38
Йәһуда билән Тамар
У вақитларда шундақ болдики, Йәһуда ака-укилириниң қешидин кетип, Һираһ исимлиқ Адулламлиқ бир кишиниңкигә чүшти. Шу йәрдә Йәһуда Шуа исимлиқ бир Ⱪананийниң қизини көрди; у уни хотунлуққа елип қешиға кирип ятти.«бир Ⱪананийниң қизи» — оқурмәнләрниң есидә барки, Ⱪананийлар имансиз вә әхлақсиз бир хәлиқ еди.  1Тар. 2:3. У һамилдар болуп бир оғул туғди; Йәһуда униңға «Әр» дәп ат қойди. У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғди вә униңға Онан дәп ат қойди. Андин йәнә һамилдар болуп бир оғул туғди вә униңға Шәлаһ дәп ат қойди. У туғулғанда Йәһуда Кезибда еди.Чөл. 26:20.
Йәһуда тунҗа оғли Әргә Тамар исимлиқ бир қизни елип бәрди. Лекин Йәһуданиң тунҗа оғли Әр Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғачқа, Пәрвәрдигар уни өлтүрди.
Бу чағда Йәһуда Онанға: — Акаңниң аялиниң қешиға кирип, уни хотунлуққа елип қериндашлиқ бурчини Ада қилип, акаң үчүн нәсил қалдурғин, деди.«қериндашлиқ бурчи» — қедимки заманларниң өрп-адәтлири бойичә, бириси өз мал-мүлкигә варислиқ қилидиған пәрзәнти болмай өлүп кәтсә, ундақта өлгүчиниң ака яки укиси униңға бир варис пәрзәнт қалдуруш үчүн аялини хотунлуққа елиши керәк еди. Бу аялдин пәрзәнт туғулса, ундақта у өзиниңки әмәс, бәлки өлгән қериндишиниң һесаплинатти. Кейин бу ишни Муса пәйғәмбәр йәһудийларға қанун дәп бекиткән («Қан.» 25:5-10).
Амма Онан бу нәсилниң өзигә тәвә болмайдиғанлиғини билип, акисиға нәсил қалдурмаслиқ үчүн һәр қетим акисиниң аяли билән биллә болғанда мәнийсини йәргә ақтуруветәтти. 10 Униң бу қилмиши Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил көрүнгәчкә, униму өлтүрүвәтти.
11 Йәһуда әнди келини Тамарға: — Оғлум Шәлаһ чоң болғичә атаңниң өйидә тул олтирип турғин, деди. Чүнки у ичидә: — Буму акилириға охшаш өлүп кетәрмекин, дәп қорқти. Шуниң билән Тамар берип атисиниң өйидә туруп қалди. 12 Әнди көп күнләр өтүп, Шуаниң қизи, Йәһудаға тәккән аял өлди. Йәһуда тәсәлли тапқандин кейин адулламлиқ дости Һираһ билән биллә өзиниң қой қирқиғучилириниң әһвалини билишкә Тимнаһқа чиқти.
13 Тамарға: — Қейинатаң қойлирини қирқиғили Тимнаһқа йол алди, дегән хәвәр йәтти. 14 Шуниң билән Тамар Шәлаһ чоң болған болсиму, мән униңға хотунлуққа елип берилмидим, дәп қарап, туллуқ кийимини селиветип, чүмбәл тартип бәдинини орап, Тимнаһ йолиниң үстидә Әнаимға кириш еғизиға берип олтарди.
15 Әнди Йәһуда уни йүзи йепиқлиқ һалда көргәндә: — Бу бир паһишә аял охшайду, дәп ойлиди.«бу бир паһишә аял охшайду» — шу вақитларда паһишә аялар йүзини етивалатти; той қилған аяллар вә қизлар адәттә чүмбәлсиз жүрәтти. Пәқәт той қилидиған лайиқи алдидила қизлар йүзини йепивалатти (24:65ни көрүң). 16 У йолдин бурулуп униң йениға берип, өз келини екәнлигини билмәй: — Кәл, мән сән билән биллә болай, деди. У җавап берип: — Мән билән биллә болсаң, маңа немә берисән? дәп сориди.
17 У униңға: — Падамниң ичидин бир оғлақни саңа әвәтип берәй, деди. Аял: — Сән уни әкелип бәргичә, маңа рәнигә бирәр нәрсә берәмсән? дәп соривиди, 18 У: — Саңа немини рәнигә берәй? — деди.
У: — Өз мөһүрүң билән униң шойнисини вә қолуңдики һасаңни рәнигә бәргин, девиди, у буларни берип, униң билән биргә болди. Шуниң билән у униңдин һамилдар болуп қалди.
19 Андин Тамар орнидин туруп маңди; у пәрәнҗини селиветип, туллуқ кийимини кийивалди.
20 Йәһуда: — У хотунниң қолидики рәнини яндуруп кәлсун дәп адулламлиқ достиниң қоли арқилиқ оғлақни әвәтти, амма у уни тапалмиди. 21 У шу җайдики адәмләрдин: — Әнаимдики йолниң бойида олтарған бутпәрәс паһишә қени, дәп сориса, улар: — Бу йәрдә һеч бир бутпәрәс паһишә болған әмәс, дәп җавап бәрди.«бутпәрәс паһишә» — Ⱪананийлар арисида бутпәрәсликниң паһишивазлиқ билән зич мунасивити бар еди. «Ким бундақ «бутпәрәс паһишә» билән биллә болса, униңға буттин бир бәхит-бәрикәт келиду» дәп қарилатти.
22 Буниң билән у Йәһуданиң қешиға йенип берип: — Мән уни тапалмидим; үниң үстигә у җайдики адәмләрму: «Бу йәрдә һеч бир бутпәрәс паһишә аял болған әмәс» дейишти, деди.
23 Йәһуда: — Бопту, у нәрсиләрни у елип кәтсә кәтсун; болмиса, башқиларниң мәсқирисигә қалимиз. Немила болмисун, мән униңға оғлақ әвәттим, лекин сән у хотунни тапалмидиң, деди.
24 Үч айчә өткәндин кейин бириси Йәһудаға: — Сениң келиниң Тамар бузуқчилиқ қилди, униң үстигә зинадин һамилдар болуп қалди, дегән хәвәрни йәткүзди. Йәһуда җававән: — Уни елип чиқиңлар, көйдүрүветилсун! — деди.
25 Лекин у елип чиқилғанда қейинатисиға хәвәр әвәтип: — Бу нәрсиләрниң егиси болған адәмдин һамилдар болдум! Әнди сән көрүп бақ, бу мөһүр, шойниси вә һасиниң кимниң екәнлигини етирап қилғин, деди.
26 Йәһуда бу нәрсиләрни етирап қилип: — У маңа нисбәтән һәқлиқтур; дәрвәқә мән уни оғлум Шәлаһқа елип бәрмидим, деди. Бу иштин кейин Йәһуда униңға йәнә йеқинчилиқ қилмиди.«У маңа нисбәтән һәқлиқтур» — Тамарниң бу ишларда болуш мәхсити көңүл хуши үчүн әмәс, бәлки пәрзәнт көрүш үчүн еди.
Йәһуда әслидә «Мән униңдин техиму гунакармән» дейишкә тоғра келәтти, әлвәттә.
27 Униң туғут вақти йеқинлашти, мана қосиғида кош гезәк бар еди.1Тар. 2:4. 28 У туққан вақтида балилардин бириси қолини чиқиривиди, туғут аниси дәрһал бир қизил жипни елип: «Бу авал чиқти» дәп униң қолиға чигип қойди.
29 Лекин у қолини йәнә ичигә тиқивалди, мана униң иниси чиқти. Шуниң билән туғут аниси: «Сән қандақ қилип бөсүп чиқтиң!» деди; шуниң билән униңға «Пәрәз» дегән ат қоюлди.«Сән қандақ қилип бөсүп чиқтиң!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән қандақ қилип бөсүп чиқтиң? Бундақ иш бешиңға йәнә келиду!» (әйни сөз «бөсүп чиқиш» бешиңға йәнә келиду!»). «Пәрәз» — «бөсүлгән җай» яки «бөскүчи» дегән мәнидә.  Мат. 1:3. 30 Андин қолиға қизил жип чигилгән акиси туғулди. Униң исми Зәраһ дәп аталди.«Зәраһ» — Бабил яки арамий тилида «қип-қизил» дегән мәнидә.
Ибраний тилида «пақирақ» дегән мәнидә. Бу бабниң тарихий әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
 

