77
77-күй •••• Тарихниң тепишмақлири •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
Асаф язған «Масқил»: —
И Мениң хәлқим, тәлимимни аңлаңлар,
Ағзимдики сөзләргә қулақ селиңлар. «И Мениң хәлқим, тәлимимни аңлаңлар... қедимки тепишмақларни елан қилимән (2-айәт)» — оқурмәнләр бу күй көрсәткән вақиәләрни Тәвраттики «Мисирдин чиқиш», «Чөл-баявандики сәпәр», «Батур һакимлар» һәм «Самуил (1)», «Самуил (2)» дегән қисимлардин тапалайду.
Тәмсил билән ачай мән амзимни, баян әйләп өзмәтчики тепишпмаклар. «... баян әйләп өзмәтчики тепишпмаклар» — «тепишмақлар» тоғрилиқ 1-айәттики ишаһатни көрүң.  Зәб. 48:5; Мат. 13:35
Биз буларни аңлиған, билгән,
Ата-бовилиримиз уларни бизгә ейтип бәргән.
Биз буларни уларниң әвлатлиридин йошурмаймиз,
Келидиған дәвиргә Пәрвәрдигарниң мәдһийилирини,
Униң күч-қудритини,
Униң қилған карамәт ишлирини баян қилимиз.
Чүнки У Яқупта бир агаһ-гувани бекиткән,
Исраилда бир қанунни орнатқан;
«Балаңларға үгитиңлар буларни» дәп,
Әмир қилғаниди У еҗдадимизға; Қан. 4:9; 6:7
Шундақ дәвир келәр,
Еҗдадлиримиз балиларму буларни билгей,
Һәтта тугулмакчи болған балиларни
Әвлатму-әвлат балилириңа үглткэй,
Пәрзәнтлири үмүтини Худаға бағлиғай,
Тәңриниң қилғанлирини унтумиғай,
Бәлки Униң әмирлиригә киргәй;
Доримисун улар еҗдатлирида,
Җаһил, асий бир дәвир кәби,
Өз қәлбини дурус қилмиғай,
Роһи Тәңригә вапасиз бир дәвир кәби, У шундақ буйруғандур. Мис. 32:9; 33:3, 5; 34:9; Қан. 9:6, 13; 31:27
Мана Әфраимниң әвлатлири,
Қуралланған оқячилар болсиму,
Җәң күнидә сәптин янди.
10 Улар Худаниң әһдисини тутмиди,
Бәлки Униң Тәврат-қанунида меңишни рәт қилди.
11 Улар Униң қилғанлирини,
Өзлиригә көрсәткән карамәтлирини унтуди.
12 У Мисирниң зиминида, Зоанниң даласида,
Уларниң ата-бовилириниң көз алдида мөҗизиләрни көрсәткән еди;
13 У деңизни бөлүветип,
Уларни оттурисидин өткүзгән еди;
Суни кия кәби тургузғаниди. Мис. 14:21
14 У күндүздә булут билән,
Кечидә от нури билән уларни йетәклиди. Мис. 13:21; Зәб. 104:39
15 Чөл-баяванда ташларни йеривәткән еди,
Чоңқур сурлардин урғуп чиққандәк ичимликни мол қилди; Мис. 17:6; Чөл. 20:11; Зәб. 104:41; 1Кор. 10:4
16 У хада таштин өстәң-еқинларни һасил қилди,
Суни дәриялардәк аққузди.
17 Бирақ улар йәнә Униң алдида гуна қиливәрди,
Чөлдә Һәммидин Алий Болғучиға асийлиқ қилди.
18 Улар көңлидә Тәңрини синиди,
Нәпсини қандурушқа йемәкликни тәләп қилди.
19 Улар Худани һақарәтләп: — «Тәңри чөл-дәшттә дәстихан салаламду? Чөл. 11:1, 4
20 Мана У қорам ташни урувиди,
Сулар урғуп,
Еқинлар булақтәк тешип чиқти;
Әнди У бизгә нанму берәләмду?
Өз хәлқини гөш билән тәминләләмду?» — дейишти. «Улар... (йәни хәлиқ) мана У қорам ташни урувиди, сулар урғуп, еқинлар булақтәк тешип чиқти; әнди у бизгә нанму берәләмду?» — дейишти» — бу вақиә Тәврат, «Чөл.» 11-бапта баян қилинған.  Мис. 17:6; Чөл. 20:11
21 Шуниң билән Пәрвәрдигар аңлап, ғәзәпләнди;
Яқупқа от туташти,
Исраилға аччиғи көтирилди; Чөл. 11
22 Чүнки улар Худаға ишәнмиди,
Униң ниҗатлиғиға улар таянмиди,
23 У әрштин булутларни буйруп,
Асман дәрвазилирини ачқан еди;
