21
Бабил тоғрисида йәнә бир бешарәт
«Деңизниң чөл-баявини» тоғрисида жүкләнгән бир вәһий: —
«Җәнуп тәрәптә қоюнтазлар өтүп кетиватқандәк,
Дәһшәтлик зиминдин бир немиләр келиватиду!». «Деңизниң чөл-баявини» — Бабилни көрситиду (9-айәтни көрүң). «Деңиз» болса, мошу йәрдә Бабил шәһири җайлашқан, наһайити кәң Әфрат дәриясини көситиду. Әнди немишкә «деңизниң чөл-баявини» дейилиду? Йәшая бәлким Бабилни кинайилик гәп билән мазақ қилиду; Бабил катта, бүйүк шәһәр болғини билән, һәқиқәт җәһитидин яки мәңгүлүк роһий байлиқлар җәһитидин ейтқанда наһайити бир чөл-баяван, халас.
 
Йәшаяниң сөз қилиши
— Азаплиқ бир вәһий-көрүнүш маңа аян қилинди;
Хаин хаинлиқ қиливатиду,
Булаңчи булаңчилиқ қиливатиду.
«И Елам, орнуңдин тур, чиқ!
Медиа, муһасирә қилип қоршивал!»
Униң сәвәвидин көтирилгән һәммә налә-пәрядларни түгитивәттим.«Хаин хаинлиқ қиливатиду... булаңчилиқ қиливатиду» — шүбһисизки, Бабилниң үзлүксиз қиливатқан қилмишлирини көрситиду. «И Елам, орнуңдин тур, чиқ! Медиа, муһасирә қилип қоршивал!» — икки имканийәт бар. Мошу бешарәт яки миладийәдин илгәрки 689-жили Асурийә императори Сәннахерибниң Бабилға бесип кирип вәйран қилғанлиғини яки миладийәдин илгәрки 539-жили Парслар вә Медиалар Қорәш императориниң башчилиғида бесип киргәнлигини көрситиду.
Әгәр биринчи шәрһ тоғра болса, у чағда «Елам орнуңдин тур, чиқ! Медиа, муһасирә қилип қоршивал!» дегән сөзләрни Бабил падишаси Меродақ-Баладан өз иттипақдашлири Елам вә Медиаға ейтқан, бу сөзләр «Асурийәгә һуҗум қил!» дегән мәнидә болған болиду. У чағда Асурийәниң императори Сәннахериб мәғлуп болған. Кейин у қайтидин һуҗим қилип Бабилни ишғал қилди. Шу чағда у Бабилни пүтүнләй вәйран қилип, уларниң һәммә бутлириниму чеқип парә-парә қилди.
Иккинчи шәрһ тоғра болса, мошу сөзләр Қорәш өзиниң қошунлириға дегән гәп болиду (Бабилға һуҗум қил!). Бизниңчә болса бешарәт Қорәшниңки мошу һуҗумини көрситиду; бирақ икки қетимлиқ ишғал қилишниң һәммисидә охшашла Йәшаяниң көрсәткән көрсәтмиси, йәни «Бабилға ишәнмәңлар һәм таянмаңлар!» дегини тәкитлиниду. «Униң сәвәвидин көтирилгән һәммә налә-пәрядларни түгитивәттим» — бу әлвәттә Худаниң сөзи болуши керәк. Демәк, Бабилниң хаинлиғи, таҗавузчилиқ қилип олҗа алғанлиғи, адилсизлиғи, рәһимсизлиги қатарлиқлар түпәйлидин халайиқ қаттиқ налә-пәрядларни көтәргән еди; Худа уларниң налә-пәрядлириға Ххатимә бериду; чүнки У Бабилниң өзини түгәштүргән еди.
— Шуңа ич-бағрим ағриқ-азап билән толди,
Толғиғи тутқан аялниң азаплиридәк,
Көргәнлиримдин толғинип кәттим,
Аңлиғинимдин паракәндә болдум.«Шуңа ич-бағрим ағриқ-азап билән толди, ... аңлиғинимдин паракәндә болдум» — бу сөзләр әлвәттә пәйғәмбәрниң өзиниңки болуши керәк.
Башқа бир хил тәрҗимиси «Мән азаптин толғинип қаралмидим; паракәндичиликтин һеч немини аңлалмидим».
Бир җәһәттин Йәшая пәйғәмбәр мошу көрүнүштә мәлум бир шәһәрниң Худа тәрипидин җазалинишини көриду, шундақла бәк азаплиниду. Бирақ башқа бир җәһәттин вә башқа бир дәриҗидә, Бабил шәһири пүткүл дунияға вәкил болса, у Худаниң қиямәт күнидә гунаниң өзини қандақ дәһшәтлик җазалишини көриду, шундақла интайин азаплиниду. Шүбһисизки, мошу бешарәттин елишимиз керәк болған савақ дәл мошудур.
