6
Бир-бири билән дәвалишишқа боламду?
Силәрниң араңларда өз ара аразлиқ иш болса, уни муқәддәс бәндиләрниң бир тәрәп қилишиға тапшурмай, һәққанийсизларниң алдида дәвалишишқа петиналамсиләр?«Силәрниң араңларда өз ара аразлиқ иш болса, уни муқәддәс бәндиләрниң бир тәрәп қилишиға тапшурмай, һәққанийсизларниң алдида дәвалишишқа петиналамсиләр?» — «петиналамсиләр?» — Худаниң бу ишларға қаратқан ғәзивигә йүзлинишкә петиналамсиләр?, демәк. Муқәддәс бәндиләрниң дунияни сорақ қилидиғанлиғини билмәмсиләр? Әгәр дунияни силәр сорақ қилидиған иш болса, әнди зиғирчилик ишларни һәл қилишқа яримамсиләр?Мат. 19:28; Луқа 22:30. Пәриштиләр үстидинму һөкүм чиқиридиғанлиғимизни билмәмсиләр? Шундақ болған екән, бу һаяттики ишларни һәл қилиш қанчилик иш еди?«муқәддәс бәндилириниң дуния үстидин сорақ қилиши ... (2-айәт) ... Пәриштиләр үстидинму һөкүм чиқириши» — бу ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Силәрдә мошу һаяттики ишлар үстидин һөкүм қилиш зөрүр тепилғанда, җамаәт арисида төвән дәп қаралғанларни уни һәл қилишқа салмамсиләр?«җамаәт арисида төвән дәп қаралғанларни уни һәл қилишқа салмамсиләр?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «уни һәл қилишқа җамаәттә һеч орни йоқларни саламсиләр?». Лекин 5-айәтниму көрүң. Мошуларни силәрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн дәватимән. Әҗәба, араңларда өз қериндашлири оттурисида һөкүм чиқарғидәк дана киши йоқму, һәтта бириму йоқму? Униң орнида, қериндаш билән қериндаш дәвалишиватиду, — вә капирлар алдида шундақ қилиду! Әмәлийәттә өз араңларда дәваларниң болғанлиғиниң өзи силәргә нисбәтән бир әйиптур. Немишкә увалчилиққа чидимайсиләр? Немишкә наһәқчиликкә йол қоймайсиләр?Пәнд. 20:22; Мат. 5:39; Рим. 12:17; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9. Әксичә, силәр наһәқчилик қиливатисиләр, хиянәт қиливатисиләр, йәнә келип қериндашлириңларға шундақ қилисиләр!
Һәққанийсизларниң Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайдиғанлиғини билмәмсиләр? Алдинип кәтмәңлар! Бузуқчилиқ қилғучилар, бутпәрәсләр, зина қилғучилар, бәччивазлар, башқа әрләр билән бузуқлуқ қилғучилар, Гал. 5:19; Әф. 5:5; Вәһ. 22:15. 10 оғрилар, нәпсанийәтчиләр, һарақкәшләр, төһмәтхорлар яки алдамчи-каззаплар Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайду; 11 бәзиңлар дәрвәқә шундақ болғансиләр; амма силәр Рәб Әйса Мәсиһниң намида вә Худайимизниң Роһи билән жуюлдуңлар, пак-муқәддәс қилиндиңлар, һәққаний қилиндиңлар.Әф. 2:2; Кол. 3:7; Тит. 3:3; Ибр. 10:22.
 
