3
Һабаккукниң дуаси
Һабаккук пәйғәмбәрниң дуаси,
«Шиггаон» аһаңида: —««Шиггаон» аһаңида: —» — «Шиггаон» бәлким «долқунлуқ», «отлуқ», «ашиқлиқ билән» дегән мәнидә болуп, бу сөз күйниң ейтилидиған аһаңини билдүриду.
«Пәрвәрдигар, мән хәвириңни аңлидим, әйминип қорқтум.
И Пәрвәрдигар, жиллар арисида ишиңни қайтидин җанландурғайсән,
Жиллар арисида ишиңни тонутқайсән;
Дәрғәзәптә болғиниңда рәһимдиллиқни есиңгә кәлтүргәйсән!«Пәрвәрдигар, мән хәвириңни аңлидим,...» — яки «Пәрвәрдигар, мән Сәндин хәвәрни аңлидим,...». «...жиллар арисида ишиңни тонутқайсән, дәрғәзәптә болғиниңда рәһимдиллиқни есиңгә кәлтүргәйсән!» — «жиллар арисида» тоғрилиқ: — Һабаккук Худа ахирқи заманда Өз улуқлуғини көрситип Исраилни гунадин қутқузиду, дәп билди. Бирақ һазир «ахирқи заман» әмәс; әнди һазир, «жиллар арисида»му Худа Өз күч-қудритини көрсәткәй!
Тәңри Темандин,
Пак-Муқәддәс Болғучи Паран теғидин кәлди;
Селаһ!
Униң шан-шәриви асманларни қаплиди,
Йәр йүзи униң мәдһийилири билән толди;«Тәңри Темандин, Пак-Муқәддәс Болғучи Паран теғидин кәлди» — «Теман» вә «Паран» Қанаан (Пәләстин) зимининиң шәрқий җәнубида, һазирқи «Иорданийә» зиминиға җайлашқан икки район. Бу йәрдә (йәни Синай теғида) Муса пәйғәмбәр «муқәддәс қанун»ни қобул қилди, андин Исраиллар Худаниң йетәкчилиги билән Пәләстингә қарап йол алди. Бу сөзләргә һәм башқа пәйғәмбәрләрниң язмилириға қариғанда, Қутқузғучи Мәсиһ Әйса йәр йүзигә қайтип кәлгәндиму авал шу йәргә чүшүп, андин Исраилни қутқузуш үчүн Қанаанға (Пәләстингә) қарап келиду. «Селаһ!» — «Селаһ» дегән сөз бәлким күй чалған вақтида музикидики бир «пауза»ни көрситиши мүмкин; шуниң билән униң: — «тохта, ойлан!» дегән имаси болуши мүмкин.
Униң пақирақлиғи таң нуридәк болди,
Қолидин чақмақ чаққандәк икки нур чиқти;
Шу йәрдә униң күч-қудрити йошурунуп туриду. «Униң пақирақлиғи таң нуридәк болди» — яки «Униң пақирақлиғи чақмақтәк болди».
Униң алдидин ваба,
Путлиридин чоғдәк ялқун чиқмақта еди;«Униң ... путлиридин чоғдәк ялқун чиқмақта еди» — яки, «Униң ... путлиридин пижғирин қизитма чиқмақта еди».
У туруп йәр йүзини мөлчәрлиди;
У қаривиди, әлләрни дәккә-дүккигә салди;
«мәңгү тағлар» парә-парә қилинди,
«әбәдий дөң-егизликләр» егилдүрүлди,
Униң йоллири болса әбәдийдур.«У туруп йәр йүзини мөлчәрлиди» — яки «У йәр йүзини силкип қойди». ««әбәдий дөң-егизликләр» егилдүрүлди» — яки ««әбәдий дөң-егизликләр» ғулитилди». ««Мәңгү тағлар» парә-парә қилинди, «әбәдий дөң-егизликләр» егилдүрүлди, униң йоллири болса әбәдийдур» — тағлар һәм дөңләр «әбәдий» турғандәк болсиму, пәқәт тирик Худа Өзи «әбәдийдур». Башқа икки хил тәрҗимиси: (1) «Униң чиқишлири әбәдтин буян болған» (2) «У қедимки (әбәдий) йолларда маңиду».
Мән Кушан қәбилисиниң чедирлириниң паракәндичиликтә болғанлиғини,
Мидиян зиминидики пәрдиләрни титрәк басқанлиғини көрдум.«Мән Кушан қәбилисиниң чедирлири.., Мидиян зиминидики пәрдиләр...» — «Кушан» вә «Мидиян» дегән икки әл 3-айәттики «Теман» вә «Паран» дегән районларда еди. Улар Исраилниң Қанаанни (Пәләстинни) ишғал қилишиға биринчи қарши чиққан әлләрдин еди («Батур һакимлар» 3- һәм 7-бапларни көрүң).
Пәрвәрдигар дәрияларға аччиқландимекин?
Сениң ғәзивиң дәрияларға қаритилдимекин?
Қәһриң деңизға қаритилдимекин?
Атлириңға, ниҗат-қутқузушни епкелидиған җәң һарвулириңға минип кәлгәнғусән!«Пәрвәрдигар дәрияларға аччиқландимекин? Сениң ғәзивиң дәрияларға қаритилдимекин? Қәһриң деңизға қаритилдимекин? Атлириңға, ниҗат-қутқузушни епкелидиған җәң һарвулириңға минип кәлгәнғусән!» — Бабил вә Месопотамийидики бутпәрәслик әпсанилири бойичә, деңиз вә дәриялар уларниң күчлүк бутлири яки җин-шәйтанлири туридиған «қорған»лири еди. Бу айәт бойичә Худаниң Өзиниң күч-қудрити һәммә бут вә җин-шәйтанлардин зор үстүн көрситилиду.
Сениң оқяйиң аян қилинди,
Сөзүң бойичә, Исраил қәбилилиригә ичкән қәсәмлириң үчүн аян қилинди!
Селаһ!
Сән йәр йүзини дәрия-кәлкүнләр билән айривәттиң.«Сениң оқяйиң... сөзүң бойичә, Исраил қәбилилиригә ичкән қәсәмлириң үчүн аян қилинди!» — башқа икки хил тәрҗимиси: — «Сениң оқяйиң... Сениң сөзүңгә таянған қәбилиләргә ичкән қәсәмлириң бойичә аян қилинди!», яки: «Сән оқяйиңни аян қилдиң, нурғун оқларниң елип кетилишини буйрудуң».
10 Тағлар Сени көрүп, азаплинип толғинип кәтти;
Долқунлап аққан сулар кәлкүндәк өтүп кәтти;
Чоңқур деңиз авазини қоюветип,
Қоллирини жуқуриға өрләтти.
11 Етилған оқлириңниң пақирақ нурини көрүп,
Палилдиған нәйзәңниң йоруқлуғини көрүп,
Қуяш һәм ай өз туралғусида җим турди.
12 Сән аччиғиңда йәр йүзидин өтүп жүрүш қилдиң;
Әлләрни ғәзивиңдә зираәтни соққандәк соқтуң;
13 Өз хәлқиңниң ниҗат-қутқузулуши үчүн,
Сән Өз Мәсиһиң билән биллә ниҗат-қутқузуш үчүн чиқтиң;
Улини бойниғичә ечип ташлап,
Рәзилниң җәмәтиниң бешини уруп-янчип, униңдин айривәттиң;
Селаһ!«Сән Өз Мәсиһиң билән биллә ниҗат-қутқузуш үчүн чиқтиң» — «Мәсиһиң» яки «Мәсиһ қилғиниң» — Худаниң йолйоруғи бойичә, Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға зәйтин мейи сүрүлүш керәк еди. Мошу мурасим «мәсиһ қилиниш» дәп вә шу чағдин башлап мошу падиша «Худаниң мәсиһ қилғини» дәп атилатти. Худа Давут падишаниң бир әвладини «мәсиһ қилимән», бу «Қутқузғучи-Мәсиһ» Исраилни һәм барлиқ дунияни гуналиридин қутқузиду, дәп вәдә қилған. Бизниңчә мошу айәттә бу «Қутқузғучи-Мәсиһ» көрситилиду. «Сән Өз Мәсиһиң билән биллә ниҗат-қутқузуш үчүн чиқтиң» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән Өз Мәсиһиңни қутқузуш үчүн чиқтиң». «... Улини бойниғичә ечип ташлап, ...» — яки «уни (шу җәмәтни) улидин өгүзигичә ечип ташлап,...».
Бәзи алимлар: «Рәзилниң беши» дегән сөз ахири замандики Худаға қарши чиққан, Шәйтанниң вәкили болған «дәҗҗал»ни көрситиду, дәп қарайду. Биз қошулимиз.
14 Сән униң нәйзилири билән сәрдарлириниң бешиға санҗидиң;
Улар дәһшәтлик қара қуюндәк мени тарқитиветишкә чиқти,
Уларниң хошаллиғи аҗиз мөминләрни йошурун җайда ялмап жутуштин ибарәттур!«Сән униң нәйзилири билән сәрдарлириниң бешиға санҗидиң» — «униң» — «рәзилниң җәмәтиниң бешиниң...» (13-айәт); бәлким дәҗҗални көрситиши мүмкин. «Улар дәһшәтлик қара қуюндәк мени тарқитиветишкә чиқти» — «мени» — Исраил сөзләйду. Мошу айәттики сөзләр ахирқи замандики Исраил хәлқиниң ейтқанлири болса керәк.
15 Сән атлириң билән деңиздин,
Йәни дога-дога қилинған улуқ сулардин өтүп маңдиң!«Сән атлириң билән деңиздин, йәни дога-дога қилинған улуқ сулардин өтүп маңдиң!» — Муса пәйғәмбәр Исраилни Мисирдин чиқирип йетәклигәндә, улар Қизил Деңиздин өткән. Деңиздики сулар уларға йол ечип икки тәрипидә «дога-дога» турған еди. Кәлгүси замандики вақиә бәлким буниңға охшап кетиду.
 
