103
103-күй •••• Худаниң яратқанлиғидин һозурлиниш
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтур, и җеним!
И Пәрвәрдигар Худайим, интайин улуқсән;
Шану-шәвкәт вә һәйвәт билән кийингәнсән;
Либас билән пүркәнгәндәк йоруқлуққа пүркәнгәнсән,
Асманларни чедир пәрдиси кәби яйғансән.Яр. 1:6; Аюп 26:7
У жуқуриқи равақлириниң лимлирини суларға орнатқан,
Булутларни җәң һарвуси қилип,
Шамал қанатлири үстидә маңиду;Зәб. 17:11-12; Йәш. 19:1; Вәһ. 14:14
У пәриштилирини шамаллар,
Хизмәткарлирини от ялқуни қилиду.Ибр. 1:7
Йәрни У һуллири үстигә орнатқан;
У әсла тәвринип кәтмәйду.Аюп 26:7; 38:4, 5, 6; Зәб. 23:1-2; 77:69
Либас билән оралғандәк, уни чоңқур деңизлар билән ориғансән,
Сулар тағлар чоққилири үстидә турди.«Либас билән оралғандәк, уни чоңқур деңизлар билән ориғансән, сулар тағлар чоққилири үстидә турди» — бу айәт бәлким Нуһ пәйғәмбәр дәвридики топанни көрситиду (9-айәтни көрүң). Бәзи алимлар уни яритилиш җәрянидики үчинчи күнини көрситиду, дәп қарайду.
Сениң тәнбиһиң билән сулар бәдәр қачти,
Гүлдүрмамаңниң садасидин улар тездин янди;
Тағлар өрләп чиқти,
Вадилар чүшүп кәтти,
Сулар Сән бекиткән җайға чүшүп кәтти.«Тағлар өрләп чиқти, вадилар чүшүп кәтти, сулар Сән бекиткән җайға чүшүп кәтти» — башқа бир хил тәрҗимиси «Улар (сулар) тағларға чиқип, вадилардин чүшүп, сән бекиткән җайға еқип кәтти».
Улар тешип, йәрни йәнә қаплимисун дәп,
Сән уларға чәклимә қойғансән.
10 Тәңри вадиларда булақларни ечип урғутиду,
Сулири тағлар арисида ақиду.
11 Даладики һәр бир җаниварға уссулуқ бериду,
Явайи ешәкләр уссузлуқини қандуриду.
12 Көктики қушлар уларниң бойида қониду,
Дәрәқ шахлири арисида сайрайду.
13 У жуқуридики равақлиридин тағларни суғириду;
Йәр Сениң ясиғанлириңниң мевилиридин қандурулиду!
14 У маллар үчүн от-чөпләрни,
Инсанлар үчүн көктатларни өстүриду,
Шундақла нанни йәрдин чиқириду;
15 Адәмниң көңлини хуш қилидиған шарапни,
Инсан йүзини пақиритидиған майни чиқириду;
Инсанниң жүригигә нан билән қувәт бериду;
16 Пәрвәрдигарниң дәрәқлири,
Йәни Өзи тиккән Ливан кедир дәрәқлири су ичип қанаәтлиниду.
17 Әнә ашулар арисиға қушлар уга ясайду,
Ләйләк болса, арча дәрәқлирини макан қилиду.
18 Егиз чоққилар тағ өшкилириниң,
Тик ярлар суғурларниң панаһи болиду.«Тик ярлар суғурларниң панаһи болиду» — «суғурлар» (яки «сичқанлар») кичик бир һайван.
19 Пәсилләрни бекитмәк үчүн У айни яратти,
Қуяш болса петишини билиду.
20 Сән қараңғулуқ чүшүрисән, түн болиду;
Ормандики җаниварларниң һәммиси униңда шипир-шипир кезип жүриду.
21 Асланлар олҗа издәп һөкирәйду,
Тәңридин озуқ-түлүк соришиду;Аюп 38:39,40; Йәш. 31:4
22 Қуяш чиқипла, улар чекиниду,
Қайтип кирип угилирида ятиду.
23 Инсан болса өз ишиға чиқиду,
Та кәчкичә меһнәттә болиду.
24 И Пәрвәрдигар, ясиған һәр хил нәрсилириң нәқәдәр көптур!
Һәммисини һекмәт билән яратқансән,
Йәр йүзи иҗат-байлиқлириң билән толди.
25 Әнә бүйүк бепаян деңиз туриду!
Униңда сан-санақсиз ғуж-ғуж җаниварлар,
Чоң вә кичик һайванлар бар.
26 Шу йәрдә кемиләр қатнайду,
Униңда ойнақлисун дәп сән ясиған левиатанму бар;«Униңда ойнақлисун дәп сән ясиған левиатанму бар» — «левиатан» — 74:14-айәттики һәм «Аюп» 41:1-айәттики изаһатларни көрүң.
27 Вақтида озуқ-түлүк бәргин дәп,
Буларниң һәммиси Саңа қарайду.Зәб. 144:15
28 Уларға бәргиниңдә, теривалиду,
Қолуңни ачқиниңдила, улар назу-немәтләргә тойиду.
29 Йүзүңни йошурсаң, улар дәккә-дүккигә чүшиду,
Роһлирини алсаң, улар җан үзүп,
Йәнә тупраққа қайтиду.Зәб. 29:8
30 Роһуңни әвәткиниңдә, улар яритилиду,
Йәр-йүзи йеңи бир дәвир билән алмишиду.
31 Пәрвәрдигарниң шан-шөһрити әбәдийдур,
Пәрвәрдигар Өз яратқанлиридин хурсән болиду.
32 У йәргә баққинида, йәр титрәйду,
Тағларға тәккинидә, улар түтүн чиқириду.
33 Һаятла болидикәнмән, Пәрвәрдигарға нахша ейтимән;
Вуҗудум болсила Худайимни күйләймән.Зәб. 62:5; 145:2
34 У сүргән ой-хияллиримдин сөйүнсә!
Пәрвәрдигарда хошаллинимән!
35 Гунакарлар йәр йүзидин түгитилиду,
Рәзилләр йоқ болиду.
И җеним, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтур!
Һәмдусана!«Һәмдусана!» — бу йәрдә (шундақла Зәбурниң башқа йәрлиридә) «Һәмдусана» ибраний тилидики «Һаллелуяһ», йәни «Яһни мәдһийиләңлар» дегән сөзни билдүриду.
 
