8
Бир нәччә несиһәтләр
Ким дана кишигә тәң келәләйду? Ким ишларни чүшәндүрүшни билиду? Кишиниң даналиғи чирайини нурлуқ қилиду, йүзиниң сүрини йорутиду.
Падишаһниң пәрманиға қулақ селишиңни дәвәт қилимән; болупму Худа алдида ичкән қәсәм түпәйлидин шундақ қилғин. «болупму Худа алдида ичкән қәсәм түпәйлидин шундақ қилғин» — бу қәсәм падишаниң Худа алдида ичкән қәсими (адил, бетәрәп болуш үчүн) болса керәк; бәзи алимлар, қәсәм пухраларниңки (падишаға садиқ болуш үчүн), дәп қарайду.  Пәнд. 24:21 Униң алдидин чиқип кетишкә алдирима; яман бир дәвани қоллашта чиң турма; чүнки падиша немини халиса шуни қилиду. «Униң падишаниң алдидин чиқип кетишкә алдирима» — бу сөз бәлким падишаға қарши чиқиш, яки униңдин рази болмаслиқ тоғрилиқ бир агаһландуруш болуши мүмкин. «яман бир дәвани қоллашта чиң турма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «(падишаниң) иши саңа еғир кәлсиму ада қилишни кечиктүрмә». Чүнки падишаниң сөзи һоқуқтур; ким униңға: «Өзлири немә қилила?» — дейәлисун? Ким падишаниң пәрманини тутқан болса һеч яманлиқни көрмәйду; дана кишиниң көңли һәм пәйтни һәм йолни пәмләләйду.Рим. 13:3
6-7 Чүнки һәр бир иш-арзуниң пәйти вә йоли бар; инсан кейинки ишларни билмигәчкә, униң дәрд-әлими өзини қаттиқ басиду. Ким униңға қандақ болидиғанлиғини ейталисун?Топ. 6:12
Һеч ким өз роһиға егә болалмас, йәни һеч кимниң өз роһини өзидә қалдуруш һоқуқи йоқтур; һеч кимниң өлүш күнини өз қолида тутуш һоқуқи йоқтур; шу җәңдин қечишқа рухсәт йоқтур; рәзиллик рәзилликкә берилгүчиләрни қутқузмас.Аюп 14:5; Зәб. 38:6-7
 
Бәзи беһудә башқа ишлар
Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа, адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутқанлиғи билән уларға зиян йәткүзидиған мошу вақитқа көңүл қойдум.«Буларниң һәммисини көрүп чиқтим,... уларға зиян йәткүзидиған мошу вақитқа көңүл қойдум» — бу айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиси: «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң өзигә зиян йәткүзидиған вақти бар» яки «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң уларға (башқа адәмләргә) зиян йәткүзидиған вақти бар».
10 Шуниңдәк рәзилләрниң дәпнә қилинғанлиғини көрдүм; улар әслидә муқәддәс җайға кирип-чиқип жүрәтти; улар муқәддәс җайдин чиқипла, рәзил ишларни қилған шу шәһәр ичидә махтилиду техи! Буму бимәниликтур!«...шу шәһәр ичидә махтилиду» — бәзи қедимки көчүрүлмилиридә: «махтилиду» дегәнниң орнида «унтулиду» дегән сөз тепилиду. Биз алған нусха алди-кәйни сөзләргә бағлиққу дәймиз.
11 Рәзиллик үстидин һөкүм тездин беҗа кәлтүрүлмигәчкә, шуңа инсан балилириниң көңли рәзилликни жүргүзүшкә пүтүнләй берилип кетиду.
12 Гунакар йүз қетим рәзиллик қилип, күнлирини узартсиму, Худадин қорқидиғанларниң әһвали улардин яхши болиду дәп билимән; чүнки улар униң алдида қорқиду. «Гунакар ... күнлирини узартсиму» — бәзи гунакар мәлум җәһәттин ейтқанда, пули яки башқа амалиға тайинип, «күнлирини узартиду». Бу әһвал вақитлиқ, әлвәттә.  Зәб. 36:7-12, 18-20; Пәнд. 1:33; Йәш. 3:10 13 Бирақ рәзилләрниң әһвали яхши болмайду, униң күнлири сайидәк тезла өтүп, күнлири узартилмайду, чүнки у Худа алдида қорқмайду.«...униң күнлири сайидәк тезла өтүп, күнлири узартилмайду» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «...у күнләрни сайини узартқандәк узартмайду».
14 Йәр йүзидә жүргүзүлгән бир бимәнилик бар; бешиға рәзилләрниң қилғини бойичә күн чүшидиған һәққаний адәмләр бар; бешиға һәққаний адәмләрниң қилғини бойичә яхшилиқ чүшидиған рәзил адәмләрму бар. Мән бу ишниму бимәнилик дедим. 15 Шуңа мән тамашини тәриплидим; чүнки инсан үчүн қуяш астида йейиш, ичиш вә һозур елиштин яхси иш йоқтур; шундақ қилип униң әмгигидин болған мевә Худа тәқдим қилған қуяш астидики өмриниң барлиқ күнлиридә өзигә һәмраһ болиду.Топ. 2:24; 3:12, 22; 5:18; 9:7
16-17 Көңлүмни даналиқни вә йәр йүзидә қилинған ишларни билип йетиш үчүн қойғанда, шундақла Худа қилған барлиқ ишларни көргинимдә шуни байқидим: — Инсан һәтта кечә-күндүз көзлиригә уйқини көрсәтмисиму, қуяш астидики барлиқ ишни билип йетәлмәйду; у уни чүшинишкә қанчә интилсә, у шунчә билип йетәлмәйду. Һәтта дана киши «Буни билип йәттим» десиму, әмәлийәттә у уни билип йәтмәйду.«көңлүмни даналиқни вә йәр йүзидә қилинған ишларни билип йетиш үчүн қойғанда... әмәлийәттә у уни билип йәтмәйду» — оқурмәнләр бу икки айәтниң бир нәччә башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин.
 
