14
Шабат күнидә кесәл сақайтиш
Вә шундақ болдики, бир шабат күни у Пәрисийләрдин болған бир һөкүмдарниң өйигә ғизаға барди; әнди улар уни пайлап жүрүвататти. Вә мана, у йәрдә сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар болған бир адәм бар еди. Әйса Тәврат әһлилири вә Пәрисийләрдин:
— Шабат күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? — дәп сориди.
Бирақ улар лам-җим демиди. У һелиқи кесәлгә қолини тәккүзүп, сақайтип йолға салди. Андин у улардин йәнә:
— Араңлардин бириңларниң мабада шабат күнидә ешиги я калиси қудуққа чүшүп кәтсә, уни дәрһал тартип чиқармайдиған зади ким бар? — дәп сориди.«араңлардин бириңларниң мабада шабат күнидә ешиги я калиси қудуққа чүшүп кәтсә...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «ешиги» әмәс, бәлки «балиси» дәп оқулиду.  Мис. 23:5; Қан. 22:4; Луқа 13:15.
Вә улар униң бу сөзлиригә һеч җавап берәлмиди.
 
Худа кимни жуқури қилиду?
Әйса чақирилған меһманларниң өзлиригә төрдин орунларни қандақ таллиғинини көрүп, уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди:
— Бириси сени той зияпитигә тәклип қилса, төрдә олтармиғин. Болмиса, сәндин һөрмәтликрәк бириси тәклип қилинған болса, У чағда сени вә уни чақирған саһибхана келип саңа: «Бу кишигә орун бәргәйсиз» дәп қалса, сән хиҗаләттә қелип пәгаһға чүшүп қалисән. «... пәгаһға чүшүп қалисән» — грек тилида «... ахирқи орунға чүшүп қалисән». 10 Лекин сән чақирилғанда, берип пәгаһда олтарғин. Шуниң билән сени чақирған саһибхана келип: «Әй достум, жуқуриға чиқиң» дейиши мүмкин вә шуниң билән сениң билән дәстиханда олтарғанларниң һәммисиниң алдида саңа иззәт болиду. Пәнд. 25:6, 7. 11 Чүнки һәр ким өзини үстүн тутса төвән қилиниду вә кимдәким өзини төвөн тутса үстүн қилиниду.Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 1:51; 18:14; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5.
 
Һәқиқий меһмандостлуқниң йоли
12 У өзини меһманға чақирған саһибханиға мундақ деди:
— Меһманни тамаққа яки зияпәткә чақирғиниңда, дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай қолум-хошнилириңни чақирмиғин. Чүнки уларму сени меһманға чақирип, мәрһәмитиңни қайтуруши мүмкин. Нәһ. 8:10; Пәнд. 3:28. 13 Шуниң үчүн зияпәт берәй десәң, ғериб-ғурва, мәйип-накар, ақсақ-чолақ, кор-әмаларни чақирғин 14 вә бәхит-бәрикәт көрисән; чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңни қайтурушниң амали йоқтур. Шуниң билән һәққанийларниң қайта тирилгән күнидә қилғиниң өзүңгә қайтурулиду.
 
Катта зияпәт тоғрисидики тәмсил
Мат. 22:1-10
15 Униң билән һәмдәстихан олтарғанлардин бири бу сөзләрни аңлап, униңға:
— Худаниң падишалиғида ғизаланғучилар немидегән бәхитлик-һә! — деди.«Худаниң падишалиғида ғизаланғучилар...» — грек тилида «Худаниң падишалиғида нан йегүчиләр...».
16 Бирақ у униңға җававән мундақ деди:
— Бир киши катта зияпәткә тутуш қилип, нурғун меһманларни чақирип қоюпту. Йәш. 25:6; Мат. 22:2; Вәһ. 19:7, 9. 17 Дәстихан селинған шу сааттә, чакирини әвәтип, чақирилған меһманларға: «Мәрһәмәт, һәммә нәрсә тәйяр болди!» дәп ейтипту. 18 Бирақ, меһманларниң һәммиси бармаслиққа бир-бирләп өзрә-банә көрсәткили турупту. Биринчиси униңға: «Мән һелила бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» дәпту. «Мән һелила бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» — ким йәрни авал яхши көрмәй сетивалсун? 19 Йәнә бири: «Мән бәш қошлуқ өкүз сетивалдим, һазир берип уларни синап көрүшүм керәк. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» дәпту. «һазир берип уларни синап көрүшүм керәк» — яки «һазир берип көздин кәчүрүп келишим керәк». «Бәш қошлуқ өкүз» — грек тилида: «бәш боюнтуруқ өкүз». Демәк, боюнтуруққа қетилғанда бир-биригә мас келидиған бәш җүп өкүз.
Әнди ким өкүзни авал көрмәй сетивалсун?
20 Йәнә бириси: «Мән йеңи өйләнгән, шуңа баралмаймән» дәпту.
21 Чакар қайтип келип, бу ишларни ғоҗайиниға мәлум қипту. Ғоҗайин ғәзәпләнгән һалда чакириға: «Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға кирип, ғериб-ғурва, мәйип-накар, ақсақ-чолақ вә кор-әмаларни мошу йәргә жиғип кәл» дәпту. 22 Андин чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, әмир бәргиниңдәк ада қилинди, вә йәнә бош орун бар!» дәпту. 23 Шуниң билән ғоҗайин чакарға: — «Өйүм меһманларға толуш үчүн йезилардики чоң-кичик йолларни, мәһәллиләрни арилап, удул кәлгән адимиңни зорлап елип кәлгин! «йезилардики чоң-кичик йолларни, мәһәллиләрни арилап,...» — мошу йәрдә грек тилида «йезилардики йоллардин вә читлиқлардин өтүңлар,...» дегән сөз билән ипадилиниду. Демәк, меһманларни һәр булуң-пучқақтин әкилиш керәк. 24 Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, башта чақирилған адәмләрниң һеч қайсиси дәстихинимдин тетимайду», дәпту.
 
