9
Сахтипәзлик үстигә қилинған җәң
Мән Рәбниң қурбангаһниң йенида турғинини көрдум; У мундақ деди: —
— Түврүкләрниң башлирини уруңлар, босуғилар силкингичә уруңлар,
Уларни ибадәтханидикиләрниң башлириға чүшүрүп, парә-парә қилиңлар!
Мән шу бутпәрәсләрдин әң ахирда қалғанлириниму қилич билән өлтүримән;
Улардин қачай дегәнләр қачалмайду,
Улардин қутулай дегәнләр қутулуп чиқалмайду.«Мән Рәбниң қурбангаһниң йенида турғинини көрдум; У мундақ деди: — Түврүкләрниң башлирини уруңлар, босуғилар силкингичә уруңлар, уларни ибадәтханидикиләрниң башлириға чүшүрүп, парә-парә қилиңлар!» — бу ишлар, шүбһисизки, Бәйт-Әлдики (бутпәрәслик соруни қилинған, бирақ «Пәрвәрдигарниң нами» билән аталған) ибадәтханида болиду. Мошу буйруқ кимгә берилгәнлиги ениқ дейилмиди; бәлким пәриштиләргә берилгән болуши мүмкин. Ибадәтханиниң бузулуши бәлким йәр тәврәш билән мунасивәтлик (5-айәтни көрүң).
Улар тәһтисара ичигә тешип кирсә, қолум әшу йәрдин уларни тартип чиқириду;
Улар асманға ямишип чиқса, Мән шу йәрдин уларни тартип чүшүримән;«тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җай.  Зәб. 138:8-12
Улар Кармәл чоққисиға мөкүвалсиму, Мән уларни издәп шу йәрдин алимән;
Улар деңиз тегидә нәзиримдин йошурунувалған болсиму,
Мән иланни буйруймән, у уларни чақиду;«Улар деңиз тегидә нәзиримдин йошурунувалған болсиму, Мән иланни буйруймән, у уларни чақиду» — «Йәш.» 27:1ни көрүң.
Дүшмәнлиригә әсиргә чүшкән болсиму,
Мән шу йәрдә қилични буйруймән, у уларни өлтүриду;
Мән яхшилиқни әмәс, бәлки яманлиқни йәткүзүш үчүн көзлиримни уларға тикимән. Йәр. 44:11
Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар,
Зиминға тәккүчи болса дәл Униң Өзидур;
У тегиши биләнла, зимин ерип кетиду, униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутиду;
Зимин Нил дәриясидәк өрләп кетиду —
Мисирниң дәриясидәк өркәшләп, андин чөкүп кетиду.«У тегиши биләнла, зимин ерип кетиду, униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутиду; зимин Нил дәриясидәк өрләп кетиду...» — мошу айәттә йәр тәврәш тоғрилиқ йәнә бир бешарәт берилиду.
Равақлирини әршләргә селип, асман гүмбизини йәр йүзигә бекиткүчи Шудур;
Деңиздики суларни чақирип, уларни йәр йүзигә қуйғучи Удур;
Пәрвәрдигар Униң намидур.Зәб. 103:3, 13; Ам. 5:8
Силәр Маңа нисбәтән Ефиопийә балилириға охшаш әмәсму, и Исраил балилири?
Мән Исраилни Мисирдин елип чиқарған әмәсму?
Филистийләрни Крет арилидин, Сурийәликләрни Кир шәһиридин чиқарған әмәсму?«Силәр Маңа нисбәтән Ефиопийә балилириға охшаш әмәсму, и Исраил балилири? Мән Исраилни Мисирдин елип чиқарған әмәсму? Филистийләрни Крет арилидин, Сурийәликләрни Кир шәһиридин чиқарған әмәсму?» — «Крет арили» — ибраний тилида «Кафтор».
Толуқ айәтниң мәнаси: — Исраиллар «Худа бизни Мисирдин алаһидә чиқарған» дегән ойда болуп, «Немини қилишимиздин қәтъийнәзәр, биз йәнила Худаниң алаһидә хәлқи болимиз, һеч немә бизгә тәгмәйду» дегән хата ойға келип қалған болса керәк. Худа мошу йәрдә, башқа әлләрни («капир» әлләрни) башқа йәрләрдин (җүмлидин Мисирдин жирақ җайлардин), елип чиқардим, дәйду. Шуңа, мәлум бир әл бир йәрдин башқа бир йәргә йөткилип чиққан болсиму, бу иш уларниң қалтислиғини испатлимайду. Әлниң жутлирини бекиткүчи болса пәқәт Худа Өзидур.
Қараңлар, Рәб Пәрвәрдигарниң көзи «гунакар падишалиқ» үстигә чүшти —
Мән йәр йүзидин уни йоқитимән;
Лекин Мән Яқуп җәмәтини толуқ йоқитивәтмәймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Чүнки қараңлар, Мән буйруқ чүшүримән,
Шуниң билән худди бириси данни ғәлвирдә тасқиғандәк, Исраил җәмәтини әлләр арисида тасқаймән,
Бирақ улардин әң кичигиму йәргә чүшүп кәтмәйду. «Шуниң билән худди бириси данни ғәлвирдә тасқиғандәк, Исраил җәмәтини әлләр арисида тасқаймән, бирақ улардин әң кичигиму йәргә чүшүп кәтмәйду» — буғдай данлири ғәлвирдин өтүп кетиду, ташлар қалиду. Бу айәтниң мәнаси, шүбһисизки, Худа қиммити бар болған барлиқ буғдай данлирини (һәқиқий етиқатчиларни) жиғип сақлайду (10-айәтни көрүң). Сүзүлүп қалғанлири (ташлар) ташливетилиду. 10 Һалбуки, хәлқимниң барлиқ гунакарлири, йәни: «Күлпәт бизгә һәргиз йеқинлашмайду, бешимизға чүшмәйду» дегүчиләр қилич тегидә өлиду.
 
