40
Ибадәт чедириниң тиклиниши
Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ әмир қилди: —
Биринчи айниң беши, айниң биринчи күни сән җамаәт чедириниң муқәддәсханисини тиклигин. «муқәддәсханиси» — демәк, чедирниң өзи, йәни «муқәддәс җай» билән «әң муқәддәс җай». Һөкүм-гувалиқ сандуғини униң ичигә қоюп, ички пәрдә арқилиқ әһдә сандуғини тосуп қойғин; ширәни чедирниң ичигә әкирип, үстигә тизилидиған нәрсиләрни тизғин; андин чирақданни әкирип, үстигә чирақларни орунлаштурғин. «чирақларни орунлаштурғин» — яки «чирақларни йеқип қойғин».  Мис. 26:35; 27:20 Алтун билән қапланған хушбуй көйдүргүчи қурбангаһни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулиға тикләп қойғин; чедирниң кириш еғизиниң пәрдисини есип қойғин.«хушбуй көйдүргүчи қурбангаһ» — хушбуйгаһни көрситиду.  Мис. 26:36
Көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини муқәддәсханиниң, йәни җамаәт чедириниң кириш еғизиниң алдиға қойғин; андин жуюш десини җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға орунлаштуруп, су тоштуруп қойғин.


Ибадәт чедири вә сиртқи һойлиси
Һойлиниң чөрисигә пәрдиләрни бекитип, һойлиниң кириш еғизиниң пәрдисини асқин; Мис. 27:16 андин «мәсиһләш мейи»ни елип, ибадәт чедири вә униң ичидики барлиқ нәрсиләрни мәсиһләп, уни вә барлиқ һәммә әсваплирини Худаға атап муқәддәс қилғин. Шундақ қилип пүткүл чедир муқәддәс болиду. 10 Сән көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини, шундақла униң барлиқ әсваплирини мәсиһләп, уни Худаға атап муқәддәс қилғин; буниң билән қурбангаһ «әң муқәддәс нәрсиләр» қатарида болиду.Мис. 29:37
11 Сән йәнә жуюнуш деси вә униң тәглигини мәсиһләп муқәддәс қилғин. 12 Андин Һарун билән униң оғуллирини җамаәт чедириниң кириш еғизиға йеқин әкилип, уларни су билән жуйғин; 13 Һарунға муқәддәс кийимләрни кийдүрүп, Маңа каһинлиқ хизмәттә болуши үчүн уни мәсиһләп, Маңа айрип муқәддәс қилғин.
14 Андин униң оғуллирини елип кирип, уларға халта көйнәкләрни кийдүрүп, 15 уларниң атисини мәсиһлигиниңдәк Маңа каһинлиқ хизмитидә болуши үчүн уларниму мәсиһлигин. Шуниң билән уларниң бу мәсиһлиниши улар үчүн әвлаттин әвлатқичә әбәдий каһинлиқниң бәлгиси болиду.«Уларниң атисини мәсиһлигиниңдәк маңа каһинлиқ хизмитидә болуши үчүн уларниму мәсиһлигин» — бу ишниң, йәни Һарун вә оғуллирини мәсиһләп каһинлиққа тайинлаш мурасиминиң тәпсилатлири «Лав.» 8-бапта хатириләнгән.
16 Муса шундақ қилди; Пәрвәрдигар униңға немә буйруған болса, у шундақ беҗа кәлтүрди.
17 Шундақ болдики, иккинчи жилниң биринчи ейида, айниң биринчи күнидә ибадәт чедири тикләнди. «иккинчи жили» — демәк, Мисирдин чиққандин кейинки иккинчи жили.  Чөл. 7:1
18 Муса чедирни тикип, тәгликлирини орунлаштуруп, тахтайлирини тизип, уларниң балдақлирини бекитип, хадилирини тиклиди. 19 Муқәддәс чедирниң үстигә ички йопуқни япти, андин униң үстигә ташқи йопуқни йепип қойди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
20 Андин у һөкүм-гувалиқни елип, уни сандуқ ичигә қойди; балдақларни әһдә сандуғиниң һалқилиридин өткүзүп, «кафарәт тәхти»ни сандуқниң үстигә орунлаштурди.һөкүм-гувалиқ» — Худа Мусаға тапшурған «он пәрз» яки «он әмир» пүтүлгән икки таш тахтайни көрситиду (31:18ни көрүң).
21 Әһдә сандуғини муқәддәс чедир ичигә елип кирип, оттуриға «айрима пәрдә»ни тартти; шундақ қилип у һөкүм-гувалиқ сандуғини пәрдә арқилиқ тосуп қойди. Һәммә иш Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.Мис. 35:12
22 У ширәни җамаәт чедириға елип кирип, муқәддәс җайниң шимал тәрипигә, «әң муқәддәс җай»дики пәрдиниң сиртиға қойди. 23 «Тәқдим нанлар»ни ширәниң үстигә, Пәрвәрдигарниң алдиға тизип қойди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди. Мис. 25:30 24 Андин у чирақданни җамаәт чедириға елип кирип, уни муқәддәс җайниң җәнуп тәрипигә, ширәниң удулиға қойди, 25 чирақларни Пәрвәрдигарниң алдиға орунлаштурди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
26 Андин у хушбуйни көйдүргүчи алтун қурбангаһни ичидики пәрдиниң алдиға тиклиди; «хушбуй көйдүргүчи алтун қурбангаһ» — хушбуйгаһни көрситиду. 27 Униң үстидә есил хушбуйни көйдүрди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
28 У ибадәт чедириниң кириш еғизиға пәрдә тартти. 29 Андин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини җамаәт чедиридики муқәддәс җайниң кириш еғизиға йеқин қойди; униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә ашлиқ һәдийәсини өткүзди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.«көйдүрмә қурбанлиқниң қошумчә ашлиқ һәдийәси» — һәр бир көйдүрмә қурбанлиққа бир ашлиқ һәдийә қошуп сунулуши керәк (мәсилән, «Чөл.» 28-29-бапларни көрүң).
30 Жуюнуш десини җамаәт чедири билән қурбангаһниң оттурисиға қоюп, жуюшқа ишлитилидиған суни дасқа тошқузуп қуйди.
31-32 Муса вә Һарун билән униң оғуллири қачанла җамаәт чедириға кирсә яки қурбангаһқа йеқин барса, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қоллирини шу суда жуятти. Булар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилинди.
33 Андин у чедир һәм қурбангаһниң әтрапиға һойла пәрдисини тикләп, һойлиниң кириш еғизиниң пәрдисини тартти. Шу тәриқидә Муса пүткүл ишни тамамлиди.
 
