20
Исраилниң асийлиғиниң тарихи вә Худаниң униң келәчики тоғрилиқ плани •••• Ақсақаллар келип Әзакиялдин йол сорайду
Йәттинчи жили, бәшинчи айниң онинчи күни шундақ болдики, Исраилниң бәзи ақсақаллири Пәрвәрдигарни издәп униңдин сориғили мениң алдимға келип олтарди.
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
И инсан оғли, Исраилниң ақсақаллириға сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр Мәндин сориғили кәлдиңлар? Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — Мән силәрниң Мәндин соришиңларға йолға қоймаймән. Әнди уларниң үстигә һөкүм чиқирамсән, и адәм балиси, һөкүм чиқирамсән? Уларға ата-бовилириниң жиркиничлик қилмишлирини аян қилип уларға мундақ дегин: —Әз. 22:2; 23:36
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Исраилни таллиған күнидә, Яқуп җәмәтиниң нәслигә қол көтирип қәсәм қилип, Мисир зиминида Өзүмни уларға аян қилғинимда, йәни уларға қол көтирип қәсәм қилип уларға: «Мән Пәрвәрдигар сениң Худайиңдурмән» дегинимдә Мис. 3:8; 4:31; 6:7 — шу күни Мән уларни Мисир зиминидин чиқирип улар үчүн алаһидә издәп тапқан сүт һәм бал еқип туридиған, һәммә зимин арисидики әң гөзәл зиминниң гүли болған зиминға киргүзүш үчүн, қол көтирип қәсәм қилдим; Мән уларға: «Һәр бириңлар өз көзүңлар алдидики нәпрәтлик нәрсиләрни ташливетиңлар, Мисирниң бутлири билән өзүңларни булғимаңлар; Мән Пәрвәрдигар Худайңлардурмән» — дедим.
Лекин улар Маңа асийлиқ қилип Маңа қулақ селишни халимайтти; һеч қайсиси нә өз көзи алдидики нәпрәтлик нәрсиләрни ташливәтмиди, нә Мисирниң бутлиридин һеч айрилмиди. Андин Мән қәһримни Мисир зимини ичидә уларға төкүп, уларға қаратқан аччиғимни басимән, дедим — һалбуки, намимниң улар турған әлләр арисида булғанмаслиғи үчүн, Өз намим үчүн һәрикәт қилдим; чүнки Мән бу әлләрниң көз алдида уларни Мисирдин чиқиришим билән Өзүмни аян қилған едим; 10 шуңа Мән уларни Мисир зиминидин толуқ чиқирип, чөл-баяванға апардим. «шуңа Мән уларни Мисир зиминидин толуқ чиқирип, чөл-баяванға апардим» — Исраилниң Худадин гуманлинип, Униңға асийлиқ қилиши Мисирдин чиқиш җәрянидиму, улар техи Мисир территорийисидә болған чағдиму бар еди. Шу чағда Худа пәқәт Өз нами вә вәдиси үчүн бу «чиқириш» қутқузушини толуқ ада қилип, уларни деңиздин өткүзүп чөлгә апарди.  Мис. 13:18 11 Вә Мән бәлгүлимилиримни берип, Өз һөкүмлиримни уларға аян қилдим — уларға әмәл қилидиған киши уларниң сәвәвидин һаятқа еришиду.Лав. 18:5; Қан. 30:15, 16, 19, 20; Рим. 10:5; Гал. 3:12
12 Өзүм һәм улар арисидики бешарәт болсун дәп, Мениң уларни пак-муқәддәс қилидиған Пәрвәрдигар екәнлигимни билиши үчүн «шабат күн»лиримни уларға беғишлидим; «Мениң уларни пак-муқәддәс қилидиған Пәрвәрдигар екәнлигимни билиши үчүн «шабат күн»лиримни уларға беғишлидим» — «шабат күни» шәнбә күни болуп, Худа Йәһудийларға беғишлиған дәм алидиған, Худани сеғинидиған күни.  Мис. 20:8; 31:13-17; 35:2 13 лекин Исраил җәмәти чөл-баяванда Маңа асийлиқ қилди; чүнки улар Мениң бәлгүлимилиримдә маңмиди, Мениң һөкүмлиримни чәткә қақти (әгәр адәмләр бу әмирләргә әмәл қилса, у уларниң сәвәвидин һаятқа еришиду) вә Мениң «шабат күн»лиримни қаттиқ булғиди; Мән уларниң үстигә чөл-баяванда улар һалак қилинғичә қәһримни төкимән дедим — Мис. 16:28 14 һалбуки, намимниң әлләр арисида булғанмаслиғи үчүн, Өз намим үчүн һәрикәт қилдим; чүнки Мән бу әлләрниң көз алдида уларни Мисирдин қутқузуп чиқарғанмән.
15 Мән йәнә чөл-баяванда уларға сүт һәм бал еқип туридиған, һәммә зиминниң гүли болған зиминға киргүзмәймән дәп, қолумни көтирип қәсәм қилимән дедим 16 (чүнки уларниң қәлби бутлириға әгишип кәткәчкә, Мениң бәлгүлимилиримни чәткә қаққан, Мениң һөкүмлиримдә маңмиған, Мениң «шабат күн»лиримни бузған); — 17 һалбуки, көзүм уларға рәһим қилип уларни һалак қилмидим яки уларни чөл-баяванда түгәштүрмидим.