Шуңа көңлүм паракәндә болуп һасирап кәттим,
Мени дәһшәт қорқунуч басти;
У мән зоқ алидиған кечини сарасимә болидиған кечигә айландурди.«Мән зоқ алидиған кечә» — буни чүшиниш тәс; бәлким Худа Йәшаяға шу көрүнүшни көргүзгән кечидә у аяли билән биллә муһәббәтләшмәкчи болдимекин.  Аюп 7:3
Улар дәстихан вә гиләм-көрпиләрниму салиду;
Улар йейишиду, ичишиду;
«Һәй есилзадиләр, орнуңлардин туруп қалқанни майлаңлар!»«Улар дәстихан вә гиләм-көрпиләрниму салиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Дәстихан селиңлар, бир күзәтчи қоюңлар». «қалқан майлаңлар!» — бир хил уруш тәйярлиғи. Қалқан майланса қилич-нәйзиләр униңдин тейилип кетәтти. Шуңа Йәшая мошу айәттә бәлким, Бабиллиқлар зияпәттә олтарғинида, дүшмәнниң қошунлири йолға чиқип жүрүш қиливатқанлиғини көрситиду; шуңа зияпәтниң орниға, уруш тәйярлиғи қилишқа тоғра келәтти, дәп бешарәт бериду. Кейинки (6-10) айәтләрниму көрүң. Бабиллиқларниң зияпәткә қатнишишқа интайин амрақлиғиниң даңқи чиққан еди.
Миладийәдин илгәрки 539-жили, Бабил ордисидикиләр катта зияпәттә бихуд олтарған бир кечидә, Бабил шәһири Медиалиқлар тәрипидин ишғал қилинди (Тәвраттики «Даниял» 5-бапни көрүң).-
Чүнки Рәб маңа: —
«Барғин, көргәнлирини әйни бойичә ейтидиған бир күзәтчини тәхләп қойғин» — дегән еди.«әйни бойичә ейтидиған бир күзәтчи» — демәк, ишәшлик адәм. Бабиллиқлар бихудлишип олтарғанлиғи түпәйлидин, Худа бәлким Йәшаяға кинайә қилип, улар үчүн бир күзәтчини бәлгүләп қоюш керәк, демәкчи. Бу «хиялий күзәтчи»ниң хәвәрлири 7-9-айәтләрдә хатирилиниду.
— «У җәң һарвулирини, җүп-җүп атлиқ әскәрләрни,
Җәң һарвулирини ешәкләр билән,
Җәң һарвулирини төгиләр билән көргәндә,
У диққәт билән, наһайити диққәт билән күзәтсун!»«У җәң һарвулирини, җүп-җүп атлиқ әскәрләрни,... көргәндә,..» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Бир қошун атлиқ әскәр җүп-җүп атлар билән,... көргәндә,...». «җәң һарвулирини төгиләр билән көргәндә,...» — Парс императори Қорәш җәң қилғанда төгиләрни дүшмән қошунлири ичигә һайдиветип, қалаймиқанчилиқ чиқиратти. У биринчи болуп ашундақ тактикини ишләткән.
У җававән ширдәк товлиди: —
«Рәб, мән күзәт мунарида үзлүксиз күн бойи туримән,
Һәр кечидә күзәттә туримән;«Рәб, мән күзәт мунарида үзлүксиз күн бойи туримән, Һәр кечидә күзәттә туримән» — бу сөзгә қариғанда, Бабилниң вәйран қилинишини үмүт қилидиғанлар узунрақ вақит күтүши керәк болиду. «Рәб» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «И ғоҗам,...»  Һаб. 2:1
— Вә мана, у җәң һарвулири җүп-җүп атлиқ әскәрләр билән келиватиду!»
Вә йәнә җавап берип шундақ дегән: —
Бабил болса жиқилди, жиқилип чүшти,
Вә У уларниң илаһлириниң һәр бир ойма мәбудлирини йәргә ташлап парә-парә қиливәтти!».«— Вә мана, у җәң һарвулири җүп-җүп атлиқ әскәрләр билән келиватиду!» — жуқуриқи изаһатни көрүң. Бәлким мошу йәрдә дүшмән қошуни ғәлибә билән қайтип берип, Бабилниң мәғлуп болуп йоқитилғанлиғи тоғрисида хәвәр йәткүзиду. «... У уларниң илаһлириниң һәр бир ойма мәбудлирини ... парә-парә қиливәтти!» — «У» бәлким Худаниң Өзи.  Йәр. 25:12; 51:8; Вәһ. 14:8; 18:2
 
