76
76-күй •••• Дәрдмән дәрдини төкүп тәсәлли тапиду
1-2 Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Асаф язған күй: —
 
Авазим Худаға көтирилди, мән пәряд қилимән;
Авазим Худаға көтирилди, У маңа қулақ салиду. «Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Асаф язған күй...» — «Йәдутун» Давут пәйғәмбәр «мәдһийә хори»ниң беши дәп бекиткән, Йәдутун исимлиқ бир кишини көрситиду («1Тар.» 16:41ни көрүң).
Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулған, «Йәдутун» (мәдһийиләш дегән мәнидә) аһаңида оқулсун дәп, Асаф язған күй...».
Бешимға күн чүшкәндә, мән Рәбни издидим;
Кечичә қолумни дуаға көтирип, бош қоймидим;
Җеним тәсәллини халимай рәт қилди.
Мән Худани әсләп сеғиндим, аһ-зар қилдим;
Сеғинип ойлинип, роһум паракәндә болди.
Селаһ.
Сән мениң көзүмни жумдурмидиң;
Чоңқур ғәшлик илкидә болғанлиғимдин сөзләлмәйттим.
Мән: «Кона замандики күнләрни,
Қедимки жилларни хиял қилимән;
Кечиләрдә ейтқан нахшамни әсләймән;
Көңлүмдә чоңқур хиял сүримән» — дедим;
Роһум интилип издимәктә еди;
— «Рәб мәңгүгә ташливетәмду?
У қайтидин илтипат көрсәтмәмду?
Униң өзгәрмәс муһәббити әнди мәңгүгә түгәп кәттиму?
Униң вәдиси әвлаттин-әвлатқичә инавәтсиз боламду?
10 Тәңри меһри-шәпқитини көрситишни үнтудиму?
У ғәзәплинип Өз рәһимдиллиғини тохтитивәттиму?».
Селаһ.
11-12 Андин мән мундақ дедим: — «Бундақ десәм болмайду, бу етиқатимниң аҗизлиғи әмәсму!
Һәммидин Алий Болғучиниң оң қолиниң жиллирини,
Йәни Яһниң қилғанлирини — яд етимән;
Қедимдин буянқи карамәтлириңни әсләймән.
13 Сениң барлиқ ишлигәнлириң үстидә сеғинип ойлинимән;
Сениң қилғанлириң үстидә истиқамәт қилимән;
14 И Худа, йолуң болса пак-муқәддәсликтидур;
Худадәк улуқ бир илаһ бармидур?
15 Мөҗизиләр Яратқучи Илаһдурсән;
Әл-милләтләр ара Сән күчүңни намайән қилдиң.
16 Өз билигиң билән Өз хәлқиңни,
Йәни Яқуп вә Йүсүпниң пәрзәнтлирини һөрлүккә чиқарғансән;
Селаһ.«Өз билигиң билән... Яқуп вә Йүсүпниң пәрзәнтлирини һөрлүккә чиқарғансән» — ибраний тилидики пеилниң (гаал) мошу йәрдә: «Яқуп вә Йүсүпниң пәрзәнтлиригә һәмҗәмәт болуп, һөрлүккә чиқарғансән» дегән толуқ мәнини билдүриду. «Гаал» вә «гоел» тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.  Мис. 15:11
17 Сулар Сени көрди, и Худа, сулар Сени көрди;
Титрәк уларни басти,
Деңиз тәглири патипарақ болди.«Сулар Сени көрди, и Худа, сулар Сени көрди; титрәк уларни басти, деңиз тәглири патипарақ болди» — Асаф һазир «Мисирдин чиқиш»тики ишларни әсләйду. «Сулар» бу йәрдә Исраиллар мөҗизә билән өткән «Қизил деңиз»ни, андин Иордан дәриясини көрситиду.
18 Қара булутлар суларни төкүвәтти;
Асманлар зор садасини аңлатти;
Бәрһәқ, Сениң оқлириң тәрәп-тәрәпкә етилди.Мис. 14:21
19 Гүлдүрмамаңниң авази қара қуюнда еди,
Чақмақлар җаһанни йорутти;
Йәр йүзи алақзадә болуп тәврәнди. Мис. 14:24
20 Сениң йолуң океан-деңизларда,
Қәдәмлириң чоңқур сулардидур,
Аяқ излириңни тапқили болмайду.
21 Сән қой падисини баққандәк,
Муса вә Һарунниң қоли билән Өз хәлқиңни йетәклидиң».Зәб. 77:53; 79:3; Һаб. 3:15; Мар. 6:48; Юһ. 6:19
 
 

76:1-2 «Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Асаф язған күй...» — «Йәдутун» Давут пәйғәмбәр «мәдһийә хори»ниң беши дәп бекиткән, Йәдутун исимлиқ бир кишини көрситиду («1Тар.» 16:41ни көрүң). Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулған, «Йәдутун» (мәдһийиләш дегән мәнидә) аһаңида оқулсун дәп, Асаф язған күй...».

76:16 «Өз билигиң билән... Яқуп вә Йүсүпниң пәрзәнтлирини һөрлүккә чиқарғансән» — ибраний тилидики пеилниң (гаал) мошу йәрдә: «Яқуп вә Йүсүпниң пәрзәнтлиригә һәмҗәмәт болуп, һөрлүккә чиқарғансән» дегән толуқ мәнини билдүриду. «Гаал» вә «гоел» тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.

76:16 Мис. 15:11

76:17 «Сулар Сени көрди, и Худа, сулар Сени көрди; титрәк уларни басти, деңиз тәглири патипарақ болди» — Асаф һазир «Мисирдин чиқиш»тики ишларни әсләйду. «Сулар» бу йәрдә Исраиллар мөҗизә билән өткән «Қизил деңиз»ни, андин Иордан дәриясини көрситиду.

76:18 Мис. 14:21

76:19 Мис. 14:24

76:21 Зәб. 77:53; 79:3; Һаб. 3:15; Мар. 6:48; Юһ. 6:19