Мухлис болуш шәртлири
Мат. 10:37-38
25 Әнди топ-топ адәмләр униңға һәмраһ болуп кетивататти. У бурулуп уларға қарап мундақ деди:
26 — Маңа әгәшкәнләр маңа болған сөйүшлиридин өз атиси вә аниси, аяли вә балилири, ака-укилири вә ача-сиңиллири, һәтта өз җениниму яман көрмисә маңа мухлис болалмас. «маңа әгәшкәнләр ... өз атиси вә аниси, аяли вә балилири, ака-укилири вә ача-сиңиллири, һәтта өз җениниму яман көрмисә маңа мухлис болалмас» — мошу йәрдә «яман көрүш» дегәнликниң мәнаси, шүбһисизки, өз адәмлиригә болған муһәббәт Худаға бағлиған муһәббәт алдида «яман көрүш»тәк көрүниду. Мисал, «Яр.» 29:30-31ни көрүң.  Қан. 13:7; 33:9; Мат. 10:37. 27 Кимдәким өзиниң крестини йүдүп маңа әгәшмисә у маңа мухлис болалмас. «Кимдәким өзиниң крестини йүдүп маңа әгәшмисә у маңа мухлис болалмас» — римлиқлар тәрипидин өлүм җазаси берилгәнләр миқлинидиған крестни мүрисидә көтирип җаза мәйданиға баратти. «крестлиниш» адәмни қийнайдиған, интайин дәһшәтлик вә аһанәтлик өлүм җаза усули болуп, «өзиниң крестини көтириш» дегәнниң мәнилири төвәндикиләрниму өз ичигә елиши мүмкин: (1) Әйса Мәсиһ үчүн азап-оқубәт тартишқа, (2) тил-аһанәт иштишкә, (3) Худаниң ирадисиниң әмәлгә ашурулуши үчүн зөрүр тепилғанда, «өз-өзини өлүм җазасиға һөкүм қилғандәк» өзиниң арзу-һәвәслирини рәт қилишқа тәйяр болуш.  Мат. 10:38; 16:24; Мар. 8:34; Луқа 9:23. 28 Араңлардин бириси мунар салмақчи болса, алди билән олтирип бу қурулушни пүткүзгидәк хираҗәт өзүмдә барму-йоқ дәп һесап қилмасму? 29-30 Ундақ қилмиғанда, һулни селип пүткүзәлмисә, көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип: «Бу адәм бенани башлап қоюп пүткүзәлмиди» — демәй қалмайду.
31 Яки бир падиша йәнә бир падиша билән җәң қилғили чиқса алди билән олтирип: — Мениң үстүмгә келидиған жигирмә миң кишилик қошун егисигә мән он миң әскирим билән тақабил туралармәнму? дәп мөлчәрләп көрмәмду?! «... мөлчәрләп көрмәмду?! » — башқа бир хил тәрҗимиси: «... мәслиһәт қилмамду?». 32 Әгәр у «Соқушалмаймән» дәп ойлиса, дүшмән техи жирақтики чағда әлчи әвәтип, сулһ шәртлирини сорайду. 33 Шуниңға охшаш, силәрдин кимдәким көңлидә өзиниң бар-йоқи билән хошлашмиса, маңа мухлис болалмас.«Шуниңға охшаш, силәрдин кимдәким көңлидә өзиниң бар-йоқи билән хошлашмиса, маңа мухлис болалмас.» — бу күчлүк сөз тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
34 Туз яхши нәрсидур; һалбуки, туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду? «Туз яхши нәрсидур; һалбуки, туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?» — туз болса (1) тәм бериду; (2) чирип кетиштин тосиду; (3) зәхим-яриларни сақайтиду. Мухлисларниң бу дунияға болған рольи буниңға охшап кетиши керәк.  Мат. 5:13; Мар. 9:50. 35 У тупраққа ишлитишкә яки оғутқа арилаштурушқиму яримай, талаға ташлиниду. Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!«У туз тупраққа ишлитишкә яки оғутқа арилаштурушқиму яримай, талаға ташлиниду» — мошу йәрдики «туз» дегән тема үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
 

