Микаһ
1
Бешарәтләр 1-қатар •••• Барлиқ әлләр, аңлаңлар! Самарийә вә Йәһуданиң һалиға вай!
Пәрвәрдигарниң сөзи — Йотам, Аһаз вә Һәзәкия Йәһудаға падиша болған күнләрдә Морәшәтлик Микаһға кәлгән: —
— У буларни Самарийә вә Йерусалим тоғрисида көргән.
Аңлаңлар, и хәлиқләр, һәммиңлар!
Қулақ сал, и йәр йүзи вә униңда болған һәммиңлар: —
Рәб Пәрвәрдигар силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун,
Рәб муқәддәс ибадәтханисидин силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун!Қан. 32:1; Йәш. 1:2
Чүнки мана, Пәрвәрдигар Өз җайидин чиқиду;
У чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду;«... У (Пәрвәрдигар) чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду» — «кириш сөз»дә ейтқинимиздәк, «Исраил (вә башқа әлләр) үчүн «жуқури җайлар» бутларға, җин-шәйтанларға аталған җайлар еди.  Қан. 32:13; 33:29; Зәб. 113:11; Йәш. 26:21; Ам. 4:13
Униң астида тағлар ерип кетиду,
Җилғилар йерилиду,
Худди мом отниң алдида еригәндәк,
Сулар тик ярдин төкүлгәндәк болиду.«Чүнки мана, Пәрвәрдигар өз җайидин чиқиду... (3-айәт) У чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду; Униң астида тағлар ерип кетиду...» — демисәкму, бу ахирқи замандики «Пәрвәрдигарниң күни»ни көрситиду.  Һак. 5:4; Зәб. 17:8-10; Зәб. 67:3, 9; Зәб. 96:5; Ам. 9:5
Буниң һәммиси Яқупниң итаәтсизлиги,
Исраил җәмәтидики гуналар түпәйлидин болиду;
Яқупниң итаәтсизлиги нәдин башланған? У Самарийәдин башланған әмәсму?
Йәһудадики «жуқури җайлар»ни ясаш нәдин башланған? Улар Йерусалимдин башланған әмәсму?«Яқупниң итаәтсизлиги нәдин башланған? У Самарийәдин башланған әмәсму? Йәһудадики «жуқури җайлар»ни ясаш нәдин башланған? Улар Йерусалимдин башланған әмәсму?» — Исраил вә Йәһудада «жуқури җайлар» бутпәрәсликкә аит, жиркиничлик җайларға айландурулған еди. «жуқури җайлар» ясаш «Йерусалимдин башланған» — Сулайман падишаниң бу ишларда әйиви бар еди («2Пад.» 11:7ни көрүң).
Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак,
Үзүм таллири тикишкә лайиқ җай қиливетимән;
Мән униң ташлирини җилғиға домилитип ташлаймән,
Униң һуллирини ялаңачлаймән;«Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, үзүм таллири тикишкә лайиқ җай қиливетимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, йеңила тикилгән узумзарлиқтәк қиливетимән». «Мән униң ташлирини җилғиға домилитип ташлаймән» — Самарийәдики һәшәмәтлик имарәтләр әҗайип һәйвәтлик чоң ташлардин ясалған еди (Омри дегән падишаниң дәвридин башлап). «... домилитип ташлаймән» — ибраний тилида «... төкүп ташлаймән».
Униң барлиқ ойма мәбудлири пара-пара чеқиветилиду;
Униң паһишиликтин еришкән барлиқ һәдийәлири от билән көйдүрүлиду;
Барлиқ бутлирини вәйранә қилимән;
Чүнки у паһишә аялниң һәққи билән буларни жиғип топлиди;
Улар йәнә паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду.«Чүнки у (Самарийә) паһишә аялниң һәққи билән буларни жиғип топлиди; улар йәнә паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду» — «паһишә аялниң һәққи» тоғрилиқ: — «кириш сөз»имиздә ейтилғандәк, Исраил вә Йәһуданиң бутпәрәслиги һәр хил шәһванийлик билән арилашқан. Бутханиларға мәхсус «атап беғишлиған» паһишә аяллар билән биллә йетиш бутқа чоқунушниң бир паалийити еди, шуниң билән бутханилар вә уларни башқурғучилар бу арқилиқ бейип кәткән еди. «Паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду» — Исраилни ишғал қилғучи Асурийә империйәси вә кейин Бабил империйәси бәлким мошу бутпәрәсликтин еришкән мал-дуниялирини охшаш йолда (өзлириниң бутханилирини селип, бутпрәрәслик-паһишивазлиқ арқилиқ бейишқа) ишләткән болуши мүмкин!
