3
Әр-аяллиқ мунасивәт
1-2 Шуниңға охшаш, и аяллар, силәр әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қилсаңлар, һәтта сөз-каламға итаәт қилмайдиған әрләр болса, өз аялиниң бу пәзилитидин тәсирлинип, ихласмәнлик билән өткүзгән пак жүрүш-турушиңларға қарап, гәп-сөзсизла қайил қилиниду.Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Кол. 3:18; Тит. 2:5. Гөзәллигиңлар сиртқи көрүнүштин, йәни алаһидә өрүвалған чечиңлар вә тақиған алтун зибу-зиннәтләрдин яки есил кийимләрдин болмисун,1Тим. 2:9; Тит. 2:3. бәлки «қәлбиңлардики өзүңлар», йәни мөмин вә тинич роһтин болған чиримас гөзәлликтин болсун; бундақ гөзәллик Худаниң алдида интайин қиммәтликтур.«бәлки «қәлбиңлардики өзүңлар», йәни мөмин вә тинич роһтин болған чиримас гөзәлликтин болсун» — «қәлбиңлардики өзүңлар» грек тилида «қәлбдики ички инсан» дегән сөз билән билдүрүлиду. Чүнки бурунқи чағларда, Худаға үмүтини бағлиған ихласмән аяллар дәл мошундақ гөзәллик билән өзлирини зиннәтләп, әрлиригә итаәт қилатти.«Худаға үмүтини бағлиған ихласмән аяллар» — «ихласмән» мошу йәрдә «муқәддәс» билән ипадилиниду. Дәл мошундақ йолда Сараһ Ибраһимни «ғоҗам» дәп атап, униң сөзлиригә бойсунатти. Силәр һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар, силәрму Сараһниң пәрзәнтлири болған болисиләр.«Силәр һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар, силәрму Сараһниң пәрзәнтлири болған болисиләр» — «һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар» дегәнликтә тәкитләйдиған иш бәлким, аяллар өз йолдашлирини һөрмәтлиши билән тәң улардин һеч қандақ қорқмаслиғи, бәлки Худадинла қорқуп, ихласмән болуши керәк. Демәк, аялларниң дурус ишларни қилишниң түрткиси әрлиридин қорқуш әмәс, бәлки Худаға ихласмән болуштин ибарәт болуши керәк.  Яр. 18:12.
Шуниңға охшаш, әй әрләр, силәрму аяллириңлар билән турушта, уларни аял кишиләр биздин аҗиз бәндиләр дәп билип уларни чүшинип йетиңлар; силәр улар билән Худа шапаәт қилған һаятқа ортақ мирасхор болуп, уларни һөрмәт қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду.«Шуниңға охшаш, әй әрләр, силәрму аяллириңлар билән турушта, уларни аял кишиләр биздин аҗиз бәндиләр дәп билип уларни чүшинип йетиңлар» — «аҗиз бәндә» грек тилида «аҗиз қача-қуча» дегән сөз билән ипадилиниду. Расул Петрусниң мошу йәрдә һәм әрләр һәм аялларму Худаниң хизмитидә болған қураллар яки әсваплар екәнлигини тәкитлимәкчи. Мошу йәрдә «чүшинип йетиш» грек тилида «билиш» билән ипадлиниду. «Яр.» 4:1 вә изаһатини көрүң. Бу ибарә әрниң аялиниң өз җинсий муһәббитигә болған муһтаҗлиғини унтумаслиғини өз ичигә алиду. «силәр улар билән Худа шапаәт қилған һаятқа ортақ мирасхор болуп, уларни һөрмәт қилиңлар» — «Худа шапаәт қилған һаятқа мирасхор» — грек тилида «һаятниң шапаитигә мирасхор...».  Әф. 5:25-33; Кол. 3:19.
 
