22
Той зияпити тоғрисидики тәмсил
Луқа 14:15-24
Әйса уларға йәнә тәмсилләр билән мундақ деди:
Әрш падишалиғи худди өз оғли үчүн той зияпитини тәйярлиған бир падишаға охшайду.Луқа 14:6; Вәһ. 19:7. У чакарлирини той зияпитигә тәклип қилинғанларни чақиришқа әвәтипту, лекин улар келишкә унимапту. У йәнә башқа чакарлирини әвәтип, уларға тапилап: «Чақирилғанларға: — Мана, мән зияпитимни тәйяр қилдим; мениң топақлирим, бордақ маллирим союлди, һәммә нәрсә тәйяр. Зияпәткә мәрһәмәт қилғай, дәйду, дәп ейтиңлар, — дәпту. Бирақ улар тәкливини етиварға алмай, бириси етизлиғиға кәтсә, йәнә бири содисиға кетипту. Қалғанлири болса падишаниң чакарлирини тутувелип, хорлап өлтүрүветипту. Падиша буни аңлап қаттиқ ғәзәплинип, әскәрлирини чиқирип, у қатилларни йоқитип, уларниң шәһиригә от қоюветипту. Андин у чакарлириға: «Той зияпити тәйяр болди, лекин чақирилғанлар меһманлиққа мунасип кәлмиди. Әнди силәр һәдә йолларға берип, удул кәлгән адәмләрниң һәммисини той зияпитигә тәклип қилиңлар» дәпту. 10 Буниң билән чакарлар йолларға чиқип, яхши болсун, яман болсун, удул кәлгәнлиги адәмләрниң һәммисини жиғип әкәпту. Той соруни меһманлар билән лиқ толупту.
11 Падиша меһманлар билән көрүшкили киргәндә, у йәрдә зияпәт кийими киймигән бир кишини көрүпту. «Падиша меһманлар билән көрүшкили киргәндә, у йәрдә зияпәт кийими киймигән бир кишини көрүпту» — бу сөзгә қариғанда шу вақитларда катта той зияпәтлиридә саһибхан өзи һәр бир меһманға алаһидә бир зияпәт кийими соғат қилатти. Ундақ кийимни кийишни рәт қилиш саһибханға интайин беһөрмәтлик болатти. 12 Падиша униңдин: «Бурадәр, зияпәт кийими киймәй, бу йәргә қандақ кирдиң?» дәп сорапту, бирақ у киши җавап берәлмәй қапту. 13 Падиша чакарлириға: «Уни пут-қоллиридин бағлап, тешидики қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду» дәпту. Мат. 8:12; 13:42; 24:51; 25:30; Луқа 13:28. 14 Чүнки чақирилғанлар көп, лекин талланғанлар аздур.Мат. 20:16.
 
«Баҗ тапшурамдуқ?» дегән қилтақ
Мар. 12:13-17; Луқа 20:20-26
15 Буниң билән Пәрисийләр у йәрдин чиқип, қандақ қилип уни өз сөзи билән қапқанқа чүшүрүш һәққидә мәслиһәтләшти. Мар. 12:13; Луқа 20:20. 16 Улар мухлислирини Һеродниң тәрәпдарлири билән биллә униң йениға әвәтип:
— Устаз, силини сәмимий адәм, кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватиду вә адәмләргә қәтъий йүз-хатирә қилмай һеч кимгә ян басмайду, дәп билимиз. «Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша Рим империйәси тәрипидин тайинланған болуп, у Йәһудий болмиғачқа Йәһудийларниң көпинчиси униңға интайин өч еди. Шундақ болғини билән өз мәнпәитини көзләйдиған, уни қоллайдиған «Һерод тәрәпдарлири» бар еди. «Һеродлар» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  


«Һеродлар»ниң нәсәпнамиси
17 Қени, қандақ ойлайла? Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? — дейишти.«Рим императори Қәйсәр...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван берәләтти; мәсилән, Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди, әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.
18 Лекин Әйса уларниң рәзил нийитини билип:
— Әй сахтипәзләр, мени немишкә синимақчисиләр? 19 Қени, баҗға тапшурулидиған бир тәңгә маңа көрситиңлар, — деди. Улар бир динар пулини әкәлди. 20 У улардин:
— Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — дәп сориди.
21 Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар.
У уларға: — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди.«Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар» — Қәйсәргә Қәйсәрниң һәққи (униң сүрити чүшүрүлгән нәрсә)ни тапшуруңлар — демәк, баҗ төләш керәк. Амма қандақ нәрсә үстидә «Худаниң сүрити» бар? Инсан өзи «Худаниң сүрити» болғачқа, биз пүтүнимизни Худаға тапшуришимиз керәктур («Яр.» 1:26-27ни көрүң).  Мат. 17:25; Рим. 13:7.
22 Улар бу сөзни аңлап, һәйран болуп қелишти-дә, униң йенидин кетип қалди.
 