Башқа бир хил чүшәнчиси: — паһишивазлиқ арқилиқ еришәлгән шу күмүч бутларға һәл беришкә ишләткән; таҗавузчилар күмүчни қайтидин еритип, уни тәңгиләргә айландуриду; андин у қайтидин «паһишә аялниң һәққи»гә ишлитилиши мүмкин.
Булар үчүн мән аһ-зар көтиримән,
Мән һувлаймән;
Ялиңаяқ, ялаңач дегидәк жүримән;
Мән чилбөриләрдәк һувлаймән;
Һувқушлардәк матәм тутуп жүримән.«Булар үчүн мән аһ-зар көтиримән, мән һувлаймән ... мән чилбөриләрдәк һувлаймән; һувқушлардәк матәм тутуп жүримән» — Микаһ пәйғәмбәр Самарийәдикиләргә интайин көйүнгини үчүн қаттиқ азапланған. Шуниң билән у уларға кәлгүси апәтни көрситидған «рәсим болуш» үчүн, хәлиқниң бу ишларниң тезла реаллиққа айлинидиғанлиғини билип йетиши үчүн, улар алдида ялаңач (бәлким «йерим ялаңач») жүриду.  Аюп 30:29
Чүнки униң ярилири давалиғусиздур,
У һәтта Йәһудағичиму йетип,
Хәлқимниң дәрвазисиға, йәни Йерусалимғичә ямриди.«У һәтта Йәһудағичиму йетип,...» — мошу йәрдә «у» апәт яки «Самарийәниң ярилири»ни көрситиду. «У (апәт) һәтта Йәһудағичиму йетип, ... Йерусалимғичә ямриди» — 10-16-айәтләрдә Микаһ Асурийә империйәсиниң Йәһудани ишғал қилидиғанлиғини алдин-ала ейтиду. Мошу айәтләрдики 11 шәһәрниң һәр бири пәйғәмбәрниң жути «Морәшәт»тин көп дегәндә 9 километр жирақлиқта болуп, «Морәшәт»тә туруп көргили болатти. Микаһ һәр бир шәһәрниң намлириниң мәнаси һәққидә униңға маслашқан сөзләрни қилип, уларниң әһвалини сүпәтлигән. Дәрвәқә һәр бир шәһәр ахирида Асурийә тәрипидин ишғал қилинди.
10 Бу апәтни Гат шәһиридә сөзлимәңлар,
Қәтъий жиғлимаңлар;
Бәйт-лә-Афраһ шәһиридә топа-чаңда еғинаңлар!«Бу апәтни Гат шәһиридә сөзлимәңлар, қәтъий жиғлимаңлар» — «Гат» дегән исимниң мәнаси «жиға»ға йеқин. «Бәйт-лә-Афраһ шәһиридә топа-чаңда еғинаңлар!» — «Бәйт-лә-Афраһ» «топа-чаңлиқ жут» дегән мәнидә.  2Сам. 1:20; Йәр. 6:26
11 И Шафирда туруватқан қиз, ялаңачлиқ вә шәрмәндилик ичидә әсирликкә өт;
Заананда туруватқан қизлар талаға һеч чиққан әмәс;
Бәйт-Езәл аһ-зарлар көтәрмәктә;
«Худа сәндин муқим җайиңни елип кетиду!»«И Шафирда туруватқан қиз, ялаңачлиқ вә шәрмәндилик ичидә әсирликкә өт» — «Сафир»ниң мәнаси «гөзәллик», «йеқимлиқ». «Худа сәндин муқим җайиңни елип кетиду!» — ибраний тилида «У сәндин муқим җайиңни елип кетиду!». «Заананда туруватқан қизлар талаға һеч чиққан әмәс» — «Заанан»ниң тәләппузи «чиқиш» дегән сөзгә йеқин. «Бәйт-Езәл аһ-зарлар көтәрмәктә; Худа сәндин муқим җайиңни елип кетиду!» — «Бәйт-Езәл» дегән «елип кетиш»кә йиқин аһаңда.
Айәттики иккинчи қисимниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Заананда туруватқан қизлар Бәйт-Езәлниң аһ-зарлириға чиққан әмәс; сәндин муқим җайиңни елип кетиду».
  Йәш. 47:3
12 Маротта туруватқан қиз яхшилиққа тәлмүрүп тит-тит болуватиду;
