79
79-күй •••• Худа йолида жутниң гүллиниши үчүн дуа •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1-2 «Нилупәрләр» дегән аһаңда; бир гувалиқ; Асаф язған күй: —
Қулақ салғайсән, и Исраилниң падичиси,
Йүсүпни қой падисидәк беқип йетәклигүчи;
И керублар оттурисида Олтарғучи,
Нурланғайсән!«Қулақ салғайсән, и Исраилниң падичиси, Йүсүпни қой падисидәк беқип йетәклигүчи; и керублар оттурисида Олтарғучи, нурланғайсән!» — бу күй бәлким Исраилниң җәнубий тәрипидә (җәнубий падишалиғида, йәни «Йәһуда»да) миладийәдин илгәрки 734-722 жилларда йезилған; шу вақитларда Асурийә империйәси Исраил шималий падишалиғиға бөсүп кирип, булаңчилиқ қилип, уларниң көп адәмлирини әсиргә алди. Җәнубий падишалиқтики бир қисим кишиләр әпсуслинип, шималидики қериндишлири үчүн дуа қилиду. «керублар оттурисида Олтарғучи» — Худаниң муқәддәс ибадәтханисидики «әң муқәддәс җай»да әһдә сандуғиниң икки йенида алтундин ясалған бирдин «керуб», йәни күчлүк пәриштиниң сеймаси туриду. Худа әслидә Өз һозуриниң бу икки керуб оттурисида болушиға вәдә қилған.
Әфраим, Бинямин, Манассәһләрниң алдида қудритиңни қозғиғайсән,
Бизләрни қутқузғили кәлгәйсән!
И Худа, бизни Өз йениңға қайтурғайсән!
Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!Зәб. 4:8; 30:17; 661-:3; Дан. 9:17
И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа,
Хәлқиңниң дуалириға болған ғәзивиң қачанғичә ялқунлап туриду?
Сән көз яшлирини уларға озуқ орнида қилдиң,
Көз яшлирини қача-қачилап уларға ичкүздуң.
Бизни хошнилиримизға талашқа қойдуң;
Дүшмәнлиримиз бизни мәсқирә қилишиду.«Бизни хошнилиримизға талашқа қойдуң» — бәзи кона көчүрмиләрдә: — «Сән бизни хошнимизға мазақ объекти қилдиң» дегән сөзләр тепилиду.  Зәб. 43:14-15; 78:4
И самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа,
Бизни Өз йениңға қайтурғайсән!
Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!
Сән Мисирдин бир түп үзүм көчитини елип кәлдиң;
Ят әлләрни һайдиветип, орниға уни тиктиң. Йәш. 5; Йәр. 2:21; Әз. 15; 17:3-10; Юһ. 15:1
10 Униң алдида йәрни кәң ачтиң;
У чоңқур йилтиз тартип, пүтүн зиминға йейилди.
11 Униң сайиси тағларни қаплиди;
Ғоллири қудрәтлик кедир дәрәқлиридәк өсти;«қудрәтлик кедир дәрәқлиридәк..» — яки «Тәңриниң кедир дәрәқлиридәк...».
12 У шахлирини деңизғичә,
Пиләклирини Әфрат дәрияси бойлириғичә узартти.
13 Сән немишкә униң қашалирини бузуп,
Мевисини өтүп кетиватқанларниң үзүп елишиға йол қойдуң?
14 Мана орманлиқтики явайи тоңғузлар уни йериватиду,
Даладики һайванатлар униңдин озуқлиниду.
15 И самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Сәндин өтүнимизки,
Йенимизға қайтқайсән!
Әрштин һалимизға нәзәр салғайсән,
Келип бу үзүм телидин хәвәр алғайсән!«... Келип бу үзүм телидин хәвәр алғайсән» — ибраний тилида: — «...бу үзүм телини йоқлиғайсән» дегән билән ипадилиниду.
16 Йәни оң қолуң тиккән бу йилтиздин,
Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән бу оғлуңдин хәвәр алғайсән!
17 Мана у отта көйдүрүлди,
Кесиветилди;
Йүзүңдики тәнбиһий қаришиңни көрүп улар һалак болмақта;
18 Қолуңни оң қолуңдики адәмгә,
Йәни Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән Инсан оғлиға қондурғайсән;«оң қолуңдики адәм... йәни Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән Инсан оғли..» — «оң қолуңдики адәм», «Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән Инсан оғли» шүбһисизки Мәсиһ тоғрилиқ алдин-ала ейтилған бешарәтлик сөз.  Зәб. 109:1; Дан. 7:13, 14; Мат. 16:27; Ибр. 1:3; 8:1; 10:12; 12:1; 1Пет. 3:22
19 Шундақ қилғанда биз Сәндин һәргиз чекинмәймиз;
Бизни йеңилиғайсән, шунда биз намиңни чақирип Саңа илтиҗа қилимиз.
20 И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа,
Бизни Өз йениңға қайтурғайсән!
Җамалиңниң нурини чачқайсән, шунда биз қутқузулимиз!
 
 

79:1-2 «Қулақ салғайсән, и Исраилниң падичиси, Йүсүпни қой падисидәк беқип йетәклигүчи; и керублар оттурисида Олтарғучи, нурланғайсән!» — бу күй бәлким Исраилниң җәнубий тәрипидә (җәнубий падишалиғида, йәни «Йәһуда»да) миладийәдин илгәрки 734-722 жилларда йезилған; шу вақитларда Асурийә империйәси Исраил шималий падишалиғиға бөсүп кирип, булаңчилиқ қилип, уларниң көп адәмлирини әсиргә алди. Җәнубий падишалиқтики бир қисим кишиләр әпсуслинип, шималидики қериндишлири үчүн дуа қилиду. «керублар оттурисида Олтарғучи» — Худаниң муқәддәс ибадәтханисидики «әң муқәддәс җай»да әһдә сандуғиниң икки йенида алтундин ясалған бирдин «керуб», йәни күчлүк пәриштиниң сеймаси туриду. Худа әслидә Өз һозуриниң бу икки керуб оттурисида болушиға вәдә қилған.

79:4 Зәб. 4:8; 30:17; 661-:3; Дан. 9:17

79:7 «Бизни хошнилиримизға талашқа қойдуң» — бәзи кона көчүрмиләрдә: — «Сән бизни хошнимизға мазақ объекти қилдиң» дегән сөзләр тепилиду.

79:7 Зәб. 43:14-15; 78:4

79:9 Йәш. 5; Йәр. 2:21; Әз. 15; 17:3-10; Юһ. 15:1

79:11 «қудрәтлик кедир дәрәқлиридәк..» — яки «Тәңриниң кедир дәрәқлиридәк...».

79:15 «... Келип бу үзүм телидин хәвәр алғайсән» — ибраний тилида: — «...бу үзүм телини йоқлиғайсән» дегән билән ипадилиниду.

79:18 «оң қолуңдики адәм... йәни Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән Инсан оғли..» — «оң қолуңдики адәм», «Өзүң үчүн мәзмут йетиштүргән Инсан оғли» шүбһисизки Мәсиһ тоғрилиқ алдин-ала ейтилған бешарәтлик сөз.

79:18 Зәб. 109:1; Дан. 7:13, 14; Мат. 16:27; Ибр. 1:3; 8:1; 10:12; 12:1; 1Пет. 3:22