Башқа алимлар у: (1) Әйса өлтүрүлгәндин кейин мухлислириға қайта көрүнүши билән; (2) Муқәддәс Роһниң келиши билән; (3) Мәсиһниң шәриви җамаәттә аян қилиниши билән; (4) Әйсаниң дунияға қайтип келиши билән әмәлгә ашурулди, дәп қарайду.
Жуқириқи (1)-, (2)-, (3)-пикир сәл орунлуқ болғини билән, лекин Әйсаниң «бу йәрдә турғанларниң арисидин... көридиғанлар бар» дегинидин қариғанда, бәзи расуллар бу ишни көриду, шуңа муһим әмәлгә ашурулуши 9:2-13дики «Әйсаниң җулалиқта көрүнүши» дегән иштур, дәп қараймиз. ■Мат. 16:28; Луқа 9:27.
□9:1 «Бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғиниң күч-қудрәт билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур» — бизниңчә 9:1-айәттики сөзниң муһим мәнаси 9:2-13дә тәсвирләнгән карамәт ишларни көрситиду. Башқа алимлар у: (1) Әйса өлтүрүлгәндин кейин мухлислириға қайта көрүнүши билән; (2) Муқәддәс Роһниң келиши билән; (3) Мәсиһниң шәриви җамаәттә аян қилиниши билән; (4) Әйсаниң дунияға қайтип келиши билән әмәлгә ашурулди, дәп қарайду. Жуқириқи (1)-, (2)-, (3)-пикир сәл орунлуқ болғини билән, лекин Әйсаниң «бу йәрдә турғанларниң арисидин... көридиғанлар бар» дегинидин қариғанда, бәзи расуллар бу ишни көриду, шуңа муһим әмәлгә ашурулуши 9:2-13дики «Әйсаниң җулалиқта көрүнүши» дегән иштур, дәп қараймиз.
□9:5 «Устаз» — грек тилида (һәм ибраний тилида) «Рабби» дейилиду. «бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли!» — бу сөз вә пүтүн вақиә тоғрилиқ йәнә «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■9:7 Қан. 18:19; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; Луқа 3:22; 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
■9:11 Мал. 4:5; Мат. 11:14; Луқа 1:17.
□9:12 «Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, андин һәммә ишни орниға кәлтүриду» — «Илясниң авал келиши» вә униң «һәммини орниға кәлтүрүши»ни көрсәткән бешарәт вә башқа тәпсилатлири Тәврат, «Мал.» 4:5-6дә хатирилиниду. «әнди немишкә муқәддәс язмиларда иИнсаноғли көп азап-оқубәт чекиду вә хорлиниду, дәп пүтүлгән? » — «немишкә...?» — Әгәр улуқ Иляс пәйғәмбәр келип Мәсиһ үчүн йол тәйярлиған болса, зади «немишкә» хәлиқ Мәсиһни қобул қилмайду? Йәһя пәйғәмбәр дәрвәқә «Иляс пәйғәмбәр»ниң роһи вә күчидә кәлгини билән («Луқа» 1:17) у өлтүрүлгән вә Мәсиһму униңға охшаш өлтүрүлиду (13-айәтниму көрүң).
■9:12 Зәб. 21:7; Йәш. 53:4; Дан. 9:26; Вәһ. 11:4-7.
□9:13 «лекин мән силәргә шуни ейтайки, Иляс пәйғәмбәр дәрһәқиқәт кәлди вә дәл муқәддәс язмиларда у һәққидә пүтүлгәндәк, кишиләр униңға немини халиса шундақ қилди» — мошу йәрдә Мәсиһ Йәһя пәйғәмбәрни йәнә Илияс пәйғәмбәргә охшитиду.
□9:16 «У улардин: — ... дәп сориди» — «улар» мошу йәрдә (1) мухлислирини; (2) халайиқниң өзлирини (3) Тәврат устазлирини көрситиши мүмкин. Бизниңчә (2) яки (3) тоғра болуши керәк; халайиқтин бири мошу соалға җавап бериду. Бәзи кона көчүрмилиридә «улар»ниң орнида «Тәврат устазлири» дейилиду.