Пәрвәрдигарниң парлақ нуриниң ибадәт чедирини қаплиши
34 Шуниң билән булут җамаәт чедирини қаплап, Пәрвәрдигарниң җуласи ибадәт чедирини толдурди. Чөл. 9:15; 1Пад. 8:10 35 Булут сайә чүшүрүп, Пәрвәрдигарниң җуласи чедирни толдурғини үчүн, Муса җамаәт чедириға кирәлмиди.
36 Қачанки булут җамаәт чедиридин көтирилсә, Исраиллар сәпәргә атлинатти. Һәр бир қетим сәпәрдә шундақ болатти. 37 Булут көтирилмисә улар қозғалмай, таки көтирилидиған күнгичә сәпәргә чиқмайтти. 38 Чүнки күндүзи Пәрвәрдигарниң булути муқәддәс чедир үстидә туратти, кечиси униң үстидә от көрүнәтти; пүткүл Исраил җәмәтиниң көз алдида уларниң барлиқ қилған сәпәрлиридә шулар көрүнәтти.Мис. 13:21; Чөл. 14:14; Қан. 1:33; Нәһ. 9:19; Зәб. 77:14; 104:39; 1Кор. 10:1

40:2 «муқәддәсханиси» — демәк, чедирниң өзи, йәни «муқәддәс җай» билән «әң муқәддәс җай».

40:4 «чирақларни орунлаштурғин» — яки «чирақларни йеқип қойғин».

40:4 Мис. 26:35; 27:20

40:5 «хушбуй көйдүргүчи қурбангаһ» — хушбуйгаһни көрситиду.

40:5 Мис. 26:36

40:8 Мис. 27:16

40:10 Мис. 29:37

40:15 «Уларниң атисини мәсиһлигиниңдәк маңа каһинлиқ хизмитидә болуши үчүн уларниму мәсиһлигин» — бу ишниң, йәни Һарун вә оғуллирини мәсиһләп каһинлиққа тайинлаш мурасиминиң тәпсилатлири «Лав.» 8-бапта хатириләнгән.

40:17 «иккинчи жили» — демәк, Мисирдин чиққандин кейинки иккинчи жили.

40:17 Чөл. 7:1

40:20 һөкүм-гувалиқ» — Худа Мусаға тапшурған «он пәрз» яки «он әмир» пүтүлгән икки таш тахтайни көрситиду (31:18ни көрүң).

40:21 Мис. 35:12

40:23 Мис. 25:30

40:26 «хушбуй көйдүргүчи алтун қурбангаһ» — хушбуйгаһни көрситиду.

40:29 «көйдүрмә қурбанлиқниң қошумчә ашлиқ һәдийәси» — һәр бир көйдүрмә қурбанлиққа бир ашлиқ һәдийә қошуп сунулуши керәк (мәсилән, «Чөл.» 28-29-бапларни көрүң).

40:34 Чөл. 9:15; 1Пад. 8:10

40:38 Мис. 13:21; Чөл. 14:14; Қан. 1:33; Нәһ. 9:19; Зәб. 77:14; 104:39; 1Кор. 10:1