24 У улар үстигә «манна»ни яғдуруп,
Уларға әрштики ашлиқни бәргән еди; «У улар үстигә «манна»ни яғдуруп, уларға әрштики ашлиқни бәргән еди» — «манна» асмандин чүшидиған бир хил аш еди. «Мис.» 16-бапни көрүң.  Мис. 16:14
25 Шуниң билән инсанлар күч егилириниң ненини йегән еди;
У уларға қанғичә озуқни әвәткән еди. «... Инсанлар күч егилириниң ненини йегән еди» — « «күч егилири» шүбһисизки, пәриштиләрни көрситиду.  Юһ. 6:31; 1Кор. 10:3
26 Әнди У асманда шәриқ шамили чиқирип,
Күчи билән җәнуп шамилиниму елип кәлди; Чөл. 11:31
27 У гөшни чаң-тозандәк улар үстигә чүшүрди,
Деңизлар саһилидики қумлардәк учар-қанатларни яғдурди.
28 У буларни уларниң баргаһиниң оттурисиға,
Чедирлириниң әтрапиға чүшүрди.
29 Улар болушичә йәп тоюшти,
Чүнки уларниң нәпси тартқинини Худа уларға кәлтүргән еди.
30 Лекин улар нәпси тартқинидин техи зерикмәйла,
Гөшни еғизлирида техи чайнаватқинидила,
31 Худаниң ғәзиви уларға қозғалди;
Улардин әң қамәтликлири қирилди,
Исраилниң сәрхил яшлирини йәргә урулди. Чөл. 11:33; 1Кор. 10:5
32 Көрүп шунчә көргүлүк,
Бирақ товва қилмиди,
Kɵrüp шунчә мөҗизилиригә, лекин аңа ишәнмиди;
33 Шуңа Худа уларниң һайятини қойди мәнисизлик ичигә,
Хәм өтти җиллири дәккә-дүккигә.
34 Улар өлүм кәлгәндә башға,
Әскә алди Уни,
Товва қилип Тәңрини интилип, издәшкә башлиди Уни.
35 Әскә алди улар «Уйулташтәк башпанаһимиз Худа,
Һәммидин Алий Тәңри һәмҗәмәт-қуткузчучимиз бар».
36 Бирақ улар ағзи билән хушамәт қилди,
Тили билән Униңға ялған сөз қилди;
37 Чүнки уларниң көңли Униңға садиқ болмиди,
Улар Униң әһдисини чиң тутмиди.
38 Бирақ У йәнила рәһимдил еди;
Қәбиһлигини кәчүрүп, уларни йоқатмиди;
У тәкрар Өз ғәзивидин янди,
У қәһрини қозғиғини билән һәммини төкмиди.
39 У уларниң пәқәт әт егилири,
Кәтсә қайтип кәлмәс бир нәпәс екәнлигини яд әтти.
40 Улар чөл-дәшттә шунчә көп қетим Униң аччиғини кәлтүрди.
Шунчә көп қетим баяванда көңлигә азар бәрди!
41 Бәрһәқ, улар қайтидин йолдин чәтнәп Тәңрини синиди,
Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң жүригини зедә қилди.
42-43 Улар Униң қолини әслимиди;
Уларни зомигәрниң чаңгилидин һөрлүккә қутқузған күнини,
Қандақ қилип Мисирда карамәтләрни яритип,
Зоан даласида мөҗизиләрни көрсәткинини есидин чиқарди.
44 У Мисирлиқларниң дәриялирини, еқинлирини қанға айландуруп,
Уларни ичәлмәс қилип қойди; Мис. 7:20
45 Уларниң арисиға нәштәрлик чивинларни топ-топи билән әвәтти,
Һалак қилар пақиларни маңдурди; Мис. 8:2,20
46 Уларниң зираәтлирини кепинәк қурутлириға тутуп берип,
Мәһсулатлирини чекәткиләргә бәрди; Мис. 10:13
47 Үзүм таллирини мөлдүр билән урдуруп,
Әнҗирлирини қирав билән үшшүтүвәтти. Мис. 9:23
48 У калилирини мөлдүргә соқтуруп,
Маллирини чақмақ отлирида көйдүрүвәтти.
49 У уларға ғәзивиниң дәһшәтлигини —
Қәһри, нәпрәт һәм еғир күлпәтләрни чүшүрди,
Кәлди һәм бир түркүм пәриштиләр көк-асмандин.
50 У Өз ғәзиви үчүн бир йолни түзләп қойди;
Уларниң җенини өлүмдин айимай,
Бәлки һаятини вабаға тапшурди; Мис. 9:6
51 У Мисирда барлиқ тунҗа туғулған балиларни,
Һамниң чедирлирида уларниң ғурури болған тунҗа оғул балилирини қиривәтти. Мис. 12:29; Зәб. 104:36
