15
Йоқалған қой вә яхши падичи тоғрисидики тәмсил
Мат. 18:12-14
Әнди баҗгирлар вә башқа гунакарларниң һәммиси униң сөзини аңлашқа униң әтрапиға олашмақта еди.Мат. 9:10; Мар. 2:15; Луқа 5:29. Лекин Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғудуңшуп:
— Бу адәм гунакарларни қарши алиду вә улар билән һәмдәстихан олтириду! — дейишти. Шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди: «шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди...» — «мошу тәмсил»: — бир тәмсил, демәк. 15-бапта үч тәмсилдәк көрүнсиму, әмәлийәттә үч тәмсил пәқәт бирла мәнини ипадиләйду. Шуңа уларни «бирла тәмсил» дәп қараймиз.
— Әгәр араңларда бирәйләнниң йүз туяқ қойи болуп, улардин бири жүтүп кәтсә, тохсән тоққузини чөлдә қоюп қоюп жүтүп кәткинини тапқичә издимәсму? Уни тепивалғанда, шатланған һалда мүрисигә артиду; андин өйигә елип келип, яр-бурадәрлири билән қолум-хошнилирини чақирип, уларға: «Мән жүткән қоюмни тепивалдим, мениң билән тәң шатлиниңлар!» дәйду. Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш, товва қиливатқан бир гунакар үчүн әрштә зор хурсәнлик болиду; бу хурсәнлик товиға муһтаҗ болмиған тохсән тоққуз һәққаний кишидин болған хурсәнликтин көп артуқтур.Луқа 5:32.
 
Йиттиргән тәңгә тоғрисидики тәмсил
— Яки бир аялниң он күмүч динари болуп, бир динарни йоқитип қойса, чирақни йеқип, таки уни тапқичә өйни сүпүрүп, зән қоюп издимәсму?«бир аялниң он күмүч динари болуп...» — «күмүч динар» болса грек тилида «драқма». «драқма» бир динарға баравәр болған пул бирлиги. Уни тапқанда яр-бурадәр, қолум-қошнлирини чақирип, уларға: «Мениң билән тәң шатлиниңлар, чүнки мән йоқитип қойған динаримни тепивалдим» — дәйду. 10 Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш товва қиливатқан бир гунакар үчүн Худаниң пәриштилириниң арисида хурсәнлик болиду. «товва қиливатқан ...» — товва қилиш әмәлийәттә (мәйли наһайити қисқа болсун) бир җәрян, әлвәттә. «Худаниң пәриштилириниң арисида» — грек тилида «Худаниң пәриштилириниң алдида». Бу ибаридин пуритилидуки, Худа Өзи «тәңгисини тапқан аял»дәк хурсән болиду вә пәриштиләрму униң хурсәнлигидин тәң бәһримән болиду.
 