Тирилишкә мунасивәтлик мәсилә
Мар. 12:18-27; Луқа 20:27-40
23 Шу күни, «Өлгәнләр тирилмәйду» дәйдиған Садуқийлар униң алдиға келип қистап соал қойди:««Өлгәнләр тирилмәйду» дәйдиған Садуқийлар» — «Садуқийлар» тоғрилиқ 16:1дики изаһатни вә шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.  Мар. 12:18; Луқа 20:27; Рос. 23:8.
24 — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши пәрзәнтсиз өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» дәп тапилиған. «Бир киши пәрзәнтсиз өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» — «Қан.» 25:5.  Қан. 25:5-6; Яр. 38:8. 25 Бурун аримизда йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин өлүп кәтти. Пәрзәнт көрмигәнликтин, аялини иккинчи қериндишиниң әмригә қалдурди. 26 Бирақ иккинчисидики әһвалму униңкигә охшаш болди, андин бу иш үчинчисидә таки йәттинчи қериндашқичә охшаш давамлашти.
27 Ахирда, у аялму өлүп кәтти. 28 Әнди тирилиш күнидә бу аял йәттә ака-укиниң қайсисиниң аяли болиду? Чүнки уни һәммиси әмригә алған-дә!
29 Әйса уларға мундақ җавап бәрди:
— Силәр нә муқәддәс язмиларни нә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар үчүн азғансиләр. 30 Чүнки өлүмдин тирилгәндә инсанлар өйләнмәйду, әргә тәгмәйду, бәлки Худаниң әрштики пәриштилиригә охшаш болиду.
31 Әнди өлүмдин тирилиш мәсилиси һәққидә Худаниң силәргә ейтқан: 32 «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң Худасидурмән!» дегән шу сөзини оқумидиңларму? Худа өлүкләрниң әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур!».«Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң Худасидурмән!» — «Мис.» 3:6.  Мис. 3:6,15.
33 Бу сөзни аңлиған хәлиқ униң тәлимидин һәйрануһәс қелишти.Мат. 7:28.
 
Әң муһим әмир
Мар. 12:28-34; Луқа 10:25-28
34 Пәрисийләр униң Садуқийларниң ағзини тувақлиғанлиғини аңлап, бир йәргә җәм болушти. Мар. 12:28. 35 Уларниң арисидики бир Тәврат-қанун устази уни синаш мәхситидә униңдин:Луқа 10:25.
36 — Устаз, Тәврат қанунидики әң муһим әмир қайси? — дәп қистап сориди.
37 У униңға мундақ деди:
— «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин» «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин» — «Қан.» 6:5.  Қан. 6:5; 10:12; 30:6; Луқа 10:27. 38 — әң улуқ, биринчи орунда туридиған әмир мана шу. 39 Униңға охшайдиған иккинчи әмир болса «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй». «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — «Лав.» 19:18.  Лав. 19:18; Мар. 12:31; Рим. 13:9; Гал. 5:14; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; Яқ. 2:8. 40 Пүтүн Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң сөзлири бу икки әмиргә есилған һалда маңиду.
 
