22
Аһаб җәңдә өлиду
2Тар. 18:2-34
Үч жилғичә Сурийә билән Исраилниң оттурисида җәң болмиғачқа, улар течлиқта өтти. Үчинчи жилда болса Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Исраилниң падишасини йоқлап барди. Исраилниң падишаси өз хизмәткарлириға: — Гилеадтики Рамот бизниңки екәнлигини билисиләрғу? Шундақ екән, немишкә биз җим олтирип, техичә Сурийәниң падишасиниң қолидин уни алмаймиз? — деди.
У Йәһошафатқа: — Җәң қилғили мениң билән Гилеадтики Рамотқа беришқа мақул боламдила? — дәп сориди. Йәһошафат Исраилниң падишасиға җавап берип: — Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз; мениң хәлқим өзлириниң хәлқидур, мениң атлирим силиниң атлиридур, деди.«Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз» —Ибраний тилида «Мән өзүм саңа охшаш болимән» дегән сөз билән ипадилиниду.
Лекин Йәһошафат Исраилниң падишасиға: — Өтүнимәнки, бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла, деди.
Шуниң билән Исраилниң падишаси пәйғәмбәрләрни, йәни төрт йүзчә адәмни жиғдуруп улардин: — Соқушқили Гилеадтики Рамотқа чиқсам боламду, йоқ? — дәп соривиди, улар: — Чиққин, Рәб уни падишаниң қолиға бериду, дейишти.
Лекин Йәһошафат болса: — Булардин башқа, йол сориғидәк Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқму? — дәп сориди.«Булардин башқа, йол сориғидәк Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқму?» — Йәһошафат (5-айәттә): «Бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла» дәйду . Лекин «пәйғәмбәрләр» «Пәрвәрдигар» (ибраний тилида «Йәһвә, Йәһоваһ») дегән намни (авал) ишләтмәй, бәлки «Худа» (ибраний тилида «Әлоһим») яки «Рәб» («Адонай») дәп ишлитиду. Шуңа Йәһошафат «пәйғәмбәрләр»ниң бешарәтлиридин қаттиқ гуман қилған болса керәк. 7-айәт вә кейинки айәтләрниму көрүң.
Исраилниң падишаси Йәһошафатқа җавап берип: — Пәрвәрдигардин йол сорайдиған йәнә бир адәм бар; лекин у мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки балаю-апәтни көрситип бешарәт бәргәчкә, мән уни өч көримән. У болса Имлаһниң оғли Микаядур, деди. Йәһошафат: — И алийлири, сили ундақ демигәйла, деди.
Андин Исраилниң падишаси бир чакирини чақирип униңға: — Чаққан берип, Имлаһниң оғли Микаяни чақиртип кәл, дәп буйруди.
10  Әнди Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат шаһанә кийимлирини кийишип, Самарийәниң дәрвазисиниң алдидики хаманда һәр бири өз тәхтидә олтиришти. Уларниң алдида пәйғәмбәрләрниң һәммиси бешарәт бәрмәктә еди. 2Тар. 18:9 11  Кәнанаһниң оғли Зәдәкия болса өзи төмүрдин мүңгүзләрни ясап чиқип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мошу мүңгүзләр билән Сурийләрни йоқатқичә үсүп урсила», деди. 12  Һәммә пәйғәмбәрләр шуниңға охшаш бешарәт берип: «Гилеадтики Рамотқа чиқип сөзсиз мувәппәқийәт қазинила; чүнки Пәрвәрдигар уни падишаниң қолиға тапшуридикән», дейишти.
13  Микаяни қичқирғили барған хәвәрчи униңға: — Мана, һәммә пәйғәмбәрләр бирдәк падишаға яхши хәвәр бәрмәктә; әнди өтүнимән, сениң сөзүңму уларниң сөзи билән бирдәк болуп, яхши бир хәвәрни бәргин, деди.
14  Амма Микая: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Пәрвәрдигар маңа немә ейтса, мән шуни ейтимән, деди.
15  У падишаниң алдиға кәлгәндә падиша униңдин: И Микая, җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ? — дәп соривиди, у униңға җавап берип: — Чиқип мувәппәқийәт қазинисән; чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни падишаниң қолиға бериду, деди.«Пәрвәрдигар шәһәрни падишаниң қолиға бериду» — шүбһисизки, Микая бу сөзни кинайилик тәләппуз билән ейтиду. Чүнки падиша дәрһал униңдин гуманлинип қалиду (16-айәтни көрүң).
16  Лекин падиша униңға: — Мән саңа қанчә қетим Пәрвәрдигарниң намида раст гәптин башқисини маңа ейтмаслиққа қәсәм ичкүзүшүм керәк?! — деди.
17  Микая: — Мән пүткүл Исраилниң тағларда падичисиз қойлардәк тарилип кәткәнлигини көрдүм. Пәрвәрдигар: «Буларниң егиси йоқ; буларниң һәр бири теч-аман өз өйигә қайтсун», деди, — деди.
18  Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мана, мән силигә «У мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки һаман балаю-апәтни көрситип бешарәт бериду», демигәнмидим? — деди.
19  Микая йәнә: — Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин; мән Пәрвәрдигарниң өз тәхтидә олтарғанлиғини, асманниң пүткүл қошунлири униң йенида, оң вә сол тәрипидә турғанлиғини көрдүм. 2Тар. 18:18; Аюп 1:6-12; 2:1 20  Пәрвәрдигар: «Ким Аһабни Гилеадтики Рамотқа чиқип, шу йәрдә һалак болушқа алдайду?» — деди. Бириси ундақ, бириси мундақ дейишти; 21  шу вақитта бир роһ чиқип Пәрвәрдигарниң алдида туруп: «Мән берип алдай», деди. Пәрвәрдигар униңдин: «Қандақ усул билән алдайсән?» — дәп соривиди, 22  у: — «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. Пәрвәрдигар: — «Уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди. «У роһ: - «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. Пәрвәрдигар: — «уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди» — бу айәтләрдин бу роһниң бир ялған сөзләйдиған җин екәнлиги көрүниду. Худаниң Өз Роһи яки пәриштилири һеч қачан ялған сөз қилалмайду. Демәк, Худа җин-шәйтанларға Аһаб падишани алдашқа йол қойиду. 23  Мана әнди Пәрвәрдигар сениң бу һәммә пәйғәмбәрлириңниң ағзиға ялғанчи бир роһни салди; Пәрвәрдигар сениң тоғраңда балаю-апәт көрситип сөзлиди» — деди.
24  Шуни аңлап Кәнанаһниң оғли Зәдәкия келип Микаяниң качитиға бирни селип: — Пәрвәрдигарниң Роһи қайси йол билән мәндин өтүп, саңа сөз қилишқа барди?! — деди.
25  Микая җавап берип: — Өзүңни йошуруш үчүн ичкиридики өйгә жүгүргән күнидә шуни көрисән, деди.«Өзүңни йошуруш үчүн ичкиридики өйгә жүгүргән күни...» — яки «Өзүңни йошуруш үчүн өйдин өйгә жүгүргән күни...».
26  Исраилниң падишаси әнди: — Микаяни елип қайтуруп берип, шәһәр һакими Амон билән падишаниң оғли Йоашқа тапшуруп, 27  уларға тапилап: «Падиша мундақ дәйду: — Уни зинданға солап мән теч-аман йенип кәлгичилик қийнап нан билән суни аз-аз берип туруңлар» — дегин, дәп буйруди.
28  Микая: — Әгәр сән һәқиқәтән теч-аман йенип кәлсәң, Пәрвәрдигар мениң васитәм билән сөз қилмиған болиду, деди. Андин у йәнә: — Әй җамаәт, һәр бириңлар аңлаңлар, деди.Мик. 1:2
 