Һәққанийлиқ үчүн азап чекиш
Ахирида, һәммиңлар бир нийәт бир мәхсәттә, бир-бириңларға һәмдәрд болуп, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, ич-бағри юмшақ вә кәмтәр болуңлар.«...ич-бағри юмшақ вә кәмтәр болуңлар» — яки «... ич-бағри юмшақ вә әдәплик болуңлар».  Рим. 12:16; 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; 3:16. Яманлиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә, бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар. Чүнки силәр дәл бу ишқа чақирилғансиләр; шуниң билән өзүңлар бәхиткә мирасхор болисиләр. Лав. 19:18; Пәнд. 20:22; 24:29; Мат. 5:39; 25:34; Рим. 12:17; 1Кор. 6:7; 1Тес. 5:15; 1Тим. 4:8. 10 Чүнки муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: —
«Кимки һаятни сөйүп, яхши күн көргүчи болай десә,
Тилини яманлиқтин тартсун,
Ләвлири мәккарлиқтин нери болсун;Зәб. 33:13-17; Яқ. 1:26.
11 Яманлиқтин өзини тартип,
Гөзәл әмәлләрни қилип жүрсун;
Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүрсун.«аман-хатирҗәмликни издәп,..» — яки «һәммәйлән билән енақ өтүшкә тиришип,...».  Зәб. 36:27; Йәш. 1:16; 3Юһа. 11.
12 Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду,
Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду;
Лекин Пәрвәрдигарниң йүзи рәзиллик жүргүзгүчиләргә қарши туриду».«...Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду; лекин Пәрвәрдигарниң йүзи рәзиллик жүргүзгүчиләргә қарши туриду» — (10-12-айәт) «Зәб.» 33:13-17.  Зәб. 33:13-17.
13 Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа интилсәңлар, ким силәргә яманлиқ қилар? «Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа интилсәңлар,...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «әгәр силәр яхши қилғучиларни үлгә қилсаңлар,...» дейилиду. 14 Лекин һәтта һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, охшашла бәхитликсиләр! Лекин уларниң вәһимисидин қорқмаңлар вә алақзадә болмаңлар; «Лекин уларниң вәһимисидин қорқмаңлар вә алақзадә болмаңлар...» — «Йәш.» 8:12.  Йәш. 8:12-13; Йәр. 1:8; Мат. 5:10; 1Пет. 2:20; 4:14. 15 бәлки қәлбиңларда Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар; силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанларға мөмин-мулайимлиқ вә ихласлиқ билән җавап беришкә һемишә тәйяр туруңлар. «бәлки қәлбиңларда Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар» — бу сөзләр «Йәш.» 8:13дә тепилиду. «Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар» грек тилида «рәбни муқәддәс қилип» дегән сөз билән ипадилиниду. Мошу айәттә «муқәддәс» дегән сөз «пак» дегән адәттики мәнидә ишлитилмәй, бәлки Рәбниң һәммә башқа затлардин пүтүнләй башқичә, пүтүнләй үстүн екәнлигини билдүриду. «силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанлар» — «үмүт» — мәңгүлүк һаятқа бағлиған, әлвәттә. «силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанларға мөмин-мулайимлиқ вә ихласлиқ билән җавап беришкә һемишә тәйяр туруңлар» — «ихласлиқ билән» грек тилида «қорқунуч билән» дегән сөз билән ипадилиниду.
Бизниңчә бу қорқунуч: (1) Худадин болиду — демәк, мән җавап бәргинимдә адәмниң чирайидин яки уни рәнҗитиштин қорқмаймән, бәлки пәқәт Худадин қорқимән, вә (2) җававимниң бирәр җайиниң һәқиқәттин езип кетишидин, гепиминиң хаталиқ йери болуп қелишидин қорқушму бар.
