Лавийлар
1
«Каһин-лавийларниң дәстури» •••• Көйдүрмә қурбанлиқ тоғрисидики бәлгүлимиләр
Вә Пәрвәрдигар Мусани чақирип җамаәт чедиридин униңға сөз қилип мундақ деди: —«Вә» — «Лавийлар» яки «Каһин-лавийларниң дәстури» дегән китап «вә» дегән сөз билән башлиниду. Шуниң билән бу сөз «Каһин-лавийларниң дәстури»ни «Мисирдин чиқиш» дегән китапниң әң ахирқи айити (40-бап, 38-айәт) билән зич бағлайду. Мәзкур китап униң давамидур. «Кириш сөз»имизни көрүң. «җамаәт чедири» — яки «көрүшүш чедири». «җамаәт чедири» дегән сөздики «җамаәт» ибраний тилида «Худа билән учришиш» яки «Худа билән дидарлишиш» дегән уқумни билдүриду.
Сән Исраилларға сөз қилип уларға мундақ дегин: — Әгәр силәрдин бириңлар Пәрвәрдигарниң алдиға бир қурбанлиқни сунмақчи болсаңлар, қурбанлиғиңларни чарпайлардин, йәни кала яки ушшақ маллардин сунушуңлар керәк.
Әгәр униң сунидиғини калилардин көйдүрмә қурбанлиқ болса, ундақта у беҗирим әркәк һайванни кәлтүрсун; униң Пәрвәрдигарниң алдида қобул болуши үчүн уни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдида сунсун. Мис. 29:10 У қолини көйдүрмә қурбанлиқниң бешиға қойсун; шуниң билән қурбанлиқ униң орниға кафарәт болушқа қобул қилиниду. «кафарәт болуш» — (ибраний тилида «кафар» яки «киппур») түп мәнаси «йепиш». Гуналарға «кафарәт кәлтүрүш» дегәнлик «гуналарни йепиш» дегәнликтур. Тәврат дәвридә Худа гуналарни вақитлиқ япатти вә шуниңдәк шу гуналардин товва қилип қурбанлиқ кәлтүргән бәндилирини кәчүрүм қилатти. Инҗил дәври кәлгәндә у Мәсиһниң қурбанлиғи вастиси билән инсанларниң гуналирини «елип ташлайду» («Юһ.» 1:29, 36ни көрүң). Андин у Пәрвәрдигарниң һозурида буқини боғузлисун; каһинлар болған Һарунниң оғуллири қенини кәлтүрүп, җамаәт чедириниң кириш ағзидики қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун. Андин қурбанлиқ қилғучи көйдүрмә қурбанлиқ қилинған һайванниң терисини союп, тенини парчилисун вә Һарун каһинниң оғуллири қурбангаһта от қалап отниң үстигә отунларни тизсун. Андин каһинлар болған Һарунниң оғуллири гөш парчилирини, беши вә мейи билән қошуп, қурбангаһдики отниң үстидики отунниң үстигә тәртип билән тизип қойсун. «каһинлар болған Һарунниң оғуллири» — Һарун баш каһин, оғуллири каһинлар қилип бекитилгән еди («Мис.» 28:1). Лекин униң ич-қарни билән пачақлирини қурбанлиқ сунғучи суда жуйсун; андин каһин һәммисини елип келип қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған қурбанлиқ һесавида, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
 
Қой падисидин қилинған қурбанлиқ
10 Әгәр у көйдүрмә қурбанлиқ қилиш үчүн ушшақ маллардин қой я өшкә қурбанлиқ қилай десә, ундақда у беҗирим болған бир әркикини кәлтүрсун. 11 У уни қурбангаһниң шимал тәрипидә Пәрвәрдигарниң һозурида боғузлисун. Андин каһинлар болған Һарунниң оғуллири қенини елип, қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун. 12 қурбанлиқ қилғучи болса гөшни парчилап, беши билән мейини кесип айрисун. Андин каһин буларни елип қурбангаһтики отниң үстидики отунниң үстидә тәртип бойичә тизип қойсун. 13 Лекин униң ич-қарни билән пачақларни қурбанлиқ сунғучи суда жуйсун; андин каһин һәммисини елип келип қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған қурбанлиқ һесавида, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
 
Учар-қанатлардин қилинған көйдүрмә қурбанлиқ
14 Әгәр қурбанлиқ қилғучи Пәрвәрдигарға атап учар-қанатлардин көйдүрмә қурбанлиқ қилай десә, ундақта у пахтәкләрдин яки кәптәр балилиридин қурбанлиқ кәлтүрсун. 15 Каһин уни қурбангаһниң йениға елип келип, бешини толғап үзүп уни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; униң қени сиқилип қурбангаһниң темиға сүртүлсун. 16 Лекин ташлиғини пәйлири билән қошуп қурбангаһниң шәриқ тәрипидики күллүккә ташливәтсун; «ташлиғини пәйлири билән қошуп...» — яки «қуйруқ пәйлири билән үчәйлирини қошуп...». 17 у қурбанлиқни икки қанитиниң оттурисидин ярсун, бирақ уни икки парчә қиливәтмисун. Андин каһин буни елип қурбангаһдики отниң үстидики отунниң үстигә қоюп көйдүрсун; бу от арқилиқ сунулидиған қурбанлиқ һесавида, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
 
 

1:1 «Вә» — «Лавийлар» яки «Каһин-лавийларниң дәстури» дегән китап «вә» дегән сөз билән башлиниду. Шуниң билән бу сөз «Каһин-лавийларниң дәстури»ни «Мисирдин чиқиш» дегән китапниң әң ахирқи айити (40-бап, 38-айәт) билән зич бағлайду. Мәзкур китап униң давамидур. «Кириш сөз»имизни көрүң. «җамаәт чедири» — яки «көрүшүш чедири». «җамаәт чедири» дегән сөздики «җамаәт» ибраний тилида «Худа билән учришиш» яки «Худа билән дидарлишиш» дегән уқумни билдүриду.

1:3 Мис. 29:10

1:4 «кафарәт болуш» — (ибраний тилида «кафар» яки «киппур») түп мәнаси «йепиш». Гуналарға «кафарәт кәлтүрүш» дегәнлик «гуналарни йепиш» дегәнликтур. Тәврат дәвридә Худа гуналарни вақитлиқ япатти вә шуниңдәк шу гуналардин товва қилип қурбанлиқ кәлтүргән бәндилирини кәчүрүм қилатти. Инҗил дәври кәлгәндә у Мәсиһниң қурбанлиғи вастиси билән инсанларниң гуналирини «елип ташлайду» («Юһ.» 1:29, 36ни көрүң).

1:8 «каһинлар болған Һарунниң оғуллири» — Һарун баш каһин, оғуллири каһинлар қилип бекитилгән еди («Мис.» 28:1).

1:16 «ташлиғини пәйлири билән қошуп...» — яки «қуйруқ пәйлири билән үчәйлирини қошуп...».