26
Исраилларниң иккинчи қетим санақтин өткүзүлүши
Вабадин кейин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунниң оғли Әлиазарға сөз қилип: —вабадин кейин — бу ваба билән әйни чағда Пәрвәрдигарға асийлиқ қилған чоңларниң қалдуқлири өлтүрүлди (64-65-айәтләрни көрүң).
Силәр пүткүл Исраилларниң җамаити ичидә жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларни ата җәмәти бойичә һесаплап санақтин өткүзүңлар, — деди.Чөл. 1:3
Шуниң билән Муса билән каһин Әлиазар Моаб түзләңликлиридә, йәни Йерихониң йенидики Иордан дәриясиниң бойида Исраиллар билән сөзлишип уларға: «Пәрвәрдигарниң Муса вә Мисирдин чиққан Исраилларға буйруғини бойичә, силәрдин жигирмә яштин ашқанларниң һәммиси тизимлинип санақтин өткүзүлүши керәк» дәп уқтурди. тизимлитилған санлар мундақ болди: —һәммиси тизимлинип санақтин өткүзүлүши керәк — бу санақтин өткүзүшниң мәхсәтлири шүбһисизки: (1) Қанаан зиминиға киргәндин кейин улар көп қетим җәңгә чиқиши керәк болатти. Шуниңға тәйярлиқ қилиш үчүн Исраилларниң һәр бир җәңчиси сәп-сәпләрдә орунлаштурулуши керәк; (2) улар Қанаан зиминиға кириш алдида туриду; пат арида шу зимин һәр бир қәбилигә, җәмәткә, аилигә санлириға қарап тәқсим қилиниду (34:16-29). Шуңа хәлиқниң санлири қәбилә-җәмәт бойичә тәпсилий ениқлиниши керәк еди; (3) Худаниң сөзиниң әмәлгә ашурулуши билән әслидә өзигә қарши чиққан «чоңлар»ниң һәммисиниң йоқалғанлиғини испатлаш үчүн болди (64-65-айәтни көрүң).  Чөл. 1:1, 2, 3
Исраилниң тунҗа оғли Рубән еди. Рубәнниң әвлатлири, йәни Һануқниң нәслидин болған Һануқ җәмәти; Паллуниң нәслидин болған Паллу җәмәти;Яр. 46:9; Мис. 6:14; 1Тар. 5:1 Һәзрон нәслидин болған Һәзрон җәмәти; Карми нәслидин болған Карми җәмәти. Булар Рубәнниң җәмәтлири болуп, улардин санақтин өткүзүлгини җәмий қириқ үч миң йәттә йүз оттуз киши болди.
Паллуниң оғли Елиаб; Елиабниң оғуллири Нимуәл, Датан, Абирам еди. Датан билән Абирам әслидә җамаәт ичидин чақирилған мөтивәрләр болсиму, Кораһ гуруһидикиләр Пәрвәрдигар билән такаллашқанда, улар билән бирлишип Муса вә Һарун билән такаллашқан еди.«чақирилған мөтивәрләр болсиму» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чақирилған болсиму,...»  Чөл. 16:12 10 Йәр ағзини ечип уларни Кораһ билән биргә жутуп кәткән; шу чағда Кораһ гуруһидикиләрниң һәммиси өлгән; башқиларға ибрәт болсун дәп, от униң икки йүз әллик адимини жутуп кәткән. 11 Лекин Кораһниң әвлатлири өлүп кәтмигән.
12 Шимеонниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Нәмуәлниң нәслидин болған Нәмуәл җәмәти; Ямин нәслидин болған Ямин җәмәти; Яқин нәслидин болған Яқин җәмәти;«Нәмуәл» —— «Яр.» 46:10дә «Йәмуәл». 13 Зәраһ нәслидин болған Зәраһ җәмәти; Саул нәслидин болған Саул җәмәти. 14 Булар Шимеонниң җәмәтлири болуп, җәмий жигирмә икки миң икки йүз адәм чиқти.
15 Гад қәбилисидин, җәмәт бойичә, Зәфон нәслидин болған Зәфон җәмәти; Һагги нәслидин болған Һагги җәмәти; шуни нәслидин болған шуни җәмәти; 16 Озни нәслидин болған Озни җәмәти; ери нәслидин болған ери җәмәти; 17 Арод нәслидин болған Арод җәмәти; Арәли нәслидин болған Арәли җәмәти. 18 Булар Гад әвлатлириниң җәмәтлири болуп, улар җәмәтлири бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ миң бәш йүз адәм чиқти.