Тениңлар Худаниң ибадәтханисидур
12 «Һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма мән һеч қандақ нәрсиниң хумариға қул болмаймән. «һәммә нәрсә маңа һалалдур» — бу сөз-ибарә бәлким Коринтлиқлар үчүн Инҗилдики йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ болған тәлимләрниң бир қисқартилмиси болуши мүмкин. Бу һәқиқәткә йеқин болғини билән, Павлус һазир уларға йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ башқа тәрәпләрдинму ойлаш керәк, дәп тәлим бәрмәкчи.  1Кор. 10:23. 13 «Йемәкликләр аш қазан үчүн, аш қазан болса йемәкликләр үчүндур»; амма Худа у вә бу һәр иккисини йоққа чиқириду; тән болса бузуқчилиқ үчүн әмәс, бәлки Рәб үчүндур; Рәб тән үчүндур. «Йемәкликләр аш қазан үчүн, аш қазан болса йемәкликләр үчүндур» — башқичә ейтқанда: «йемәкликләр қосақни тойдуруш үчүн, қосақ болса йемәкликләрни сиңдүрүш үчүн». Коринтлиқлардин бәзилири бу гәпни башқа ишларға тәтбиқлап, «тенимизниң һәр қандақ еһтияҗлири яки арзу-һәвәслирини халиғанчә қандурувәрсәк болиду» дәп ойлайтти. Лекин, җинсий әхлақсизлиққа кәлсәк бу тоғра әмәс, әлвәттә. «Рәб тән үчүндур» — адәмни һәйран қиларлиқ бу баян тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. 14 Худа Рәбни тирилдүрди, шуниңдәк бизниму Өз қудрити билән өлүмдин тирилдүриду. Рим. 8:11; 2Кор. 4:14. 15 Тениңларниң Мәсиһниң әзалири екәнлигини билмәмсиләр? Ундақта, Мәсиһниң әзалирини елип, паһишә аялниң әзалири қилсам боламду? Һәргиз болмайду! 16 Ким паһишә аял билән бағланған болса униң билән бир тән болиду, дәп билмәмсиләр? Чүнки «әр-аял иккиси бир тән болиду» — дейилгән еди. «әр-аял иккиси бир тән болиду» — бу Худаниң Адәм атимиз вә Һава анимиз тоғрилиқ болған сөзи («Яр.» 2:24); бу сөз һәр бир әр-аяллиқ мунасивәттә әмәлгә ашурулиду.  Яр. 2:24; Мат. 19:5; Мар. 10:8; Әф. 5:31. 17 Амма Рәбгә бағланғучи болса Униң билән бир роһтур. Әз. 36:26-28; 1Кор. 12:13; Яр. 2:24 18 Бузуқлуқтин қечиңлар. «Инсанларниң һәр бир садир қилған гунайи өз тениниң сиртида болиду!» — амма бузуқлуқ садир қилғучи өз тенигә қарши гуна қилиду. «Инсанларниң һәр бир садир қилған гунайи өз тениниң сиртида болиду!» — бәзи алимлар, бу сөзләрни Павлусниң өзиниңки, дәп қарайду; амма башқа гуналиримиз (мәсилән, нәпсанийәтчилик, һарақкәшлик)му тенимизгә яман тәсир йәткүзмәмду? Йәткүзиду, әлвәттә. Шуңа бизниңчә бу сөзләрни Коринтлиқларниң өзлириниңки хата көзқариши дәп ойлаймиз; улар бу сөзни бузуқлуқ (вә башқа «җисманий» гуналарни) қилишқа банә қилатти. Павлус уни әндиликтә уларниң хата көзқарашлирини тоғрилимақчи болувататти. 19 Силәрниң тениңлар силәрни туралғу қилған, Худа тәрипидин силәргә илтипат қилинған Муқәддәс Роһниң ибадәтханиси, силәр өзүңларни өзүмниңки әмәс дәп билмәмсиләр? «Худа тәрипидин силәргә илтипат қилинған» — бизниңчә «силәргә илтипат қилинған» дегәнлик «Муқәддәс Роһ»ни көрситиду. Шундақму мүмкинчилик барки, у бу айәттики «силәрниң тениңлар» яки «ибадәтхана»ни көрситиду.  1Кор. 3:16; 2Кор. 6:16; Әф. 2:21; Ибр. 3:6; 1Пет. 2:5. 20 Чүнки силәр чоң бәдәл билән сетивелинғансиләр; шуңа тениңларда Худани улуқлаңлар.1Кор. 7:23; Гал. 3:13; Ибр. 9:12; 1Пет. 1:18.
 
