Һабаккук пәйғәмбәр көңлидә: «Мениң әслидики дад-пәрядимда бәлким хаталиқ йери болуши мүмкин» дәйду, бар болса у хаталиқлирини етирап қилишқа тәйяр туриду. Шуңа бизниңчә «җавап» болса (1) дад-пәрядидики (бар болса) хаталиғиға болған җавапкарлиғини, (2) кейин униң өз оқурмәнлиригә яки өзигә әгәшкән адәмләргә беришкә тегишлик җавапниң қандақ екәнлигини өз ичигә алиду. У буларни чүшиниш үчүн күтүватиду.
Һабаккук пәйғәмбәрниң Худаға болған «җавави» 3-бапта тепилиду. ■Йәш. 21:8
Бабил империйәси аяқ асти қилған әлләр Һабаккукниң Бабил тоғрисидики бешарәтлирини билип йәткәндин кейин, улар бу айәттики кинайилик сөзләрни дегән болуши мүмкин. Сөзләр «мәрсийә» (матәм тутуш мунаҗити) шәклидә ейтилиду.
Башқа пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә, Бабил шәһири тоғрилиқ ишинимизки, у ахири заманда қайта қурулиду. Әнди «Пәрвәрдигарниң күни»дә, бу айәттә дейилгәндәк «Пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билип-тонуш билән қаплиниду» вә шуңлашқа Бабил қайта көрүнмәскә йоқитилиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң. ■Чөл. 14:21
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Өзүңму (һарақ) ич, пулаңлап жиқил!».
□2:1 «... қандақ тегишлик җавап тепишим керәклигини билишни...» — ибраний тилида «қандақ тегишлик җавап көрүшни...». «Униң маңа немә дәйдиғанлиғини, шуниңдәк өзүм бу дад-пәрядим тоғрилиқ қандақ тегишлик җавап тепишим керәклигини билишни күтүп туримән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң маңа немини ейтидиғанлиғини, һәмдә өзүмниң Униң маңа беридиған тәнбиһкә немә җавап беришим керәклигини билишни күтимән». Һеч болмиғанда, у Худаниң тәнбиһини күтиду. Һабаккук пәйғәмбәр көңлидә: «Мениң әслидики дад-пәрядимда бәлким хаталиқ йери болуши мүмкин» дәйду, бар болса у хаталиқлирини етирап қилишқа тәйяр туриду. Шуңа бизниңчә «җавап» болса (1) дад-пәрядидики (бар болса) хаталиғиға болған җавапкарлиғини, (2) кейин униң өз оқурмәнлиригә яки өзигә әгәшкән адәмләргә беришкә тегишлик җавапниң қандақ екәнлигини өз ичигә алиду. У буларни чүшиниш үчүн күтүватиду. Һабаккук пәйғәмбәрниң Худаға болған «җавави» 3-бапта тепилиду.
□2:2 «Оқуғанлар жүгүрсун үчүн, бу көрүнгән аламәтни йезивал...» — икки мәнаси болуши мүмкин: — (1) оқуған киши кейин бу хәвәрни башқиларға жүгүрүп йәткүзсун; (2) оқуған киши һәртүрлүк қийинчилиқ астидиму Мениң йолумда жүгүрсун (мәсилән, «Зәб.» 118:32, «Йәш.» 40:30-31, «Гал.» 5:7ни көрүң). Биз иккинчи мәнигә майилмиз.
□2:3 «бу көрүнгән аламәт кәлгүсидики бекитилгән бир вақит үчүн...» — «бекитилгән» — демәк, һеч ким (һәтта дуа арқилиқму) уни өзгәртәлмәйду. «У адәмләргә ахирәтни тәлпүндүриду» — сөзмусөз тәрҗимиси: «У ахирәткә қарап һасирап нәпәс алиду» (пикримизчә бу ибарә чоңқур тәшналиқни билдүриду).
□2:4 «Қара, тәкәббурлишип кәткүчини! Униң қәлби өз ичидә түз әмәс» — һәр қандақ тәкәббур адәм дурус, түз болалмайду. «Бирақ һәққаний адәм етиқат-садиқлиғи билән һаят яшайду» — бу сөз Худаниң җававиниң әң һалқилиқ җүмлиси. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
■2:4 Рим. 1:17; Гал. 3:11; Ибр. 10:38
□2:5 «Бәрһәқ, шарап униңға сатқунлуқ қилиду» — Бабиллиқлар ахир берип мәйхорлуқтин Парс империйәси тәрипидин набут болди. Тәврат, «Даниял пәйғәмбәр» 5-бап вә «қошумчә сөз»имизни көрүң. «...һәвисини тәһтисарадәк йоған қилиду» — «тәһтисара» өлгәнләрниң роһлири баридиған җай. Бабиллиқлар һәр жили таҗавузчилиқ планини түзәйтти. Ахир берип бу таҗавузчилиғи өзиниң мудапиисини аҗизлаштуруп, Парс империйәси уларни набут қилди. «У өлүмдәк һеч қачан қанмайду» — «өлүм» һәрдайим инсанларниң җенини алиду, һәргиз «болди» демәйду.
