17
Манассәһниң мираси
Манассәһ Йүсүпниң тунҗа оғли болғачқа, униң қәбилисигиму чәк ташлинип мирас берилгән. Манассәһниң тунҗа оғли Макирниң әвлатлири (Макир Гилеадниң атиси еди) батур палван болғачқа, уларға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди. «...уларға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди» — ибраний тилида «...униңға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди». Муқәддәс Китапда пүтүн бир җәмәт бәзидә пәқәт атисиниң исми билән атилип бир адәмдәк көрситилиду.  Яр. 46:20 Манассәһниң қалған әвлатлириму, җүмлидин Абиезәрләр, Һәләкләр, Асриәлләр, Шәкәмләр, Һәфәрләр билән Шемидалар өз җәмәт-аилилири бойичә мирас үлүшини алди. Булар болса Йүсүпниң оғли Манассәһниң әр җәмәт аилилири еди.
Әнди Манассәһниң чәвриси, Макирниң әвриси, Гилеадниң нәвриси, Һәфәрниң оғли Зәлофиһадниң оғул пәрзәнтлири йоқ болуп, пәқәт қизлирила бар еди. Униң қизлириниң исимлири Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Тирзаһ еди. Чөл. 26:33; 27:1 Улар каһин Әлиазар билән Нунниң оғли Йәшуа вә әмирләрниң қешиға берип уларға: — Пәрвәрдигар Мусаға биз тоғрилиқ қериндашлиримиз қатарида мирас беришкә әмир қилған еди, деди. Шуни девиди, Йәшуа Пәрвәрдигарниң әмри бойичә уларниң атисиниң қериндашлири қатарида уларға мирас бәрди. Чөл. 27:7; 36:2 Буниң билән Иордан дәриясиниң у тәрипидики Гилеад билән Башан зиминлиридин башқа, Манассәһкә йәнә он үлүш йәр берилди. Чүнки Манассәһниң қизлири униң оғуллириниң қатарида мирасқа егә болған еди; Гилеад зимини Манассәһниң қалған әвлатлириға тәккән еди.«Манассәһниң қизлири униң оғуллириниң қатарида...» — мошу айәттики «Манассәһниң қизлири» вә «оғуллири» дегән сөз униң қиз әвлатлири вә оғул әвлатлирини көрситиду.
Манассәһниң зимининиң чегариси болса Аширдин тартип Шәкәмниң уттуридики Микмитатқа берип, андин җәнуп тәрипигә қайрилип, Ән-Таппуаһда турғучиларниң җайиғичә тутишатти. «җәнуп тәрипи» — мошу йәрдә ибраний тилида «оң тәрипи» дегән сөзләр билән ипадиләнгән. Чүнки Таппуаһниң зимини болса Манассәһгә тәккән еди; лекин Манассәһниң чегарисидики Таппуаһ шәһири Әфраимға тәвә еди. Чегариси у йәрдин Канаһ еқиниға чүшүп, җилғиниң җәнуп тәрипи билән чиқти. У йәрдики шәһәрләр болса Манассәһниң шәһәрлириниң арисида болсиму, Әфраимға тәгди. Манассәһниң чегариси җилғиниң шимал тәрипи билән берип деңизға йетип ахирлишатти. 10 Җилғиниң җәнуп тәрипидики зимин Әфраимға, шимал тәрипидики зимин Манассәһкә тәвә еди; ғәрип тәрипиниң чегариси деңиз еди. Уларниң зимини шимал тәрипидә Аширниң үлүшигичә йетип, шәриқ тәрипи Иссакарниң үлүшигә туташқан еди.
11 Манассәһкиму Иссакар билән Аширниң үлүшлири ичидин Бәйт-Шеан вә униңға қарашлиқ кәнтләр, Иблеам билән униңға қарашлиқ кәнтләр, Дор аһалиси билән Дорға қарашлиқ кәнтләр, Ән-Дор аһалиси билән Ән-Дорға қарашлиқ кәнтләр, Таанақ аһалиси билән Таанаққа қарашлиқ кәнтләр вә Мегиддо аһалиси билән Мегиддоға қарашлиқ кәнтләр, йәни «Үч Егизлик» дегән жут тәгди. «Бәйт-Шеан» — бәзигә «Бәйт-Шан» дейилиду. ««Үч Егизлик» дегән жут» — башқа бир нәччә тәрҗимилирини учриши мүмкин. 12 Лекин Манассәһ бу шәһәрдикиләрни қоғливитәлмиди; Ⱪананийлар шу жутларда туруверишкә нийәт бағлиған еди. Һак. 1:27 13 Исраиллар барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин мутләқ қоғливетәлмиди.
 
