12
Сахтипәзликтин һошияр болуш
Мат. 10:19-20; 10:28-33; 12:32
Шу чағларда, миңлиған кишиләр жиғилип, бир-бирини дәссивәткидәк қиста-қистаң болушуп кәткәндә, у авал мухлислириға сөз қилип мундақ деди:
— Пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар. «Пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар» — «Мат.» 16:1-12ниму көрүң. Муқәддәс язмиларда ечитқу (хемиртуруч) көп йәрләрдә тәкәббурлуқ вә сахтипәзликкә символ қилиниду.  Мат. 16:16; Мар. 8:15. Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай қалмайду.Аюп 12:22; Мат. 10:26; Мар. 4:22; Луқа 8:17. Шуңа силәрниң қараңғуда ейтқанлириңлар йоруқта аңлиниду; өйниң ичкиридә хупиянә пичирлашқанлириңларму өгүзләрдә җакалиниду.«хупиянә пичирлашқанлириңлар» — грек тилида «қулаққа ейткиниңлар».
Мән силәр достлиримға шуни ейтимәнки, тәнни өлтүрүп, башқа һеч иш қилалмайдиғанлардин қорқмаңлар.Йәш. 51:7; Йәр. 1:8; Мат. 10:28. Лекин мән силәргә кимдин қорқушуңлар керәклигини көрситип қояй: Өлтүргәндин кейин, дозаққа ташлашқа һоқуқлуқ болғучидин қорқуңлар; бәрһәқ силәргә ейтай — Униңдин қорқуңлар!
Бәш қушқач икки тийингә сетилидиғу? Лекин уларниң һеч бириму Худа тәрипидин унтулуп қалғини йоқ.«бәш қушқач икки тийингә сетилидиғу?» — «тийин» грек тилида «ассарийон». «икки тийин» — Шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/8 Қисми еди.  Мат. 10:29. Лекин һәтта һәр бир тал чечиңларму саналғандур. Шундақ екән, қорқмаңлар; силәр нурғунлиған қушқачтин қиммәтликсиләр!1Сам. 14:45; 2Сам. 14:11; 1Пад. 1:52; Луқа 21:18.
 
Әйсани етирап қилиш вә қилмаслиқ
— Бирақ мән силәргә шуни ейтип қояйки, ким мени инсанларниң алдида етирап қилса, Инсаноғлиму уни Худаниң пәриштилири алдида етирап қилиду.Мат. 10:32. Бирақ инсанларниң алдида мени тонумиған киши, Худаниң пәриштилири алдидиму тонулмайду.Мат. 10:33; Мар. 8:38; Луқа 9:26; 2Тим. 2:12; 1Юһа. 2:23.
10 Инсаноғлиға қарши сөз қилған һәр қандақ киши кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилғучи болса кәчүрүмгә еришәлмәйду.«Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш» — яки «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  1Юһа. 5:16.
11 Лекин кишиләр силәрни синагогларға яки һөкүмдарлар вә әмәлдарларниң алдиға елип берип сораққа тартқанда, «Әрзгә қандақ җавап бәрсәм?» яки «Немә десәм болар?» дәп әндишә қилмаңлар. Мат. 10:19; Мар. 13:11; Луқа 21:14. 12 Чүнки немә дейиш керәклигини шу вақти-саитидә Муқәддәс Роһ силәргә үгитиду.
 
