2
Тамашини тетип беқиш
Мән көңлүмдә: «Қени, мән өзүмгә тамашиниң тәмини тетиғузуп бақимән; көңлүм ечилсун!» — дедим. Бирақ мана, буму бимәниликтур.«көңлүм ечилсун» — бу ибариниң башқа бир хил тәрҗимиси: «яхшиму-яхши әмәсму, көрүп бақай».  Луқа 12:19 Мән күлкә-чақчаққа «Тәлвилик!» вә тамашиға «Униң зади немә пайдиси?» — дедим. Көңлүмдә өз бәдинимни шарап билән қандақ роһландурғили болидиғанлиғини (даналиқ билән өзүмни йетәклигән һалда) билишкә берилип издәндим, шуниңдәк «санақлиқ күнлиридә инсан балилириға яхшилиқ йәткүзидиған немә пайдилиқ ишлар бар?» дегән түгүнни йәшсәм дәп әхмиқаниликни қандақ тутуп йетишим керәклигини интилип издидим.«Даналиқ билән өзүмни йетәклигән һалда» — мошу ибариниң мәнаси: «Бу ишларниң һәммисидә у һәрдайим өз-өзигә диққәт қилип, қилған ишларниң раст әһмийити бар-йоқлуғини тәкшүрәтти» дегәнлик болуши мүмкин. «әхмиқаниликни ... тутуп йетиш» — Сулайманниң «әхмиқанилик»ни «тутуп йетиш»и болса һаятниң әһмийитини, адәмгә «яхшилиқ йәткүзидиған ... пайдилиқ ишлар»ни тепишқа тосалғу болидиған бирәр сир барму-йоқму?» дегән мәсилини тәкшүрүш үчүн еди.
Мән улуқ қурулушларға кириштим; өзүм үчүн өйләрни салдим; өзүм үчүн үзүмзарларни тиктим; Өзүм үчүн шаһанә бағ-бағчиларни ясидим; уларда һәр хил мевә беридиған дәрәқләрни тиктим; Өзүм үчүн ормандики барақсан дәрәқләрни убдан суғириш үчүн, көлчәкләрни ясап чиқтим; Қулларға вә дедәкләргә егә болдум; өйүмдә улардин туғулғанларму мениңки еди; Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисиниңкидин көп мал-варанлар, қой вә кала падилирим бар болди. Өз-өзүмгә алтун-күмүчләрни, падишаларниң һәм һәр қайси өлкиләрниң һәр хил әтиварлиқ алаһидә гөһәрлирини жиғдим; қиз-жигит нахшичиларға һәмдә адәм балилириниң дилкөйәрлиригә, йәни көплигән гөзәл кенизәкләргә егә болдум.«алтун-күмүчләр» — ибраний тилида: «күмүч-алтунләр».
Улуқ болдум, Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисидин зиядә ронақ таптим; шундақ болғини билән даналиғим мәндин кәтмиди. «...шундақ болғини билән даналиғим мәндин кәтмиди» — 3-айәттә дейилигәндәк, у йәнила бу қилған ишларниң раст әһмийити бар-йоқлуғиға диққәт қилип, тәкшүрүп жүрәтти. 10 Көзлиримгә немә яққан болса, мән шуни униңдин айимидим; өз көңлүмгә һеч қандақ хошаллиқни яқ демидим; чүнки көңлүм барлиқ әҗримдин шатланди; мана, булар өз әҗримдин болған несивәм еди. 11 Андин өз қолум ясиғанлириниң һәммисигә, шундақла сиңдүргән әҗримниң нәтиҗисигә қарисам, мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иш еди; булар қуяш астидики һеч пайдиси йоқ ишлардур.
12 Андин зеһнимни жиғип уни даналиққа, тәлвилик вә әхмиқаниликкә қарашқа қойдум; чүнки падишадин кейин туридиған адәм немә қилалайду? — қилсиму аллиқачан қилинған ишлардин ибарәт болиду, халас! Топ. 1:17; 7:23 13 Шуниң билән нур қараңғулуқтин әвзәл болғандәк, даналиқниң беғәрәзликтин әвзәллигини көрүп йәттим.
14 Дана кишиниң көзлири бешидидур, ахмақ болса қараңғулуқта маңиду; бирақ уларға охшаш бирла ишниң болидиғанлиғини чүшинип йәттим. «...уларға охшаш бирла ишниң болидиғанлиғи» — бу «бирла иш» өлүмни демәкчи. 15 Көңлүмдә: «Ахмақкә болидиған иш маңиму охшаш болиду; әнди мениң шундақ дана болушумниң зади немә пайдиси?!» — дедим. Андин мән көңлүмдә: «Бу ишму охшашла бимәниликтур!» — дедим. 16 Чүнки мәңгүгә дана киши ахмақкә нисбәтән һеч артуқ әсләнмәйду; чүнки кәлгүсидики күнләрдә һәммә иш аллиқачан унтулуп кетиду; әнди дана киши қандақ өлиду? — Ахмақ киши билән биллә! 17 Шуңа мән һаятқа өч болдум; чүнки қуяш астида қилинған ишлар маңа еғир келәтти; һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иш еди. 18 Шуниңдәк мән қуяш астидики барлиқ әҗримгә өч болдум; чүнки буни мәндин кейин кәлгән кишигә қалдурмаслиққа амалим йоқ еди. 19 Униң дана яки ахмақ екәнлигини ким билиду? У бәрибир мән җапалиқ билән сиңдүргән һәмдә даналиқ билән ада қилған қуяш астидики барлиқ әҗрим үстигә һөкүм сүриду. Буму бимәниликтур.
20 Андин мән райимдин яндим, көңлүм қуяш астидики җапа тартқан барлиқ әҗримдин үмүтсизлинип кәтти. 21 Чүнки әҗрини даналиқ, билим вә әп билән қилған бир адәм бар; бирақ у әҗрини униңға һеч ишлимигән башқа бирисиниң несивиси болушқа қалдуруши керәк. Буму бимәнилик вә интайин аччиқ күлпәттур. 22 Чүнки инсан қуяш астида өзини упритип, өзиниң барлиқ әмгигидин вә көңлиниң интилишлиридин немигә егә болиду? Топ. 1:3; 3:9 23 Чүнки униң барлиқ күнлири азаплиқтур, униң әҗри ғәшликтур; һәтта кечидә униң көңли һеч арам тапмайду. Буму бимәниликтур.
24 Инсан үчүн шуниңдин башқа яхши иш йоқки, у йейиши, ичиши, өз җенини өз әҗридин һозур алдурушидин ибарәттур; буни Худаниң қолидиндур, дәп көрүп йәттим. Топ. 3:12, 22; 5:18; 8:15 25 Чүнки униңсиз ким йейәлисун яки бесип ишлийәлисун? «Чүнки униңсиз ким йейәлисун яки бесип ишлийәлисун?» — башқа икки хил тәрҗимиси: «Униңсиз ким йейәлисун яки һозур алалисун?» яки «Мениңдин (Сулаймандин) башқа ким йейәлисун, яки бесип ишлийәлисун?». 26 Чүнки у өз нәзиригә яқидиған адәмгә даналиқ, билим вә шатлиқни ата қилиду; бирақ гунакар адәмгә у мал-мүлүк жиғип-топлашқа җапалиқ әмгәкни бериду, шуниңдәк у жиғип-топлиғинини Худаниң нәзиридә яхши болғанға тапшуридиған қилиду. Буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.Аюп 27:16, 17; Пәнд. 28:8; Топ. 3:13
 