16 Мән буларни аңлидим, ичи-бағримни титрәк басти;
Авазни аңлап калпуклирим дир-дир қилди,
Устиханлирим чирип кәткәндәк болди,
Путлиримни титрәк басти;
Чүнки мән күлпәтлик күнидә,
Йәни өз хәлқимгә таҗавуз қилғучи бесип киргән күнидиму,
Сәвир-хатирҗәмликтә турушум керәк.«Авазни аңлап калпуклирим дир-дир қилди» — Һабаккук «Худаниң авази» дәп очуқ ейтмайду — униңға нисбәтән аңлиғидәк пәқәт бирла аваз бар, халас.
17 Чүнки әнҗир дәриғи чечәклимисиму,
Үзүм таллирида мевә болмисиму,
Зәйтун дәриғигә қилған әҗир йоққа чиққан болсиму,
Етизлар һеч һосул бәрмигән болсиму,
Қотандин қой падиси үзүлгән болсиму,
Еғилда кала падиси йоқ болсиму,
18 Мән һаман Пәрвәрдигардин шатлинимән,
Маңа ниҗатимни бәргүчи Худайимдин шатлиққа чөмүлимән,«Маңа ниҗатимни бәргүчи Худайим...» — яки «ниҗатим болғучи Худайим...».
19 Пәрвәрдигар, Рәб, мениң күч-қудритимдур;
У мениң путлиримни кейикниңкидәк қилиду;
Мени жуқури җайлиримда маңғузиду!
 