Қутқузғучи-мәсиһ — Давутниң оғли һәм униң Рәбби
Мар. 12:35-37; Луқа 20:41-44
41 Пәрисийләр җәм болуп турған вақитта, Әйса улардин:Мар. 12:35; Луқа 20:41.
42 — Мәсиһ тоғрисида қандақ ойлаватисиләр? У кимниң оғли? — дәп сориди.
Давутниң оғли, — дейишти улар.
43 У уларға мундақ деди:
Ундақта, немә үчүн Зәбурда Давут уни Роһта «Рәббим» дәп атап, —«Давут уни Роһта «Рәббим» дәп атап...» — «Роһта» — Худаниң Муқәддәс Роһида.
44 «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: —
«Мән сениң дүшмәнлириңни айиғиң астида дәссәткичә,
Оң йенимда олтарғин!» — дәйду?Давут «Пәрвәрдигар Мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни айиғиң астида дәссәткичә, оң йенимда олтарғин!» — дәйду» — «Зәб.» 109:1.  Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Ибр. 1:13; 10:13.
45 Давут Мәсиһни шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди у қандақму Давутниң оғли болиду?«Давут Мәсиһни шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди у қандақму Давутниң оғли болиду?» — демәк, Қутқузғучи-Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Рәббим» дегән йәрдә Мәсиһ Давуттин улуқ болиду, һәм туғулуштин бурунла «Рәб» сүпитидә еди.
46 Вә һеч ким униңға җававән бир еғизму сөз қайтуралмиди; шу күндин етиварән, һеч ким униңдин соал сорашқиму петиналмиди.
 
 

22:2 Луқа 14:6; Вәһ. 19:7.

22:11 «Падиша меһманлар билән көрүшкили киргәндә, у йәрдә зияпәт кийими киймигән бир кишини көрүпту» — бу сөзгә қариғанда шу вақитларда катта той зияпәтлиридә саһибхан өзи һәр бир меһманға алаһидә бир зияпәт кийими соғат қилатти. Ундақ кийимни кийишни рәт қилиш саһибханға интайин беһөрмәтлик болатти.

22:13 Мат. 8:12; 13:42; 24:51; 25:30; Луқа 13:28.

22:14 Мат. 20:16.

22:15 Мар. 12:13; Луқа 20:20.

22:16 «Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша Рим империйәси тәрипидин тайинланған болуп, у Йәһудий болмиғачқа Йәһудийларниң көпинчиси униңға интайин өч еди. Шундақ болғини билән өз мәнпәитини көзләйдиған, уни қоллайдиған «Һерод тәрәпдарлири» бар еди. «Һеродлар» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

22:17 «Рим императори Қәйсәр...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван берәләтти; мәсилән, Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди, әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.

22:21 «Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар» — Қәйсәргә Қәйсәрниң һәққи (униң сүрити чүшүрүлгән нәрсә)ни тапшуруңлар — демәк, баҗ төләш керәк. Амма қандақ нәрсә үстидә «Худаниң сүрити» бар? Инсан өзи «Худаниң сүрити» болғачқа, биз пүтүнимизни Худаға тапшуришимиз керәктур («Яр.» 1:26-27ни көрүң).

22:21 Мат. 17:25; Рим. 13:7.

22:23 ««Өлгәнләр тирилмәйду» дәйдиған Садуқийлар» — «Садуқийлар» тоғрилиқ 16:1дики изаһатни вә шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.

22:23 Мар. 12:18; Луқа 20:27; Рос. 23:8.

22:24 «Бир киши пәрзәнтсиз өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» — «Қан.» 25:5.

22:24 Қан. 25:5-6; Яр. 38:8.

22:32 «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң Худасидурмән!» — «Мис.» 3:6.

22:32 Мис. 3:6,15.

22:33 Мат. 7:28.

22:34 Мар. 12:28.

22:35 Луқа 10:25.

22:37 «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин» — «Қан.» 6:5.

22:37 Қан. 6:5; 10:12; 30:6; Луқа 10:27.

22:39 «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — «Лав.» 19:18.

22:39 Лав. 19:18; Мар. 12:31; Рим. 13:9; Гал. 5:14; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; Яқ. 2:8.

22:41 Мар. 12:35; Луқа 20:41.

22:43 «Давут уни Роһта «Рәббим» дәп атап...» — «Роһта» — Худаниң Муқәддәс Роһида.

22:44 Давут «Пәрвәрдигар Мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни айиғиң астида дәссәткичә, оң йенимда олтарғин!» — дәйду» — «Зәб.» 109:1.

22:44 Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Ибр. 1:13; 10:13.

22:45 «Давут Мәсиһни шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди у қандақму Давутниң оғли болиду?» — демәк, Қутқузғучи-Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Рәббим» дегән йәрдә Мәсиһ Давуттин улуқ болиду, һәм туғулуштин бурунла «Рәб» сүпитидә еди.