38:2 «бир Ⱪананийниң қизи» — оқурмәнләрниң есидә барки, Ⱪананийлар имансиз вә әхлақсиз бир хәлиқ еди.

38:2 1Тар. 2:3.

38:5 Чөл. 26:20.

38:8 «қериндашлиқ бурчи» — қедимки заманларниң өрп-адәтлири бойичә, бириси өз мал-мүлкигә варислиқ қилидиған пәрзәнти болмай өлүп кәтсә, ундақта өлгүчиниң ака яки укиси униңға бир варис пәрзәнт қалдуруш үчүн аялини хотунлуққа елиши керәк еди. Бу аялдин пәрзәнт туғулса, ундақта у өзиниңки әмәс, бәлки өлгән қериндишиниң һесаплинатти. Кейин бу ишни Муса пәйғәмбәр йәһудийларға қанун дәп бекиткән («Қан.» 25:5-10).

38:15 «бу бир паһишә аял охшайду» — шу вақитларда паһишә аялар йүзини етивалатти; той қилған аяллар вә қизлар адәттә чүмбәлсиз жүрәтти. Пәқәт той қилидиған лайиқи алдидила қизлар йүзини йепивалатти (24:65ни көрүң).

38:21 «бутпәрәс паһишә» — Ⱪананийлар арисида бутпәрәсликниң паһишивазлиқ билән зич мунасивити бар еди. «Ким бундақ «бутпәрәс паһишә» билән биллә болса, униңға буттин бир бәхит-бәрикәт келиду» дәп қарилатти.

38:26 «У маңа нисбәтән һәқлиқтур» — Тамарниң бу ишларда болуш мәхсити көңүл хуши үчүн әмәс, бәлки пәрзәнт көрүш үчүн еди. Йәһуда әслидә «Мән униңдин техиму гунакармән» дейишкә тоғра келәтти, әлвәттә.

38:27 1Тар. 2:4.

38:29 «Сән қандақ қилип бөсүп чиқтиң!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән қандақ қилип бөсүп чиқтиң? Бундақ иш бешиңға йәнә келиду!» (әйни сөз «бөсүп чиқиш» бешиңға йәнә келиду!»). «Пәрәз» — «бөсүлгән җай» яки «бөскүчи» дегән мәнидә.

38:29 Мат. 1:3.

38:30 «Зәраһ» — Бабил яки арамий тилида «қип-қизил» дегән мәнидә. Ибраний тилида «пақирақ» дегән мәнидә. Бу бабниң тарихий әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.