 

2:1 «көңлүм ечилсун» — бу ибариниң башқа бир хил тәрҗимиси: «яхшиму-яхши әмәсму, көрүп бақай».

2:1 Луқа 12:19

2:3 «Даналиқ билән өзүмни йетәклигән һалда» — мошу ибариниң мәнаси: «Бу ишларниң һәммисидә у һәрдайим өз-өзигә диққәт қилип, қилған ишларниң раст әһмийити бар-йоқлуғини тәкшүрәтти» дегәнлик болуши мүмкин. «әхмиқаниликни ... тутуп йетиш» — Сулайманниң «әхмиқанилик»ни «тутуп йетиш»и болса һаятниң әһмийитини, адәмгә «яхшилиқ йәткүзидиған ... пайдилиқ ишлар»ни тепишқа тосалғу болидиған бирәр сир барму-йоқму?» дегән мәсилини тәкшүрүш үчүн еди.

2:8 «алтун-күмүчләр» — ибраний тилида: «күмүч-алтунләр».

2:9 «...шундақ болғини билән даналиғим мәндин кәтмиди» — 3-айәттә дейилигәндәк, у йәнила бу қилған ишларниң раст әһмийити бар-йоқлуғиға диққәт қилип, тәкшүрүп жүрәтти.

2:12 Топ. 1:17; 7:23

2:14 «...уларға охшаш бирла ишниң болидиғанлиғи» — бу «бирла иш» өлүмни демәкчи.

2:22 Топ. 1:3; 3:9

2:24 Топ. 3:12, 22; 5:18; 8:15

2:25 «Чүнки униңсиз ким йейәлисун яки бесип ишлийәлисун?» — башқа икки хил тәрҗимиси: «Униңсиз ким йейәлисун яки һозур алалисун?» яки «Мениңдин (Сулаймандин) башқа ким йейәлисун, яки бесип ишлийәлисун?».

2:26 Аюп 27:16, 17; Пәнд. 28:8; Топ. 3:13