Худа йәнә Өзигә садиқ болғанларға тәсәлли бериду
10 — И Мениң тепилгән данлирим,
Мениң хаминимдики буғдайлирим,
Исраилниң Худаси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин аңлиғанни силәргә ейтип бәрдим! «И Мениң тепилгән данлирим, Мениң хаминимдики буғдайлирим,...» — мошу икки ибарә Исраилниң Худаға садиқ болған, шундақла пәс орунда туридиған «қалдиси»ни көрситиду. Худаниң җаза-тәрбийилири ичидә җапа тартиш билән улар тавлинип, «сап буғдай»дәк болған.
 
Едом тоғрилиқ бир бешарәт
11 «Думаһ» тоғрилиқ жүкләнгән вәһий;
Бириси Сеирдин келип мәндин: —
«И күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти? И күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти?» — дәп сорайду.«Думаһ» — болса ибраний тилида «сүкүт» дегән мәнидә. Уму Едомниң кичик бир йезиси. Бирақ мошу йәрдә Йәшая йәнә «Едом» дегән исимни сөз оюни қилип тәтүрисичә «Думаһ» дәп атиған. Демәк, кәлгүсидә Едом көп иссиқ-соғақлар билән наһайити «сүкүт»лүк бир җай болуп қалиду. «Сеир» — Едомниң йәнә бир исми. «и күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти? И күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти?» — күзәтчи (яки җесәкчи)ниң вәзипилири биринчидин дүшмәнниң һуҗумлиридин хәвәр берип һәммә адәмни ойғитиш; иккинчидин тактакчилиқ қилип кечиниң қайси вақит болғанлиғини халайиққа уқтуруш еди. Күзәтчи мошу йәрдә шүбһисизки, Йәшая пәйғәмбәрниң өзидур. Униңму мошу икки вәзиписи бар еди — халайиқни Худаниң җазасидин агаһландуруш һәм шу җазаға қанчә узун болуп кәткәнлиги һәм униң қанчилик давамлишидиғанлиғи тоғрилиқ хәвәр йәткүзүш еди. Мошу йәрдә бәлким Едомдин чиққан бир әлчи келип Йәшаядин Едомни қаплап турған, қараңғу «кечә»дәк болған балаю-апәтләр қачан түгәйду? — дәп сорайду.
12 Күзәтчи җававән мундақ дәйду: —
«Сәһәр келиду, кечиму келиду;
Йәнә сориғиң болса, йәнә келип сора;
Йолуңдин қайтип маңа йеқин кәл!» «Күзәтчи җававән мундақ дәйду: ...» — җавапниң үч қисми бар: —
(1) «сәһәр келиду». Демәк, мошу қараңғулуқ түгәйду — бирақ қачан түгәйдиғанлиғини демәйду.
(2) «кечиму келиду» — Едомға, дунияға нур келиду (мәсилән 7:18, 18:2ни көрүң). Бирақ йәнә бир кечә келиду, у техиму қараңғу болуп, бәлким қиямәт күнлиридә болиду (мәсилән, 10:5, 13:10ни көрүң). Йәшая мошу тоғрилиқ агаһландуриду.
(3) «сориғиң болса, ... маңа йеқин кәл!». Едом (җүмлидин бәлким башқа Йәһудий әмәсләр) мошу ишларни ениқлимақчи болған болса, әркинлик билән Худаниң йениға келишкә, Худадин беваситә яки пәйғәмбәрлиридин сорашқа тәклип қилиниду. Пәқәт өз йоллиридин товва қилип йенип кәлсила, Худа уларни қобул қилиду.
 
Әрәбийә тоғрилиқ бир бешарәт
13 Әрәбийәниң кечиси тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: —
«И Деданлиқларниң карванлири, силәр Әрәбийәдики җаңгалда қонуп қалисиләр;«Әрәбийәниң кечиси тоғрилиқ» — ибраний тилида «Әрәбийә тоғрилиқ» һәм «кечидә» дегән икки мәнилик болған бир сөздур. Иккинчи мәнаси «кечидә» болған болуп, бәлким «Әрәбләрниң қараңғулуқ вақти»ни көрситиду. Әмәлийәттә (Әрәбләрниң тарихи анчә хатириләнмигән болғачқа) дәл қайси жилни көрсәткәнлигини һазирчә ениқ дәп берәлмәймиз. Миладийәдин илгәрки 715-жили Саргон ИИ Темадики қәбилиләр вә пүткүл «Әрәбийә йерим арили»ға қарши уруш қилған. Миладийәдин илгәрки 703-жили Әрәбләр Бабилдики Меродақ-Баладан билән иттипақ түзгән вә Асурийәлик Сәннахериб тәрипидин мәғлуп қилинип, қаттиқ зиян тартқан. Бешарәт бу чағларниң бирини көрсәтсә керәк. «...җаңгалда қонуп қалисиләр» — демәк, чоң йолдин жирақ, мәлум бир дүшмәнниң қорқунучидин пинһан җайда қонуш керәк. Деданлиқлар болса Әрәбләрниң бир қәбилиси. Тема уларниң бир карвансарай шәһири. Дедан, Тема вә 16-айәттики Кедарниң қәйәрлигини билиш үчүн хәритиләрни көрүң.
14 Уссап кәткәнләргә су апирип бериңлар!
И Темадикиләр, нанлириңларни елип қачқанларни күтүвелиңлар!«... Су апирип бериңлар! И Темадикиләр, нанлириңларни елип қачқанларни күтүвелиңлар!» — Худа Йәшая арқилиқ Әрәбләргә өз қериндашлириға ярдәм бериш керәклигини уқтуриду. Демәк, Әрәбләр пат йеқинда көп аваричиликкә йолуғиду (15-айәтни көрүң).
15 Чүнки улар қиличлардин,
Ғилаптин елинған қиличтин,
Керилгән оқядин,
Урушниң азавидин қачиду.
16 Чүнки Рәб маңа шундақ дегән: —
Бир жил ичидә мәдикар һесаплиғандәк,
Андин Кедарниң бар шәриви йоқилиду,«Бир жил ичидә мәдикар һесаплиғандәк,..» — 16-бап, 14-айәттики изаһатни көрүң. Мәдикар ишлигән вақитни интайин тоғрилиқ билән һесаплайду, әлвәттә.
17 Оқячиларниң қалдуқлири,
Йәни Кедарниң палван-батур болған оғуллири аз қалиду;
Чүнки Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси шундақ сөз қилған». «Оқячиларниң қалдуқлири, йәни Кедарниң палван-батур болған оғуллири аз қалиду» — Кедар болса Әрәбистандики чөллүкниң шимал тәрипидә яшиған бир қәбилә.
Мошу бешарәтниң кәң мәнаси, шүбһисизки, Худаға ишәнмигәнләр өз-ара бир-биригә ярдәм беришкән болсиму, худасиз болғанлиғи үчүн бу ярдәм мәңгү давамлашмайду. Ахирғичә үзлүксиз келидиған, чеки йоқ мәдәтни болса пәқәт Пәрвәрдигардинла тапқили болиду.
 