Адәмни һәйрануһәс қилидиған вәдә — ахирқи заманлар
11 Шу күни Мән Давутниң жиқилған кәписини йеңибаштин тикләймән,
Униң йериқлирини етимән;
Уни харабиликтин оңшап,
Әйни замандики петидәк қуримән.«Давутниң жиқилип чүшкән кәписини йеңибаштин тикләймән» — бу бешарәт: (1) Давут пәйғәмбәрдин болған падишалиқ наһайити аҗиз болуп андин түгишидиғанлиғини (жиқилидиғанлиғини) көрситиду (Амос пәйғәмбәрдин 150 жил кейин шундақ болған); (2) ахирқи заманларда Худаниң Давутниң бир әвладини елип тәхткә олтарғузуп, Исраилни қайтидин бир падишалиқ қилидиғанлиғини көрситиду. Бу падишалиқ барлиқ қалған әлләрни башқуриду (12-айәттә көрситилиду). Бу әлләрниң һәммиси Худаға ибадәт қилиду, униң нами билән атилиду (12-айәт). «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.  Рос. 15:16
12 Шуниң билән улар Едомниң қалдисиға һәмдә намим билән аталған барлиқ әлләргә егидарчилиқ қилиду, — дәйду буни беҗиргүчи Пәрвәрдигар.
13 Мана шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар,
— Йәр һайдиғучи һосул жиққучиға йетишивалиду,
Үзүмләрни чәйлигүчи уруқ чачқучиға йетишивалиду;
Тағлар йеңи шарапни темитип,
Барлиқ дөң-егизликләр ерип кетиду.«Үзүмләрни чәйлигүчи уруқ чачқучиға йетишивалиду» — «үзүмләрни чәйлигүчи» үзүм шараби чиқириш үчүн үзүмләрни көлчәккә қоюп дөссәйдиған адәмләр. «йәр һайдиғучи һосул жиққучиға йетишивалиду, үзүмләрни чәйлигүчи уруқ чачқучиға йетишивалиду» — демәк, һосулни жиғип болушқа көп вақит кетиду. Һосул елиш адәттә Март, Апрел айлирида башлиниду. Йәр һайдаш адәттә Өктәбр, Ноябрда болиду. Бирақ һосулни йеғивелиш йәр һайдаш башланған вақитқичә техи түгимәйду; үзүм чәйләш вақти адәттә Синтәбр ейида болиду. Лекин ахирқи заманда үзүм чәйләш уруқ чечиш вақтиғичә, йәни Ноябр, Декабр айлириғичә давамлишиду. «Барлиқ дөң-егизликләр ерип кетиду» — бу ибарә бәлким сүт вә шарап шунчә мол болиду, мевә ширнилири еқип туриду, тағлар вә дөңләр «ерип кетиватқан»дәк көрүниду, дегән мәнидә. Бу айәт «Йо.» 3:18-айәттин нәқил кәлтүрүлгән.  Йо. 3:18
14 Вә хәлқим Исраилни асарәттин қутулдуруп, азатлиққа ериштүримән;
Улар харап шәһәрләрни қайта қуруп, уларда маканлишиду;
Улар үзүмзарларни тикип, уларниң шарабини ичиду;
Улар бағларни бәрпа қилип, мевисини йәйду.«Вә хәлқим Исраилни асарәттин қутулдуруп, азатлиққа ериштүримән; улар харап шәһәрләрни қайта қуруп,... улар бағларни бәрпа қилип, мевисини йәйду» — бу улуқ вәдә 4:9, 5:11, 5:27, 8:2-айәтләрдә хатириләнгән җазаларни йүздәйүз өзгәртиду. Ахир берип Худа Өз хәлқини гунадин қутқузуп, пакландуриду вә шуниң билән У улар арисида пүтүнләй улуқлиниду.
15 Мән уларни өз зимини үстигә тикимән,
Улар Мән уларға ата қилған зиминдин һәргиз қайтидин жулуветилмайду — дәйду Пәрвәрдигар сениң Худайиң.Йәр. 32:41