18 Мән чөл-баяванда уларниң балилириға мундақ дедим: «Ата-бовилириңларниң бәлгүмилиридә маңмаңлар, нә уларниң һөкүмлирини тутмаңлар нә бутлири билән өзүңларни булғимаңлар. 19 Мән Пәрвәрдигар Худайиңлардурмән; Мениң бәлгүлимилиримдә меңип, Мениң һөкүмлиримни тутуп уларға әмәл қилиңлар; 20 Мениң «шабат күн»лиримни пак-муқәддәс дәп әтиварлаңлар; у силәрниң Мениң Пәрвәрдигар Худайиңлар екәнлигимни билишиңлар үчүн Мән вә силәр оттуримиздики бир бешарәттур. 21 Лекин балилириму Маңа асийлиқ қилди; улар нә Мениң бәлгүлимилиримдә маңмиған нә Мениң һөкүмлиримни тутмиған (бириси уларға әмәл қилса, у улар билән һаятқа еришиду) улар Мениң «шабат күн»лиримни булғиған; шуңа Мән қәһримни улар үстигә төкүп уларға қаратқан аччиғимни чүшүрүп пиғандин чиқимән, дедим; 22 лекин җазадин қолумни тартип, намимни әлләрниң көз алдида булғанмисун дәп Өз намим үчүн һәрикәт қилдим; Мән бу әлләрниң көз алдида уларни Мисирдин қутқузуп чиқарғанмән.
23 Чөл-баяванда Мән қолумни көтирип уларға силәрни әлләр арисиға тарқитимән, мәмликәтләр ичигә таритимән дәп қәсәм қилимән, дедим; 24 чүнки улар Мениң һөкүмлиримни ада қилмиған, бәлгүлимилиримни чәткә қаққан, Мениң «шабат күн»лиримни бузған; улар көзлирини ата-бовилириниң бутлириға тикмәктә еди; 25 шуңа Мән уларға яхши болмиған бәлгүлимиләрни, уларни һаятқа елип бармайдиған һөкүмләрни беғишлидим; ««яхши болмиған бәлгүлимиләр» ... «һаятқа еришмәйдиған һөкүмләр» — 26-айәттики изаһатни көрүң. 26 вә уларни өз-өзидин сәскәндүрүп, Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиши үчүн, Мән уларни өз һәдийәлири арқилиқ булғидим, чүнки улар һәдийә сүпитидә барлиқ тунҗа балилирини атап қоятти.««яхши болмиған бәлгүлимиләр» ... «һаятқа еришмәйдиған һөкүмләр» (25-айәт)...» — бу икки айәт (26-25) интайин муһим. «Яхши болмиған бәлгүлимиләр», «һаятқа еришмәйдиған һөкүмләр» дегәнләр әмәлийәттә бутпәрәслик диний қаидә-йосунлардин ибарәт. Худа уларниң Өзиниң адәмни һаятқа ериштүридиған әмир-пәрманлирини чәткә қеқип, алдинип, интайин рәзил бутпәрәсликкә беғишлинишиға йол қойған: 31-айәтниму көрүң. Өз балилирини Худаға (яки бутларға, әлвәттә) атап қурбанлиқ қилиш Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған. «Кан.», 12:29-31-айәтни көрүң.  Әз. 16:21
27 Шуңа, и инсан оғли, Исраил җәмәтигә сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ата-бовилириңлар шу иштиму Маңа күпүрлүк қилғанки, улар Маңа вапасизлиқ қилған; 28 улар Мән Өз қолумни көтирип: «Мошу зиминни силәргә беримән» дәп қәсәм қилған йәргә киргәндә, улар шу йәрдики удул кәлгән һәр бир жуқури дөң һәм барақсан дәрәқни көрүпла шу җайларда улар қурбанлиқлирини қилип, Мени аччиқландуридиған һәдийәләрни қилатти; улар шу йәрдиму «хушпурақ һәдийә»лирини пуритип, «шарап һәдийә»лирини төкәтти; «улар шу йәрдики удул кәлгән һәр бир жуқури дөң һәм барақсан дәрәқни көрүпла шу җайларда улар қурбанлиқлирини қилип, Мени аччиқландуридиған һәдийәләрни қилатти» — Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ «Силәр Мән бекиткән җайда қурбанлиқ қилиңлар» дегән («Қан.» 12-бап). Хәқләрниң өз бешимчилиқ қилип «жуқури җай»ларда қурбанлиқ қилишлири бәрибир бутпәрәсликкә айлинип кетәтти. 29 шуниң билән Мән улардин: «Силәр чиқидиған бу жуқури җай дегән немә?» дәп соридим; шуңа бүгүнгә қәдәр униң исми «Бамаһ»дур.«шуңа бүгүнгә қәдәр униң исми «Бамаһ»дур» — «Бамаһ» дегәнниң мәнаси «жуқури җай». Бәлким шу чағда униң башқа бир һәҗвий, кинайилик мәнасиму бар еди; бирақ бүгүн биз уни билмәймиз.