Әқилсиз бай һәққидики тәмсил
13 Көпчилик арисидин бириси униңға:
— Устаз, акамға атимиздин қалған мирасни мән билән тәң үлишишкә буйруғайла — деди.
14 Лекин у униңға җававән: — Бурадәр, ким мени силәрниң үстүңларға сотчи яки үләштүргүчи қилди? — деди. «Бурадәр, ким мени силәрниң үстүңларға сотчи яки үләштүргүчи қилди?» — «Мис.» 2:14ни көрүң. Мәсиһ Муса пәйғәмбәрниң рольини рәт қилди. Бу муһим һәқиқәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. 15 У көпчиликкә қарап: — Пәхәс болуп өзүңларни һәр хил тамахорлуқтин сақлаңлар. Чүнки инсанниң һаяти униң мал-мүлүклириниң көплүгигә бағлиқ әмәстур, деди.1Тим. 6:7.
16 Андин у уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди:
— «Бир байниң йери мол һосул берипту. 17 У көңлидә «Қандақ қилай? Чүнки бунчивала һосулни қойғидәк йерим йоқ» — дәп ойлапту. 18 Андун у: — «Мундақ қилай: — Һазирқи амбарлиримни чувуветип, техиму чоңини ясап, барлиқ мәһсулатлирим вә башқа мал-мүлүклиримни шу йәргә жиғип сақлай! 19 Андин өз-өзүмгә: «Әй җеним, жиғип сақлиған, көп жил йәткидәк немәтлириң бар, раһәт ичидә йәп-ичип хуш болғин!» дәйдиған болимән» дәп ойлапту.Топ. 11:9; 1Кор. 15:32; Яқ. 5:5.
20 Лекин Худа униңға:
«Әй ахмақ, бүгүн кечила җениң сәндин тәләп қилип елиниду; ундақта бу топлиғиниң кимгә қалиду?» дәпту.Зәб. 38:7; Зәб. 51:9; Топ. 2:18, 19; Йәр. 17:11.
21 Худаниң алдида дөләтмән болмай, өзигә ғәзнә жиққанниң һали шундақ болар».
 
Етиқатчилар әндишә қилмаслиғи керәк
Мат. 6:19-21, 25-34
22 Андин у мухлислириға мундақ деди:
— Шуниң үчүн мән силәргә шуни ейтип қояйки, турмошуңлар тоғрилиқ, немә йәрмиз яки немә кийәрмиз, дәп әндишә қилмаңлар. Зәб. 54:23; Мат. 6:25; Фил. 4:6; 1Тим. 6:8; 1Пет. 5:7. 23 Чүнки һаятлиқ йемәкликтин, тән кийим-кечәктин әзиздур. 24 Қузғунларға қараңлар! Улар теримайду вә жиғмайду, уларниң амбар, искилатлириму йоқ. Лекин Худа уларниму озуқландуриду. Силәр қушлардин қанчилик әзиз-һә! Аюп 38:41; Зәб. 146:9. 25 Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр? «қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?» — башқа бир тәрҗимиси: «қайсиңлар ғәм-қайғу билән боюңға бирәр ғерич қошалайсиләр?».  Мат. 6:27. 26 Әгәр шунчилик кичиккинә ишму қолуңлардин кәлмисә, немә үчүн қалған ишлар тоғрисида ғәм-әндишә қилисиләр? 27 Нелупәрләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар әмгәкму қилмайду, чақму егирмәйду; лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләниң бир гүличилигиму йоқ еди. «нелупәрләр...» — яки «явайи гүл-гиялар...». «Сулайман» — улуқ падиша Сулайман. 28 Әй ишәши аҗизлар! Әнди Худа даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа селинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән йәрдә, силәрни техиму кийиндүрмәсму?! 29 Шундақ екән, немә йәймиз, немә ичимиз дәп баш қатурмаңлар, һеч немидин әндишә қилмаңлар. «...баш қатурмаңлар» — грек тилида «....(йемәкликкә) интилмәңлар». 30 Чүнки һәр қайси әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсиләргә интилиду. Бирақ Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду; «һәр қайси әлдикиләр...» — грек тилида «бу дуниядики (ят) әлләрдикиләр». «Ят әлләр» Йәһудий әмәс бутпәрәсләр болуп, тирик Худани билмәйтти; мухлислар Йәһудий болғачқа, Худаниң күч-қудрити һәмдә Өз хәлқидин хәвәр алидиғанлиғиға ишәши болуши керәк еди. 31 шундақ екән, Униң падишалиғиға интилиңлар вә у чағда, буларниң һәммиси силәргә қошулуп несип болиду.1Тар. 3:13; Зәб. 36:25.
32 Қорқмаңлар, и кичик пада! Чүнки Атаңлар падишалиқни силәргә ата қилишни хуш көрди. «Атаңлар падишалиқни силәргә ата қилишни хуш көрди» — «падишалиқ» болса Худаниң Өз падишалиғи, әлвәттә. 33 Мал-мүлкүңларни сетип, кәмбәғәлләргә хәйрхаһлиқ қилиңлар. Өзүңларға упримайдиған һәмян, әршләрдә һәргиз түгәп кәтмәйдиған бир ғәзнә һазирлаңлар; — шу йәрдә оғри йеқин кәлмәйду, күйә йәп йоқап кәтмәйду. Мат. 6:20; 19:21; Луқа 16:9; 1Тим. 6:19. 34 Чүнки байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.
 