9:1 «Мән Рәбниң қурбангаһниң йенида турғинини көрдум; У мундақ деди: — Түврүкләрниң башлирини уруңлар, босуғилар силкингичә уруңлар, уларни ибадәтханидикиләрниң башлириға чүшүрүп, парә-парә қилиңлар!» — бу ишлар, шүбһисизки, Бәйт-Әлдики (бутпәрәслик соруни қилинған, бирақ «Пәрвәрдигарниң нами» билән аталған) ибадәтханида болиду. Мошу буйруқ кимгә берилгәнлиги ениқ дейилмиди; бәлким пәриштиләргә берилгән болуши мүмкин. Ибадәтханиниң бузулуши бәлким йәр тәврәш билән мунасивәтлик (5-айәтни көрүң).

9:2 «тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җай.

9:2 Зәб. 138:8-12

9:3 «Улар деңиз тегидә нәзиримдин йошурунувалған болсиму, Мән иланни буйруймән, у уларни чақиду» — «Йәш.» 27:1ни көрүң.

9:4 Йәр. 44:11

9:5 «У тегиши биләнла, зимин ерип кетиду, униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутиду; зимин Нил дәриясидәк өрләп кетиду...» — мошу айәттә йәр тәврәш тоғрилиқ йәнә бир бешарәт берилиду.