 

103:2 Яр. 1:6; Аюп 26:7

103:3 Зәб. 17:11-12; Йәш. 19:1; Вәһ. 14:14

103:4 Ибр. 1:7

103:5 Аюп 26:7; 38:4, 5, 6; Зәб. 23:1-2; 77:69

103:6 «Либас билән оралғандәк, уни чоңқур деңизлар билән ориғансән, сулар тағлар чоққилири үстидә турди» — бу айәт бәлким Нуһ пәйғәмбәр дәвридики топанни көрситиду (9-айәтни көрүң). Бәзи алимлар уни яритилиш җәрянидики үчинчи күнини көрситиду, дәп қарайду.

103:8 «Тағлар өрләп чиқти, вадилар чүшүп кәтти, сулар Сән бекиткән җайға чүшүп кәтти» — башқа бир хил тәрҗимиси «Улар (сулар) тағларға чиқип, вадилардин чүшүп, сән бекиткән җайға еқип кәтти».

103:18 «Тик ярлар суғурларниң панаһи болиду» — «суғурлар» (яки «сичқанлар») кичик бир һайван.

103:21 Аюп 38:39,40; Йәш. 31:4

103:26 «Униңда ойнақлисун дәп сән ясиған левиатанму бар» — «левиатан» — 74:14-айәттики һәм «Аюп» 41:1-айәттики изаһатларни көрүң.

103:27 Зәб. 144:15

103:29 Зәб. 29:8

103:33 Зәб. 62:5; 145:2

103:35 «Һәмдусана!» — бу йәрдә (шундақла Зәбурниң башқа йәрлиридә) «Һәмдусана» ибраний тилидики «Һаллелуяһ», йәни «Яһни мәдһийиләңлар» дегән сөзни билдүриду.