□2:6 «гөрүгә қойған нәрсиләр билән өзини чиңдиғучиға вай!» — «гөрүгә қойған нәрсиләр» дегән ибарә икки бислиқ болуп, башқа бир мәнаси «бир дога топа» — демәк, улар мошу һарам нәрсиләр билән өзлирини булғиған еди. Бабил империйәси аяқ асти қилған әлләр Һабаккукниң Бабил тоғрисидики бешарәтлирини билип йәткәндин кейин, улар бу айәттики кинайилик сөзләрни дегән болуши мүмкин. Сөзләр «мәрсийә» (матәм тутуш мунаҗити) шәклидә ейтилиду.
□2:7 «Сәндин җазанә-қәриз алғучилар бирақла қозғалмамду?» — «сәндин җазанә-қәриз алғучилар» дегән сөз икки бислиқ болуп, йәнә бир мәнаси: «(иландәк) сени чаққучилар».
□2:8 «... кишиләрниң қанлири, зимин, шәһәр һәм униңда туруватқан һәммәйләнгә қилған зулум-зораванлиғиң түпәйлидин,...» — «.. зимин, шәһәр... » — бу исимләр бирлик шәкилдә (көплүк шәкилдә әмәс) ипадиләнгини һәм у зимин, шәһәрниң нами ейтилмиғанлиғидин қариғанда, у ибарә Исраил зимини (Пәләстин) һәм Йерусалимни көрсәтсә керәк.
□2:14 «Чүнки худди сулар деңизни қаплиғандәк, пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билип-тонуш билән қаплиниду» — бу баянниң өзи Һабаккукниң дад-пәрядиға болған чоң бир җаваптур. Җаһандики адаләтсизликләр шунчә көп болғинини билән, һеч болмиғанда ахир берип уларниң һәр бири йоқитилиду. Башқа пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә, Бабил шәһири тоғрилиқ ишинимизки, у ахири заманда қайта қурулиду. Әнди «Пәрвәрдигарниң күни»дә, бу айәттә дейилгәндәк «Пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билип-тонуш билән қаплиниду» вә шуңлашқа Бабил қайта көрүнмәскә йоқитилиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□2:15 «Өз йеқиниңға һарақни ичкүзгүчигә — униң уят йеригә қаришиң үчүн, тулумуңдин қуюп, уни мәс қилғучи саңа вай!» — һарақкәшләр һәрдайим башқиларни һарақкәшләргә айландурмақчи болиду. Бирақ Бабилниң «башқиларға һарақ ичкүзүш» мәхсити уларға езитқулуқ қилип, өзигә охшаш бәччивазлиқ гунайиға киргүзүп, андин уларни асанла контроль қилиштин ибарәт.
□2:16 «Өзүңму ич, хәтнилигиң аян болсун!» — «хәтнилигиң аян болсун!» дегән ибарә адәмниң қаттиқ хиҗалитини көрсәткинидин башқа, «Сән Худаниң әһдисигә вә сөзигә ят адәмсән» дегән мәниниму пуритип бериду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Өзүңму (һарақ) ич, пулаңлап жиқил!».
□2:17 «Ливанға қилған зулум-зораванлиқ, шундақла һайванларни қорқитип уларға йәткүзгән вәйранчилиқму,...» — «Ливан» райони гөзәл орманлири һәм көплигән һәр хил явайи һайванлири билән даңқи чиққан. Бабил империйәси миладийәдин илгәрки 605-жилидики (Сурийәдә йүз бәргән) «Каршемиш җеңи»дин кейин, (1) Ливандикиләргә вә әтрапидикиләргиму еғир зулум йәткүзгән. (2) униңдин башқа улар қилмақчи болған җәңләрни давам қилиши үчүн һәмдә өз шәһәрлирини қуруш үчүн Ливандин көп дәл-дәрәқләрни кесип епкәтти. (3) улар йәнә көңүл ечиш үчүнла көп явайи һайванларни рәһимсиз усуллар билән овлиди. Мәзкур айәттики бу сөз бу үч ишни көздә тутиду. 2- вә 3-иштин рошәнки, инсанийәтниң тәбиий муһитни убдан асрашқа Худа алдида җавапкарлиғи бар. «Кишиләрниң қанлири, зимин, шәһәр һәм униңда туруватқан һәммәйләнгә қилған зулум-зораванлиқ түпәйлидин,...» — «...зимин, шәһәр,... туруватқанлар» — 8-айәттики ибаригә охшаш, Исраил зимини (Қанаан)ни һәм Йерусалимни көрситиду.
□2:19 «униң ичидә һеч нәпәс йоқтур» — яки «униң ичидә һеч роһ йоқтур». «Яғачқа «Ойған!» дегән адәмгә, зувансиз ташқа «Турә!» дегәнгә вай! ... Униң ичидә һеч нәпәс йоқтур» — бу икки айәт (18-, 19-) Бабиллиқларниң рәзиллигиниң бутпәрәслик билән бағлиқ екәнлигини көрситиду. 1:7дә көрситилгәндәк, өз «худалири»ни өзи ясиғандин кейин, улар тирик Худадин һеч қорқмай, өзигә қолайлиқ «әхлақ-пәзиләт» мизанлирини халиғанчә бекитиду.
□2:20 «Бирақ Пәрвәрдигар Өз муқәддәс ибадәтханисидидур!» — мошу йәрдә пәйғәмбәр бәлким Худаниң асмандики муқәддәс ибадәтханисини көрситиду («Зәб.» 7:6, 10:4ниму көрүң).