Бу тәмсил тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. 9 Вә мән силәргә шуни ейтип қояйки, «Наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» арқилиқ өзүңларға дост тутуңлар; шундақ қилсаңлар, мал-дуния карға кәлмәйдиған болған күнидә шу достлар силәрни әбәдий маканларға қарши алиду.□««Наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» арқилиқ өзүңларға дост тутуңлар» — «наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» грек тилида «наһәқ маммон». Немишкә «наһәқ» дәйду? Бизниңчә (1) шәхсий, йәни хусусий мал-дуния, җүмлидин пулниң мәвҗут болғанлиғи Адәм атимизниң садир қилған гунайиниң бир нәтиҗисидур; (2) адәмдики көпинчи мал-дуния, байлиқлар болса, Худадин қорқмайдиған гунакарларниң қолидидур. Биз йәнила «қошумчә сөз»имиздә бу қизиқ сөз үстидә азрақ тохтилимиз. «шундақ қилсаңлар, мал-дуния карға кәлмәйдиған болған күнидә шу достлар силәрни әбәдий маканларға қарши алиду» — демәк, өз байлиғиңлар билән ярдәмгә муһтаҗ болғанларға ярдәм бериңлар; шу йол билән улар силәргә дост болиду вә паний дуниядин кәткиниңларда улар бақий дунияда силәрни қарши елишқа күтидиған болиду. ■Мат. 6:19; 19:21; 1Тим. 6:19.
Тәврат вә пәйғәмбәрләрниң язмилири «Чөмүлдүргүчи Йәһяғичә»ла Исраилға йетәкчи болған билән һазирму йәнила «инавәтсиз» әмәс.
Тәвраттики барлиқ бешарәтләр әмәлгә ашурулиду; униң үстигә, Тәвраттики барлиқ «һәққаний тәләпләр» Инҗилдики хуш хәвәрни қобул қилғучиларниң һәммиси үчүн йәнила сөйүнидиған хушлуқтур. Төвәндики 18-айәттики тәләп, мәсилән, Тәвраттики беваситә тәләп болмисиму, Тәвратта хатириләнгән принсиплар мошу һәқиқәтни көрситиду (мәсилән, «Мар.» 10:1-12ни көрүң). ■Зәб. 101:22-28; Йәш. 40:8; 51:6; Мат. 5:18.
□16:6 «Йүз туң зәйтун мейи» — мошу йәрдә бир «туң» (грек тилида «бат») 30 литр еди. Демәк, бу зәйтун мейи 3000 литр болуп шу чағдики аддий ишчиниң үч жиллиқ һәққи (1000 динар) болатти. «Ғоҗидар униңға: «Мана, һесапат дәптириңизни елип, бу йәрдә олтирип әллик туңға өзгәртиветиң!» дәпту.» — ғоҗидар немә қилди? Бәлким төрт мүмкинчилиги бар: — (1) у қәриздарниң һалиға қарап қәриз миқдарини кемәйтивәтти; (2) у өсүмини йоққа чиқиривәтти; (3) у өзиниң шеринканиси («комиссион»)ни һесаптин чиқиривәтти; (4) буларниң һәммисини қилди. Рәббимиз ғоҗидарни «сәмимийәтсиз» дәп атайду 8-айәт). Лекин униң бу «сәмимийәтсизлиги» ғоҗидарлиғидики бурунқи ишларни көрситәмду? Яки һазирқи һәрикәтлириниму? Бизниңчә, униң қилғинини чоқум қәризниң миқдарини өзгәртишни өз ичигә алған, дәп қараймиз.
□16:7 «йүз күрә буғдай» — мошу йәрдә бир күрә (ибраний тилида «кор» 390 литрни билдүриду. Демәк, бу чоң қәриз еди — бәлким 30 тонна буғдай, Аддий ишчиниң он жиллиқ һәққи (3000 динар) болатти.
□16:8 «бу дунияниң пәрзәнтлири өз дәвридә нурниң пәрзәнтлиридин пәмликтур» — «бу дунияниң пәрзәнтлири» Худани тонумайдиған етиқатсиз адәмләрни көрситиду; «нурниң пәрзәнтлири» Худаниң нурини қобул қилған, шундақла «нурда яшаватқан» «Худаниң Роһидин туғулған» роһий пәрзәнтлирини көрситиду. Бу тәмсил тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□16:9 ««Наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» арқилиқ өзүңларға дост тутуңлар» — «наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» грек тилида «наһәқ маммон». Немишкә «наһәқ» дәйду? Бизниңчә (1) шәхсий, йәни хусусий мал-дуния, җүмлидин пулниң мәвҗут болғанлиғи Адәм атимизниң садир қилған гунайиниң бир нәтиҗисидур; (2) адәмдики көпинчи мал-дуния, байлиқлар болса, Худадин қорқмайдиған гунакарларниң қолидидур. Биз йәнила «қошумчә сөз»имиздә бу қизиқ сөз үстидә азрақ тохтилимиз. «шундақ қилсаңлар, мал-дуния карға кәлмәйдиған болған күнидә шу достлар силәрни әбәдий маканларға қарши алиду» — демәк, өз байлиғиңлар билән ярдәмгә муһтаҗ болғанларға ярдәм бериңлар; шу йол билән улар силәргә дост болиду вә паний дуниядин кәткиниңларда улар бақий дунияда силәрни қарши елишқа күтидиған болиду.
