2
Ашлиқ һәдийәләр
1 Әгәр бирким Пәрвәрдигарниң һозуриға ашлиқ һәдийә сунмақчи болса һәдийәси есил ундин болуши керәк; у униңға зәйтун мейи қуюп андин үстигә мәстики салсун. □«есил ун» — ибраний тилида тәкитләнгини яхши тартилған, бир хил юмшақлиқта, һеч қандақ кепәк арилашмиған ун. ■Мис. 6:15; 9:17; Чөл. 15:4 2 У уни елип каһинлар болған Һарунниң оғуллириниң алдиға кәлтүрсун; андин каһин һәдийә сунғучиниң ядлиниши үчүн зәйтун мейи иләштүрүлгән ундин бир чаңгал елип, һәммә мәстики билән қошуп, бу һәдийәни қурбангаһта көйдүрсун; бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған һәдийә болиду. ■Лав. 6:8 3 Амма ашлиқ һәдийәдин қалғини болса, Һарун билән униң оғуллириға тәвә болсун. Бу Пәрвәрдигарға от арқилиқ сунулғанларниң ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.□«Пәрвәрдигарға от арқилиқ сунулғанларниң ичидә «әң муқәддәсләрниң бири»» — һәдийә-қурбанлиқлар «әң муқәддәс» вә «муқәддәс» дәп бөлиниду. ««әң муқәддәс» болған һәдийә-қурбанлиқларни пәқәт каһинлар өзила йейишкә, шундақла муқәддәс җайдила йейишкә болатти. «муқәддәс» һесапланған таамлардин аилидикилири йейишкә болатти. ■Лав. 10:12
Пиширилған ашлиқ һәдийәләр
4 Әгәр сән тонурда пиширилған нәрсиләрдин ашлиқ һәдийә сүнай десәң, улар зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин пиширилған тоғачлар яки зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанлардин болсун.□«тоғачлар» — ибраний тилида бу сөз яки һалқисиман яки чәккүч билән тешилгән бир хил нанларни көрситиду.
5 Әгәр сениң кәлтүридиған һәдийәң тавида пиширилған ашлиқ һәдийә болса у зәйтун мейи ишләштүрүлүп есил ундин петир һалда етилсун. 6 Сән уни уштуп үстигә зәйтун мейи қуйғин; у ашлиқ һәдийә болиду.
7 Сениң кәлтүридиған һәдийәң қазанда пиширилған ашлиқ һәдийә болса ундақта у есил ун билән зәйтун мейида етилсун. 8 Шу йолларда тәйярланған ашлиқ һәдийәләрни Пәрвәрдигарниң һозуриға кәлтүргин; уни каһинға бәргин, у уни қурбангаһқа елип бариду. 9 Каһин болса ашлиқ һәдийәдин «ядлиниш үлүши»ни елип қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған һәдийә болиду. 10 Амма ашлиқ һәдийәдин қалғини болса, Һарун билән униң оғуллириға тәвә болсун. Бу Пәрвәрдигарға от арқилиқ сунулғанларниң ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
11 Силәр Пәрвәрдигарниң һозуриға сунидиған һәр қандақ ашлиқ һәдийәләр ечитқу билән тәйярланмисун. Чүнки силәрниң Пәрвәрдигарға отта сунулидиған һәдийәңларниң һеч қайсисида ечитқу яки һәсәлни көйдүрүшкә болмайду. 12 Буларни Пәрвәрдигарниң алдиға «дәсләпки һосул» сүпитидә сунсаңлар болиду, лекин улар хушбуй сүпитидә қурбангаһниң үстидә көйдүрүлүп сунулмисун.■Чөл. 18:12
13 Сениң һәр бир ашлиқ һәдийәң туз билән тузлиниши керәк; ашлиқ һәдийәңни Худайиңниң әһдә тузидин мәһрум қилмай, һәммә ашлиқ һәдийәлириңни туз билән тузлиғин.■Мар. 9:49
14 Әгәр сән Пәрвәрдигарға «дәсләпки һосул»дин ашлиқ һәдийә сүнай десәң, ундақта зираәтниң йеңи пишқан көк бешини елип, данларни отта қоруп, езип талқан сүпитидә сунғин; бу «дәсләпки һосул» һәдийәси болиду; 15 сән униңға зәйтун мейи қуюп үстигә мәстики салғин; бу ашлиқ һәдийә болиду. 16 Каһин болса униңдин, йәни қоруп езилгән данлар билән зәйтун мейидин бир қисмини елип һәммә мәстики билән қошуп, боларни «ядлиниш үлүши» сүпитидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ Пәрвәрдигарға сунулған һәдийә болиду.
□2:1 «есил ун» — ибраний тилида тәкитләнгини яхши тартилған, бир хил юмшақлиқта, һеч қандақ кепәк арилашмиған ун.
■2:1 Мис. 6:15; 9:17; Чөл. 15:4
□2:3 «Пәрвәрдигарға от арқилиқ сунулғанларниң ичидә «әң муқәддәсләрниң бири»» — һәдийә-қурбанлиқлар «әң муқәддәс» вә «муқәддәс» дәп бөлиниду. ««әң муқәддәс» болған һәдийә-қурбанлиқларни пәқәт каһинлар өзила йейишкә, шундақла муқәддәс җайдила йейишкә болатти. «муқәддәс» һесапланған таамлардин аилидикилири йейишкә болатти.
□2:4 «тоғачлар» — ибраний тилида бу сөз яки һалқисиман яки чәккүч билән тешилгән бир хил нанларни көрситиду.