3
Худаниң Мусани чақириши
Муса болса қейинатиси Мидиянниң каһини Йәтрониң қой падисини бақатти. У қойларни башлап чөлниң әң четигә Худаниң теғи, йәни Һорәб теғиниң бағриға кәлди.«Йәтро» — Реуәлниң йәнә бир исми. Бәзидә «Йәтәр» дәпму йезилиду. «У қойларни башлап...» — Оттура Шәриқтә падичилар адәттә қойлирини башлап уларниң алдида маңиду. «Һорәб» — Синай теғиниң йәнә бир нами. Шу йәрдә бир азғанлиқтин өрләп чиқиватқан от ялқуни ичидин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға көрүнди. Мана, азғанлиқ отта көйүватқан болсиму, лекин азған өзи көйүп кәтмигән еди. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә бир шәхс еди. Бәзи ишларда у Худаниң орнида көрүнәтти. «Тәбирләр» һәм «Қошумчә сөз»имизниму көрүң. Муса: — Мән берип, бу әҗайип мәнзирини көрүп бақай; азғанлиқ немишкә көйүп кәтмәйдиғанду? — дәп ойлиди.
Пәрвәрдигар униң буни көргили йолдин чәтнәп азғанлиққа кәлгинини көрди; Худа азғанлиқ ичидин уни: — Муса! Муса! — дәп чақирди. У: Мана мән! — дәп җавап бәрди.«Муса, Муса» — адәмниң исмини икки қетим чақириш — Худаниң униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини вә өзигә толиму әзиз екәнлигини көрситиду.
У униңға: — Бу йәргә йеқин кәлмә; путлириңдин кәшиңни салғин; чүнки сән турған бу йәр муқәддәс җайдур. «Муқәддәс җай» — «Муқәддәс Китап»та, «муқәддәс» дегән сөз «Худаға мәхсус аталған», «Худаниң ишлитишигә мәхсус айрилған», «Худағила мәнсуп» дегәндәк мәнидә ишлитилиду.  Йә. 5:15 Мән атаңниң Худаси, Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән, — деди.
Буни аңлап Муса Худаға қараштин қорқуп, йүзини етивалди.Мат. 22:32; Мар. 12:26; Луқа 20:37; Рос. 7:32
Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Бәрһәқ, Мән Мисирда туруватқан қовмимниң тартиватқан азап-оқубәтлирини көрдум, назарәтчиләрниң уларни харлаватқанлиғидин қилған пәрядини аңлидим; чүнки Мән уларниң дәрдлирини билимән. Рос. 7:34 Шуңа Мән уларни мисирлиқларниң қолидин қутқузуп, шу зиминдин чиқирип, яхши һәм кәң бир зиминға, сүт билән һәсәл еқип туридиған бир зиминға, йәни Ⱪананий, Һиттий, Аморий, Пәриззий, Һивий вә Йәбусийларниң жутиға елип беришқа чүштүм. Мана әнди Исраилларниң налә-пәряди Маңа йәтти, мисирлиқларниң уларға қандақ зулум қилғанлиғиниму көрдүм. 10 Әнди сән кәл, Мән сени хәлқим Исраилларни Мисирдин елип чиқириш үчүн Пирәвнниң алдиға әвәтимән, — деди.Зәб. 104:26; Һош. 12:14; Мик. 6:4; Рос. 7:35
11 Лекин Муса Худаға: — Мән ким едим, Пирәвнниң алдиға берип Исраилларни Мисирдин чиқиралиғидәк? — деди.
12 У җавап берип: — Бәрһәқ, Мән сән билән биллә болимән; сән қовмни Мисирдин елип чиққандин кейин бу тағда Худаға ибадәт қилисиләр; бу иш мана өзәңгә Мениң сени әвәткинимниң испат-бәлгүси болиду, — деди.«сән қовмни Мисирдин елип чиққандин кейин бу тағда Худаға ибадәт қилисиләр; бу иш мана өзәңгә Мениң сени әвәткинимниң испат-бәлгүси болиду» — қизиқ иш шуки, Худа Мусаға көрсәтмәкчи болған испат-бәлгү у Худаниң әмригә итаәт қилип, узун вақит өткәндин кейин андин көрүлиду; демәк, Мусаниң иман-етиқати шуниң билән синилиду.  Йә. 1:5
13 Шуниң билән Муса Худаға: — Мән Исраилларниң қешиға берип уларға: «Ата-бовилириңларниң Худаси мени қешиңларға әвәтти» десәм, улар мәндин: «Униң нами немә?» — дәп сориса, уларға немә дәп җавап беримән? — деди.
14 Худа Мусаға: — Мән «Әзәлдин бар Болғучи»дурмән — деди.
Андин У: — Берип, Исраилларға: ««Әзәлдин бар Болғучи» мени қешиңларға әвәтти» дәп ейтқин, деди.«Мән «Әзәлдин бар Болғучи»дурмән» — яки «Мән әсли Өзүмдурмән» яки «Һемишә барниң Өзи Мәндурмән». Бу нам (ибраний тилида «Яһвәһ»), шүбһисизки, Худаниң һеч өзгәрмәйдиғанлиғи, униң һәрдайим «вақиттин сирт»та туруватқанлиғи, өтмүш, һазир яки кәлгүси вақитлар билән чәкләнмәйдиғанлиғини көрситип тәкитләйду. Адәттә тәрҗимимиздә бу нам «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилиниду.
15 Худа Мусаға йәнә: — Исраилларға: — «Ата-бовилириңларниң Худаси, Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси болған «Яһвәһ» мени қешиңларға әвәтти; У: Яһвәһ дегән бу нам әбәткичә Мениң намим болиду, дәвирдин-дәвиргичә Мән шу нам билән әскә елинимән, дәйду» — дегин.«Яһвәһ» — дайим тәрҗимимиздә «Пәрвәрдигар» дегән нам билән тилға елиниду. У тоғрилиқ 3:14тики изаһатни көрүң.
16  — Берип, Исраилниң ақсақаллирини жиғип уларға: — «Ата-бовилириңларниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худаси болған Пәрвәрдигар маңа көрүнүп: — Мән силәрни йоқлап кәлдим, Мисирда силәргә қандақ муамилә қилиниватқанлиғини көрдүм; «Йоқлаш» — бу пеил Худа билән мунасивәтлик ишлитилгән болса, ғәмхорлуқ қилиш, инсанниң һалидин хәвәр елишни өз ичигә алиду. 17 шуниң үчүн сөзүм шудурки, Мән силәрни Мисирниң зулумидин чиқирип, Ⱪананийлар, Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийларниң зимини, йәни сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға елип баримән, деди, — дегин, деди.
18  — Шуниң билән улар сениң сөзүңгә қулақ салидиған болиду. У вақитта сән, өзүң вә Исраилниң ақсақаллири билән биргә Мисир падишасиниң алдиға берип, униңға: «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар биз билән көрүшти. Әнди сиздин өтүнимизки, бизгә үч күнлүк йолни бесип, чөлгә берип, Худайимиз Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилишқа иҗазәт бәргәйсиз» — дәңлар.
19 Лекин Мисир падишасиниң һәтта қудрәтлик бир қолниң астида турупму, силәрни йәнила қоюп бәрмәйдиғинини билимән. 20 Шуңа қолумни узитип, мисирлиқларни Мән өз зимини ичидә көрсәтмәкчи болған һәр хил карамәт-мөҗизилирим билән уримән; андин Пирәвн силәрни қоюп бериду.
21 Бу қовмни мисирлиқларниң алдида илтипат таптуримән вә шуниң билән шундақ болидуки, силәр шу йәрдин чиққиниңларда, қуруқ қол чиқмайсиләр. 22 Бәлки һәр бир аял киши өз хошнисидин вә өз өйидә олтиришлиқ ят аялдин күмүч зиннәт буюмлири, алтун зиннәт буюмлири вә кийим-кечәкләрни тәләп қилиду. Бу нәрсиләрни оғул-қизлириңларға тақайсиләр, кийдүрисиләр; шу тәриқидә мисирлиқлардин олҗа алған болисиләр, — деди.Мис. 11:2; 12:35; Әз. 39:10
 