■16:9 Мат. 6:19; 19:21; 1Тим. 6:19.
□16:10 «Кимки кичиккинә ишта сәмимийәтсиз болса, чоң иштиму сәмимийәтсиз болиду» — яки «Кимки кичиккинә ишта ишәшсиз болса, чоң иштиму ишәшсиз болиду».
□16:11 ««Наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния»да садиқ болмисаңлар, ким силәргә һәқиқий байлиқларни тапшурсун?» — демәк, бу аләмдики мал-дуния болса Худа алдида «кичиккинә бир иш» (10-айәтни күрүң), халас.
□16:12 «Вә башқиларниң нәрсилиридә садиқ болмисаңлар ким силәргә өзүңларниң нәрсисини бәрсун?» — бу җүмлә тоғрилиқму «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□16:14 «Әнди Пәрисийләр ... буларниң һәммисини аңлап Әйсани мәсқирә қилишти» — немишкә Пәрисийләр Әйсани мәсқирә қилишти? Шүбһисизки, уларниң көзқаришичә, Худани хурсән қилған, шундақла Худа бәрикәтлигән адәмниң җәзмән көп байлиғи болиду, дәп ойлайтти. Шуниң билән Мәсиһ уларға төвәндики (16:19-31-айәттики) тарихни ейтип бериду.
□16:16 «падишалиққа кирмәкчи болғанларниң һәр бири униңға бөсүп киривелиши керәктур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «һәр бир кишигә униңға киришкә қәтъий дәвәт қилинмақта». Бизниңчә бу 16-17-айәтләр, шундақла «Мат.» 11:12-14-айәтләр вә «Мик.» 2:12-13-айәтләр билән мунасивәтликтур. «Микаһ»дики «қошумчә сөз»ниму көрүң.
□16:17 «Лекин асман билән зиминниң йоқ қиливетилиши Тәвратниң бир чекити бекар қилиништин асандур» — сөзмусөз болса «лекин асман билән йәрниң йоқалмиқи Тәвраттин бир чекитниң чүшмикидин асандур». «Чекит» ибраний тилидики әң кичик тиниш бәлгү (.). Тәврат вә пәйғәмбәрләрниң язмилири «Чөмүлдүргүчи Йәһяғичә»ла Исраилға йетәкчи болған билән һазирму йәнила «инавәтсиз» әмәс. Тәвраттики барлиқ бешарәтләр әмәлгә ашурулиду; униң үстигә, Тәвраттики барлиқ «һәққаний тәләпләр» Инҗилдики хуш хәвәрни қобул қилғучиларниң һәммиси үчүн йәнила сөйүнидиған хушлуқтур. Төвәндики 18-айәттики тәләп, мәсилән, Тәвраттики беваситә тәләп болмисиму, Тәвратта хатириләнгән принсиплар мошу һәқиқәтни көрситиду (мәсилән, «Мар.» 10:1-12ни көрүң).
■16:17 Зәб. 101:22-28; Йәш. 40:8; 51:6; Мат. 5:18.
■16:18 Мат. 5:32; 19:9; Мар. 10:11; 1Кор. 7:10.
□16:21 «Һалбуки, иштлар келип униң ярилирини ялайтти» — Лазарус һеч немә йемигини билән, лекин иштлар униңдин азрақ йәм алатти. Уларниң Лазарусқа тегиши билән у «напак» дәп һесаплинатти.
■16:29 Йәш. 8:20; 34:16; Юһ. 5:39; Рос. 17:11.
□16:31 «Әгәр улар Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң гувалиқини аңлимиса, һәтта өлгәнләрдин бириси тирилсиму, улар йәнила ишинишни рәт қилиду» — бу сөз һәм биз оқурмәнләргә келиду, әлвәттә. Бу сөздин кейин Мәсиһ башқа бир Лазарусни өлүмдин тирилдүрди («Юһ.» 11-бап). Һәммидин муһими өзи өлүмдин тирилгән болсиму, униңға ишинидиған қанчә адәм чиқти?