14 Йүсүпләр болса Йәшуаға: — Бизләр Пәрвәрдигар һазирғичә шундақ бәрикәтләп кәлгән, чоң бир хәлиқ турсақ, сән немишкә чәк ташлаш билән бизгә пәқәт бир үлүш мирас, бир парчә йәрла бәрдиң? — деди.
15 Йәшуа уларға җавап берип: — Әгәр силәр чоң бир хәлиқ болсаңлар, Әфраимниң тағлиқ жути силәргә тар кәлгән болса, орманға берип у йәрдики Пәриззийләр билән гигант Рәфайийлар жутида дәрәқләрни кесип, өзүңлар үчүн бир җайни чиқиривелиңлар, деди.
 
16 Лекин Йүсүпләр: — Тағлиқ жут бизгә йәтмәйду; шуниң билән бир вақитта җилғида туруватқанлар, мәйли Бәйт-Шеанда вә униңға қарашлиқ кәнтләрдә болсун яки Йизрәәл җилғисида туруватқан Ⱪананийлар болсун, һәммисиниң төмүрдин җәң һарвулири бар екән, деди.
17 Шундақ девиди, Йәшуа Йүсүп җәмәти болған Әфраим билән Манассәһгә сөз қилип: — Силәр дәрвәқә чоң бир хәлиқсиләр вә зор күчүңлар бардур; шуңа силәргә пәқәт бир үлүшла мирас берилсә болмайду; 18 әшу пүткүл тағлиқ жутму силәргә берилиду; гәрчә у орманлиқ болсиму, силәр уни кесип бошитисиләр вә униң әтраплириғиму егә болисиләр; Ⱪананийларниң төмүр җәң һарвулири бар, шундақла күчлүк болсиму, силәр уларни һайдап чиқиривитәләйсиләр, — деди.«униң әтраплириғиму егә болисиләр» — демәк, пәқәт тағлиқ районға әмәс, бәлки әтрапидики вә оттурисидики җилғиларда турған Ⱪананийларни һайдиветип, шу йәрләргиму егә болисиләр.
 
 

17:1 «...уларға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди» — ибраний тилида «...униңға Гилеад билән Башан мирас қилип берилди». Муқәддәс Китапда пүтүн бир җәмәт бәзидә пәқәт атисиниң исми билән атилип бир адәмдәк көрситилиду.

17:1 Яр. 46:20

17:3 Чөл. 26:33; 27:1

17:4 Чөл. 27:7; 36:2

17:6 «Манассәһниң қизлири униң оғуллириниң қатарида...» — мошу айәттики «Манассәһниң қизлири» вә «оғуллири» дегән сөз униң қиз әвлатлири вә оғул әвлатлирини көрситиду.

17:7 «җәнуп тәрипи» — мошу йәрдә ибраний тилида «оң тәрипи» дегән сөзләр билән ипадиләнгән.

17:11 «Бәйт-Шеан» — бәзигә «Бәйт-Шан» дейилиду. ««Үч Егизлик» дегән жут» — башқа бир нәччә тәрҗимилирини учриши мүмкин.

17:12 Һак. 1:27

17:18 «униң әтраплириғиму егә болисиләр» — демәк, пәқәт тағлиқ районға әмәс, бәлки әтрапидики вә оттурисидики җилғиларда турған Ⱪананийларни һайдиветип, шу йәрләргиму егә болисиләр.