29  Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Гилеадтики Рамотқа чиқти. 30  Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мән башқа қияпәткә кирип җәңгә чиқай; сили болсила өз кийимлирини кийип чиққайла, деди. Исраилниң падишаси башқа қияпәт билән җәңгә чиқти.
31  Сурийәниң падишаси җәң һарвулири үстидики оттуз икки сәрдарға: — Чоңлири яки кичиклири билән әмәс, пәқәт Исраилниң падишаси билән соқушуңлар, дәп буйруди.
32  вә шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири Йәһошафатни көргәндә: — Уни чоқум Исраилниң падишаси дәп, униңға һуҗум қилғили бурулди. Лекин Йәһошафат пәряд көтәрди. 33  җәң һарвулириниң сәрдарлири униң Исраилниң падишаси әмәслигини көргәндә уни қоғлимай, бурулуп кетип қелишти. 34  Амма бирәйлән қарисиғила бир оқя етивиди, оқ Исраилниң падишасиниң савутиниң мүрисидин төвәнки улиқидин өтүп тәгди. У һарвукешигә: Һарвуни яндуруп мени сәптин чиқарғин; чүнки мән яридар болдум, деди. 35  У күни җәң барғансери қаттиқ болди. Падиша болса Сурийләрниң удулида өз җәң һарвусиға йөлинип өрә турди. Зәхмидин қени һарвуниң тегигичә еқип, кәч киргәндә у өлди.
36  Күн патарда қошун арисида бир қаттиқ сада аңлинип: — Һәр адәм өз шәһиригә янсун! Һәр бири өз жутиға йенип кәтсун! — дейилди.
37  Падиша өлди, кишиләр уни Самарийәгә елип кәлди; улар падишани Самарийәдә дәпнә қилди. 38  Бириси падишаниң һарвусини Самарийәниң көлидә юғанда (бу көл паһишә аяллар жуюнидиған җай еди), Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, иштлар униң қенини ялиди.
39  Аһабниң башқа ишлири, қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң ясиған «пил чиш сарийи» вә бена қилған һәммә шәһәрләр тоғрилиқ «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
40  Аһаб ата-бовилири арисида ухлиди. Андин униң оғли Аһазия орнида падиша болди.
 