  Аюп 1:21; Зәб. 118:46; Рос. 4:8. 16 Һәрдайим виҗданиңларни пак тутуңлар; шуниң билән силәргә «яманлиқ қилғучилар» дәп төһмәт қилғанлар силәрниң Мәсиһдә болған пәзиләтлик жүрүш-турушуңларни көрүп, өзлири қилған төһмәтләрдин хиҗил болсун. Тит. 2:8; 1Пет. 2:12,15. 17 Чүнки Худаниң ирадиси шундақ болса, яхшилиқ қилғиниңлар үчүн азап-оқубәт чәксәңлар, бу яман иш қилғиниңлар түпәйлидин азап-оқубәт чәккиниңлардин әвзәл, әлвәттә. 18 Чүнки Мәсиһ бизни Худа билән яраштуруш үчүн, йәни Һәққаний Болғучи һәққаний әмәсләрни дәп, бирла қетимлиқ азап-оқубәт чәкти; гәрчә У тән җәһәттә өлтүрүлгән болсиму, лекин роһта җанландурулди;«йәни Һәққаний Болғучи һәққаний әмәсләрни дәп, бирла қетимлиқ азап-оқубәт чәкти» — «Һәққаний Болғучи» Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. «гәрчә У тән җәһәттә өлтүрүлгән болсиму, лекин роһта җанландурулди» — бу әҗайип һәқиқәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Рим. 5:6; Ибр. 9:15,28. 19 шуниң билән У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, Өзиниң бу ғәлибисини җакалиди. «шуниң билән У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, Өзиниң бу ғәлибисини җакалиди» — «мошу роһий һаятлиқ билән берип...» грек тилида «униңда берип...» билән ипадилиниду. Әйни грекчә тексттә униң немини җакалиқини ениқ дейилмигән. Биз «Өзиниң ғәлибиси»ни қошуп яздуқ. Чүнки уйғур тилида «җакалаш» дегән пеилниң мәлум бир толдурғучиси болуши керәк, шуниңдәк Мәсиһ уларға уқтурған хәвәрниң мәзмуни чоқум Өзиниң баятин ада қилған улуқ қурбанлиғи билән мунасивити болуши лазим.  1Пет. 4:6. 20 солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда, йәни Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә, кемә ясиливатқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән кишиләрниң товва қилишини күткинидә, Униңға итаәтсизлик қилди. Пәқәт шу кемигә киргән бир қанчиси, йәни җәмий сәккиз җан су арқилиқ қутқузулди. «...солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда, йәни Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә, кемә ясиливатқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән кишиләрниң товва қилишини күткинидә, Униңға итаәтсизлик қилди. Пәқәт шу кемигә киргән бир қанчиси, йәни җәмий сәккиз җан су арқилиқ қутқузулди» — «солап қоюлған бу роһлар» тоғрисида алимларниң икки хил қариши бар: (1) улар Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридә қиз-аялларға нәпс-шәһвәт қилған пәриштиләрни көрситиду («Яр.» 6:1-6ни вә изаһатни, «2Пет.» 2:4-5, «Йәһ.» 6-8ни көрүң); (2) Нуһ пәйғәмбәр дәвридики Худаниң сөзигә кирмигән, рәһимини рәт қилип топанда өлгән итаәтсиз адәмләрниң инсаний роһлирини көрситиду.
«Қошумчә сөз»имиздә бу икки пикир вә толуқ айәтниң мәнаси үстидә тохтилимиз.
  Яр. 6:3,14; 8:18; Мат. 24:37; Луқа 17:26; Рим. 2:4; 2Пет. 2:5. 21 Мана бу «суға чөмүлдүрүш»ниң бешарити болған. Әнди чөмүлдүрүш — бәдәнниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки адәмниң пак виҗдан билән Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ Худадин тилигән тәливи — бизни һазир қутқузуватиду «Мана бу «суға чөмүлдүрүш»ниң бешарити болған. Әнди чөмүлдүрүш — бәдәнниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки адәмниң пак виҗдан билән Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ Худадин тилигән тәливи — бизни һазир қутқузуватиду» — «адәмниң пак виҗданиниң ... Худадин тилигән тәливи» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «адәмниң пак виҗдан үчүн... Худадин тилигән тәливи». Бу икки тәрҗимә, шундақла бу муһим айәт оғрулуқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Рос. 2:38-39; Әф. 5:26; Кол.2:11-13 22 (Мәсиһ тирилип әршкә чиқип, пәриштиләр, барлиқ роһий һоқуқдарлар вә күчлүкләр Униңға босундурулди вә у Худаниң оң йенида турмақта).Әф. 1:20.
 
