26
Икки шәһәр — йеңи Йерусалим вә «дунияниң шәһири»
Шу күнидә Йәһуданиң зиминида муну нахша ейтилиду: —
«Мустәһкәм бир шәһиримиз бар;
У ниҗатлиқни униңға сепил вә тирәкләр қилип бекитип қойиду.«У ниҗатлиқни униңға сепил вә тирәкләр қилип бекитип қойиду» — «У» — Рәб Пәрвәрдигарни көрситиду, әлвәттә.  Зәб. 46:5-6; 124:1; Пәнд. 18:10
Вападарлиқта чиң турған һәққаний әлниң кириши үчүн,
Дәрвазиларни ечип бериңлар!
Ким өзиниң әқидә, ой-хияли Саңа бағлиған болса,
Сән уни мутләқ хатирҗәмликтә сақлайсән;
Чүнки у Саңа ишәш-етиқат бағлиғандур.
Мәңгүгә Пәрвәрдигарға тайиниңлар;
Чүнки Яһ Пәрвәрдигар һәқиқәтән әбәдил-әбәтлик бир қорам таштур. «Яһ» — болса «Яһвәһ»ниң қисқартилған шәкли (1:1-изаһатни көрүң).
Чүнки У жуқурида турғанларни пәскә чүшүриду;
Әшу алий шәһәрни, У пәс қилиду;
Уни йәргә чүшүрүп,
Топа-чаңға айландуриду.«жуқурида турғанлар» — бәлким 25-бап, 11-айәттики «жуқурида турған қошунлар»ға охшаш, җин-шәйтанларни көрситиши мүмкин. «Әшу алий шәһәр» — бәлким дуниядики худасизлиққа вәкиллик қилидиған Бабил, йәни жуқуриқи баблардики «мәнисиз шәһәр» болуши мүмкин.
У пут билән чәйлиниду;
У мөминләрниң путлири,
Мискинләрниң қәдәмлири билән чәйлиниду!
Һәққанийниң йоли болса түздур;
И Әң Түз Йоллуқ Болғучи,
Сән һәққаний адәм үчүн униң йолини оң қилисән.
И Пәрвәрдигар, биз дәрһәқиқәт Сениң һөкүмлириңниң йолида меңип, Сени күтүп кәлдуқ;
Җенимизниң тәшналиғи шудурки, намиң вә шөһритиң ашсун!
Вуҗудум билән кечиләрдә Саңа тәшна болдуммән;
Бәрһәқ, таң сәһәрләрдиму роһум билән ич-ичимдин Сени издидим;
Чүнки һөкүмлириң йәр йүзидә көрүнгән болса,
Йәр йүзидикиләр һәққанийлиқни үгиниду.«Һөкүмлириң йәр йүзидә көрүнгән болса» — бу сөзниң икки хил мәнаси бар: — биринчиси «адил қанунлириң дунияда (хәлқиңниң яхши қилғанлиғи арқилиқ) аян қилинса...».
Иккинчи мәнаси «тәрбийилик җаза һөкүмлириң дунияда пәйда болса...». Иккила мәнаси, болупму иккинчи мәнаси тоғра болса керәк (10-айәтни көрүң).
10 Рәзил адәмгә рәһим көрситилсиму,
У йәнила һәққанийлиқни үгәнмәйду;
Һәтта дуруслуқ турған зиминдиму у йәнила адилсизлиқ қиливериду,
Пәрвәрдигарниң шану-шәвкитини көрмәйду.«Һәтта дуруслуқ турған зиминдиму у (рәзил адәм) йәнила адилсизлиқ қиливериду» — адиллиқни беҗа кәлтүрүш адилсиз муһит астида тәс, әлвәттә. Әтраптикиләр адил болса, өзиниң адил болмиқи асанрақ болиду. Бирақ рәзилләр йәнила адилсизлиқ қилиду.
11 И Пәрвәрдигар, қолуң көтирилди,
Бирақ улар көрмәйду.
Һалбуки, Өз хәлқиңгә болған отлуқ муһәббитиңни улар көриду һәм хиҗил болиду;
Күшәндилириң үчүн тәйярланған от уларни бәрһәқ жутуветиду.
12 И Пәрвәрдигар, Сән бизгә хатирҗәмлик несип қилисән;
Чүнки бизниң әмәллиримизниң һәммисини өзүң вуҗуқа чиқарғансән.«Чүнки бизниң әмәллиримизниң һәммисини өзүң вуҗуқа чиқарғансән» — яки «чүнки һәммә әмәллиримизни әмәлийләштүргүчи өзүңдурсән».
13 Дәрвәқә, и Пәрвәрдигар Худайимиз, илгири Сәндин башқа «рәбләр» үстимиздин һөкүмранлиқ қилған;
Әндиликтә пәқәт Саңа тайинипла намиңни әсләп тилға алимиз.«Әндиликтә пәқәт Саңа тайинипла намиңни әсләп тилға алимиз» — Худаниң «қалдиси»и, йәни Худаға садиқ болғанлар, «пәқәт Сениң меһри-шәпқитиң арқилиқла садиқ болдуқ» дегәндәк етирап қилиду.
14 Улар болса өлди, қайтидин яшимайду;
Әрваһ болуп кәтти, қайта тирилмәйду;
Чүнки Сән уларни җазалап йоқаттиң,
Уларни адәмләрниң есидиму қилчә қалдурмидиң.«Улар болса өлди» — мошу йәрдә «улар» 13-айәттики «башқа рәбләр», йәр йүзидики падишалар яки Исраил чоқунған бутларниң кәйнидә турған җин-шәйтанлар болса керәк.
15 Сән әлни улғайтқансән, и Пәрвәрдигар;
Әлни улғайтқансән,
Өзүңгә шан-шәрәп кәлтүргәнсән;
Зиминниң чегаралирини һәртәрәпкә узартқансән. «Сән әлни... зиминниң ... һәртәрәпкә узартқансән» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Сән... әслидә уларни (әлни, йәни Исраилни) җаһанниң әң четигә сүргүн қилғансән».
 