Йәһошафат Йәһуда үстидә һөкүм сүриду
2Тар. 20:30-37; 21:1
41  Асаниң оғли Йәһошафат Исраилниң падишаси Аһабниң сәлтәнитиниң төртинчи жилида Йәһудаға падиша болди. 2Тар. 20:31 42  Йәһошафат падиша болғанда оттуз бәш яшта еди, у Йерусалимда жигирмә бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Азубаһ болуп, у Шилһиниң қизи еди. 43-44  У һәр ишта атиси Асаниң барлиқ йоллирида жүрүп, улардин чиқмай Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти. Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиған еди; халайиқ йәнила «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
45 Вә Йәһошафат билән Исраилниң падишаси оттурисида течлиқ болди.
46 Йәһошафатниң башқа ишлири, униң көрсәткән қудрити, қандақ җәң қилғанлири тоғрисида «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
47 У атиси асаниң күнлиридә зиминдин қоғливетилмигән кәспий бәччивазларни зиминидин һайдап чиқарди.«кәспий бәччивазлар» — бу кишиләр бутпәрәсликкә яки бутханиларға мунасивәтлик еди.
48  У вақитта Едомниң падишаси йоқ еди, бәлки бир валий һөкүм сүрәтти.
49 Йәһошафат Офирдин алтун елип келиш үчүн бир «Таршиш кемә» әтритини қурди. Лекин кемиләр һечйәргә баралмиди; чүнки улар Әзион-Гәбәрдә урулуп вәйран болған еди.«Йәһошафат ... бир «Таршиш кемә» әтритини қурди» — «Таршиш кемә» бәлким Таршиш дегән портқа берип келиштики узун сәпәргә чидамлиқ болған кемини көрситәтти. «Таршиш» дегән исим Испанийә, шималий Африқа яки Британийәни яки үчиниң һәммисини көрситиду.
50  У вақитта Аһабниң оғли Аһазия Йәһошафатқа: — Мениң хизмәткарлирим сениң хизмәткарлириң билән кемиләрдә барсун, деди. Лекин Йәһошафат унимиди.
51 Йәһошафат өз ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң қәбридә дәпнә қилинди. Андин оғли Йәһорам орнида падиша болди.
 
Аһазия Исраил үстидә һөкүм сүриду
52 Аһабниң оғли Аһазия Йәһуданиң падишаси Йәһошафатниң сәлтәнитиниң он йәттинчи жилида Самарийәдә Исраилниң үстидә падиша болуп икки жил сәлтәнәт қилди. 53 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип атисиниң йолида вә анисиниң йолида жүрүп, шундақла Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң йолида маңди; 54 у атиси қилғанниң һәммисини қилип, Баалниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.

22:4 «Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз» —Ибраний тилида «Мән өзүм саңа охшаш болимән» дегән сөз билән ипадилиниду.

22:7 «Булардин башқа, йол сориғидәк Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқму?» — Йәһошафат (5-айәттә): «Бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла» дәйду . Лекин «пәйғәмбәрләр» «Пәрвәрдигар» (ибраний тилида «Йәһвә, Йәһоваһ») дегән намни (авал) ишләтмәй, бәлки «Худа» (ибраний тилида «Әлоһим») яки «Рәб» («Адонай») дәп ишлитиду. Шуңа Йәһошафат «пәйғәмбәрләр»ниң бешарәтлиридин қаттиқ гуман қилған болса керәк. 7-айәт вә кейинки айәтләрниму көрүң.

22:10 2Тар. 18:9

22:15 «Пәрвәрдигар шәһәрни падишаниң қолиға бериду» — шүбһисизки, Микая бу сөзни кинайилик тәләппуз билән ейтиду. Чүнки падиша дәрһал униңдин гуманлинип қалиду (16-айәтни көрүң).

22:19 2Тар. 18:18; Аюп 1:6-12; 2:1

22:22 «У роһ: - «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. Пәрвәрдигар: — «уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди» — бу айәтләрдин бу роһниң бир ялған сөзләйдиған җин екәнлиги көрүниду. Худаниң Өз Роһи яки пәриштилири һеч қачан ялған сөз қилалмайду. Демәк, Худа җин-шәйтанларға Аһаб падишани алдашқа йол қойиду.

22:25 «Өзүңни йошуруш үчүн ичкиридики өйгә жүгүргән күни...» — яки «Өзүңни йошуруш үчүн өйдин өйгә жүгүргән күни...».

22:28 Мик. 1:2

22:41 2Тар. 20:31

22:47 «кәспий бәччивазлар» — бу кишиләр бутпәрәсликкә яки бутханиларға мунасивәтлик еди.

22:49 «Йәһошафат ... бир «Таршиш кемә» әтритини қурди» — «Таршиш кемә» бәлким Таршиш дегән портқа берип келиштики узун сәпәргә чидамлиқ болған кемини көрситәтти. «Таршиш» дегән исим Испанийә, шималий Африқа яки Британийәни яки үчиниң һәммисини көрситиду.