52 У падичидәк Өз хәлқини Мисирдин сәпәргә атландуруп,
Чөл-баявандин уларни қой падисидәк башлап маңди;
53 Уларни аман-есән йетәклигәчкә,
Улар қорқунучтин халий болуп маңди;
Дүшмәнлири ғәрқ болди деңизда. Мис. 14:27,28; 15:10
54 У уларни Өз муқәддәс зимининиң чегарасиға,
Оң қоли егиливалған бу тағлиққа елип кәлди.
55 У әлләрни уларниң алдидин қоғливетип,
Тана билән өлчәп йерни, тәксим қилди зиминни,
Исраил қәбилилирини уларниң чедирлириға олтирақлаштурди. Йә. 13:7; Зәб. 135:21,22
56 Бирақ улар Худани, Һәммидин Алий Болғучини синап аччиқландурди,
Униң тапшурған гува-агаһлирини тутмиди;
57 Бәлки ата-бовлиридәк йолдин тейип асийлиқ қилди,
Хаин оқядәк қейип кәтти.
58 Улар егизликтә қурған ибадәтгаһлар билән Униң ғәзивини қозғиди,
Ойма бутлири билән Униң жүригини өртиди. Қан. 32:16,21
59 Худа уларни аңлап ғәзәпләнди,
Исраилдин интайин йиргәнди.
60 У Шилоһдики маканини,
Йәни У инсан арисида турған чедирни ташлап кәтти, «У (Рәб) Шилоһдики маканини, Йәни У инсан арисида турған чедирни ташлап кәтти» — 60-66-айәтләрдики вақиәләр «1Сам.» 1-6-бапта баян қилинған.
61 Өзиниң қудрәт бәлгүсини булап кетишкә,
Шан-шәривини ишғалийәтчиләрниң қолиға бәрди; «Өзиниң қудрәт бәлгүсини булап кетишкә, шан-шәривини ишғалийәтчиләрниң қолиға бәрди» — бу айәттә Худаниң «қудрәт бәлгүси» вә «шан-шәриви» Униң әһдә сандуғини көрситиду.  1Сам. 4:10,11
62 Өз хәлқини қиличқа тапшурди,
Өзиниң мираси болғанлардин интайин ғәзәпләнди.
63 От уларниң жигитлирини ялмиди,
Қизлири той нахшилирида махталмайтти.
64 Уларниң каһинлири қилич астида жиқилди,
Лекин тул хотунлири һаза тутмиди. «Уларниң каһинлири қилич астида жиқилди» — «каһин» ибадәтханида қурбанлиқ қилиш хизмитидә болған мәхсус хадим.  1Сам. 4:11,18,19
65 Андин Рәб бириси уйқидин ойғандәк ойғанди,
Шараптин җасарәтләнгән палвандәк товлиди.
66 У рәқиплирини уруп чекиндүрүп,
Уларни түгимәс рәсваға қалдурди. «У рәқиплирини уруп чекиндүрүп...» — бу җүмлә ибраний тилида икки бислиқ. Иккинчи мәнаси «У рәқиплириниң касисиға уруп,..». Тәврат, «1Сам.» 5-бапта, Худа бутпәрәс Филистийәликләргә ваба чүшүрүп, уларни бувасирлар билән қийниди.  1Сам. 5:6; 6:4
67 Йүсүпниң чедирини шаллап, рәт қилди;
Әфраим қәбилисини таллимиди; «Рәб... Йүсүпниң чедирини шаллап, рәт қилди; Әфраим қәбилисини таллимиди...» — 67-72-айәтләрдә, Худаниң Давут пәйғәмбәрни Өз хәлқиниң падишаси болушқа, Зион (Йерусалим)ни Өз муқәддәс ибадәтханисиниң қурулуш җайи болушқа таллаш җәрянини баян қилиниду. Һәзрити Давут болса Йүсүп яки Әфраим қәбилилиридин әмәс, бәлки Йәһуда қәбилисидин еди.
68 Бәлки Йәһуда қәбилисини,
Яхши көргән Зион теғини таллиди.
69 Шу йәрдә муқәддәс җайини тағ чоққилиридәк,
Йәр-зиминни әбәдий орнатқандәк мәзмут бена қилди;
70 У Өз қули Давутни таллап,
Уни қой қотанлиридин чақиривалди; 1Сам. 16:11; 2Сам. 7:8
71 Қозилирини емитидиған сағлиқларни әгишип беқиштин айрип,
Уни Өз хәлқи Яқупни, мираси болған Исраилни беқишқа чиқарди. 2Сам. 5:2; 1Тар. 11:2
72 Давут уларни қәлбидики дуруслуғи билән бақти,
Қолиниң әпчиллиги билән уларни йетәклиди.
 