30 Шуңа Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр ата-бовилириңларниң йолида өзлириңларниму булғимақчимусиләр? Уларниң нәпрәтлик қилмишлириға әгишип бузуқлуқ қилмақчимусиләр? 31 Әнди силәр һәдийәлириңларни сунуп, өз оғуллириңларни оттин өткүзгәндә, силәр йәнила бүгүнгә қәдәр өзүңларни барлиқ бутлириңлар билән булғаватисиләр; әнди Мән силәрниң Мени издәп соришиңларға йол қоямдимән, и Исраил җәмәти?! Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән силәрниң Мени издәп соришиңларға йол қоймаймән! 32 Шуниңдәк силәрниң көңлүңләрдики «Биз ят әлләрдәк, башқа жутлардики җәмәтләрдәк яғач һәм таш мәбудларға чоқунимиз» дегән коюңлар әмәлгә ашурулмайду!
33 Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, Мән бәрһәқ күчлүк қол, узартқан билигим һәм төкүп яғдурған қәһрим билән үстүңлардин һөкүмранлиқ қилимән. 34 Мән күчлүк қол, узартқан билигим һәм төкүп яғдурулған қәһр билән силәрни әлләрдин чиқирип епкелимән, тарқитилған мәмликәтләрдин силәрни жиғимән; 35 силәрни әлләргә тәвә болған чөл-баяванға киргүзүп, шу йәрдә үстүңлардин йүз туранә һөкүм чиқирип җазалаймән; 36 ата-бовилириңларниң үстидин Мисир зиминидики чөл-баяванға һөкүм чиқирип җазалғинимдәк, силәрниң үстүңлардин йүз туранә һөкүм чиқирип җазалаймән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар. 37 Мән силәрни һаса астидин өткүзүп, әһдиниң риштисигә бағландуримән. «Мән силәрни һаса астидин өткүзүп, әһдиниң риштисигә бағландуримән» — «һаса астидин өткүзүш» тоғрилиқ «Лав.» 27:32, «Йәр.» 33:13 көрүң. Қойлардин яманлирини шаллап чиқиш үчүн қойчи уларни бир-бирләп өз һасиси астидин өткүзүп тәкшүрәтти. 38 Мән араңлардин Маңа вапасизлиқ қилған асийларни шаллап чиқиримән; уларни туруватқан җайлардин чиқиримән, бирақ улар Исраил зиминиға кирмәйду; шуниң билән силәр Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
39 — Әнди силәр болсаңлар, и Исраил җәмәти, Рәб Пәрвәрдигар силәргә мундақ дәйду: — Маңа қулақ салмаймиз десәңлар, беривериңлар, һәр бириңлар өз бутлириңларға чоқунивериңлар! Бирақ силәр йәнә һәдийәлириңлар һәм мәбудлириңлар билән Мениң намимни иккинчи булғимайсиләр! «Бирақ силәр йәнә һәдийәлириңлар һәм мәбудлириңлар билән Мениң намимни иккинчи булғимайсиләр!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ кейин, һәтта силәр Маңа қулақ салмиған болсаңларму, силәр йәнила һәдийәлириңлар һәм мәбудлириңлар билән Мениң намимни иккинчи булғимайсиләр!». 40 Чүнки Мениң муқәддәс теғимда, йәни Исраилниң егизлигидики тағда, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — барлиқ Исраил җәмәти, уларниң һәммиси Маңа зиминдә туруп хизмәт қилиду; Мән у йәрдә уларни қобул қилимән вә у йәрдә Мән силәрдин «көтәрмә һәдийә»лириңларни, тунҗа һосул болған көктат-мевилириңларни, шундақла барлиқ муқәддәс дәп айрип беғишлиған нәсрилириңларни тәләп қилимән.
41 Мән силәрни әлләр арисидин чиқирип, мәмликәтләрдин елип жиққинимда, есил хушбуйдәк силәрни қобул қилимән; шуниң билән әлләрниң көз алдида араңларда Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрситимән. 42 Ата-бовилириңларға қолумни көтирип: «Мошу зиминни силәргә беримән» дәп қәсәм қилған Исраил зиминиға силәрни киргүзгинимдә, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр. 43 Силәр у йәрдә өз йоллириңларни вә өзүңларни булғиған барлиқ қилмишлириңларни әсләйсиләр; шуниң билән өткүзгән рәзил ишлириңлар түпәйлидин силәр өз-өзүңларни көзгә илмайсиләр, өз-өзүңлардин нәпрәтлинисиләр. 44 Мән рәзил йоллириңларға асасән әмәс, яки бузуқ қилмишлириңларға асасән әмәс, бәлки Өз намим үчүн силәргә шәпқәтлик муамилә қилғандин кейин, и Исраил җәмәти, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
 