19 Йәһуданиң оғуллири Ер билән Онан еди; бу иккиси Қанаан зиминида өлүп кәткән.Яр. 38:7, 10; 46:12 20 Йәһуданиң әвлатлири, җәмәти бойичә, Шилаһниң нәслидин болған Шилаһ җәмәти; Пәрәзниң нәслидин болған Пәрәз җәмәти; Зәраһниң нәслидин болған Зәраһ җәмәти. 21 Пәрәзниң әвлатлири Һәзронниң нәслидин болған Һәзрон җәмәти; Һамулниң нәслидин болған Һамул җәмәти.Яр. 46:12 22 Булар Йәһуданиң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий йәтмиш алтә миң бәш йүз адәм чиқти.
23 Иссакарниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Толаниң нәслидин болған Тола җәмәти; Пуаһниң нәслидин болған Пуаһ җәмәти; 24 Яшубниң нәслидин болған Яшуб җәмәти; Шимронниң нәслидин болған Шимрон җәмәти. 25 Булар Иссакарниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш төрт миң үч йүз адәм чиқти.
26 Зәбулунниң әвлатлири, җәмәти бойичә, Сәрәдниң нәслидин болған Сәрәд җәмәти; Елон нәслидин болған Елон җәмәти; Җаһлийәлниң нәслидин болған Җаһлийәл җәмәти. 27 Булар Зәбулунниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш миң бәш йүз адәм чиқти.
28 Йүсүпниң оғуллири: — җәмәт бойичә, Манассәһ билән Әфраим еди. 29 Манассәһниң әвлатлири: — Макирниң нәслидин болған Макир җәмәти (Макирдин Гилеад төрәлгән), Гилеадниң нәслидин болған Гилеад җәмәти еди.Йә. 17:1 30 Төвәндикиләр Гилеадниң әвлатлири: — Йәәзәрниң нәслидин болған Йәәзәр җәмәти; Һәләкниң нәслидин болған Һәләк җәмәти; 31 Асрийәлниң нәслидин болған Асрийәл җәмәти; Шәкәмниң нәслидин болған Шәкәм җәмәти; 32 Шәмиданиң нәслидин болған Шәмида җәмәти; Һәфәрниң нәслидин болған Һәфәр җәмәти. 33 Һәфәрниң оғли Зәлофиһад оғул пәрзәнт көрмәй қиз пәрзәнт көргән; Зәлофиһадниң қизлириниң исми Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ, Тирзаһ еди.Чөл. 27:1 34 Булар Манассәһниң җәмәтлири болуп, санақтин өткүзүлгәндә җәмий әллик икки миң йәттә йүз адәм чиқти.
35 Төвәндикиләр Әфраимниң әвлатлири, җәмәти бойичә: — Шутилаһниң нәслидин болған Шутилаһ җәмәти; Бәкәрниң нәслидин болған Бәкәр җәмәти; Таһанниң нәслидин болған Таһан җәмәти. 36 Шутиланиң әвлатлири Еранниң нәслидин болған Еран җәмәти. 37 Мана булар Әфраим әвлатлириниң җәмәтлири болуп, һәр қайси җәмәтләр бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий оттуз икки миң бәш йүз адәм чиқти. Җәмәтлири бойичә, уларниң һәммиси Йүсүпниң әвлатлири еди.
38 Биняминниң әвлатлири, җәмәти бойичә, Беланиң нәслидин болған Бела җәмәти; Ашбәлниң нәслидин болған Ашбәл җәмәти; Аһирамниң нәслидин болған Аһирам җәмәти; 39 Шәфуфамниң нәслидин болған Шуфам җәмәти; Һуфамниң нәслидин болған Һуфам җәмәти.«Шәфуфамниң» — яки «Шуфамниң». 40 Ард билән Нааман Беланиң оғуллири еди; Ардниң нәслидин болған Ард җәмәти; Нааманниң нәслидин болған Нааман җәмәти. 41 Булар Биняминниң әвлатлири болуп, җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ бәш миң алтә йүз адәм чиқти.
42 Төвәндикиләр Данниң әвлатлири болуп, җәмәт бойичә, Шуһамниң нәслидин болған Шуһам җәмәти; җәмәт бойичә булар Данниң җәмәтлири еди. 43 Шуһамниң һәммә җәмәти санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш төрт миң төрт йүз адәм чиқти.