Исраил қандақ йол билән азат қилинған?
16 И Пәрвәрдигар, улар дәрд-әләм ичидә қалғанда, Сени издиди;
Тәрбийилик җазалишиң уларниң бешиға чүшкәндә,
Улар аһ уруп, пичирлап бир дуани қилди: —
17 «Бошиниш алдида турған, толғиғи тутуп, ағриқтин вақириған бир һамилдар аялдәк,
Биз Сениң алдиңда шундақ болдуқ, и Пәрвәрдигар.Юһ. 16:21
18 Биз икки қат болуп,
Толғаққа чүштуқ,
Бирақ пәқәт йәлла чиқардуқ;
Йәр йүзидикиләр үчүн һеч ниҗат-қутқузушни йәткүзмидуқ;
Дуниядики адәмләр һеч туғулмиди». «Дуниядики адәмләр һеч туғулмиди» — башқа бир хил тәрҗимиси «дунияда турғанлар һеч жиқилмиди» (демәк, урушта биздә һеч ғәлибә болмиди). Бирақ бизниңчә жуқуриқи тәрҗимиси тоғра. Шуниң билән мошу айәт Худаниң Исраил тоғрилиқ болған чоңқур мәхсити үстидә тохтилиду, дәп қараймиз. У Исраил арқилиқ дуниядикиләргә ниҗат-қутқузуш хәвирини йәткүзүп, уларни йеңи һаятқа, йәни мәңгүлүк һаятқа ериштүрүп, қайтидин туғдурмақчи. Лекин Исраил Худаниң шу мәхситигә қурал болушқа лайиқәтсиз болуп қалди . Шуңа Худа Өзи (19-20-айәтләр вә төвәндики бабларға асасән) шу ишни қилиду, дәйду.
 
Худаниң Исраилниң дуасиға болған җавави
19 «Саңа тәвә өлгән адәмләр яшайду;
Мениң җәситимниң тирилиши билән тәң уларму тирилиду.
И топа-чаңда ятқанлар, ойғинип нахша яңритиңлар!
Шәбнимиң таң сәһәрниң шәбнимидәктур;
Йәр-зимин өзидә өлгәнләрни туғуп бериду.«Саңа тәвә өлгән адәмләр» — бу сөзни аңлаватқан «қалди»ларниң өзи сөйгән мәрһумларни көрситиши мүмкин. «Мениң җәситимниң тирилиши билән тәң улар тирилиду» — бәзидә ибраний тилида бирлик сан көплүк санни билдүриду; бирақ мошу айәт Қутқузғучи-Мәсиһниң тирилиши билән башқиларму тирилиду, дегән бешарәтлик мәнидә болушиму мүмкин (Инҗил, «Мат.» 27:52ни, «Рим.», 6:3-11ни көрүң).
20 И хәлқим, келиңлар,
Өйүңларға кирип, кәйниңлардин ишикләрни етип қоюңлар;
Мениң дәрғәзивим өткичә, өзүңни бир дәмлик йошурувал.2Кор. 4:17
21 Чүнки қара,
Пәрвәрдигар Өз җайидин чиқип,
Йәр йүзидикиләрниң гунайини өзлиригә қайтурмақчи;
Йәр болса үстигә төкүлгән қанларни ашкарилайду,
Өзидә өлтүрүлгәнләрни һаман йепивәрмәйду.
 
