78
78-күй •••• Жутни басқан балаю-апәттин көтирилгән налә-зар
1 Асаф язған күй: —
И Худа, әлләр Өз мирасиңға бөсүп кирди;
Улар Сениң муқәддәс ибадәтханаңни булғиди;
Йерусалимни дога-дога харабиләргә айландурди. □«И Худа, әлләр Өз мирасиңға бөсүп кирди; улар Сениң муқәддәс ибадәтханаңни булғиди; Йерусалимни дога-дога харабиләргә айландурди» — бу күй Бабил падишаси Небоқаднисар миладийәдин илгәрки 597-жили Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини вәйран қилип, нурғун Исраилларни әсиргә елип Бабилға елип кәткәндин кейин йезилған болса керәк.
2 Улар қуллириңниң җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға йәм қилип,
Мөмин бәндилириңниң әтлирини даладики һайванатларға ташлап бәрди.
3 Улар хәлқиңниң қанлирини Йерусалим әтрапида судәк аққузди,
Җәсәтлирини көмгили бирәр адәмму қалдурмиди.
4 Хошнилиримиз алдида рәсваға қалдуқ,
Әтрапимиздикиләргә мәсқирә вә мазақ объекти болдуқ.■Зәб. 43:15; 79:7
5 Қачанғичә, и Пәрвәрдигар?
Сән мәңгүгә ғәзәплинәмсән?
Сениң жүригиң от болуп өртиниверәмду? □«Сениң жүригиң от болуп өртиниверәмду? » — ибраний тилида «Сениң һәситиң от болуп өртиниверәмду? ». ■Зәб. 88:47
6 Қәһриңни Сени тонумиған әлләр үстигә,
Намиңни билмигән падишалиқлар үстигә төккәйсән! ■Йәр. 10:25
7 Чүнки улар Яқупни ялмап,
Униң маканини харабиликкә айландурувәтти.
8 Ата-бовилиримизниң қәбиһликлирини бизгә һесаплимиғайсән;
Рәһимдиллиқлириң бизниң йенимизға чапсан кәлгәй!
Чүнки биз интайин пәс әһвалға чүшүрүлдуқ. ■Йәш. 64:8
9 Өз намиңниң шөһрити үчүн бизгә ярдәм қилғайсән, и ниҗатлиғимизниң Худаси,
Намиң үчүн бизни қутқузғайсән, гуналиримизни кафарәт қилип кәчүргәйсән;
10 Әлләр немишкә: «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп мазақ қилишиду?
Қуллириң төккән қан қәрзиниң һесави әлләр арисида, көз алдимизда қилинсун.
11 Әсирләрниң аһ-зарлири алдиңға кәлгәй;
Билигиңниң улуқлуғи билән, өлүмгә буйрулғанларни сақлиғайсән.
12 И Рәб, ят хошнилиримизниң Саңа қилған зор һақаритини йәттә һәссә қошуп өзлиригә,
Йәни уларниң ичи-бағриға қайтурғайсән;
13 Шундақ қилип, Сениң хәлқиң — Өзүң баққан қойлириң болған бизләр,
Саңа мәңгүгә тәшәккүрләр ейтимиз,
Әвлаттин әвлатқичә Сениң мәдһийилириңни аян қилимиз.
□78:1 «И Худа, әлләр Өз мирасиңға бөсүп кирди; улар Сениң муқәддәс ибадәтханаңни булғиди; Йерусалимни дога-дога харабиләргә айландурди» — бу күй Бабил падишаси Небоқаднисар миладийәдин илгәрки 597-жили Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини вәйран қилип, нурғун Исраилларни әсиргә елип Бабилға елип кәткәндин кейин йезилған болса керәк.
□78:5 «Сениң жүригиң от болуп өртиниверәмду? » — ибраний тилида «Сениң һәситиң от болуп өртиниверәмду? ».