 

8:2 «болупму Худа алдида ичкән қәсәм түпәйлидин шундақ қилғин» — бу қәсәм падишаниң Худа алдида ичкән қәсими (адил, бетәрәп болуш үчүн) болса керәк; бәзи алимлар, қәсәм пухраларниңки (падишаға садиқ болуш үчүн), дәп қарайду.

8:2 Пәнд. 24:21

8:3 «Униң падишаниң алдидин чиқип кетишкә алдирима» — бу сөз бәлким падишаға қарши чиқиш, яки униңдин рази болмаслиқ тоғрилиқ бир агаһландуруш болуши мүмкин. «яман бир дәвани қоллашта чиң турма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «(падишаниң) иши саңа еғир кәлсиму ада қилишни кечиктүрмә».

8:5 Рим. 13:3

8:6-7 Топ. 6:12

8:8 Аюп 14:5; Зәб. 38:6-7

8:9 «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим,... уларға зиян йәткүзидиған мошу вақитқа көңүл қойдум» — бу айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиси: «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң өзигә зиян йәткүзидиған вақти бар» яки «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң уларға (башқа адәмләргә) зиян йәткүзидиған вақти бар».

8:10 «...шу шәһәр ичидә махтилиду» — бәзи қедимки көчүрүлмилиридә: «махтилиду» дегәнниң орнида «унтулиду» дегән сөз тепилиду. Биз алған нусха алди-кәйни сөзләргә бағлиққу дәймиз.

8:12 «Гунакар ... күнлирини узартсиму» — бәзи гунакар мәлум җәһәттин ейтқанда, пули яки башқа амалиға тайинип, «күнлирини узартиду». Бу әһвал вақитлиқ, әлвәттә.

8:12 Зәб. 36:7-12, 18-20; Пәнд. 1:33; Йәш. 3:10

8:13 «...униң күнлири сайидәк тезла өтүп, күнлири узартилмайду» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «...у күнләрни сайини узартқандәк узартмайду».

8:15 Топ. 2:24; 3:12, 22; 5:18; 9:7

8:16-17 «көңлүмни даналиқни вә йәр йүзидә қилинған ишларни билип йетиш үчүн қойғанда... әмәлийәттә у уни билип йәтмәйду» — оқурмәнләр бу икки айәтниң бир нәччә башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин.