бәзи кона көчүрмиләрдә «Мәсиһкә» дегән сөз тепилмайду. ■Яр. 15:13; Мис. 12:40; Рос. 7:6. 18 Чүнки вәдә қилинған мирас қанунға асасланған болса, мана у Худаниң вәдисигә асасланған болмайтти; лекин Худа шапаәт билән уни Ибраһимға вәдә арқилиқ ата қилған.□«Чүнки вәдә қилинған мирас қанунға асасланған болса, мана у Худаниң вәдисигә асасланған болмайтти; лекин Худа шапаәт билән уни Ибраһимға вәдә арқилиқ ата қилған» — «вәдә қилинған мирас» Ибраһимға вәдә қилинған көп тәрәплик бәхитни көздә тутиду. ■Рим. 4:14.
Бу муһим 19-айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Тәврат қануни... инсанларниң итаәтсизликлири түпәйлидин» — бу сөзниң көп җәһәтлири бар — «қошумчә сөз»имиздә у тоғрилиқ тохтилимиз. ■Қан. 5:5; Юһ. 1:17; 15:22; Рос. 7:38,53; Рим. 4:15; 5:20; 7:8. 20 Амма «васитичи» бир тәрәпниңла васитичиси әмәс (бәлки икки тәрәпниңкидур), лекин Худа Өзи пәқәт бирдур. □«амма «васитичи» бир тәрәпниңла васитичиси әмәс (бәлки икки тәрәпниңкидур), лекин Худа Өзи пәқәт бирдур» — бу айәткә берилгән бир нәччә шәрһ бар. Мәнаси бәлким: «Икки адәм келишим түзгәндә, бир васитичи болуш керәк. Лекин, Худа Өз әһдисини Ибраһимға бәргәндә, уни васитичисиз бәргән, у сап Худаниң қолидин кәлгән; шуңа бу әһдә бәрибир Тәврат қанунидин үстүн туриду» дегәндәк болиду. «Қошумчә сөз»имиздә уму тоғрилиқ тохтилимиз. 21 Ундақта, Тәврат қануни Худаниң вәдилиригә зитму? Яқ, һәргиз! Әгәр бирәр қанун инсанларни һаятлиққа ериштүрәләйдиған болса, ундақта һәққанийлиқ җәзмән шу қанунға асасланған болатти. 22 Һалбуки, муқәддәс язмилар пүткүл аләмни гунаниң илкигә қамап қойған; буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһниң садақәт-етиқати арқилиқ вәдиниң етиқат қилғучиларға берилиши үчүндур. ■Рим. 3:9; 11:32. 23 Лекин етиқат йоли келип ашкарә болғичә, биз Тәврат қануни тәрипидин қоғдилип, ашкарә болидиған етиқатни күтүшкә қамап қоюлған едуқ. 24 Шу тәриқидә, бизниң етиқат арқилиқ һәққаний қилинишимиз үчүн Тәврат қануни бизгә «тәрбийилигүчи» болуп, бизни Мәсиһкә йетәклиди. □«бизниң етиқат арқилиқ һәққаний қилинишимиз үчүн Тәврат қануни бизгә «тәрбийилигүчи» болуп,..» — «тәрбийилигүчи» грек тилида «педагог» дегән сөз билән ипадилиниду. ■Мат. 5:17; Рос. 13:38; Рим. 10:4. 25 Лекин етиқат йоли ашкарә болуп, биз әнди йәнә «тәрбийилигүчи»ниң назаритидә әмәсмиз. 26 Чүнки һәммиңлар Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш арқилиқ Худаниң оғуллири болдуңлар. □«... Чүнки һәммиңлар Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш арқилиқ Худаниң оғуллири болдуңлар» — бу муһим 23-26-айәтләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә, жуқуриқи 3:19-айәт үстидә тохталғинимизни көрүң. ■Йәш. 56:5; Юһ. 1:12; Рим. 8:15; Гал. 4:5. 27 Чүнки һәр қайсиңлар Мәсиһгә киришкә чөмүлдүрүлгән болсаңлар, Мәсиһни кийивалған болдуңлар. □«Чүнки һәр қайсиңлар Мәсиһгә киришкә чөмүлдүрүлгән болсаңлар, Мәсиһни кийивалған болдуңлар» — демәк, Мәсиһгә етиқат қилип суға чөмүлдүрүлүп, Униңға бағланған болсақ, Униң тәбиитигә егиләләймиз, шуниң билән «Мәсиһгә мәнсуп адәм» бизниң асасий салаһийитимиз болиду. ■Рим. 6:3. 28 Мәсиһдә нә Йәһудий болмайду нә Грек болмайду, нә қул болмайду нә һөр болмайду, нә әр болмайду нә аял болмайду, һәммиңлар Мәсиһ Әйсада бир болисиләр. □«Мәсиһдә нә Йәһудий болмайду нә Грек болмайду... һәммиңлар Мәсиһ Әйсада бир болисиләр» — «Грек» дегән сөз мошу йәрдә «Йәһудий әмәс», «ят әлликләр»ни билдүрүлиду. ■Юһ. 17:21. 29 Силәр Мәсиһкә мәнсуп болған екәнсиләр, силәрму Ибраһимниң нәсли болисиләр вә униңға вәдә қилинған бәхит-саадәткә мирасхордурсиләр.■Яр. 21:12; Рим. 9:7; Ибр. 11:18.
□3:1 «И әқилсиз Галатиялиқлар, көз алдиңларда Әйса Мәсиһ ениқ сүрәтләнгән, араңларда крестләнгәндәк көрүнгән екән, ким силәрни һәқиқәткә итаәт қилиштин аздуруп сеһирлиди?» — «Әйса Мәсиһ ... араңларда крестләнгәндәк көрүнгән екән» дегән сөзләр тоғрилиқ икки көзқараш бар: (1) Павлус хуш хәвәрдә Әйса тоғрилиқ пакитларни шунчә ениқ йәткүзүп җакалиғачқа, аңлиғучилар «нәқ мәйданда турғандәк, өз көзи билән гувачи болғандәк» болғанлиғини яки: (2) Павлусниң кечә-күндүз өз һаяти арқилиқ Мәсиһниң крестләнгәнлигини көрсәткәнлигини көрситиду (1:16, 2:20ни көрүң). Бизниңчә иккила көзқараш тоғра.
□3:2 «силәр роһни Тәврат қануниға интилиш арқилиқ қобул қилдиңларму, яки хуш хәвәрни аңлап, етиқат арқилиқ қобул қилдиңларму?» — «Роһ» Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду.
□3:3 «Силәр шунчә әқилсизму? Роһқа тайинип һаятни башлиған екәнсиләр, әндиликтә әт арқилиқ камаләткә йәтмәкчиму?» — «Роһқа тайинип» — грек тилида «Роһта» (Худаниң Роһида, әлвәттә). «әндиликтә әт арқилиқ камаләткә йәтмәкчиму?» — «әт арқилиқ» яки «инсаний әтләр арқилиқ» — демәк, Худаниң меһри-шәпқитигә әмәс, ниҗатиға әмәс, бәлки өз күчигә, Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишларға тайиништин ибарәт.
□3:5 «силәргә Роһни Тәминлигүчи» — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи. «Силәргә Роһни Тәминлигүчи» ХудаАтиниң Өзи.
■3:6 Яр. 15:6; Рим. 4:3; Яқ. 2:23.
□3:7 «... етиқаттин туғулғанларла Ибраһимниң һәқиқий пәрзәнтлиридур» — грек тилида «етиқаттин болғанлар...» — демәк, Мәсиһ Әйсаға етиқат бағлап «қайтидин туғулған»лар, Ибраһимниң излирини басқанлар.
□3:8 «муқәддәс язмиларда Худаниң ят әлликләрни Өзигә етиқат қилиши арқилиқ уларни һәққаний қилидиғанлиғи алдин-ала көрүлүп...» — «ят әлликләр» — Йәһудий әмәсләр. «Сәндә барлиқ әл-милләтләргә бәхит ата қилиниду» — «Яр.» 12:3.
■3:8 Яр. 12:3; 18:18; 22:18; 26:4; 49:10; Рос. 3:25.
□3:10 «Лекин Тәврат қануниға әмәл қилимиз дәп жүргәнләр болса һәммиси ләнәткә қалиду» — «Тәврат қануниға әмәл қилимиз дәп жүргәнләр» — мошу йол билән өзлирини һәққаний дәп испатлаймиз дәйдиғанлар, әлвәттә, «Тәврат қанунида йезилған һәммә әмирләргә үзлүксиз әмәл қилмайватқан һәр бир киши ләнәткә қалиду» — «Қан.» 27:26. Әлвәттә, һеч ким Тәврат қануниниң әмирлиригә «үзлүксиз әмәл қилалмайду» — шуңа һәммә киши, Йәһудий болсун, Йәһудий әмәс болсун, Мәсиһсиз болса ләнәт астида туриду.
□3:11 «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду» — «Һаб.» 2:4.
■3:11 Һаб. 2:4; Рим. 1:17; 3:20; Гал. 2:16; Ибр. 10:38
□3:12 «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғучи шу ишлар билән һаят болиду» — «Лав.» 18:5. Һеч ким Тәврат қануниниң әмирлиригә әмәл қилалмайду, әлвәттә.
■3:12 Лав. 18:5; Әз. 20:11; Рим. 10:5.