 

3:1-2 Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Кол. 3:18; Тит. 2:5.

3:3 1Тим. 2:9; Тит. 2:3.

3:4 «бәлки «қәлбиңлардики өзүңлар», йәни мөмин вә тинич роһтин болған чиримас гөзәлликтин болсун» — «қәлбиңлардики өзүңлар» грек тилида «қәлбдики ички инсан» дегән сөз билән билдүрүлиду.

3:5 «Худаға үмүтини бағлиған ихласмән аяллар» — «ихласмән» мошу йәрдә «муқәддәс» билән ипадилиниду.

3:6 «Силәр һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар, силәрму Сараһниң пәрзәнтлири болған болисиләр» — «һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар» дегәнликтә тәкитләйдиған иш бәлким, аяллар өз йолдашлирини һөрмәтлиши билән тәң улардин һеч қандақ қорқмаслиғи, бәлки Худадинла қорқуп, ихласмән болуши керәк. Демәк, аялларниң дурус ишларни қилишниң түрткиси әрлиридин қорқуш әмәс, бәлки Худаға ихласмән болуштин ибарәт болуши керәк.

3:6 Яр. 18:12.

3:7 «Шуниңға охшаш, әй әрләр, силәрму аяллириңлар билән турушта, уларни аял кишиләр биздин аҗиз бәндиләр дәп билип уларни чүшинип йетиңлар» — «аҗиз бәндә» грек тилида «аҗиз қача-қуча» дегән сөз билән ипадилиниду. Расул Петрусниң мошу йәрдә һәм әрләр һәм аялларму Худаниң хизмитидә болған қураллар яки әсваплар екәнлигини тәкитлимәкчи. Мошу йәрдә «чүшинип йетиш» грек тилида «билиш» билән ипадлиниду. «Яр.» 4:1 вә изаһатини көрүң. Бу ибарә әрниң аялиниң өз җинсий муһәббитигә болған муһтаҗлиғини унтумаслиғини өз ичигә алиду. «силәр улар билән Худа шапаәт қилған һаятқа ортақ мирасхор болуп, уларни һөрмәт қилиңлар» — «Худа шапаәт қилған һаятқа мирасхор» — грек тилида «һаятниң шапаитигә мирасхор...».

3:7 Әф. 5:25-33; Кол. 3:19.

3:8 «...ич-бағри юмшақ вә кәмтәр болуңлар» — яки «... ич-бағри юмшақ вә әдәплик болуңлар».

3:8 Рим. 12:16; 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; 3:16.

3:9 Лав. 19:18; Пәнд. 20:22; 24:29; Мат. 5:39; 25:34; Рим. 12:17; 1Кор. 6:7; 1Тес. 5:15; 1Тим. 4:8.

3:10 Зәб. 33:13-17; Яқ. 1:26.

3:11 «аман-хатирҗәмликни издәп,..» — яки «һәммәйлән билән енақ өтүшкә тиришип,...».

3:11 Зәб. 36:27; Йәш. 1:16; 3Юһа. 11.

3:12 «...Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду; лекин Пәрвәрдигарниң йүзи рәзиллик жүргүзгүчиләргә қарши туриду» — (10-12-айәт) «Зәб.» 33:13-17.

3:12 Зәб. 33:13-17.

3:13 «Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа интилсәңлар,...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «әгәр силәр яхши қилғучиларни үлгә қилсаңлар,...» дейилиду.

3:14 «Лекин уларниң вәһимисидин қорқмаңлар вә алақзадә болмаңлар...» — «Йәш.» 8:12.

3:14 Йәш. 8:12-13; Йәр. 1:8; Мат. 5:10; 1Пет. 2:20; 4:14.

