27
Зәлофиһадниң қизлири — Мирас тоғрисидики алаһидә бәлгүлимиләр
Йүсүпниң оғли Манассәһниң нәслидин болған җәмәтләр ичидә Манассәһниң чәвриси, Макирниң әвриси, Гилеадниң нәвриси, Һәфәрниң оғли Зәлофиһадниң қизлири болуп, уларниң исми Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ, вә Тирзаһ еди.Чөл. 26:33; 36:2; Йә. 17:3 Улар җамаәт чедириниң дәрвазиси алдиға келип, Муса билән каһин Әлиазар вә әмирләр билән пүткүл җамаәтниң алдида туруп: — Бизниң атимиз чөлдә өлүп кәткән; у у йәрдә Пәрвәрдигарға һуҗум қилғили жиғилғанлардин әмәс, йәни Кораһ гуруһидикиләрдин әмәс; у бәлки өз гунайи ичидә өлгән, вә униң оғул пәрзәнти йоқ еди.Чөл. 14:35; 16:1; 26:64 Немә үчүн атимизниң оғли йоқлуғи сәвәплик униң нами униң җәмәтидин өчүрүветилиду? Өзлириниң бизгә атимизниң қериндашлири қатарида мирас бөлүп беришлирини өтүнимиз, — деди.
Муса уларниң бу ишини Пәрвәрдигарниң алдиға қойди. Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Зәлофиһадниң қизлириниң ейтқини дурус, сән чоқум уларға атисиниң қериндашлири қатарида мирас бәр; уларниң атисиниң мирасини уларға өткүзүп бәргин.Чөл. 36:2 Сән Исраилларға ейтқин: «Бир адәм өлүп кәткән чағда униң оғли болмиса, ундақта силәр униң мирасини қизиға өткүзүп бериңлар. Қизи болмиса, мирасини қериндашлириға бериңлар. 10 Қериндашлири болмиса, мирасини ата җәмәт тағилириға бериңлар. 11 Әгәр униң атисиниң қериндашлири болмиса, ундақта униң мирасини униң җәмәтидики әң йеқин бир туққиниға бериңлар; у адәм униң мирасиға егә болсун. Бу Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк, Исраилларға чүшүрүлгән һөкүм, қанун-бәлгүлимә болуп қалсун».
 
Йәшуаниң Мусаниң вәзиписигә варислиқ қилиши
12 Пәрвәрдигар Мусаға: —
Сән маву Абарим теғиға чиқип, Мән Исраилларға тәқдим қилған зиминға қарап бақ.«Изаһат» — «Қан.» 31:1-8ниму көрүң.  Қан. 32:48, 49 13 Көрүп болғандин кейин сәнму акаң Һарунға охшаш өз хәлиқлириңгә қошулисән.«өз хәлиқлириңгә қошулисән» — бу ибарә тоғрилиқ «Яр.» 25:8 вә изаһатини көрүң.  Чөл. 20:24 14 Чүнки Зин чөлидә, җамаәт җедәл чиқарған чағда, иккиңлар Мениң буйруғимға асийлиқ қилип, суниң ишида (Зин чөлидә, Қадәштики «Мәрибаһ сулири» дегән җайда) Мени җамаәтниң алдида муқәддәс дәп һөрмәтлимидиңлар, — деди.Чөл. 20:12
15 Муса Пәрвәрдигарға сөз қилип: 16-17 — И Пәрвәрдигар, барлиқ әт егилириниң роһлириниң Худаси, Өз җамаитиниң падичисиз падидәк болуп қелишиниң алдини елиш үчүн җамаәтни идарә қилидиған, уларниң алдиға кирип чиқалайдиған, уларни башлап маңалайдиған бир адәмни тикләп беришиңни тиләймән, — деди. «алдиға кирип чиқалайдиған» — ибраний тилида «(хәлиқниң) алдида чиқип кирәләйдиған». Бу ибарә ибраний тилида хәлиқни сирттики дүшмәнләргә тақабил турушқа йетәкчилик қилалайдиған вә ички ишларни убдан бир тәрәп қилалайдиған дегәнни билдүриду. «башлап маңалайдиған» — ибраний тилида «башлап чиқип кирәләйдиған». Жуқириқи изаһатни көрүң.  Чөл. 16:22; Ибр. 12:9; 1Пад. 22:17; Мат. 9:36; Мар. 6:34
18 Сән Нунниң оғли Йәшуани таллиғин, — деди Пәрвәрдигар Мусаға, — Униңда Роһум бар, сән қолуңни униң бешиға қой,«Роһум бар» — ибраний тилида «Роһ бар» — Худаниң Муқәддәс Роһи.  Қан. 3:21; 34:9 19 уни каһин Әлиазар вә барлиқ җамаәтниң алдида турғузуп вәзипигә қой. 20 Сән пүткүл Исраил җамаити униң гепигә кириши үчүн өзүңниң иззәт-шөһритиңдин бир қисмини униңға бәргин. 21 У каһин Әлиазарниң алдида турсун, Әлиазар уримниң һөкүмини васитә қилип туруп, Пәрвәрдигарниң һозурида униң үчүн йол сорисун; Исраил хәлқи, йәни пүткүл җамаәт униң буйруғи билән чиқиду, униң буйруғи билән кириши керәк.«урим» — бир хил таш еди. Уларниң қандақ екәнлигини һазир бир немә демәк тәс. Лекин улар арқилиқ Худа Өзиниң ирадисини издәйдиғанларға йол көрситәтти. «Мис.» 28:30 вә изаһатни көрүң.  Мис. 28:30; Лав. 8:8
22 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә иш көрүп, Йәшуани башлап келип, каһин Әлиазарниң вә барлиқ җамаәтниң алдида турғузди; 23 Әлиазар қолини униң бешиға қоюп, уни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән буйруғинидәк вәзипигә қойди.
 
 

27:1 Чөл. 26:33; 36:2; Йә. 17:3

27:3 Чөл. 14:35; 16:1; 26:64

27:7 Чөл. 36:2

27:12 «Изаһат» — «Қан.» 31:1-8ниму көрүң.

27:12 Қан. 32:48, 49

27:13 «өз хәлиқлириңгә қошулисән» — бу ибарә тоғрилиқ «Яр.» 25:8 вә изаһатини көрүң.

27:13 Чөл. 20:24

27:14 Чөл. 20:12

27:16-17 «алдиға кирип чиқалайдиған» — ибраний тилида «(хәлиқниң) алдида чиқип кирәләйдиған». Бу ибарә ибраний тилида хәлиқни сирттики дүшмәнләргә тақабил турушқа йетәкчилик қилалайдиған вә ички ишларни убдан бир тәрәп қилалайдиған дегәнни билдүриду. «башлап маңалайдиған» — ибраний тилида «башлап чиқип кирәләйдиған». Жуқириқи изаһатни көрүң.

27:16-17 Чөл. 16:22; Ибр. 12:9; 1Пад. 22:17; Мат. 9:36; Мар. 6:34

27:18 «Роһум бар» — ибраний тилида «Роһ бар» — Худаниң Муқәддәс Роһи.

27:18 Қан. 3:21; 34:9

27:21 «урим» — бир хил таш еди. Уларниң қандақ екәнлигини һазир бир немә демәк тәс. Лекин улар арқилиқ Худа Өзиниң ирадисини издәйдиғанларға йол көрситәтти. «Мис.» 28:30 вә изаһатни көрүң.

27:21 Мис. 28:30; Лав. 8:8