Бирақ яманлиқ Пәрвәрдигардин Йерусалим дәрвазисиға чүшти.«Маротта туруватқан қиз яхшилиққа тәлмүрүп тит-тит болуватиду» — «Марот» дегәнниң мәнаси «аччиқ» — улар «яманлиқ»ниң аччиқлиғини тетийду. «...яманлиқ Пәрвәрдигардин Йерусалим дәрвазисиға чүшти» — Сәннахериб Йәһудадики нурғун шәһәрлирини муһасиригә алғандин кейин Йерусалимни ишғал қилалмай дәрвазиси алдиға тохтап қалди. Ахирида мәғлуп болди.  Ам. 3:6
13 Тулпарни җәң һарвусиға қат, и Лақишта туруватқан қиз;
(Лақиш болса, Зион қизиға гунаниң башланған йери еди!)
Чүнки сәндә Исраилниң итаәтсизлиги тепилиду.«Тулпарни җәң һарвусиға қат, и Лақишта туруватқан қиз» — ибраний тилида «Лақиш»ниң тәләппузи «ат»қа йеқин. Лақиш шу райондики әң күчлүк шәһәр; атқа тайинишниң өзи бир гуна. Худа Исраилға «атқа тайиниш»ни қәтъий мәнъий қилған еди («Қан.» 17-бап). Уларниң атларға тайиниши бәлким Йәһудаға сәлбий үлгә болуши мүмкин еди. «Лақиш болса, Зион қизиға гунаниң башланған йери еди!» — Лақиш шәһири Йәһудада болғини билән биринчи болуп шималий падишалиқниң тунҗа бутпәрәс падишаси Йәробоам (И)ниң рәзиллигиниң тәсирни қобул қилған болса керәк. Хәритиләрни көрүң.
14 Шуңа сән хушлишиш һәдийилирини Морәшәт-Гат шәһиригә берисән;
Ақзибниң дукандарлири Исраил падишалириға ялғанчилиқ йәткүзиду;«Сән хушлишиш һәдийилирини Морәшәт-Гат шәһиригә берисән» — «Морәшәт-Гат» дегән сөзниң йилтизи «мирасни елиш» яки «мирастин мәһрум болуш» (ибраний тилида «морәш», әрәб тилида «мирас»). Улар өз «мирас»идин айрилиди, мирасиға «әлвида» дейиши керәк. «Ақзибниң дукандарлири Исраил падишалириға ялғанчилиқ йәткүзиду» — «Ақзиб»ниң мәнаси «алдамчилиқ», Йәһуда падишалиғиға җайлашқан. Йәһуда падишалири (шундақла Исраил падишалири) Ақзиб шәһириниң дуканлиридин көп пайда көргән еди («1Тар.» 4:21-23). Дүшмән қошуни Исраил падишалиғиға таҗавуз қилғандин кейин, Самарийә падишалири җиддий һаҗәткә чүшкәндә, Ақзибтикиләр уларға бурунқидәк сода-сетиқ қилип керәклик тәминатларни әвәтәлмәй, уларға «ялғанчи» болуп қалиду.
15 Мән техи саңа бир «мирасхор» әпкелимән, и Марәшаһ шәһиридә туруватқан қиз;
Исраилниң шан-шәриви Адулламғиму чүшүп келиду.«Мән техи саңа бир «мирасхор» әпкелимән, и Марәшаһ шәһиридә туруватқан қиз» — ибраний тилида «Марәшаһ» вә «мирасхор» йеқин сөз. «мирасхор» әлвәттә кинайилик гәп, у Асурийә падишаси Сәннахерибни көрситиду. «Исраилниң шан-шәриви Адулламғиму чүшүп келиду» — «Адуллам» әслидә Давут пәйғәмбәр (жигит вақтида) Саул падишадин қечип, киривалған ғар еди. Демәк, Исраил, җүмлидин униң падишаси вә «шан-шәриви» болған бутлар йәнә қечиши керәк. Бирақ бу сөзниң ичидики мәнасидә йәнә үмүт бар. Давут пәйғәмбәр «Адуллам»да йошурунғандин кейин, җапалиқ күнләрни өткүзүп ахирда Исраилниң шәрәплик падишаси болуп чиққан. Исраил бәлким униңға охшаш җапалиқ күнләрни өткүзгәндин кейин шәрәплик күнләрни йәнә көриду. Мәзкур бешарәт йәнә Мәсиһ («Исраилниң шан-шәриви»)ниң кәлгүсидә Исраилниң гунайи түпәйлидин азапқа чүшүшини көрситишиму мүмкин.
16 Өзүңни тақирбаш қил,
Зоқуң болған балилар үчүн чечиңни чүшүрүвәт;
Қорултаздәк айдиңбашлиғиңни кеңәйт,
Чүнки улар сәндин айрилип сүргүн болушқа кәтти. «Өзүңни тақирбаш қил, зоқуң болған балилар үчүн чечиңни чүшүрүвәт; қорултаздәк айдиңбашлиғиңни кеңәйт,...» — чачларни чүшүрүш матәмниң бир хил ипадиси.
 