Мәсиһниң келишигә тәйяр болуңлар!
Мат. 24:45-51
35 Силәр белиңларни чиң бағлап, чирақлириңларни яндуруп туруңлар; Әф. 6:14; 1Пет. 1:13. 36 худди ғоҗайининиң той зияпитидин қайтип келишини күтүп турған чакарлардәк, һәрдайим тәйяр туруңлар. Шуниң билән ғоҗайин келип ишикни қаққанда, чакарлар дәрһал чиқип ишикни ачидиған болиду. 37 Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, чакарлириниң ойғақ, тәйяр турғанлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхитидур! Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин өзи белини бағлап, уларни дәстиханға олтарғузуп, уларниң алдиға келип шәхсән өзи уларни күтүвалиду! 38 Вә әгәр ғоҗайин иккинчи яки үчинчи җесәктә кәлсиму, чакарлириниң шундақ ойғақлиғини көрсә, бу уларниң бәхитидур!«әгәр ғоҗайин иккинчи яки үчинчи җесәктә кәлсиму, чакарлириниң шундақ ойғақлиғини көрсә, бу уларниң бәхитидур!» — Йәһудийлар кечә вақтини һесаплиғанда үч җесәк, римлиқлар болса төрт җесәк дәп һесаплайтти.  Мат. 24:42.
39 Лекин шуни билип қоюңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечидә қайси вақитта келидиғанлиғини билгән болса, у ойғақ туруп оғриниң өйгә тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти! «әгәр өй егиси оғриниң кечидә қайси вақитта келидиғанлиғини билгән болса, у ойғақ туруп оғриниң өйгә тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти!» — муқәддәс язмилардики көп йәрләрдә Пәрвәрдигарниң күниниң «оғридәк» (күтүлмигән вақитта) келидиғанлиғи тилға елиниду.  Мат. 24:43; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15. 40 Шуниң үчүн силәрму һәрдайим тәйяр туруңлар; чүнки Инсаноғли силәр ойлимиған вақит-сааттә қайтип келиду.Мат. 24:44; 25:13; Мар. 13:33; Луқа 21:34; 1Тес. 5:6.
41 Петрус униңдин: — И Рәб, сән бу тәмсилни бизгила қаритип ейттиңму яки һәммәйләнгә қаритипму? — дәп сориди.
42 Рәб мундақ деди:
— Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға тегишлик болған ашлиқни вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлайдиған ишәшлик вә пәмлик ғоҗидар ким болиду? «Ғоҗайини өз өйидикиләргә...» — «өйдикиләр» мошу йәрдә өйдики хизмәткарлар вә чакарлирини көрситиду; мошу йәрдә көчмә мәнаси Худаға тәвәдикиләр, йәни барлиқ ишәнгүчиләр дегәнликтур. «Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға тегишлик болған ашлиқни вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлайдиған ишәшлик вә пәмлик ғоҗидар ким болиду?» — шүбһисизки, Рәб бу тәмсилни һәммидин авал Петрусниң өз-өзигә тәтбиқлишини халиди, андин қалған расуллар, андин Худаниң барлиқ хизмәткарлириға қаритип ейтқан.  Мат. 24:45; 25:21; 1Кор. 4:2. 43 Ғоҗайин өйигә қайтқанда, чакириниң шундақ қиливатқининиң үстигә кәлсә, бу чакарниң бәхитидур! 44 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин уни пүтүн егилигини башқурушқа қойиду. 45 Лекин мабада шу чакар көңлидә: «Ғоҗайиним һаял болуп қалиду» дәп, башқа чакарлар вә дедәкләрни бозәк қилишқа вә йәп-ичип, мәс болушқа башлиса, 46 Шу чакарниң ғоҗайини күтүлмигән бир күни, ойлимиған бир вақитта қайтип келиду вә уни кесип икки парчә қилип, униң несивисини етиқатсизлар билән охшаш тәғдирдә бекитиду.
47 Әнди ғоҗайининиң ирадисини билип туруп, тәйярлинип турмиған вә ғоҗайининиң ирадиси бойичә қилмиған чакар болушиға таяқ йәйду. Яқ. 4:17. 48 Бирақ ғоҗайининиң ирадисини билмәй туруп, таяқ йейишкә тегишлик ишларни қилған чакар азрақ таяқ йәйду. Кимгә көп берилсә, униңдин тәләп қилинидиғини көп болиду. Чүнки адәмләр кимгә көп аманәт қойған болса, униңдин тәләп қилидиғиниму көп болиду.
 