От вә қилич арқилиқ болған җаза
45 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
46 И инсан оғли, йүзүңни Теман шәһиригә қаритип, җәнуптикиләрни әйипләп, Нәгәв орманлиқ даласини әйипләйдиған бешарәт берип, — «Теман шәһири» — Исраилниң шәрқий җәнубий чегарасиға тутишиду, «Нәгәв» Исраилниң җәнубий тәрипини көрситиду.
47 Йәни Нәгәв орманлиқ даласиға мундақ дегин: — Пәрвәрдигарниң сөзини аңла; Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән саңа бир от яқимән; у сәндики һәммә йешил дәрәқни һәмдә һәммә қақшал дәрәқни йәветиду; ялқунлуқ от һеч өчмәйду, җәнуптин шималғичә пүткүл йәр йүзи униң билән көйүп кетиду;«... пүткүл йәр йүзи униң билән көйүп кетиду» — яки «... һәр адәмниң йүзи униң билән көйүп кетиду».  Луқа 23:31 48 барлиқ әт егилири Мәнки Пәрвәрдигар уни яққанлиғимни көрүп йетиду; у һеч қачан өчүрүлмәйду!».
49 Вә мән: — Аһ, Пәрвәрдигар! Улар мән тоғрилиқ: «У пәқәт тәмсилләрнила сөзләватиду» дәйду! — дедим.
 