 

26:1 «У ниҗатлиқни униңға сепил вә тирәкләр қилип бекитип қойиду» — «У» — Рәб Пәрвәрдигарни көрситиду, әлвәттә.

26:1 Зәб. 46:5-6; 124:1; Пәнд. 18:10

26:4 «Яһ» — болса «Яһвәһ»ниң қисқартилған шәкли (1:1-изаһатни көрүң).

26:5 «жуқурида турғанлар» — бәлким 25-бап, 11-айәттики «жуқурида турған қошунлар»ға охшаш, җин-шәйтанларни көрситиши мүмкин. «Әшу алий шәһәр» — бәлким дуниядики худасизлиққа вәкиллик қилидиған Бабил, йәни жуқуриқи баблардики «мәнисиз шәһәр» болуши мүмкин.

26:9 «Һөкүмлириң йәр йүзидә көрүнгән болса» — бу сөзниң икки хил мәнаси бар: — биринчиси «адил қанунлириң дунияда (хәлқиңниң яхши қилғанлиғи арқилиқ) аян қилинса...». Иккинчи мәнаси «тәрбийилик җаза һөкүмлириң дунияда пәйда болса...». Иккила мәнаси, болупму иккинчи мәнаси тоғра болса керәк (10-айәтни көрүң).

26:10 «Һәтта дуруслуқ турған зиминдиму у (рәзил адәм) йәнила адилсизлиқ қиливериду» — адиллиқни беҗа кәлтүрүш адилсиз муһит астида тәс, әлвәттә. Әтраптикиләр адил болса, өзиниң адил болмиқи асанрақ болиду. Бирақ рәзилләр йәнила адилсизлиқ қилиду.

26:12 «Чүнки бизниң әмәллиримизниң һәммисини өзүң вуҗуқа чиқарғансән» — яки «чүнки һәммә әмәллиримизни әмәлийләштүргүчи өзүңдурсән».

26:13 «Әндиликтә пәқәт Саңа тайинипла намиңни әсләп тилға алимиз» — Худаниң «қалдиси»и, йәни Худаға садиқ болғанлар, «пәқәт Сениң меһри-шәпқитиң арқилиқла садиқ болдуқ» дегәндәк етирап қилиду.

26:14 «Улар болса өлди» — мошу йәрдә «улар» 13-айәттики «башқа рәбләр», йәр йүзидики падишалар яки Исраил чоқунған бутларниң кәйнидә турған җин-шәйтанлар болса керәк.

26:15 «Сән әлни... зиминниң ... һәртәрәпкә узартқансән» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Сән... әслидә уларни (әлни, йәни Исраилни) җаһанниң әң четигә сүргүн қилғансән».

26:17 Юһ. 16:21

26:18 «Дуниядики адәмләр һеч туғулмиди» — башқа бир хил тәрҗимиси «дунияда турғанлар һеч жиқилмиди» (демәк, урушта биздә һеч ғәлибә болмиди). Бирақ бизниңчә жуқуриқи тәрҗимиси тоғра. Шуниң билән мошу айәт Худаниң Исраил тоғрилиқ болған чоңқур мәхсити үстидә тохтилиду, дәп қараймиз. У Исраил арқилиқ дуниядикиләргә ниҗат-қутқузуш хәвирини йәткүзүп, уларни йеңи һаятқа, йәни мәңгүлүк һаятқа ериштүрүп, қайтидин туғдурмақчи. Лекин Исраил Худаниң шу мәхситигә қурал болушқа лайиқәтсиз болуп қалди . Шуңа Худа Өзи (19-20-айәтләр вә төвәндики бабларға асасән) шу ишни қилиду, дәйду.

26:19 «Саңа тәвә өлгән адәмләр» — бу сөзни аңлаватқан «қалди»ларниң өзи сөйгән мәрһумларни көрситиши мүмкин. «Мениң җәситимниң тирилиши билән тәң улар тирилиду» — бәзидә ибраний тилида бирлик сан көплүк санни билдүриду; бирақ мошу айәт Қутқузғучи-Мәсиһниң тирилиши билән башқиларму тирилиду, дегән бешарәтлик мәнидә болушиму мүмкин (Инҗил, «Мат.» 27:52ни, «Рим.», 6:3-11ни көрүң).

26:20 2Кор. 4:17