Мәсиһниң туташтурмақчи болған оти
Мат. 10:34-36
49 Мән йәр йүзигә от ташлап туташтурушқа кәлдим вә бу отниң тутишишиға нәқәдәр тәқәззамән! 50 Лекин мән алди билән бир чөмүлдүрүш билән чөмүлдүрүлүшүм керәк вә бу чүмүлдүрүлүшүм әмәлгә ашурулғичә интайин қийнилимән! «мән алди билән бир чөмүлдүрүш билән чөмүлдүрүлүшүм керәк вә бу чүмүлдүрүлүшүм әмәлгә ашурулғичә интайин қийнилимән!» — бу айәттики «чөмүлдүрүш» шүбһисизки униң өлүмидур. Бу тоғрилиқ «Әфәсуслуқларға»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Мошу чөмүлдүрүлүштин кейин Муқәддәс Роһниң оти йәр йүзидә тутуштурулиду. «Рос.» 2-бапни көрүң!  Мат. 20:22; Мар. 10:38; Әф.4:5 51 Силәр мени йәр йүзигә течлиқ елип кәлдимекин, дәп ойлап қалдиңларму? Яқ, мән шуни силәргә ейтайки, течлиқ әмәс, бөлүнүш елип кәлдим! Мат. 10:34. 52 Чүнки буниңдин кейин, бир өйдики бәш киши бөлүниду; үчи иккисигә қарси вә иккиси үчигә қарши бөлүниду. 53 Ата оғлиға вә оғул атисиға, ана қизиға вә қиз анисиға, қейинана келинигә вә келин қейинанисиға қарши туриду.Мик. 7:6
 
