Бәзи алимлар: «У Өз қоли билән «әҗдиһа юлтуз түркүми»ни ясиған» дәпму тәрҗимә қилиду. ■Зәб. 32:6
■26:6 Зәб. 138:8, 11-12; Пәнд. 15:11; Ибр. 4:13
□26:7 «У йәрниң шималий қутупини аләм бошлуғиға созған» — ибраний тилида: — «У шималий тәрәпләр аләм бошлуғида созған». Бу ибариниң йәрниң шималини әмәс, бәлки асманниң шималидики тәрәпләрни көрситиши мүмкинчилигиму бар. «йәр шари» — әйни тексттә «йәр». Бирақ хелә рошәнки, Аюп йәр-зиминниң мутләқ айрим туридиған бир җисим екәнлигидин толуқ хәвәрдар еди.
□26:9 «У айниң йүзини япиду» — яки «У тәхти болған әршниң йүзини япиду».
■26:9 Аюп 9:8; Зәб. 103:2, 3
□26:10 «Буниң билән у йоруқлуқ һәм қараңғулуқниң чегарасини бекиткән» — илим-пән җәһәттинму, бу сөзләрниң топ-тоғра екәнлиги испатланған.
■26:10 Яр. 1:9; Аюп 38:8; Зәб. 32:7; 103:5-9; Пәнд. 8:29; Йәр. 5:22
□26:12 «У деңизни қудрити билән тиничландуриду» — «тиничландуриду» дегәнниң икки хил тәрҗимиси бар: — «тиничландуриду» яки «долқунлитиду». Бирақ «долқунлитиду» болса кейинки айәт билән маслашмайду. «Раһаб» — «Раһаб»ниң үч хил мәнаси бар. 9-бап, 13-айәттики изаһатни көрүң. Мошу йәрдә, шүбһисизки, деңиздики әшу зор, қорқунучлуқ һайванни көрситиду, һәм шуниң билән бир вақитта у Шәйтанниң бир көрүнүшидур. Бу айәт бәлким Шәйтанниң дәсләптә Худаға қаршилиқ қилип исян көтәргәнлигини, андин Худаниң уни әрштин һайдап деңизға ташлиғанлиғини көрситиду, шундақла әң ахирида уни битчит қиливетидиғанлиғидин бешарәт қилиду. 13-айәтни һәм изаһатиниму көрүң.
□26:13 «тез қачқан әҗдиһа — яки «йорғилима әҗдиһа». «тез қачқан әҗдиһа» — бәлким жуқуриқи «левиатан»ни (9-изаһатни көрүң) яки Шәйтанниң өзини көрситиду. Әгәр иккинчи мәнаси тоғра болса, бу Тәвраттики «Яритилиш» 3-баптики бешарәт билән охшайду. Демәк, ахирда Худа Өз Мәсиһи арқилиқ Шәйтанни пүтүнләй мәғлуб қилиду. Бәзи алимлар: «У Өз қоли билән «әҗдиһа юлтуз түркүми»ни ясиған» дәпму тәрҗимә қилиду.
□26:14 «Бу ишлар пәқәт униң қилғанлириниң кичиккинә бир қисмидур, халас» — ибраний тилида «Бу ишлар пәқәт униң йоллириниң әң четидики бүҗиги, халас». «Униң пүткүл зор қудритиниң гүлдүрмамисини болса кимму чүшинәлисун?!» — Аюпниң бу үч дости Худа һәммидин улуқ вә алий болғанлиғи үчүн Униңға йеқинлишиш мүмкин әмәс, дәп қарайду. Бирақ Аюп үчүн (гуманлиқ нуқтиинәзәрдин әмәс, етиқатниң нуқтиинәзиридин сөзлигән вақитларда) Худаниң улуқлуғи Униң инсанни паклап Өзигә йеқинлаштуруш имканийитини яритип бериду. Шуңа у Худаниң улуқлуғидин шатлиниду.