 

1:2 Қан. 32:1; Йәш. 1:2

1:3 «... У (Пәрвәрдигар) чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду» — «кириш сөз»дә ейтқинимиздәк, «Исраил (вә башқа әлләр) үчүн «жуқури җайлар» бутларға, җин-шәйтанларға аталған җайлар еди.

1:3 Қан. 32:13; 33:29; Зәб. 113:11; Йәш. 26:21; Ам. 4:13

1:4 «Чүнки мана, Пәрвәрдигар өз җайидин чиқиду... (3-айәт) У чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду; Униң астида тағлар ерип кетиду...» — демисәкму, бу ахирқи замандики «Пәрвәрдигарниң күни»ни көрситиду.

1:4 Һак. 5:4; Зәб. 17:8-10; Зәб. 67:3, 9; Зәб. 96:5; Ам. 9:5

1:5 «Яқупниң итаәтсизлиги нәдин башланған? У Самарийәдин башланған әмәсму? Йәһудадики «жуқури җайлар»ни ясаш нәдин башланған? Улар Йерусалимдин башланған әмәсму?» — Исраил вә Йәһудада «жуқури җайлар» бутпәрәсликкә аит, жиркиничлик җайларға айландурулған еди. «жуқури җайлар» ясаш «Йерусалимдин башланған» — Сулайман падишаниң бу ишларда әйиви бар еди («2Пад.» 11:7ни көрүң).

1:6 «Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, үзүм таллири тикишкә лайиқ җай қиливетимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак, йеңила тикилгән узумзарлиқтәк қиливетимән». «Мән униң ташлирини җилғиға домилитип ташлаймән» — Самарийәдики һәшәмәтлик имарәтләр әҗайип һәйвәтлик чоң ташлардин ясалған еди (Омри дегән падишаниң дәвридин башлап). «... домилитип ташлаймән» — ибраний тилида «... төкүп ташлаймән».

