17
Қурбанлиқ гөшлиригә толған җедәллик өйдин,
Бир чишләм қуруқ нан йәп, көңүл течлиқта болған әвзәл.«Қурбанлиқ гөшлири» — ибранийлар ибадәтханида Худаға атап сойған бәзи қурбанлиқ гөшлириниң көп қисмини өйигә әкилип йейишкә болатти.  Пәнд. 15:17
Хизмәткар чевәр болса, ғоҗисиниң номуста қойғучи оғлини башқурар;
Кәлгүсидә у ғоҗиниң оғли қатарида туруп униң мирасни тәқсим қилар.
Сапал қазан күмүчни тавлар, чанақ алтунни тавлар,
Бирақ адәмниң қәлбини Пәрвәрдигар синар.Пәнд. 27:21; Йәр. 17:10
Қәбиһ киши яман сөзләргә ишинәр;
Ялғанчи питничиләрниң сөзигә қулақ салар.
Мискинләрни мәсқирә қилғучи, өзини Яратқучини һақарәтлигүчидур;
Башқиларниң бәхитсизлигидин хошал болған киши җазасиз қалмас.Пәнд. 14:31
Қериларниң нәврилири уларниң таҗидур;
Пәрзәнтләрниң пәхри уларниң атилиридур.
Ахмақ яришиқ гәп қилса униңға ярашмас;
Мөтивәр ялған сөзлисә униңға техиму ярашмас.
Пара — уни бәргүчиниң нәзиридә есил бир гөһәрдур;
Гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк.«Пара — ...гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк» — бу айәт һәҗвий, кинайилик сөз болуп, умумий амма әпсуслинарлиқ бир әһвални көрситиду; әлвәттә, у бу ишни тәриплимәйду.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «У буни нәгила ишләтсәм мувәппәқийәткә еришимән, дәйду».
Башқиларниң хаталиқини йопутуп кәчүргән киши меһир-муһәббәтни көзләр;
Кона хаманни сориған киши йеқин достларни дүшмән қилар.
10 Ақиланигә сиңгән бир еғиз тәнбиһ,
Ахмаққа урулған йүз дәрридин үнүмлүктур.
11 Яманлар пәқәт асийлиқни көзләр;
Уни җазалашқа рәһимсиз бир әлчи әвәтиләр.
12 Әхмиқанә иш қиливатқан надан кишигә учрап қалғандин көрә,
Балилиридин айрилған ейиққа йолуғуп қалған яхши.
13 Кимки яхшилиққа яманлиқ қилса,
Ишигидин балайиқаза нери кәтмәс.Қан. 32:35; Пәнд. 20:22; 24:29; Рим. 12:17; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9
14 Җедәлниң башлиниши тосмини су елип кәткәнгә охшайду;
Шуңа җедәл партлаштин авал талаш-тартиштин қол үзгин.Пәнд. 20:3
15 Яманни ақлиған,
Һәққанийға қара чаплиған,
Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур.Мис. 23:7; Пәнд. 24:24; Йәш. 5:23
16 Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса,
Қандақму униң қолида даналиқни сетивалғидәк пули болсун?«Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса,...» — ибраний тилида «Әқмәқниң һеч көңли йоқ турса,...»
17 Һәқиқий дост һәрдайим саңа муһәббәт көрситәр,
Һәқиқий қериндаш яман күнүң үчүн ярдәмгә дунияға кәлгәндур.
18 Әқилсиз киши қол берип,
Йеқини үчүн кепил болиду.
19 Җедәлгә амрақ гунаға амрақтур;
Босуғини егиз қилған һалакәтни издәр.«Босуғини егиз қилған (киши)» — ибраний тилида «Дәрвазисини егиз қилған (киши)». Бундақ адәм бәлким өзиниң бай екәнлигини көз-көз қилмақчи болиду.  Пәнд. 16:18
20 Нийити бузулған яхшилиқ көрмәс;
Тилида һәқ-наһәқни астин-үстүн қилғучи балаға йолуқар.
21 Бала ахмақ болса, ата ғәм-қайғуға патар;
Һамақәтниң атиси хушаллиқ көрмәс.
22 Шат көңүл шипалиқ доридәк тәнгә давадур;
Сунуқ роһ-дил адәмниң илигини қурутар.Пәнд. 15:13
23 Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар;
У адаләтниң йолини бурмилар.«Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар» — ибраний тилида «Чирик адәм бағрида парини қобул қилар...» яки «Чирик адәм бағирдин парини алар...».
24 Даналиқ йорутулған кишиниң көз алдида турар;
Бирақ әқилсизниң көзи хиялкәшлик қилип қутупта жүрәр.Топ. 2:14; 8:1
25 Галваң бала атини азапға салар;
Уни туққучиниңму дәрди болар.Пәнд. 10:1; 15:20; 19:13
26 Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас;
Әмирләрни адаләтни қоллиғини үчүн думбалашқа болмас.«җәриманә қоюш» — «җәриманә қоюш»ниң «җазалаш» дегән умумий мәнасиму болуши мүмкин. «Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас» — ибраний тилида «Һәққанийларға җәриманә қоюшқа яхши әмәс».
27 Билими бар киши кам сөзлүк болар;
Йорутулған адәм қалтис еғир-бесиқ болар.«қалтис еғир-бесиқ болар» — ибраний тилида «салқин роһи бар» дегәнни билдүриду.
28 Һәтта ахмақму аз сөзлисә дана һесаплинар;
Тилини тизгинлигән киши данишмән санилар.
 
 

17:1 «Қурбанлиқ гөшлири» — ибранийлар ибадәтханида Худаға атап сойған бәзи қурбанлиқ гөшлириниң көп қисмини өйигә әкилип йейишкә болатти.

17:1 Пәнд. 15:17

17:3 Пәнд. 27:21; Йәр. 17:10

17:5 Пәнд. 14:31

17:8 «Пара — ...гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк» — бу айәт һәҗвий, кинайилик сөз болуп, умумий амма әпсуслинарлиқ бир әһвални көрситиду; әлвәттә, у бу ишни тәриплимәйду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «У буни нәгила ишләтсәм мувәппәқийәткә еришимән, дәйду».

17:13 Қан. 32:35; Пәнд. 20:22; 24:29; Рим. 12:17; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9

17:14 Пәнд. 20:3

17:15 Мис. 23:7; Пәнд. 24:24; Йәш. 5:23

17:16 «Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса,...» — ибраний тилида «Әқмәқниң һеч көңли йоқ турса,...»

17:19 «Босуғини егиз қилған (киши)» — ибраний тилида «Дәрвазисини егиз қилған (киши)». Бундақ адәм бәлким өзиниң бай екәнлигини көз-көз қилмақчи болиду.

17:19 Пәнд. 16:18

17:22 Пәнд. 15:13

17:23 «Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар» — ибраний тилида «Чирик адәм бағрида парини қобул қилар...» яки «Чирик адәм бағирдин парини алар...».

17:24 Топ. 2:14; 8:1

17:25 Пәнд. 10:1; 15:20; 19:13

17:26 «җәриманә қоюш» — «җәриманә қоюш»ниң «җазалаш» дегән умумий мәнасиму болуши мүмкин. «Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас» — ибраний тилида «Һәққанийларға җәриманә қоюшқа яхши әмәс».

17:27 «қалтис еғир-бесиқ болар» — ибраний тилида «салқин роһи бар» дегәнни билдүриду.