14:5 «араңлардин бириңларниң мабада шабат күнидә ешиги я калиси қудуққа чүшүп кәтсә...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «ешиги» әмәс, бәлки «балиси» дәп оқулиду.

14:5 Мис. 23:5; Қан. 22:4; Луқа 13:15.

14:9 «... пәгаһға чүшүп қалисән» — грек тилида «... ахирқи орунға чүшүп қалисән».

14:10 Пәнд. 25:6, 7.

14:11 Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 1:51; 18:14; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5.

14:12 Нәһ. 8:10; Пәнд. 3:28.

14:15 «Худаниң падишалиғида ғизаланғучилар...» — грек тилида «Худаниң падишалиғида нан йегүчиләр...».

14:16 Йәш. 25:6; Мат. 22:2; Вәһ. 19:7, 9.

14:18 «Мән һелила бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» — ким йәрни авал яхши көрмәй сетивалсун?

14:19 «һазир берип уларни синап көрүшүм керәк» — яки «һазир берип көздин кәчүрүп келишим керәк». «Бәш қошлуқ өкүз» — грек тилида: «бәш боюнтуруқ өкүз». Демәк, боюнтуруққа қетилғанда бир-биригә мас келидиған бәш җүп өкүз. Әнди ким өкүзни авал көрмәй сетивалсун?

14:23 «йезилардики чоң-кичик йолларни, мәһәллиләрни арилап,...» — мошу йәрдә грек тилида «йезилардики йоллардин вә читлиқлардин өтүңлар,...» дегән сөз билән ипадилиниду. Демәк, меһманларни һәр булуң-пучқақтин әкилиш керәк.

14:26 «маңа әгәшкәнләр ... өз атиси вә аниси, аяли вә балилири, ака-укилири вә ача-сиңиллири, һәтта өз җениниму яман көрмисә маңа мухлис болалмас» — мошу йәрдә «яман көрүш» дегәнликниң мәнаси, шүбһисизки, өз адәмлиригә болған муһәббәт Худаға бағлиған муһәббәт алдида «яман көрүш»тәк көрүниду. Мисал, «Яр.» 29:30-31ни көрүң.

14:26 Қан. 13:7; 33:9; Мат. 10:37.

14:27 «Кимдәким өзиниң крестини йүдүп маңа әгәшмисә у маңа мухлис болалмас» — римлиқлар тәрипидин өлүм җазаси берилгәнләр миқлинидиған крестни мүрисидә көтирип җаза мәйданиға баратти. «крестлиниш» адәмни қийнайдиған, интайин дәһшәтлик вә аһанәтлик өлүм җаза усули болуп, «өзиниң крестини көтириш» дегәнниң мәнилири төвәндикиләрниму өз ичигә елиши мүмкин: (1) Әйса Мәсиһ үчүн азап-оқубәт тартишқа, (2) тил-аһанәт иштишкә, (3) Худаниң ирадисиниң әмәлгә ашурулуши үчүн зөрүр тепилғанда, «өз-өзини өлүм җазасиға һөкүм қилғандәк» өзиниң арзу-һәвәслирини рәт қилишқа тәйяр болуш.

14:27 Мат. 10:38; 16:24; Мар. 8:34; Луқа 9:23.

14:31 «... мөлчәрләп көрмәмду?! » — башқа бир хил тәрҗимиси: «... мәслиһәт қилмамду?».

14:33 «Шуниңға охшаш, силәрдин кимдәким көңлидә өзиниң бар-йоқи билән хошлашмиса, маңа мухлис болалмас.» — бу күчлүк сөз тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

14:34 «Туз яхши нәрсидур; һалбуки, туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?» — туз болса (1) тәм бериду; (2) чирип кетиштин тосиду; (3) зәхим-яриларни сақайтиду. Мухлисларниң бу дунияға болған рольи буниңға охшап кетиши керәк.

14:34 Мат. 5:13; Мар. 9:50.

14:35 «У туз тупраққа ишлитишкә яки оғутқа арилаштурушқиму яримай, талаға ташлиниду» — мошу йәрдики «туз» дегән тема үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.