1:7 «Чүнки у (Самарийә) паһишә аялниң һәққи билән буларни жиғип топлиди; улар йәнә паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду» — «паһишә аялниң һәққи» тоғрилиқ: — «кириш сөз»имиздә ейтилғандәк, Исраил вә Йәһуданиң бутпәрәслиги һәр хил шәһванийлик билән арилашқан. Бутханиларға мәхсус «атап беғишлиған» паһишә аяллар билән биллә йетиш бутқа чоқунушниң бир паалийити еди, шуниң билән бутханилар вә уларни башқурғучилар бу арқилиқ бейип кәткән еди. «Паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду» — Исраилни ишғал қилғучи Асурийә империйәси вә кейин Бабил империйәси бәлким мошу бутпәрәсликтин еришкән мал-дуниялирини охшаш йолда (өзлириниң бутханилирини селип, бутпрәрәслик-паһишивазлиқ арқилиқ бейишқа) ишләткән болуши мүмкин! Башқа бир хил чүшәнчиси: — паһишивазлиқ арқилиқ еришәлгән шу күмүч бутларға һәл беришкә ишләткән; таҗавузчилар күмүчни қайтидин еритип, уни тәңгиләргә айландуриду; андин у қайтидин «паһишә аялниң һәққи»гә ишлитилиши мүмкин.

1:8 «Булар үчүн мән аһ-зар көтиримән, мән һувлаймән ... мән чилбөриләрдәк һувлаймән; һувқушлардәк матәм тутуп жүримән» — Микаһ пәйғәмбәр Самарийәдикиләргә интайин көйүнгини үчүн қаттиқ азапланған. Шуниң билән у уларға кәлгүси апәтни көрситидған «рәсим болуш» үчүн, хәлиқниң бу ишларниң тезла реаллиққа айлинидиғанлиғини билип йетиши үчүн, улар алдида ялаңач (бәлким «йерим ялаңач») жүриду.

1:8 Аюп 30:29

1:9 «У һәтта Йәһудағичиму йетип,...» — мошу йәрдә «у» апәт яки «Самарийәниң ярилири»ни көрситиду. «У (апәт) һәтта Йәһудағичиму йетип, ... Йерусалимғичә ямриди» — 10-16-айәтләрдә Микаһ Асурийә империйәсиниң Йәһудани ишғал қилидиғанлиғини алдин-ала ейтиду. Мошу айәтләрдики 11 шәһәрниң һәр бири пәйғәмбәрниң жути «Морәшәт»тин көп дегәндә 9 километр жирақлиқта болуп, «Морәшәт»тә туруп көргили болатти. Микаһ һәр бир шәһәрниң намлириниң мәнаси һәққидә униңға маслашқан сөзләрни қилип, уларниң әһвалини сүпәтлигән. Дәрвәқә һәр бир шәһәр ахирида Асурийә тәрипидин ишғал қилинди.

1:10 «Бу апәтни Гат шәһиридә сөзлимәңлар, қәтъий жиғлимаңлар» — «Гат» дегән исимниң мәнаси «жиға»ға йеқин. «Бәйт-лә-Афраһ шәһиридә топа-чаңда еғинаңлар!» — «Бәйт-лә-Афраһ» «топа-чаңлиқ жут» дегән мәнидә.

1:10 2Сам. 1:20; Йәр. 6:26

1:11 «И Шафирда туруватқан қиз, ялаңачлиқ вә шәрмәндилик ичидә әсирликкә өт» — «Сафир»ниң мәнаси «гөзәллик», «йеқимлиқ». «Худа сәндин муқим җайиңни елип кетиду!» — ибраний тилида «У сәндин муқим җайиңни елип кетиду!». «Заананда туруватқан қизлар талаға һеч чиққан әмәс» — «Заанан»ниң тәләппузи «чиқиш» дегән сөзгә йеқин. «Бәйт-Езәл аһ-зарлар көтәрмәктә; Худа сәндин муқим җайиңни елип кетиду!» — «Бәйт-Езәл» дегән «елип кетиш»кә йиқин аһаңда. Айәттики иккинчи қисимниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Заананда туруватқан қизлар Бәйт-Езәлниң аһ-зарлириға чиққан әмәс; сәндин муқим җайиңни елип кетиду».