 

3:1 «Йәтро» — Реуәлниң йәнә бир исми. Бәзидә «Йәтәр» дәпму йезилиду. «У қойларни башлап...» — Оттура Шәриқтә падичилар адәттә қойлирини башлап уларниң алдида маңиду. «Һорәб» — Синай теғиниң йәнә бир нами.

3:2 «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә бир шәхс еди. Бәзи ишларда у Худаниң орнида көрүнәтти. «Тәбирләр» һәм «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

3:4 «Муса, Муса» — адәмниң исмини икки қетим чақириш — Худаниң униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини вә өзигә толиму әзиз екәнлигини көрситиду.

3:5 «Муқәддәс җай» — «Муқәддәс Китап»та, «муқәддәс» дегән сөз «Худаға мәхсус аталған», «Худаниң ишлитишигә мәхсус айрилған», «Худағила мәнсуп» дегәндәк мәнидә ишлитилиду.

3:5 Йә. 5:15

3:6 Мат. 22:32; Мар. 12:26; Луқа 20:37; Рос. 7:32

3:7 Рос. 7:34

3:10 Зәб. 104:26; Һош. 12:14; Мик. 6:4; Рос. 7:35

3:12 «сән қовмни Мисирдин елип чиққандин кейин бу тағда Худаға ибадәт қилисиләр; бу иш мана өзәңгә Мениң сени әвәткинимниң испат-бәлгүси болиду» — қизиқ иш шуки, Худа Мусаға көрсәтмәкчи болған испат-бәлгү у Худаниң әмригә итаәт қилип, узун вақит өткәндин кейин андин көрүлиду; демәк, Мусаниң иман-етиқати шуниң билән синилиду.

3:12 Йә. 1:5

3:14 «Мән «Әзәлдин бар Болғучи»дурмән» — яки «Мән әсли Өзүмдурмән» яки «Һемишә барниң Өзи Мәндурмән». Бу нам (ибраний тилида «Яһвәһ»), шүбһисизки, Худаниң һеч өзгәрмәйдиғанлиғи, униң һәрдайим «вақиттин сирт»та туруватқанлиғи, өтмүш, һазир яки кәлгүси вақитлар билән чәкләнмәйдиғанлиғини көрситип тәкитләйду. Адәттә тәрҗимимиздә бу нам «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилиниду.

3:15 «Яһвәһ» — дайим тәрҗимимиздә «Пәрвәрдигар» дегән нам билән тилға елиниду. У тоғрилиқ 3:14тики изаһатни көрүң.

3:16 «Йоқлаш» — бу пеил Худа билән мунасивәтлик ишлитилгән болса, ғәмхорлуқ қилиш, инсанниң һалидин хәвәр елишни өз ичигә алиду.

3:22 Мис. 11:2; 12:35; Әз. 39:10