 

21:1 «Деңизниң чөл-баявини» — Бабилни көрситиду (9-айәтни көрүң). «Деңиз» болса, мошу йәрдә Бабил шәһири җайлашқан, наһайити кәң Әфрат дәриясини көситиду. Әнди немишкә «деңизниң чөл-баявини» дейилиду? Йәшая бәлким Бабилни кинайилик гәп билән мазақ қилиду; Бабил катта, бүйүк шәһәр болғини билән, һәқиқәт җәһитидин яки мәңгүлүк роһий байлиқлар җәһитидин ейтқанда наһайити бир чөл-баяван, халас.

21:2 «Хаин хаинлиқ қиливатиду... булаңчилиқ қиливатиду» — шүбһисизки, Бабилниң үзлүксиз қиливатқан қилмишлирини көрситиду. «И Елам, орнуңдин тур, чиқ! Медиа, муһасирә қилип қоршивал!» — икки имканийәт бар. Мошу бешарәт яки миладийәдин илгәрки 689-жили Асурийә императори Сәннахерибниң Бабилға бесип кирип вәйран қилғанлиғини яки миладийәдин илгәрки 539-жили Парслар вә Медиалар Қорәш императориниң башчилиғида бесип киргәнлигини көрситиду. Әгәр биринчи шәрһ тоғра болса, у чағда «Елам орнуңдин тур, чиқ! Медиа, муһасирә қилип қоршивал!» дегән сөзләрни Бабил падишаси Меродақ-Баладан өз иттипақдашлири Елам вә Медиаға ейтқан, бу сөзләр «Асурийәгә һуҗум қил!» дегән мәнидә болған болиду. У чағда Асурийәниң императори Сәннахериб мәғлуп болған. Кейин у қайтидин һуҗим қилип Бабилни ишғал қилди. Шу чағда у Бабилни пүтүнләй вәйран қилип, уларниң һәммә бутлириниму чеқип парә-парә қилди. Иккинчи шәрһ тоғра болса, мошу сөзләр Қорәш өзиниң қошунлириға дегән гәп болиду (Бабилға һуҗум қил!). Бизниңчә болса бешарәт Қорәшниңки мошу һуҗумини көрситиду; бирақ икки қетимлиқ ишғал қилишниң һәммисидә охшашла Йәшаяниң көрсәткән көрсәтмиси, йәни «Бабилға ишәнмәңлар һәм таянмаңлар!» дегини тәкитлиниду. «Униң сәвәвидин көтирилгән һәммә налә-пәрядларни түгитивәттим» — бу әлвәттә Худаниң сөзи болуши керәк. Демәк, Бабилниң хаинлиғи, таҗавузчилиқ қилип олҗа алғанлиғи, адилсизлиғи, рәһимсизлиги қатарлиқлар түпәйлидин халайиқ қаттиқ налә-пәрядларни көтәргән еди; Худа уларниң налә-пәрядлириға Ххатимә бериду; чүнки У Бабилниң өзини түгәштүргән еди.

21:3 «Шуңа ич-бағрим ағриқ-азап билән толди, ... аңлиғинимдин паракәндә болдум» — бу сөзләр әлвәттә пәйғәмбәрниң өзиниңки болуши керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси «Мән азаптин толғинип қаралмидим; паракәндичиликтин һеч немини аңлалмидим». Бир җәһәттин Йәшая пәйғәмбәр мошу көрүнүштә мәлум бир шәһәрниң Худа тәрипидин җазалинишини көриду, шундақла бәк азаплиниду. Бирақ башқа бир җәһәттин вә башқа бир дәриҗидә, Бабил шәһири пүткүл дунияға вәкил болса, у Худаниң қиямәт күнидә гунаниң өзини қандақ дәһшәтлик җазалишини көриду, шундақла интайин азаплиниду. Шүбһисизки, мошу бешарәттин елишимиз керәк болған савақ дәл мошудур.

21:4 «Мән зоқ алидиған кечә» — буни чүшиниш тәс; бәлким Худа Йәшаяға шу көрүнүшни көргүзгән кечидә у аяли билән биллә муһәббәтләшмәкчи болдимекин.