□3:13 «Һалбуки, Мәсиһ бизни Тәврат қанунидики ләнәттин һөр қилиш үчүн орнимизда ләнәт болуп бәдәл төлиди» — грек тилида: «һөр қилиш үчүн бәдәл төләш» яки «қутулдуруп бәдәл төләш» дегән ибариләр адәттә қулларни базардин қайтидин сетивелип, һөр қилиш»ни көрситиду. «яғачқа есилған һәр бир киши ләнәткә қалған һесаплансун» — «Қан.» 21:24.
■3:13 Қан. 21:23; Рим. 8:3; 2Кор. 5:21.
□3:15 «мән инсанларчә сөзләймән» — мошу ибарә бәлким «инсанларниң күндилик турмушидин бир мисал көрситәй», дегини болса керәк.
□3:16 «Шуниңдәк, Худаниң әһдисидики вәдиләр Ибраһим вә униң нәслигә ейтилған. Муқәддәс Китапта У: «вә сениң нәсиллириңгә», (йәни, көп кишиләргә) демәйду, бәлки «сениң нәслиңгә», (йәни ялғуз бир кишигила), дәйду — бу «нәсил» Мәсиһдур» — бу вәдә Тәврат, «Яр.» 12:7 вә 13:15, 17:7, 24:7дә тепилиду. Демисәкму, Мәсиһ Йәһудийлардин болуп, у Ибраһимниң нәсли, әлвәттә.
□3:17 «Худаниң Мәсиһкә алдин түзгән бир әһдиси» — «Мәсиһкә» — демәк, Мәсиһ «Ибраһимниң нәсли»ниң сүпитидә болуп әһдә шу чағда Униңға түзгән. бәзи кона көчүрмиләрдә «Мәсиһкә» дегән сөз тепилмайду.
■3:17 Яр. 15:13; Мис. 12:40; Рос. 7:6.
□3:18 «Чүнки вәдә қилинған мирас қанунға асасланған болса, мана у Худаниң вәдисигә асасланған болмайтти; лекин Худа шапаәт билән уни Ибраһимға вәдә арқилиқ ата қилған» — «вәдә қилинған мирас» Ибраһимға вәдә қилинған көп тәрәплик бәхитни көздә тутиду.
□3:19 «Тәврат қанунини чүшүрүштики мәхсәт немә?... у пәриштиләр арқилиқ бир васитичиниң қоли билән бекитилип йолға қоюлған» — «бир васитичи» шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрни көрситиду. Бу муһим 19-айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Тәврат қануни... инсанларниң итаәтсизликлири түпәйлидин» — бу сөзниң көп җәһәтлири бар — «қошумчә сөз»имиздә у тоғрилиқ тохтилимиз.
■3:19 Қан. 5:5; Юһ. 1:17; 15:22; Рос. 7:38,53; Рим. 4:15; 5:20; 7:8.
□3:20 «амма «васитичи» бир тәрәпниңла васитичиси әмәс (бәлки икки тәрәпниңкидур), лекин Худа Өзи пәқәт бирдур» — бу айәткә берилгән бир нәччә шәрһ бар. Мәнаси бәлким: «Икки адәм келишим түзгәндә, бир васитичи болуш керәк. Лекин, Худа Өз әһдисини Ибраһимға бәргәндә, уни васитичисиз бәргән, у сап Худаниң қолидин кәлгән; шуңа бу әһдә бәрибир Тәврат қанунидин үстүн туриду» дегәндәк болиду. «Қошумчә сөз»имиздә уму тоғрилиқ тохтилимиз.
□3:24 «бизниң етиқат арқилиқ һәққаний қилинишимиз үчүн Тәврат қануни бизгә «тәрбийилигүчи» болуп,..» — «тәрбийилигүчи» грек тилида «педагог» дегән сөз билән ипадилиниду.
■3:24 Мат. 5:17; Рос. 13:38; Рим. 10:4.
□3:26 «... Чүнки һәммиңлар Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш арқилиқ Худаниң оғуллири болдуңлар» — бу муһим 23-26-айәтләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә, жуқуриқи 3:19-айәт үстидә тохталғинимизни көрүң.
■3:26 Йәш. 56:5; Юһ. 1:12; Рим. 8:15; Гал. 4:5.
□3:27 «Чүнки һәр қайсиңлар Мәсиһгә киришкә чөмүлдүрүлгән болсаңлар, Мәсиһни кийивалған болдуңлар» — демәк, Мәсиһгә етиқат қилип суға чөмүлдүрүлүп, Униңға бағланған болсақ, Униң тәбиитигә егиләләймиз, шуниң билән «Мәсиһгә мәнсуп адәм» бизниң асасий салаһийитимиз болиду.
□3:28 «Мәсиһдә нә Йәһудий болмайду нә Грек болмайду... һәммиңлар Мәсиһ Әйсада бир болисиләр» — «Грек» дегән сөз мошу йәрдә «Йәһудий әмәс», «ят әлликләр»ни билдүрүлиду.
■3:29 Яр. 21:12; Рим. 9:7; Ибр. 11:18.