1:11 Йәш. 47:3

1:12 «Маротта туруватқан қиз яхшилиққа тәлмүрүп тит-тит болуватиду» — «Марот» дегәнниң мәнаси «аччиқ» — улар «яманлиқ»ниң аччиқлиғини тетийду. «...яманлиқ Пәрвәрдигардин Йерусалим дәрвазисиға чүшти» — Сәннахериб Йәһудадики нурғун шәһәрлирини муһасиригә алғандин кейин Йерусалимни ишғал қилалмай дәрвазиси алдиға тохтап қалди. Ахирида мәғлуп болди.

1:12 Ам. 3:6

1:13 «Тулпарни җәң һарвусиға қат, и Лақишта туруватқан қиз» — ибраний тилида «Лақиш»ниң тәләппузи «ат»қа йеқин. Лақиш шу райондики әң күчлүк шәһәр; атқа тайинишниң өзи бир гуна. Худа Исраилға «атқа тайиниш»ни қәтъий мәнъий қилған еди («Қан.» 17-бап). Уларниң атларға тайиниши бәлким Йәһудаға сәлбий үлгә болуши мүмкин еди. «Лақиш болса, Зион қизиға гунаниң башланған йери еди!» — Лақиш шәһири Йәһудада болғини билән биринчи болуп шималий падишалиқниң тунҗа бутпәрәс падишаси Йәробоам (И)ниң рәзиллигиниң тәсирни қобул қилған болса керәк. Хәритиләрни көрүң.

1:14 «Сән хушлишиш һәдийилирини Морәшәт-Гат шәһиригә берисән» — «Морәшәт-Гат» дегән сөзниң йилтизи «мирасни елиш» яки «мирастин мәһрум болуш» (ибраний тилида «морәш», әрәб тилида «мирас»). Улар өз «мирас»идин айрилиди, мирасиға «әлвида» дейиши керәк. «Ақзибниң дукандарлири Исраил падишалириға ялғанчилиқ йәткүзиду» — «Ақзиб»ниң мәнаси «алдамчилиқ», Йәһуда падишалиғиға җайлашқан. Йәһуда падишалири (шундақла Исраил падишалири) Ақзиб шәһириниң дуканлиридин көп пайда көргән еди («1Тар.» 4:21-23). Дүшмән қошуни Исраил падишалиғиға таҗавуз қилғандин кейин, Самарийә падишалири җиддий һаҗәткә чүшкәндә, Ақзибтикиләр уларға бурунқидәк сода-сетиқ қилип керәклик тәминатларни әвәтәлмәй, уларға «ялғанчи» болуп қалиду.

1:15 «Мән техи саңа бир «мирасхор» әпкелимән, и Марәшаһ шәһиридә туруватқан қиз» — ибраний тилида «Марәшаһ» вә «мирасхор» йеқин сөз. «мирасхор» әлвәттә кинайилик гәп, у Асурийә падишаси Сәннахерибни көрситиду. «Исраилниң шан-шәриви Адулламғиму чүшүп келиду» — «Адуллам» әслидә Давут пәйғәмбәр (жигит вақтида) Саул падишадин қечип, киривалған ғар еди. Демәк, Исраил, җүмлидин униң падишаси вә «шан-шәриви» болған бутлар йәнә қечиши керәк. Бирақ бу сөзниң ичидики мәнасидә йәнә үмүт бар. Давут пәйғәмбәр «Адуллам»да йошурунғандин кейин, җапалиқ күнләрни өткүзүп ахирда Исраилниң шәрәплик падишаси болуп чиққан. Исраил бәлким униңға охшаш җапалиқ күнләрни өткүзгәндин кейин шәрәплик күнләрни йәнә көриду. Мәзкур бешарәт йәнә Мәсиһ («Исраилниң шан-шәриви»)ниң кәлгүсидә Исраилниң гунайи түпәйлидин азапқа чүшүшини көрситишиму мүмкин.

1:16 «Өзүңни тақирбаш қил, зоқуң болған балилар үчүн чечиңни чүшүрүвәт; қорултаздәк айдиңбашлиғиңни кеңәйт,...» — чачларни чүшүрүш матәмниң бир хил ипадиси.