44 Аширниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Йимнаһниң нәслидин болған Йимнаһ җәмәти; Йешвиниң нәслидин болған Йешви җәмәти; Берияһниң нәслидин болған Берияһ җәмәти. 45 Берияһниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Һәбәрниң нәслидин болған Һәбәр җәмәти; Малкиәлниң нәслидин болған Малкиәл җәмәти. 46 Аширниң қизиниң исми Сераһ еди.«Сераһ» — яки «Сараһ». 47 Булар Ашир әвлатлириниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий әллик үч миң төрт йүз адәм чиқти.
48 Нафталиниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Яһзиәлниң нәслидин болған Яһзиәл җәмәти; Гуниниң нәслидин болған Гуни җәмәти; 49 Йәзәрниң нәслидин болған Йәзәр җәмәти; Шилләмниң нәслидин болған Шилләм җәмәти. 50 Булар Нафталиниң җәмәтлири болуп, җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ бәш миң төрт йүз адәм чиқти.
51 Жуқириқилар Исраиллардин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җәмий алтә йүз бир миң йәттә йүз оттуз адәм чиқти.
52 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
53 Зимин мошуларға ройхәткә елинған сан бойичә мирас қилип тәқсим қилинсун.«ройхәткә елинған сан бойичә» — ибраний тилида «адәм исми билән елинған сан бойичә». 54 Мирасни адәм сани көп қәбилиләргә көпрәк, адәм сани аз қәбилиләргә азрақ бөл; мирас ройхәттин өткүзүлгән адәм саниға қарап һәр бир адәмгә бөлүп берилсун.Чөл. 33:54 55 Һалбуки, зимин чәк ташлиниш йоли билән бөлүнсун; улар мирасқа өзлириниң ата җәмәт-қәбилисиниң нами бойичә варислиқ қилсун.Чөл. 33:54; Йә. 11:23; 14:2 56 Мирас уларға чәк ташлаш йоли билән адәм саниниң аз-көплүгигә қарап һәр бир аилә-җәмәткә бөлүп берилсун.
57 Төвәндикиләр ата җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгән Лавийлар: — Гәршонниң нәслидин болған Гәршон җәмәти; Коһатниң нәслидин болған Коһат җәмәти; Мәрариниң нәслидин болған Мәрари җәмәти.Мис. 6:17, 18, 19, 20 58 Булар Лавийларниң җәмәтлири: — Либни җәмәти, Һеброн җәмәти, Маһли җәмәти, Муши җәмәти, Кораһ җәмәти. Коһаттин Амрам төрәлгән. 59 Амрамниң аялиниң исми Йокәбәд болуп, Лавийниң Мисирда туғулған қизи еди; у Амрамға Һарун, Муса вә уларниң һәдиси Мәрйәмни туғуп бәргән.Мис. 2:1, 2; 6:19
60 Һарундин Надаб, Абиһу, Әлиазар, Итамар төрәлгән. 61 Лекин Надаб билән Абиһу Пәрвәрдигарниң алдиға ғәйрий бир отни сунғанда өлүп кәткән.«ғәйрий от» — мошу вақиә «Лав.» 10-бапта хатирилиниду; «Лав.» 10:1дики изаһатниму көрүң.  Лав. 10:2; Чөл. 3:4; 1Тар. 24:2 62 Лавийлар ичидә бир айлиқтин ашқан барлиқ әркәкләр санақтин өткүзүлгәндә җәмий жигирмә үч миң адәм чиқти. Улар Исраиллар ичидә санақтин өткүзүлмигән, чүнки уларға Исраиллар ичидә һеч қандақ мирас зимин бөлүп берилмигән.
63 Жуқирида ейтилған адәмләр Моаб түзләңликлиридә, Йерихониң удулидики Иордан дәрияси бойида Муса билән каһин Әлиазар тәрипидин санақтин өткүзүлгән Исраиллардур. 64 Бирақ бу адәмләр ичидә Муса билән каһин Һарун илгири Синай чөлидә санақтин өткүзгәндә санақтин өткүзүлгән бирму адәм йоқ еди. 65 Чүнки Пәрвәрдигар улар тоғрисида: «Улар чөлдә өлмәй қалмайду» дәп ейтқан еди. Шуңа, Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуадин башқа бириму қалмиған.Чөл. 14:28, 29, 34, 35; 1Кор. 10:5, 6
 