 

20:4 Әз. 22:2; 23:36

20:5 Мис. 3:8; 4:31; 6:7

20:10 «шуңа Мән уларни Мисир зиминидин толуқ чиқирип, чөл-баяванға апардим» — Исраилниң Худадин гуманлинип, Униңға асийлиқ қилиши Мисирдин чиқиш җәрянидиму, улар техи Мисир территорийисидә болған чағдиму бар еди. Шу чағда Худа пәқәт Өз нами вә вәдиси үчүн бу «чиқириш» қутқузушини толуқ ада қилип, уларни деңиздин өткүзүп чөлгә апарди.

20:10 Мис. 13:18

20:11 Лав. 18:5; Қан. 30:15, 16, 19, 20; Рим. 10:5; Гал. 3:12

20:12 «Мениң уларни пак-муқәддәс қилидиған Пәрвәрдигар екәнлигимни билиши үчүн «шабат күн»лиримни уларға беғишлидим» — «шабат күни» шәнбә күни болуп, Худа Йәһудийларға беғишлиған дәм алидиған, Худани сеғинидиған күни.

20:12 Мис. 20:8; 31:13-17; 35:2

20:13 Мис. 16:28

20:25 ««яхши болмиған бәлгүлимиләр» ... «һаятқа еришмәйдиған һөкүмләр» — 26-айәттики изаһатни көрүң.

20:26 ««яхши болмиған бәлгүлимиләр» ... «һаятқа еришмәйдиған һөкүмләр» (25-айәт)...» — бу икки айәт (26-25) интайин муһим. «Яхши болмиған бәлгүлимиләр», «һаятқа еришмәйдиған һөкүмләр» дегәнләр әмәлийәттә бутпәрәслик диний қаидә-йосунлардин ибарәт. Худа уларниң Өзиниң адәмни һаятқа ериштүридиған әмир-пәрманлирини чәткә қеқип, алдинип, интайин рәзил бутпәрәсликкә беғишлинишиға йол қойған: 31-айәтниму көрүң. Өз балилирини Худаға (яки бутларға, әлвәттә) атап қурбанлиқ қилиш Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған. «Кан.», 12:29-31-айәтни көрүң.

20:26 Әз. 16:21

20:28 «улар шу йәрдики удул кәлгән һәр бир жуқури дөң һәм барақсан дәрәқни көрүпла шу җайларда улар қурбанлиқлирини қилип, Мени аччиқландуридиған һәдийәләрни қилатти» — Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ «Силәр Мән бекиткән җайда қурбанлиқ қилиңлар» дегән («Қан.» 12-бап). Хәқләрниң өз бешимчилиқ қилип «жуқури җай»ларда қурбанлиқ қилишлири бәрибир бутпәрәсликкә айлинип кетәтти.

20:29 «шуңа бүгүнгә қәдәр униң исми «Бамаһ»дур» — «Бамаһ» дегәнниң мәнаси «жуқури җай». Бәлким шу чағда униң башқа бир һәҗвий, кинайилик мәнасиму бар еди; бирақ бүгүн биз уни билмәймиз.

20:37 «Мән силәрни һаса астидин өткүзүп, әһдиниң риштисигә бағландуримән» — «һаса астидин өткүзүш» тоғрилиқ «Лав.» 27:32, «Йәр.» 33:13 көрүң. Қойлардин яманлирини шаллап чиқиш үчүн қойчи уларни бир-бирләп өз һасиси астидин өткүзүп тәкшүрәтти.

20:39 «Бирақ силәр йәнә һәдийәлириңлар һәм мәбудлириңлар билән Мениң намимни иккинчи булғимайсиләр!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ кейин, һәтта силәр Маңа қулақ салмиған болсаңларму, силәр йәнила һәдийәлириңлар һәм мәбудлириңлар билән Мениң намимни иккинчи булғимайсиләр!».

20:46 «Теман шәһири» — Исраилниң шәрқий җәнубий чегарасиға тутишиду, «Нәгәв» Исраилниң җәнубий тәрипини көрситиду.

20:47 «... пүткүл йәр йүзи униң билән көйүп кетиду» — яки «... һәр адәмниң йүзи униң билән көйүп кетиду».

20:47 Луқа 23:31