 

6:1 «Силәрниң араңларда өз ара аразлиқ иш болса, уни муқәддәс бәндиләрниң бир тәрәп қилишиға тапшурмай, һәққанийсизларниң алдида дәвалишишқа петиналамсиләр?» — «петиналамсиләр?» — Худаниң бу ишларға қаратқан ғәзивигә йүзлинишкә петиналамсиләр?, демәк.

6:2 Мат. 19:28; Луқа 22:30.

6:3 «муқәддәс бәндилириниң дуния үстидин сорақ қилиши ... (2-айәт) ... Пәриштиләр үстидинму һөкүм чиқириши» — бу ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

6:4 «җамаәт арисида төвән дәп қаралғанларни уни һәл қилишқа салмамсиләр?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «уни һәл қилишқа җамаәттә һеч орни йоқларни саламсиләр?». Лекин 5-айәтниму көрүң.

6:7 Пәнд. 20:22; Мат. 5:39; Рим. 12:17; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9.

6:9 Гал. 5:19; Әф. 5:5; Вәһ. 22:15.

6:11 Әф. 2:2; Кол. 3:7; Тит. 3:3; Ибр. 10:22.

6:12 «һәммә нәрсә маңа һалалдур» — бу сөз-ибарә бәлким Коринтлиқлар үчүн Инҗилдики йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ болған тәлимләрниң бир қисқартилмиси болуши мүмкин. Бу һәқиқәткә йеқин болғини билән, Павлус һазир уларға йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ башқа тәрәпләрдинму ойлаш керәк, дәп тәлим бәрмәкчи.

6:12 1Кор. 10:23.

6:13 «Йемәкликләр аш қазан үчүн, аш қазан болса йемәкликләр үчүндур» — башқичә ейтқанда: «йемәкликләр қосақни тойдуруш үчүн, қосақ болса йемәкликләрни сиңдүрүш үчүн». Коринтлиқлардин бәзилири бу гәпни башқа ишларға тәтбиқлап, «тенимизниң һәр қандақ еһтияҗлири яки арзу-һәвәслирини халиғанчә қандурувәрсәк болиду» дәп ойлайтти. Лекин, җинсий әхлақсизлиққа кәлсәк бу тоғра әмәс, әлвәттә. «Рәб тән үчүндур» — адәмни һәйран қиларлиқ бу баян тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

6:14 Рим. 8:11; 2Кор. 4:14.

6:16 «әр-аял иккиси бир тән болиду» — бу Худаниң Адәм атимиз вә Һава анимиз тоғрилиқ болған сөзи («Яр.» 2:24); бу сөз һәр бир әр-аяллиқ мунасивәттә әмәлгә ашурулиду.

6:16 Яр. 2:24; Мат. 19:5; Мар. 10:8; Әф. 5:31.

6:17 Әз. 36:26-28; 1Кор. 12:13; Яр. 2:24

6:18 «Инсанларниң һәр бир садир қилған гунайи өз тениниң сиртида болиду!» — бәзи алимлар, бу сөзләрни Павлусниң өзиниңки, дәп қарайду; амма башқа гуналиримиз (мәсилән, нәпсанийәтчилик, һарақкәшлик)му тенимизгә яман тәсир йәткүзмәмду? Йәткүзиду, әлвәттә. Шуңа бизниңчә бу сөзләрни Коринтлиқларниң өзлириниңки хата көзқариши дәп ойлаймиз; улар бу сөзни бузуқлуқ (вә башқа «җисманий» гуналарни) қилишқа банә қилатти. Павлус уни әндиликтә уларниң хата көзқарашлирини тоғрилимақчи болувататти.

6:19 «Худа тәрипидин силәргә илтипат қилинған» — бизниңчә «силәргә илтипат қилинған» дегәнлик «Муқәддәс Роһ»ни көрситиду. Шундақму мүмкинчилик барки, у бу айәттики «силәрниң тениңлар» яки «ибадәтхана»ни көрситиду.

6:19 1Кор. 3:16; 2Кор. 6:16; Әф. 2:21; Ибр. 3:6; 1Пет. 2:5.

6:20 1Кор. 7:23; Гал. 3:13; Ибр. 9:12; 1Пет. 1:18.