Меһри-шәпқәтлик ата тоғрисидики тәмсил
11 У сөзини давам қилип мундақ деди:
— Мәлум бир адәмниң икки оғли бар екән. 12 Кичик оғли атисиға: «Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» дәп ейтипту. Вә у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту.«Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» — демисәкму, бундақ тәләп еғир һөрмәтсизлик болиду. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң. «у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту» — «өз мал-мүлүклири» грек илида «униң һаятини» яки «униң тирикчилигини».
Тәврат қануни бойичә тунҗа оғлиға тәқсим қилинған мирас кәнҗисиниңкидин икки һәссә көп болиду.
13 Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту. У у йәрдә әйш-ишрәтлик ичидә турмуш кәчүрүп мал-дуниясини бузуп-чечипту. «Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту» — «узун өтмәйла» (грек тилида «көп күн өтмәйла») — кәнҗи оғул тәливи түпәйлидин җәмиийәт алдида интайин нәпрәтлик болатти. 14 Дәл у бар-йоқини сәрп қилип түгәткән вақтида, у жутта қаттиқ ачарчилиқ болуп, у хеләла қисилчилиқта қапту. 15 Шуниң билән у берип, шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту; у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту. «...шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту» — грек тилида ««.. шу жутниң бир пухрасиға қатнишипту» билән ипадилиниду. «у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту» — демисәкму, бу чошқиларниң егиси Йәһудий әмәс; бундақ хизмәт Йәһудий жигиткә нисбәтән интайин жиркиничлик болатти. 16 У һәтта қосиғини чошқиларниң йеми болған почақ шакили билән тойғузушқа тәқәзза бопту; лекин һеч ким униңға һеч нәрсә бәрмәпту.
17 Ахир берип у һошини тепип: «Атамниң шунчә көп мәдикарлириниң алдидин йемәк-ичмәк ешип-тешип туриду; лекин мән болсам бу йәрдә ачлиқтин өләй дәп қалдим! 18 Орнумдин туруп, атамниң алдиға берип униңға: Әй ата, мән әршниң алдидиму вә сениң алдиңдиму гуна қилдим. 19 Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән. Мени мәдикарлириң сүпитидә қобул қилғайсән! — дәймән» дәп ойлапту. 20 Шуниң билән орнидин туруп атисиниң алдиға қайтип меңипту. Лекин атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип, униң бойниға есилип уни сөйүп кетипту. «Атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип...» — демисәкму, бу атиниң җәмиийәт алдида жүгүрүши, вә шундақла буни аз дәп оғлини қарши елишқа жүгүрүши «мөтивәр кишиниң салапитигә мувапиқ әмәс» дәп қарилатти. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң.  Рос. 2:39; Әф. 2:12,17. 21 Оғли: «Ата, мән әршниң алдидиму, сениң алдиңдиму гуна қилдим. Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән» — дәпту. 22 Бирақ атиси чакарлириға: «Дәрһал әң есил тонни әкелип униңға кийдүрүңлар, қолиға үзүк селиңлар, путлириға аяқ кийдүрүңләр; 23 вә бордақ топақни әкелип союңлар; андин убдан йәп, равурус тәбрикләйли! 24 Чүнки мениң бу оғлум өлгән еди, тирилди, жүтүп кәткән еди, тепилди!» — дәпту. Андин улар тәбрикләшкили башлапту.
25 Әнди чоң оғли етизға кәткән екән. У қайтип келиветип өйгә йеқин кәлгәндә нәғмә-нава билән уссулниң авазини аңлапту. 26 У чакарлардин бирини чақирип, униңдин немә иш болуватқинини сорапту.
27 Чакар униңға: Укаң кәлди вә атаң уни сақ-саламәт тепивалғанлиғи үчүн бордақ топақни сойди» дәпту. 28 Лекин чоң оғли хапа болуп, өйгә киргили унимапту. Вә атиси чиқип униң өйгә киришини өтүнүпту. 29 Амма у атисиға җавап берип: «Қара! Мән шунчә жилдин бери қулдәк хизмитиңдә болдум, әсла һеч бир әмриңдин чиқип бақмидим. Бирақ сән маңа әл-ағинилирим билән хуш қилғили һеч қачан бирәр оғлақму бәрмидиң! 30 Лекин сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән бу оғлуң қайтип кәлгәндә, сән униң үчүн бордақ топақни союпсән» — дәпту. «сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән» — грек тилида «сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп йәвәткән». 31 Бирақ атиси йәнә униңға: «Әй оғлум, сән һәрдайим мениң йенимдисән вә мениң барлиғим сениңкидур. 32 Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — дәпту.«Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — 15-баптики үч қисимлиқ тәмсилниң мол тәлими үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
 

15:1 Мат. 9:10; Мар. 2:15; Луқа 5:29.

15:3 «шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди...» — «мошу тәмсил»: — бир тәмсил, демәк. 15-бапта үч тәмсилдәк көрүнсиму, әмәлийәттә үч тәмсил пәқәт бирла мәнини ипадиләйду. Шуңа уларни «бирла тәмсил» дәп қараймиз.

15:7 Луқа 5:32.

15:8 «бир аялниң он күмүч динари болуп...» — «күмүч динар» болса грек тилида «драқма». «драқма» бир динарға баравәр болған пул бирлиги.

15:10 «товва қиливатқан ...» — товва қилиш әмәлийәттә (мәйли наһайити қисқа болсун) бир җәрян, әлвәттә. «Худаниң пәриштилириниң арисида» — грек тилида «Худаниң пәриштилириниң алдида». Бу ибаридин пуритилидуки, Худа Өзи «тәңгисини тапқан аял»дәк хурсән болиду вә пәриштиләрму униң хурсәнлигидин тәң бәһримән болиду.

15:12 «Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» — демисәкму, бундақ тәләп еғир һөрмәтсизлик болиду. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң. «у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту» — «өз мал-мүлүклири» грек илида «униң һаятини» яки «униң тирикчилигини». Тәврат қануни бойичә тунҗа оғлиға тәқсим қилинған мирас кәнҗисиниңкидин икки һәссә көп болиду.

15:13 «Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту» — «узун өтмәйла» (грек тилида «көп күн өтмәйла») — кәнҗи оғул тәливи түпәйлидин җәмиийәт алдида интайин нәпрәтлик болатти.

15:15 «...шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту» — грек тилида ««.. шу жутниң бир пухрасиға қатнишипту» билән ипадилиниду. «у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту» — демисәкму, бу чошқиларниң егиси Йәһудий әмәс; бундақ хизмәт Йәһудий жигиткә нисбәтән интайин жиркиничлик болатти.

15:20 «Атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип...» — демисәкму, бу атиниң җәмиийәт алдида жүгүрүши, вә шундақла буни аз дәп оғлини қарши елишқа жүгүрүши «мөтивәр кишиниң салапитигә мувапиқ әмәс» дәп қарилатти. «Қөшумчә сөз»имизниму көрүң.

15:20 Рос. 2:39; Әф. 2:12,17.

15:30 «сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән» — грек тилида «сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп йәвәткән».

15:32 «Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — 15-баптики үч қисимлиқ тәмсилниң мол тәлими үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.