Худаниң ғәзивидин агаһландуридиған бешарәтлик аламәтләр
Мат. 16:2-3
54 Әйса йәнә топлашқан адәмләргә мундақ деди:
— Силәр күнпетиш тәрәптин булутниң чиққинини көрсәңлар, дәрһал «ямғур яғиду» дәйсиләр, вә дәрвәқә шундақ болиду. 55 Җәнуп тәрәптин шамалниң чиққинини көрсәңлар, «Һава иссийду» дәйсиләр вә дәрвәқә шундақ болиду. 56 Әй сахтипәзләр! Силәр йәр билән көкниң рәңгини пәриқ етәләйсиләр-ю, қандақсигә бу заманни пәриқ етәлмәйсиләр?!
57 Әнди немишкә қайси ишларниң дурус екәнлигигә өзүңлар һөкүм қилип бақмайсиләр?! Мат. 5:25-26 58 Чүнки дәвагириң билән биргә сотчи алдиға барғиниңда, униң билән йолда кетиватқиниңда, униң билән яришип дост болушқа интилгин; болмиса, у сени сотчиға, сотчи болса гундипайға тапшуриду вә гундипай сени зинданға ташлайду. 59 Мән саңа шуни ейтип қояйки, қәрзиңниң әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә, шу йәрдин һәргиз чиқалмайсән.«әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә» — «тийин» грек тилида «ләптон» — пулниң әң кичик бирлиги, шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/128 қисми еди. «дәвагириң билән биргә сотчи алдиға барғиниңда, униң билән йолда кетиватқиниңда, униң билән яришип дост болушқа интилгин; .. болмиса... ... әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә, шу йәрдин һәргиз чиқалмайсән» — бу көп әһваллиримизға мас келидиған интайин әмәлий несиһәт, әлвәттә. Униң үстигә мошу йәрдә бәлким тәмсил болуши мүмкин; чүнки Мәсиһниң сөзлиридә «Әгәр... болса» дегән сөз йоқ. Демәк, Исраилларниң үстигә әрзи бар еди; бу әрз қилғучи болса бәлким Худа Өзидур. Һазир «яраштурулуп дост болуш»ниң товва қилиш пурсити болсиму, һәрһалда вақти чәкликтур. Төвәндики 13-бапниму көрүң.
 
 

12:1 «Пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар» — «Мат.» 16:1-12ниму көрүң. Муқәддәс язмиларда ечитқу (хемиртуруч) көп йәрләрдә тәкәббурлуқ вә сахтипәзликкә символ қилиниду.

12:1 Мат. 16:16; Мар. 8:15.

12:2 Аюп 12:22; Мат. 10:26; Мар. 4:22; Луқа 8:17.

12:3 «хупиянә пичирлашқанлириңлар» — грек тилида «қулаққа ейткиниңлар».

12:4 Йәш. 51:7; Йәр. 1:8; Мат. 10:28.

12:6 «бәш қушқач икки тийингә сетилидиғу?» — «тийин» грек тилида «ассарийон». «икки тийин» — Шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/8 Қисми еди.

12:6 Мат. 10:29.

12:7 1Сам. 14:45; 2Сам. 14:11; 1Пад. 1:52; Луқа 21:18.

12:8 Мат. 10:32.

12:9 Мат. 10:33; Мар. 8:38; Луқа 9:26; 2Тим. 2:12; 1Юһа. 2:23.

12:10 «Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш» — яки «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

12:10 1Юһа. 5:16.

12:11 Мат. 10:19; Мар. 13:11; Луқа 21:14.

12:14 «Бурадәр, ким мени силәрниң үстүңларға сотчи яки үләштүргүчи қилди?» — «Мис.» 2:14ни көрүң. Мәсиһ Муса пәйғәмбәрниң рольини рәт қилди. Бу муһим һәқиқәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

12:15 1Тим. 6:7.

12:19 Топ. 11:9; 1Кор. 15:32; Яқ. 5:5.

12:20 Зәб. 38:7; Зәб. 51:9; Топ. 2:18, 19; Йәр. 17:11.

12:22 Зәб. 54:23; Мат. 6:25; Фил. 4:6; 1Тим. 6:8; 1Пет. 5:7.

12:24 Аюп 38:41; Зәб. 146:9.

12:25 «қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?» — башқа бир тәрҗимиси: «қайсиңлар ғәм-қайғу билән боюңға бирәр ғерич қошалайсиләр?».

12:25 Мат. 6:27.

12:27 «нелупәрләр...» — яки «явайи гүл-гиялар...». «Сулайман» — улуқ падиша Сулайман.

12:29 «...баш қатурмаңлар» — грек тилида «....(йемәкликкә) интилмәңлар».

12:30 «һәр қайси әлдикиләр...» — грек тилида «бу дуниядики (ят) әлләрдикиләр». «Ят әлләр» Йәһудий әмәс бутпәрәсләр болуп, тирик Худани билмәйтти; мухлислар Йәһудий болғачқа, Худаниң күч-қудрити һәмдә Өз хәлқидин хәвәр алидиғанлиғиға ишәши болуши керәк еди.