3:15 «бәлки қәлбиңларда Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар» — бу сөзләр «Йәш.» 8:13дә тепилиду. «Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар» грек тилида «рәбни муқәддәс қилип» дегән сөз билән ипадилиниду. Мошу айәттә «муқәддәс» дегән сөз «пак» дегән адәттики мәнидә ишлитилмәй, бәлки Рәбниң һәммә башқа затлардин пүтүнләй башқичә, пүтүнләй үстүн екәнлигини билдүриду. «силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанлар» — «үмүт» — мәңгүлүк һаятқа бағлиған, әлвәттә. «силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанларға мөмин-мулайимлиқ вә ихласлиқ билән җавап беришкә һемишә тәйяр туруңлар» — «ихласлиқ билән» грек тилида «қорқунуч билән» дегән сөз билән ипадилиниду. Бизниңчә бу қорқунуч: (1) Худадин болиду — демәк, мән җавап бәргинимдә адәмниң чирайидин яки уни рәнҗитиштин қорқмаймән, бәлки пәқәт Худадин қорқимән, вә (2) җававимниң бирәр җайиниң һәқиқәттин езип кетишидин, гепиминиң хаталиқ йери болуп қелишидин қорқушму бар.

3:15 Аюп 1:21; Зәб. 118:46; Рос. 4:8.

3:16 Тит. 2:8; 1Пет. 2:12,15.

3:18 «йәни Һәққаний Болғучи һәққаний әмәсләрни дәп, бирла қетимлиқ азап-оқубәт чәкти» — «Һәққаний Болғучи» Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. «гәрчә У тән җәһәттә өлтүрүлгән болсиму, лекин роһта җанландурулди» — бу әҗайип һәқиқәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

3:18 Рим. 5:6; Ибр. 9:15,28.

3:19 «шуниң билән У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, Өзиниң бу ғәлибисини җакалиди» — «мошу роһий һаятлиқ билән берип...» грек тилида «униңда берип...» билән ипадилиниду. Әйни грекчә тексттә униң немини җакалиқини ениқ дейилмигән. Биз «Өзиниң ғәлибиси»ни қошуп яздуқ. Чүнки уйғур тилида «җакалаш» дегән пеилниң мәлум бир толдурғучиси болуши керәк, шуниңдәк Мәсиһ уларға уқтурған хәвәрниң мәзмуни чоқум Өзиниң баятин ада қилған улуқ қурбанлиғи билән мунасивити болуши лазим.

3:19 1Пет. 4:6.

3:20 «...солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда, йәни Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә, кемә ясиливатқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән кишиләрниң товва қилишини күткинидә, Униңға итаәтсизлик қилди. Пәқәт шу кемигә киргән бир қанчиси, йәни җәмий сәккиз җан су арқилиқ қутқузулди» — «солап қоюлған бу роһлар» тоғрисида алимларниң икки хил қариши бар: (1) улар Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридә қиз-аялларға нәпс-шәһвәт қилған пәриштиләрни көрситиду («Яр.» 6:1-6ни вә изаһатни, «2Пет.» 2:4-5, «Йәһ.» 6-8ни көрүң); (2) Нуһ пәйғәмбәр дәвридики Худаниң сөзигә кирмигән, рәһимини рәт қилип топанда өлгән итаәтсиз адәмләрниң инсаний роһлирини көрситиду. «Қошумчә сөз»имиздә бу икки пикир вә толуқ айәтниң мәнаси үстидә тохтилимиз.

3:20 Яр. 6:3,14; 8:18; Мат. 24:37; Луқа 17:26; Рим. 2:4; 2Пет. 2:5.

3:21 «Мана бу «суға чөмүлдүрүш»ниң бешарити болған. Әнди чөмүлдүрүш — бәдәнниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки адәмниң пак виҗдан билән Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ Худадин тилигән тәливи — бизни һазир қутқузуватиду» — «адәмниң пак виҗданиниң ... Худадин тилигән тәливи» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «адәмниң пак виҗдан үчүн... Худадин тилигән тәливи». Бу икки тәрҗимә, шундақла бу муһим айәт оғрулуқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

3:21 Рос. 2:38-39; Әф. 5:26; Кол.2:11-13

3:22 Әф. 1:20.