(Бу күй нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун).

3:1 ««Шиггаон» аһаңида: —» — «Шиггаон» бәлким «долқунлуқ», «отлуқ», «ашиқлиқ билән» дегән мәнидә болуп, бу сөз күйниң ейтилидиған аһаңини билдүриду.

3:2 «Пәрвәрдигар, мән хәвириңни аңлидим,...» — яки «Пәрвәрдигар, мән Сәндин хәвәрни аңлидим,...». «...жиллар арисида ишиңни тонутқайсән, дәрғәзәптә болғиниңда рәһимдиллиқни есиңгә кәлтүргәйсән!» — «жиллар арисида» тоғрилиқ: — Һабаккук Худа ахирқи заманда Өз улуқлуғини көрситип Исраилни гунадин қутқузиду, дәп билди. Бирақ һазир «ахирқи заман» әмәс; әнди һазир, «жиллар арисида»му Худа Өз күч-қудритини көрсәткәй!

3:3 «Тәңри Темандин, Пак-Муқәддәс Болғучи Паран теғидин кәлди» — «Теман» вә «Паран» Қанаан (Пәләстин) зимининиң шәрқий җәнубида, һазирқи «Иорданийә» зиминиға җайлашқан икки район. Бу йәрдә (йәни Синай теғида) Муса пәйғәмбәр «муқәддәс қанун»ни қобул қилди, андин Исраиллар Худаниң йетәкчилиги билән Пәләстингә қарап йол алди. Бу сөзләргә һәм башқа пәйғәмбәрләрниң язмилириға қариғанда, Қутқузғучи Мәсиһ Әйса йәр йүзигә қайтип кәлгәндиму авал шу йәргә чүшүп, андин Исраилни қутқузуш үчүн Қанаанға (Пәләстингә) қарап келиду. «Селаһ!» — «Селаһ» дегән сөз бәлким күй чалған вақтида музикидики бир «пауза»ни көрситиши мүмкин; шуниң билән униң: — «тохта, ойлан!» дегән имаси болуши мүмкин.

3:4 «Униң пақирақлиғи таң нуридәк болди» — яки «Униң пақирақлиғи чақмақтәк болди».

3:5 «Униң ... путлиридин чоғдәк ялқун чиқмақта еди» — яки, «Униң ... путлиридин пижғирин қизитма чиқмақта еди».