 

26:1 вабадин кейин — бу ваба билән әйни чағда Пәрвәрдигарға асийлиқ қилған чоңларниң қалдуқлири өлтүрүлди (64-65-айәтләрни көрүң).

26:2 Чөл. 1:3

26:4 һәммиси тизимлинип санақтин өткүзүлүши керәк — бу санақтин өткүзүшниң мәхсәтлири шүбһисизки: (1) Қанаан зиминиға киргәндин кейин улар көп қетим җәңгә чиқиши керәк болатти. Шуниңға тәйярлиқ қилиш үчүн Исраилларниң һәр бир җәңчиси сәп-сәпләрдә орунлаштурулуши керәк; (2) улар Қанаан зиминиға кириш алдида туриду; пат арида шу зимин һәр бир қәбилигә, җәмәткә, аилигә санлириға қарап тәқсим қилиниду (34:16-29). Шуңа хәлиқниң санлири қәбилә-җәмәт бойичә тәпсилий ениқлиниши керәк еди; (3) Худаниң сөзиниң әмәлгә ашурулуши билән әслидә өзигә қарши чиққан «чоңлар»ниң һәммисиниң йоқалғанлиғини испатлаш үчүн болди (64-65-айәтни көрүң).

26:4 Чөл. 1:1, 2, 3

26:5 Яр. 46:9; Мис. 6:14; 1Тар. 5:1

26:9 «чақирилған мөтивәрләр болсиму» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чақирилған болсиму,...»

26:9 Чөл. 16:12

26:12 «Нәмуәл» —— «Яр.» 46:10дә «Йәмуәл».

26:19 Яр. 38:7, 10; 46:12

26:21 Яр. 46:12

26:29 Йә. 17:1

26:33 Чөл. 27:1

26:39 «Шәфуфамниң» — яки «Шуфамниң».

26:46 «Сераһ» — яки «Сараһ».

26:53 «ройхәткә елинған сан бойичә» — ибраний тилида «адәм исми билән елинған сан бойичә».

26:54 Чөл. 33:54

26:55 Чөл. 33:54; Йә. 11:23; 14:2

26:57 Мис. 6:17, 18, 19, 20

26:59 Мис. 2:1, 2; 6:19

26:61 «ғәйрий от» — мошу вақиә «Лав.» 10-бапта хатирилиниду; «Лав.» 10:1дики изаһатниму көрүң.

26:61 Лав. 10:2; Чөл. 3:4; 1Тар. 24:2

26:65 Чөл. 14:28, 29, 34, 35; 1Кор. 10:5, 6