21:4 Аюп 7:3

21:5 «Улар дәстихан вә гиләм-көрпиләрниму салиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Дәстихан селиңлар, бир күзәтчи қоюңлар». «қалқан майлаңлар!» — бир хил уруш тәйярлиғи. Қалқан майланса қилич-нәйзиләр униңдин тейилип кетәтти. Шуңа Йәшая мошу айәттә бәлким, Бабиллиқлар зияпәттә олтарғинида, дүшмәнниң қошунлири йолға чиқип жүрүш қиливатқанлиғини көрситиду; шуңа зияпәтниң орниға, уруш тәйярлиғи қилишқа тоғра келәтти, дәп бешарәт бериду. Кейинки (6-10) айәтләрниму көрүң. Бабиллиқларниң зияпәткә қатнишишқа интайин амрақлиғиниң даңқи чиққан еди. Миладийәдин илгәрки 539-жили, Бабил ордисидикиләр катта зияпәттә бихуд олтарған бир кечидә, Бабил шәһири Медиалиқлар тәрипидин ишғал қилинди (Тәвраттики «Даниял» 5-бапни көрүң).-

21:6 «әйни бойичә ейтидиған бир күзәтчи» — демәк, ишәшлик адәм. Бабиллиқлар бихудлишип олтарғанлиғи түпәйлидин, Худа бәлким Йәшаяға кинайә қилип, улар үчүн бир күзәтчини бәлгүләп қоюш керәк, демәкчи. Бу «хиялий күзәтчи»ниң хәвәрлири 7-9-айәтләрдә хатирилиниду.

21:7 «У җәң һарвулирини, җүп-җүп атлиқ әскәрләрни,... көргәндә,..» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Бир қошун атлиқ әскәр җүп-җүп атлар билән,... көргәндә,...». «җәң һарвулирини төгиләр билән көргәндә,...» — Парс императори Қорәш җәң қилғанда төгиләрни дүшмән қошунлири ичигә һайдиветип, қалаймиқанчилиқ чиқиратти. У биринчи болуп ашундақ тактикини ишләткән.

21:8 «Рәб, мән күзәт мунарида үзлүксиз күн бойи туримән, Һәр кечидә күзәттә туримән» — бу сөзгә қариғанда, Бабилниң вәйран қилинишини үмүт қилидиғанлар узунрақ вақит күтүши керәк болиду. «Рәб» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «И ғоҗам,...»

21:8 Һаб. 2:1

21:9 «— Вә мана, у җәң һарвулири җүп-җүп атлиқ әскәрләр билән келиватиду!» — жуқуриқи изаһатни көрүң. Бәлким мошу йәрдә дүшмән қошуни ғәлибә билән қайтип берип, Бабилниң мәғлуп болуп йоқитилғанлиғи тоғрисида хәвәр йәткүзиду. «... У уларниң илаһлириниң һәр бир ойма мәбудлирини ... парә-парә қиливәтти!» — «У» бәлким Худаниң Өзи.

21:9 Йәр. 25:12; 51:8; Вәһ. 14:8; 18:2

21:10 «И Мениң тепилгән данлирим, Мениң хаминимдики буғдайлирим,...» — мошу икки ибарә Исраилниң Худаға садиқ болған, шундақла пәс орунда туридиған «қалдиси»ни көрситиду. Худаниң җаза-тәрбийилири ичидә җапа тартиш билән улар тавлинип, «сап буғдай»дәк болған.

21:11 «Думаһ» — болса ибраний тилида «сүкүт» дегән мәнидә. Уму Едомниң кичик бир йезиси. Бирақ мошу йәрдә Йәшая йәнә «Едом» дегән исимни сөз оюни қилип тәтүрисичә «Думаһ» дәп атиған. Демәк, кәлгүсидә Едом көп иссиқ-соғақлар билән наһайити «сүкүт»лүк бир җай болуп қалиду. «Сеир» — Едомниң йәнә бир исми. «и күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти? И күзәтчи, кечиниң қанчилиги өтти?» — күзәтчи (яки җесәкчи)ниң вәзипилири биринчидин дүшмәнниң һуҗумлиридин хәвәр берип һәммә адәмни ойғитиш; иккинчидин тактакчилиқ қилип кечиниң қайси вақит болғанлиғини халайиққа уқтуруш еди. Күзәтчи мошу йәрдә шүбһисизки, Йәшая пәйғәмбәрниң өзидур. Униңму мошу икки вәзиписи бар еди — халайиқни Худаниң җазасидин агаһландуруш һәм шу җазаға қанчә узун болуп кәткәнлиги һәм униң қанчилик давамлишидиғанлиғи тоғрилиқ хәвәр йәткүзүш еди. Мошу йәрдә бәлким Едомдин чиққан бир әлчи келип Йәшаядин Едомни қаплап турған, қараңғу «кечә»дәк болған балаю-апәтләр қачан түгәйду? — дәп сорайду.

