана, қариғин, һәммимиз Сениң хәлқиңдурмиз!Зәб. 78:8
Муқәддәс шәһәрлириң җаңгал,
Зионму җаңгал болуп қалди;
Йерусалим вәйран болди;
10 Ата-бовимиз Сени мәдһийилигән җай,
Пак-муқәддәслик, гөзәл-парлақлиқ туралғуси болған өйимиз болса от билән көйүп күл болди;
Қәдир-қиммәтлик нәрсилиримизниң һәммиси вәйран қиливетилди.«...Пак-муқәддәслик, гөзәл-парлақлиқ туралғуси болған өйимиз болса от билән көйүп күл болди» — мошу айәттики «өйимиз» муқәддәс ибадәтхана, әлвәттә. «Өй» дегән сөзниң ишлитилиши болса, Худаниң әсли уларниң арисида (ибадәтханисида) турғанлиғини тәкитләйду. «Қәдир-қиммәтлик нәрсилиримиз»ниң әң есили болса йәнила ибадәтханидики буюм-җабдуқлар болған еди.
Бабиллиқларниң Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини вәйран қилғанлиғи бәлким мошу бешарәттин кейинки 100 жил әтрапида болди (миладийәдин илгәрки 586-жили). Мошу айәттә, пәйғәмбәр (63:15-19-айәтләрдики әһвалға охшаш) өзи әшу дәвирдә турғандәк сөз қилиду; у әшу дәвирдикиләргә вәкил болуп дуа қилиду.
11 Мошу ишлар алдида Өзүңни чәткә аламсән, и Пәрвәрдигар?
Сүкүт қилип турамсән?
Бизни болушичә хар қилип уриверәмсән?»
 
 

64:1 «Аһ, Сән асманларни житиветип, йәргә чүшкән болсаң еди! Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Аһ, Сән асманларни житиветип, йәргә чүшсәң едиң! Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти!».

64:2 «Йүзүңдин тағлар растла ерип кәтти!» — Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин, Худа уларға Муса пәйғәмбәр арқилиқ муқәддәс қанун-пәрманлирини бәргән вақтида, Синай тағлири шундақла ерип кәтти. Йәшая пәйғәмбәр бәлким мошу ишларни көздә тутиду.

64:3 Зәб. 30:20,21; 1Кор. 2:9

64:5 Зәб. 89:5-8

64:8 Зәб. 78:8

64:10 «...Пак-муқәддәслик, гөзәл-парлақлиқ туралғуси болған өйимиз болса от билән көйүп күл болди» — мошу айәттики «өйимиз» муқәддәс ибадәтхана, әлвәттә. «Өй» дегән сөзниң ишлитилиши болса, Худаниң әсли уларниң арисида (ибадәтханисида) турғанлиғини тәкитләйду. «Қәдир-қиммәтлик нәрсилиримиз»ниң әң есили болса йәнила ибадәтханидики буюм-җабдуқлар болған еди. Бабиллиқларниң Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини вәйран қилғанлиғи бәлким мошу бешарәттин кейинки 100 жил әтрапида болди (миладийәдин илгәрки 586-жили). Мошу айәттә, пәйғәмбәр (63:15-19-айәтләрдики әһвалға охшаш) өзи әшу дәвирдә турғандәк сөз қилиду; у әшу дәвирдикиләргә вәкил болуп дуа қилиду.