138
138-күй •••• Худа қәлбни Билгүчидур
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
И Пәрвәрдигар, Сән мени тәкшүрүп чиқтиң,
Һәм мени билип йәттиң;
Өзүң олтарғинимни, турғинимниму билисән;
Жирақта туруқлуқ көңлүмдикини билисән.
Басқан қәдәмлиримни, ятқанлиримни өткәмәңдин өткүздуң;
Барлиқ йоллирим Саңа аяндур.
Бәрһәқ, тилимға бир сөз келә-кәлмәстинла, и Пәрвәрдигар,
Мана Сән буни әйни бойичә билмәй қалмайсән.
Сән мени алди-кәйнимдин орап турисән,
Қолуңни мениң үстүмгә қондурғансән.
Бундақ билим маңа шунчилик тилсимат билиниду!
Шундақ жүксәкки, мән уни билип йетәлмәйдикәнмән.
Роһуңдин нери болушқа нәләргиму баралайттим?
Һозуруңдин өзүмни қачуруп нәләргә баралайттим?
Асманларға чиқсам, мана Сән әшу йәрдә;
Тәһтисарада орун салсамму, мана Сән шу йәрдә;Аюп 26:6; Ам. 9:2, 3, 4; Ибр. 4:13
Сәһәрниң қанатлирини елип учуп,
Деңизниң әң чәт йәрлиридә турсам,
10 Һәтта әшу җайда қолуң мени йетәкләйду,
Оң қолуң мени йөләйду.
11 Мән: «Қараңғулуқ мени япса,
Әтрапимдики йоруқлуқ чоқум кечә болиду» — десәм,
12 Қараңғулуқму Сәндин йошуруналмайду,
Кечиму Саңа күндүздәк айдиңдур,
Қараңғулуқму Саңа йоруқтәктур.
13 Бәрһәк, Сән мениң ичлиримни ясиғансән;
Анамниң қосиғида мени тоқуғансән;«Бәрһәқ, Сән мениң ичлиримни ясиғансән» — яки «Чүнки Сән мениң ичлиримни ясиғансән». «Ичлирим» болса ибраний тилида «бөрәклирим» дегән сөз билән ипадилиниду (бәзи вақитларда бөрәкләр виҗданни билдүриду). Башқа бир хил тәрҗимиси: «Бәрһәқ, Сән мениң ичлиримгә егидурсән».
14 Мән Сени мәдһийиләймән,
Чүнки мән сүрлүк вә карамәт ясалғанмән;
Сениң қилғанлириң карамәт тилсиматтур;
Буни җеним убдан билиду.
15 Мән йошурун җайда ясалғинимда,
Йәр тәглиридә әпчиллик билән тоқулуп шәкилләндүрүлгинимдә,
Устиханлирим Сәндин йошурун әмәс еди.Аюп 10:8,10; Топ. 11:5
16 Әзалирим техи апиридә болмиған күнләрдә,
Улар ясиливатқан күнләрдә,
Көзүң техи шәкилләнмигән җисмимни көрүп йәткән еди;
Уларниң һәммиси аллибурун дәптириңдә йезилған еди.«Уларниң һәммиси аллибурун дәптириңдә йезилған еди» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Улар йоқ болған вақитта, маңа бекитилгән күнлиримниң һәммиси дәптириңдә йезилған».
17 Аһ Тәңрим, ойлириң маңа нәқәдәр қиммәтликтур!
Уларниң жиғиндиси шунчә зордур!
18 Уларни санай десәм, улар деңиздики қумлардинму көптур;
Уйқидин көзүмни ачсам, мән йәнила Сән билән биллидурмән!«Уйқидин көзүмни ачсам, мән йәнила Сән билән биллидурмән!» — «уйқидин көзүмни ачсам» бу йәрдә бәлким тирилиш күнини пуритиду.
19 Аһ, Сән рәзилләрни өлтүрүвәтсәң едиң, и Худа!
Қанхор кишиләр, мәндин жирақ болуш!
20 Чүнки улар Сениң тоғрилиқ һейлилик билән сөзләйду;
Сениң шәһәрлириң улар тәрипидин аздурулди.«Сениң шәһәрлириң улар тәрипидин аздурулди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сениң дүшмәнлириң намиңни бекар ишлитиду».
21 Саңа өчмән болғанларға, и Пәрвәрдигар, мәнму өчқу?
Саңа қарши чиққанларға мәнму жиркинимәнғу?
22 Уларға чиш-тирниқимғичә өчтурмән;
Уларни өз дүшмәнлирим дәп һесаплаймән.
23 Мени күзитип тәкшүргәйсән, и Тәңрим!
Мениң қәлбимни билип йәткәйсән!
Мени синап, ғәмлик ойлиримни билгәйсән;Аюп 31:6; Зәб. 16:3; 25:2
24 Мәндә Өзүңгә азар бәргидәк йолниң бар-йоқлуғини көргәйсән;
Вә мени мәңгүлүк йолуңда йетәклигәйсән!
 
 

138:8 Аюп 26:6; Ам. 9:2, 3, 4; Ибр. 4:13

138:13 «Бәрһәқ, Сән мениң ичлиримни ясиғансән» — яки «Чүнки Сән мениң ичлиримни ясиғансән». «Ичлирим» болса ибраний тилида «бөрәклирим» дегән сөз билән ипадилиниду (бәзи вақитларда бөрәкләр виҗданни билдүриду). Башқа бир хил тәрҗимиси: «Бәрһәқ, Сән мениң ичлиримгә егидурсән».

138:15 Аюп 10:8,10; Топ. 11:5

138:16 «Уларниң һәммиси аллибурун дәптириңдә йезилған еди» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Улар йоқ болған вақитта, маңа бекитилгән күнлиримниң һәммиси дәптириңдә йезилған».

138:18 «Уйқидин көзүмни ачсам, мән йәнила Сән билән биллидурмән!» — «уйқидин көзүмни ачсам» бу йәрдә бәлким тирилиш күнини пуритиду.

138:20 «Сениң шәһәрлириң улар тәрипидин аздурулди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сениң дүшмәнлириң намиңни бекар ишлитиду».

138:23 Аюп 31:6; Зәб. 16:3; 25:2