 

77:1 «И Мениң хәлқим, тәлимимни аңлаңлар... қедимки тепишмақларни елан қилимән (2-айәт)» — оқурмәнләр бу күй көрсәткән вақиәләрни Тәвраттики «Мисирдин чиқиш», «Чөл-баявандики сәпәр», «Батур һакимлар» һәм «Самуил (1)», «Самуил (2)» дегән қисимлардин тапалайду.

77:2 «... баян әйләп өзмәтчики тепишпмаклар» — «тепишмақлар» тоғрилиқ 1-айәттики ишаһатни көрүң.

77:2 Зәб. 48:5; Мат. 13:35

77:5 Қан. 4:9; 6:7

77:8 Мис. 32:9; 33:3, 5; 34:9; Қан. 9:6, 13; 31:27

77:13 Мис. 14:21

77:14 Мис. 13:21; Зәб. 104:39

77:15 Мис. 17:6; Чөл. 20:11; Зәб. 104:41; 1Кор. 10:4

77:19 Чөл. 11:1, 4

77:20 «Улар... (йәни хәлиқ) мана У қорам ташни урувиди, сулар урғуп, еқинлар булақтәк тешип чиқти; әнди у бизгә нанму берәләмду?» — дейишти» — бу вақиә Тәврат, «Чөл.» 11-бапта баян қилинған.

77:20 Мис. 17:6; Чөл. 20:11

77:21 Чөл. 11

77:24 «У улар үстигә «манна»ни яғдуруп, уларға әрштики ашлиқни бәргән еди» — «манна» асмандин чүшидиған бир хил аш еди. «Мис.» 16-бапни көрүң.

77:24 Мис. 16:14

77:25 «... Инсанлар күч егилириниң ненини йегән еди» — « «күч егилири» шүбһисизки, пәриштиләрни көрситиду.

77:25 Юһ. 6:31; 1Кор. 10:3

77:26 Чөл. 11:31

77:31 Чөл. 11:33; 1Кор. 10:5

77:44 Мис. 7:20

77:45 Мис. 8:2,20

77:46 Мис. 10:13

77:47 Мис. 9:23

77:50 Мис. 9:6

77:51 Мис. 12:29; Зәб. 104:36

77:53 Мис. 14:27,28; 15:10

77:55 Йә. 13:7; Зәб. 135:21,22

77:58 Қан. 32:16,21

77:60 «У (Рәб) Шилоһдики маканини, Йәни У инсан арисида турған чедирни ташлап кәтти» — 60-66-айәтләрдики вақиәләр «1Сам.» 1-6-бапта баян қилинған.

77:61 «Өзиниң қудрәт бәлгүсини булап кетишкә, шан-шәривини ишғалийәтчиләрниң қолиға бәрди» — бу айәттә Худаниң «қудрәт бәлгүси» вә «шан-шәриви» Униң әһдә сандуғини көрситиду.

77:61 1Сам. 4:10,11

77:64 «Уларниң каһинлири қилич астида жиқилди» — «каһин» ибадәтханида қурбанлиқ қилиш хизмитидә болған мәхсус хадим.

77:64 1Сам. 4:11,18,19

77:66 «У рәқиплирини уруп чекиндүрүп...» — бу җүмлә ибраний тилида икки бислиқ. Иккинчи мәнаси «У рәқиплириниң касисиға уруп,..». Тәврат, «1Сам.» 5-бапта, Худа бутпәрәс Филистийәликләргә ваба чүшүрүп, уларни бувасирлар билән қийниди.

77:66 1Сам. 5:6; 6:4

77:67 «Рәб... Йүсүпниң чедирини шаллап, рәт қилди; Әфраим қәбилисини таллимиди...» — 67-72-айәтләрдә, Худаниң Давут пәйғәмбәрни Өз хәлқиниң падишаси болушқа, Зион (Йерусалим)ни Өз муқәддәс ибадәтханисиниң қурулуш җайи болушқа таллаш җәрянини баян қилиниду. Һәзрити Давут болса Йүсүп яки Әфраим қәбилилиридин әмәс, бәлки Йәһуда қәбилисидин еди.

77:70 1Сам. 16:11; 2Сам. 7:8

77:71 2Сам. 5:2; 1Тар. 11:2