3:6 «У туруп йәр йүзини мөлчәрлиди» — яки «У йәр йүзини силкип қойди». ««әбәдий дөң-егизликләр» егилдүрүлди» — яки ««әбәдий дөң-егизликләр» ғулитилди». ««Мәңгү тағлар» парә-парә қилинди, «әбәдий дөң-егизликләр» егилдүрүлди, униң йоллири болса әбәдийдур» — тағлар һәм дөңләр «әбәдий» турғандәк болсиму, пәқәт тирик Худа Өзи «әбәдийдур». Башқа икки хил тәрҗимиси: (1) «Униң чиқишлири әбәдтин буян болған» (2) «У қедимки (әбәдий) йолларда маңиду».

3:7 «Мән Кушан қәбилисиниң чедирлири.., Мидиян зиминидики пәрдиләр...» — «Кушан» вә «Мидиян» дегән икки әл 3-айәттики «Теман» вә «Паран» дегән районларда еди. Улар Исраилниң Қанаанни (Пәләстинни) ишғал қилишиға биринчи қарши чиққан әлләрдин еди («Батур һакимлар» 3- һәм 7-бапларни көрүң).

3:8 «Пәрвәрдигар дәрияларға аччиқландимекин? Сениң ғәзивиң дәрияларға қаритилдимекин? Қәһриң деңизға қаритилдимекин? Атлириңға, ниҗат-қутқузушни епкелидиған җәң һарвулириңға минип кәлгәнғусән!» — Бабил вә Месопотамийидики бутпәрәслик әпсанилири бойичә, деңиз вә дәриялар уларниң күчлүк бутлири яки җин-шәйтанлири туридиған «қорған»лири еди. Бу айәт бойичә Худаниң Өзиниң күч-қудрити һәммә бут вә җин-шәйтанлардин зор үстүн көрситилиду.

3:9 «Сениң оқяйиң... сөзүң бойичә, Исраил қәбилилиригә ичкән қәсәмлириң үчүн аян қилинди!» — башқа икки хил тәрҗимиси: — «Сениң оқяйиң... Сениң сөзүңгә таянған қәбилиләргә ичкән қәсәмлириң бойичә аян қилинди!», яки: «Сән оқяйиңни аян қилдиң, нурғун оқларниң елип кетилишини буйрудуң».

3:13 «Сән Өз Мәсиһиң билән биллә ниҗат-қутқузуш үчүн чиқтиң» — «Мәсиһиң» яки «Мәсиһ қилғиниң» — Худаниң йолйоруғи бойичә, Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға зәйтин мейи сүрүлүш керәк еди. Мошу мурасим «мәсиһ қилиниш» дәп вә шу чағдин башлап мошу падиша «Худаниң мәсиһ қилғини» дәп атилатти. Худа Давут падишаниң бир әвладини «мәсиһ қилимән», бу «Қутқузғучи-Мәсиһ» Исраилни һәм барлиқ дунияни гуналиридин қутқузиду, дәп вәдә қилған. Бизниңчә мошу айәттә бу «Қутқузғучи-Мәсиһ» көрситилиду. «Сән Өз Мәсиһиң билән биллә ниҗат-қутқузуш үчүн чиқтиң» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән Өз Мәсиһиңни қутқузуш үчүн чиқтиң». «... Улини бойниғичә ечип ташлап, ...» — яки «уни (шу җәмәтни) улидин өгүзигичә ечип ташлап,...». Бәзи алимлар: «Рәзилниң беши» дегән сөз ахири замандики Худаға қарши чиққан, Шәйтанниң вәкили болған «дәҗҗал»ни көрситиду, дәп қарайду. Биз қошулимиз.

3:14 «Сән униң нәйзилири билән сәрдарлириниң бешиға санҗидиң» — «униң» — «рәзилниң җәмәтиниң бешиниң...» (13-айәт); бәлким дәҗҗални көрситиши мүмкин. «Улар дәһшәтлик қара қуюндәк мени тарқитиветишкә чиқти» — «мени» — Исраил сөзләйду. Мошу айәттики сөзләр ахирқи замандики Исраил хәлқиниң ейтқанлири болса керәк.

3:15 «Сән атлириң билән деңиздин, йәни дога-дога қилинған улуқ сулардин өтүп маңдиң!» — Муса пәйғәмбәр Исраилни Мисирдин чиқирип йетәклигәндә, улар Қизил Деңиздин өткән. Деңиздики сулар уларға йол ечип икки тәрипидә «дога-дога» турған еди. Кәлгүси замандики вақиә бәлким буниңға охшап кетиду.

3:16 «Авазни аңлап калпуклирим дир-дир қилди» — Һабаккук «Худаниң авази» дәп очуқ ейтмайду — униңға нисбәтән аңлиғидәк пәқәт бирла аваз бар, халас.

3:18 «Маңа ниҗатимни бәргүчи Худайим...» — яки «ниҗатим болғучи Худайим...».