□9:17 «мән оғлумни сениң алдиңға елип кәлдим» — бу кишиниң «сениң алдиңға» дегини униң Мәсиһ вә мухлислирини «бир адәмдәк» дәп қарайтти, дәп билдүриду. Бир тәрәптин мошу көзқараш тоғридур.
■9:17 Мат. 17:14; Луқа 9:37,38.
□9:18 «уни тартиштуруп жиқитиду» — яки «уни йәргә жиқитиветиду». «қақшал болуп қалиду» — яки «пүтүн әзайи қетип қалиду».
□9:29 «Бу хил җин дуа вә розидин башқа йол билән чиқирилмас» — бәзи кона көчүрмиләрдә «розидин» дегән сөз тепилмайду.
■9:30 Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.
■9:33 Мат. 18:1; Луқа 9:46; 22:24.
□9:37 «Ким мениң намимда мошундақ кичик балини қобул қилса...» — яки «ким мениң намимда мошундақ кичик балини күтсә...».
■9:37 Мат. 18:5; Луқа 9:48; Юһ. 13:20.
■9:43 Қан. 13:7; Мат. 5:30; 18:8.
□9:44 «Чүнки дозақта шуларни йәйдиған қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду» — бәзи кона көчүрмиләрдә бу 44- вә 46-айәт тепилмайду.
□9:49 «Һәммә адәм от билән тузлиниду вә һәр бир қурбанлиқ туз билән тузлиниду» — бу сирлиқ җүмлә чоқум «Лав.» 2:13, «Чөл.» 31:23, «Әз.» 43:23, «Йәш.» 34:6 вә 66:20 һәмдә жуқуриқи 42-48 айәтләр билән мунасивәтликтур. Мәнаси бәлким: — (1) гөш-көктатларни туз билән узун сақлиғили болғандәк, Мәсиһгә ишәнмигәнләр дозақниң отида «чиримай, сақлинип» мәңгү җазалиниду; яки (2) Мәсиһгә әгәшкәнләр мошу дунияда (туз яриға сепилгәндәк) җапа-мушәққәт, азап-оқубәт чекиду; яки (3) мәнаси һәр икки тәрәптикидәк болиду — демәк, һәр бир киши өзиниң Әйса Мәсиһкә болған мунасивитидә мувапиқ җапа-мушәққәт, азап-оқубәт чекиду; етиқатчилар мошу дунияда җапа-мушәққәтләр арқилиқ тавлинип паклиниду, етиқатсизлар дозақта мәңгү азап тартиду. Бизниңчә 3-мәниси тоғра келиши мүмкин. Рәббимиз бу йәрдә һәм етиқатчиларни һәм етиқатсизларниму көздә тутиду. Бизниңчә пәқәт етиқатчилар Худаға атилидиған қурбанлиқ болалайду, шуңа айәтниң биринчи қисимда һәммә адәм, иккинчи қисимда етиқатчилар («қурбанлиқ» сүпитидә) көздә тутулиду.
□9:50 «Туз яхши нәрсидур. Һалбуки, әгәр туз өз тузлуғини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?» — туз болса (1) тәм бериду; (2) чирип кетиштин тосиду; (3) зәхим-яриларни сақайтиду. Мухлисларниң бу дунияға болған рольи буниңға охшап кетиши керәк. «Өзүңларда туз тепилсун вә бир-бириңлар билән енақлиқта өтүңлар» — бу сирлиқ җүмлиниң мәнаси үчүн «Мат.» 5:13, «Әф.» 4:29, «Кол.» 4:6ни көрүң. Етиқатчилар «тузлуқ» болса өзини пак тутиду, лекин буниңдин Һали чоңлиқ қилмайду — бәлки муһәббити, хатирҗәмлиги вә хошаллиғи билән гунада тутулғанларни Худаниң йолиға җәлип қилғучилардур.
■9:50 Мат. 5:13; Луқа 14:34; Рим. 12:18; Ибр. 12:14.