12:31 1Тар. 3:13; Зәб. 36:25.

12:32 «Атаңлар падишалиқни силәргә ата қилишни хуш көрди» — «падишалиқ» болса Худаниң Өз падишалиғи, әлвәттә.

12:33 Мат. 6:20; 19:21; Луқа 16:9; 1Тим. 6:19.

12:35 Әф. 6:14; 1Пет. 1:13.

12:38 «әгәр ғоҗайин иккинчи яки үчинчи җесәктә кәлсиму, чакарлириниң шундақ ойғақлиғини көрсә, бу уларниң бәхитидур!» — Йәһудийлар кечә вақтини һесаплиғанда үч җесәк, римлиқлар болса төрт җесәк дәп һесаплайтти.

12:38 Мат. 24:42.

12:39 «әгәр өй егиси оғриниң кечидә қайси вақитта келидиғанлиғини билгән болса, у ойғақ туруп оғриниң өйгә тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти!» — муқәддәс язмилардики көп йәрләрдә Пәрвәрдигарниң күниниң «оғридәк» (күтүлмигән вақитта) келидиғанлиғи тилға елиниду.

12:39 Мат. 24:43; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15.

12:40 Мат. 24:44; 25:13; Мар. 13:33; Луқа 21:34; 1Тес. 5:6.

12:42 «Ғоҗайини өз өйидикиләргә...» — «өйдикиләр» мошу йәрдә өйдики хизмәткарлар вә чакарлирини көрситиду; мошу йәрдә көчмә мәнаси Худаға тәвәдикиләр, йәни барлиқ ишәнгүчиләр дегәнликтур. «Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға тегишлик болған ашлиқни вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлайдиған ишәшлик вә пәмлик ғоҗидар ким болиду?» — шүбһисизки, Рәб бу тәмсилни һәммидин авал Петрусниң өз-өзигә тәтбиқлишини халиди, андин қалған расуллар, андин Худаниң барлиқ хизмәткарлириға қаритип ейтқан.

12:42 Мат. 24:45; 25:21; 1Кор. 4:2.

12:47 Яқ. 4:17.

12:50 «мән алди билән бир чөмүлдүрүш билән чөмүлдүрүлүшүм керәк вә бу чүмүлдүрүлүшүм әмәлгә ашурулғичә интайин қийнилимән!» — бу айәттики «чөмүлдүрүш» шүбһисизки униң өлүмидур. Бу тоғрилиқ «Әфәсуслуқларға»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Мошу чөмүлдүрүлүштин кейин Муқәддәс Роһниң оти йәр йүзидә тутуштурулиду. «Рос.» 2-бапни көрүң!

12:50 Мат. 20:22; Мар. 10:38; Әф.4:5

12:51 Мат. 10:34.

12:53 Мик. 7:6

12:57 Мат. 5:25-26

12:59 «әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә» — «тийин» грек тилида «ләптон» — пулниң әң кичик бирлиги, шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/128 қисми еди. «дәвагириң билән биргә сотчи алдиға барғиниңда, униң билән йолда кетиватқиниңда, униң билән яришип дост болушқа интилгин; .. болмиса... ... әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә, шу йәрдин һәргиз чиқалмайсән» — бу көп әһваллиримизға мас келидиған интайин әмәлий несиһәт, әлвәттә. Униң үстигә мошу йәрдә бәлким тәмсил болуши мүмкин; чүнки Мәсиһниң сөзлиридә «Әгәр... болса» дегән сөз йоқ. Демәк, Исраилларниң үстигә әрзи бар еди; бу әрз қилғучи болса бәлким Худа Өзидур. Һазир «яраштурулуп дост болуш»ниң товва қилиш пурсити болсиму, һәрһалда вақти чәкликтур. Төвәндики 13-бапниму көрүң.