21:12 «Күзәтчи җававән мундақ дәйду: ...» — җавапниң үч қисми бар: — (1) «сәһәр келиду». Демәк, мошу қараңғулуқ түгәйду — бирақ қачан түгәйдиғанлиғини демәйду. (2) «кечиму келиду» — Едомға, дунияға нур келиду (мәсилән 7:18, 18:2ни көрүң). Бирақ йәнә бир кечә келиду, у техиму қараңғу болуп, бәлким қиямәт күнлиридә болиду (мәсилән, 10:5, 13:10ни көрүң). Йәшая мошу тоғрилиқ агаһландуриду. (3) «сориғиң болса, ... маңа йеқин кәл!». Едом (җүмлидин бәлким башқа Йәһудий әмәсләр) мошу ишларни ениқлимақчи болған болса, әркинлик билән Худаниң йениға келишкә, Худадин беваситә яки пәйғәмбәрлиридин сорашқа тәклип қилиниду. Пәқәт өз йоллиридин товва қилип йенип кәлсила, Худа уларни қобул қилиду.

21:13 «Әрәбийәниң кечиси тоғрилиқ» — ибраний тилида «Әрәбийә тоғрилиқ» һәм «кечидә» дегән икки мәнилик болған бир сөздур. Иккинчи мәнаси «кечидә» болған болуп, бәлким «Әрәбләрниң қараңғулуқ вақти»ни көрситиду. Әмәлийәттә (Әрәбләрниң тарихи анчә хатириләнмигән болғачқа) дәл қайси жилни көрсәткәнлигини һазирчә ениқ дәп берәлмәймиз. Миладийәдин илгәрки 715-жили Саргон ИИ Темадики қәбилиләр вә пүткүл «Әрәбийә йерим арили»ға қарши уруш қилған. Миладийәдин илгәрки 703-жили Әрәбләр Бабилдики Меродақ-Баладан билән иттипақ түзгән вә Асурийәлик Сәннахериб тәрипидин мәғлуп қилинип, қаттиқ зиян тартқан. Бешарәт бу чағларниң бирини көрсәтсә керәк. «...җаңгалда қонуп қалисиләр» — демәк, чоң йолдин жирақ, мәлум бир дүшмәнниң қорқунучидин пинһан җайда қонуш керәк. Деданлиқлар болса Әрәбләрниң бир қәбилиси. Тема уларниң бир карвансарай шәһири. Дедан, Тема вә 16-айәттики Кедарниң қәйәрлигини билиш үчүн хәритиләрни көрүң.

21:14 «... Су апирип бериңлар! И Темадикиләр, нанлириңларни елип қачқанларни күтүвелиңлар!» — Худа Йәшая арқилиқ Әрәбләргә өз қериндашлириға ярдәм бериш керәклигини уқтуриду. Демәк, Әрәбләр пат йеқинда көп аваричиликкә йолуғиду (15-айәтни көрүң).

21:16 «Бир жил ичидә мәдикар һесаплиғандәк,..» — 16-бап, 14-айәттики изаһатни көрүң. Мәдикар ишлигән вақитни интайин тоғрилиқ билән һесаплайду, әлвәттә.

21:17 «Оқячиларниң қалдуқлири, йәни Кедарниң палван-батур болған оғуллири аз қалиду» — Кедар болса Әрәбистандики чөллүкниң шимал тәрипидә яшиған бир қәбилә. Мошу бешарәтниң кәң мәнаси, шүбһисизки, Худаға ишәнмигәнләр өз-ара бир-биригә ярдәм беришкән болсиму, худасиз болғанлиғи үчүн бу ярдәм мәңгү давамлашмайду. Ахирғичә үзлүксиз келидиған, чеки йоқ мәдәтни болса пәқәт Пәрвәрдигардинла тапқили болиду.