9:6 Зәб. 103:3, 13; Ам. 5:8

9:7 «Силәр Маңа нисбәтән Ефиопийә балилириға охшаш әмәсму, и Исраил балилири? Мән Исраилни Мисирдин елип чиқарған әмәсму? Филистийләрни Крет арилидин, Сурийәликләрни Кир шәһиридин чиқарған әмәсму?» — «Крет арили» — ибраний тилида «Кафтор». Толуқ айәтниң мәнаси: — Исраиллар «Худа бизни Мисирдин алаһидә чиқарған» дегән ойда болуп, «Немини қилишимиздин қәтъийнәзәр, биз йәнила Худаниң алаһидә хәлқи болимиз, һеч немә бизгә тәгмәйду» дегән хата ойға келип қалған болса керәк. Худа мошу йәрдә, башқа әлләрни («капир» әлләрни) башқа йәрләрдин (җүмлидин Мисирдин жирақ җайлардин), елип чиқардим, дәйду. Шуңа, мәлум бир әл бир йәрдин башқа бир йәргә йөткилип чиққан болсиму, бу иш уларниң қалтислиғини испатлимайду. Әлниң жутлирини бекиткүчи болса пәқәт Худа Өзидур.

9:9 «Шуниң билән худди бириси данни ғәлвирдә тасқиғандәк, Исраил җәмәтини әлләр арисида тасқаймән, бирақ улардин әң кичигиму йәргә чүшүп кәтмәйду» — буғдай данлири ғәлвирдин өтүп кетиду, ташлар қалиду. Бу айәтниң мәнаси, шүбһисизки, Худа қиммити бар болған барлиқ буғдай данлирини (һәқиқий етиқатчиларни) жиғип сақлайду (10-айәтни көрүң). Сүзүлүп қалғанлири (ташлар) ташливетилиду.

9:11 «Давутниң жиқилип чүшкән кәписини йеңибаштин тикләймән» — бу бешарәт: (1) Давут пәйғәмбәрдин болған падишалиқ наһайити аҗиз болуп андин түгишидиғанлиғини (жиқилидиғанлиғини) көрситиду (Амос пәйғәмбәрдин 150 жил кейин шундақ болған); (2) ахирқи заманларда Худаниң Давутниң бир әвладини елип тәхткә олтарғузуп, Исраилни қайтидин бир падишалиқ қилидиғанлиғини көрситиду. Бу падишалиқ барлиқ қалған әлләрни башқуриду (12-айәттә көрситилиду). Бу әлләрниң һәммиси Худаға ибадәт қилиду, униң нами билән атилиду (12-айәт). «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

9:11 Рос. 15:16

9:13 «Үзүмләрни чәйлигүчи уруқ чачқучиға йетишивалиду» — «үзүмләрни чәйлигүчи» үзүм шараби чиқириш үчүн үзүмләрни көлчәккә қоюп дөссәйдиған адәмләр. «йәр һайдиғучи һосул жиққучиға йетишивалиду, үзүмләрни чәйлигүчи уруқ чачқучиға йетишивалиду» — демәк, һосулни жиғип болушқа көп вақит кетиду. Һосул елиш адәттә Март, Апрел айлирида башлиниду. Йәр һайдаш адәттә Өктәбр, Ноябрда болиду. Бирақ һосулни йеғивелиш йәр һайдаш башланған вақитқичә техи түгимәйду; үзүм чәйләш вақти адәттә Синтәбр ейида болиду. Лекин ахирқи заманда үзүм чәйләш уруқ чечиш вақтиғичә, йәни Ноябр, Декабр айлириғичә давамлишиду. «Барлиқ дөң-егизликләр ерип кетиду» — бу ибарә бәлким сүт вә шарап шунчә мол болиду, мевә ширнилири еқип туриду, тағлар вә дөңләр «ерип кетиватқан»дәк көрүниду, дегән мәнидә. Бу айәт «Йо.» 3:18-айәттин нәқил кәлтүрүлгән.

9:13 Йо. 3:18

9:14 «Вә хәлқим Исраилни асарәттин қутулдуруп, азатлиққа ериштүримән; улар харап шәһәрләрни қайта қуруп,... улар бағларни бәрпа қилип, мевисини йәйду» — бу улуқ вәдә 4:9, 5:11, 5:27, 8:2-айәтләрдә хатириләнгән җазаларни йүздәйүз өзгәртиду. Ахир берип Худа Өз хәлқини гунадин қутқузуп, пакландуриду вә шуниң билән У улар арисида пүтүнләй улуқлиниду.

9:15 Йәр. 32:41