18
Көпчиликтин айрилип ялғуз жүргән киши һаман өз нәпсигә чоғ тартар;
Һәр қандақ чин һекмәткә һаман җан-җәһли билән қарши чиқар.
Ахмақ йорутулушқа қизиқмас;
Қизиқидиғини пәқәт өз ойлиғанлирини көрситишла, халас.
Яман киши кәлсә, нәпрәтму пәйда болар;
Номуссиз иш иза-аһанәттин айрилмас.«нәпрәтму пәйда болар» — яки «пәсликму пәйда болар».
Адәмниң сөзлири чоңқур суларға охшар;
Даналиқ булиқи ериқ сүйидәк өркәшләп ақар.
Яманға ян бесишқа,
Сорақта һәққанийға увал қилишқа қәтъий болмас.«қәтъий болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс».  Лав. 19:15; Қан. 1:17; 16:19; Пәнд. 24:23
Ахмақниң ләвлири уни җедәлгә башлар;
Униң ағзи «Мени думбала» дәп тәклип қилар.
Ахмақниң ағзи өз бешиға һалакәттур;
Униң ләвлири өз җениға қапқандур.Пәнд. 10:14; 12:13; 13:3
Ғәйвәтхорниң сөзлири һәр хил назу-немәтләрдәк,
Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр.«Кишиниң қәлбигә...» — ибраний тилида «Қосиғиниң ички йәрлиригә...».  Пәнд. 26:22
Ишида һорун болған кишиму,
Бузғунчи билән үлпәтдаш болиду.«Кишиму ...»...му — демәк, һорун адәм ғәйвәтхорға охшаш бузғунчидур.
10 Пәрвәрдигарниң нами мәзмут мунардур;
Һәққанийлар униң ичигә жүгүрүп кирип жуқурида аман болар.Һак.9:51; 2Сам. 22:51; Зәб. 17:1-4; 60:4-5; Пәнд. 29:25
11 Бай адәм мал-дуниясини «мустәһкәм шәһирим» дәп биләр;
Нәзиридә өзини сақлайдиған егиз сепилдәк турар. Пәнд. 10:15
12 Битчит болуштин авал, көңүлгә тәкәббурлуқ келәр;
Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.Пәнд. 11:2; 15:33; 16:18
13 Сөзни аңлимай туруп, алдирап җавап бәргән,
Ахмақлиғини көрситип өзини хиҗаләттә қалдурур.
14 Тәндики ағриқ азавиға адәмниң өз роһи бәрдашлиқ бәргүзәр;
Бирақ роһи сунған болса уни ким көтирәр?
15 Йорутулғанниң қәлби билимгә еришмәктә,
Ақиланиниң қулақлири билимни издимәктә.
16 Соғат өз егисигә ишикни дағдам ечип берәр;
Уни чоң әрбаблар алдиға йәткүзәр.
17 Дәва қилғанда, авал сөзлигүчиниң сөзлири орунлуқ көрүнәр;
Лекин қарши тәрәп соал қоюп ишни сүрүштүрәр.Пәнд. 25:8
18 Чәк ташлаш җедәлләрни түгитәр;
Ғоҗиларниң арисидики ишниму һәл қилар.
19 Рәнҗигән қериндашниң көңлини елиш мустәһкәм шәһәрни елиштинму тәс;
Җедәл-маҗира қорғанниң тақақ-балдақлириға охшаштур.
20 Адәм дурус сөзлигәнлигидин қосиғи тоқ болар;
Өз көңлидин чиққан сөзлиридин мол һосул алар.«Адәм дурус сөзлигәнлигидин .. мол һосул алар» — айәт ибраний тилида «Ағзиниң мевисидин адәмниң қосиғи тоқ болар; ләвлириниң һосулидин қанаәтлинәр» дегән сөзләр билән билдүрүлиду.  Пәнд. 12:14; 13:2
21 Һаят-мамат тилниң илкидидур;
Кимки униң тәсирини әтиварлиса униң мевисидин йәр.«Кимки униң тәсирини әтиварлиса униң мевисидин йәр» — яки «Кимки өз сөзлиригә амрақ болса, шу униң мевисини йәр».  Пәнд. 21:23; Яқ. 3:2
22 Хотунни таллап алған киши яхшилиқ тапиду,
У Пәрвәрдигарниң мәрһимитигә еришкән болиду.Пәнд. 19:14
23 Мискинләр пәс авазда йелинип сөзләр;
Бай болса қопаллиқ билән җавап берәр.
24 Достни көп тутқан киши харап болар;
Лекин қериндаштинму йеқин бағланған бир дост бардур.Пәнд. 17:17
 
 

18:3 «нәпрәтму пәйда болар» — яки «пәсликму пәйда болар».

18:5 «қәтъий болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс».

18:5 Лав. 19:15; Қан. 1:17; 16:19; Пәнд. 24:23

18:7 Пәнд. 10:14; 12:13; 13:3

18:8 «Кишиниң қәлбигә...» — ибраний тилида «Қосиғиниң ички йәрлиригә...».

18:8 Пәнд. 26:22

18:9 «Кишиму ...» — ...му — демәк, һорун адәм ғәйвәтхорға охшаш бузғунчидур.

18:10 Һак.9:51; 2Сам. 22:51; Зәб. 17:1-4; 60:4-5; Пәнд. 29:25

18:11 Пәнд. 10:15

18:12 Пәнд. 11:2; 15:33; 16:18

18:17 Пәнд. 25:8

18:20 «Адәм дурус сөзлигәнлигидин .. мол һосул алар» — айәт ибраний тилида «Ағзиниң мевисидин адәмниң қосиғи тоқ болар; ләвлириниң һосулидин қанаәтлинәр» дегән сөзләр билән билдүрүлиду.

18:20 Пәнд. 12:14; 13:2

18:21 «Кимки униң тәсирини әтиварлиса униң мевисидин йәр» — яки «Кимки өз сөзлиригә амрақ болса, шу униң мевисини йәр».

18:21 Пәнд. 21:23; Яқ. 3:2

18:22 Пәнд. 19:14

18:24 Пәнд. 17:17