Биз ахирда бу темида йәнә тохтилип өтимиз. ■Зәб. 106:35
□38:2 «Несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән зади ким?» — Пәрвәрдигарниң бу соали кимни көрситиду? Кейинки 42-бапта Аюпму соалға җававән: «Несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән ким? Шуниң билән мән чүшәнмигәнлиримни дәп салдим, адәмниң әқли йәтмәйдиған тилсимат ишларни ейтип ташлидим» дәп җавапкарлиқни өзигә алиду. Аюп өзи шундақ дегини билән, Худа бу сөзни қилғанда ахирқи қетимқи сөзлигүчи Елиху еди. Көргинимиздәк униң бәзи гәплири дәл җайида ейтилған, һәтта бешарәт болғини билән, униңму сөзидә хаталиқ аз әмәс. Достларниң сөзлиридиму хаталиқ көп еди. Шуңа биз Худаниң бу сөзи Аюп, Елиху вә Аюпниң үч достидин ибарәт бәшәйләнни өз ичигә алиду, дәп қараймиз.
□38:3 «Әркәктәк белиңни чиң бағла» — «һәқиқий әркәк» яки «һәқиқий оғул бала» дегәнниң немә екәнлиги Худа алдида турғандила андин билиниду. Худаниң алдида туруп Униңға җавап берәлмәйдиған, өзиниң мәсъулийитини өз зиммисигә елиштин баш тартқан киши әркәк әмәстур.
□38:6-7 «Худаниң оғуллири» — 1-баптики изаһатимиздәк, бәлким муқәддәс пәриштиләрни көрситиду. «Таң сәһәрдики юлтузлар» болса бизниңчә охшашла пәриштиләрни көрситиду. Пәриштиләрниң юлтузлар билән зич мунасивити бардур.
■38:8 Яр. 1:9; Аюп 26:10; Зәб. 32:7; 103:6-9; Пәнд. 8:29; Йәр. 5:22
□38:11 «Сениң тәкәббур долқунлириң мошу йәрдә тохтисун» — деңиз-океанлар һәм йәр-зиминниң арилиғидики тәңпуңлуқ әмәлийәттә наһайити назук бир иш. Йәр йүзиниң үчтин иккиси деңиз. Геологийә илми дунияйимизниң илгири пүтүнләй деңиз астида ятқанлиғини испатлайду. Тәвраттики «Яритилиш» дегән қисимда Худаниң йәр-зиминни деңиздин егизлитиши һәм деңиздин айриветиши хатириләнгән. Нуһ пәйғәмбәр дәвридики кәлкүндин кейин Худа дунияни ахирәткичә иккинчи қетим ашундақ дуниявий кәлкүн билән чөмүлдүрмәймән, дәп инсанийәткә вәдә бәргән.
□38:13 «Сән шундақ қилип сәһәргә йәр йүзиниң қәриниму йорутқузуп һөкүм сүргүзүп...» — ибраний тилида «сән шундақ қилип сәһәргә йәр йүзиниң қәриниму тутқузуп». «Сән ... сәһәргә йәр йүзиниң қәриниму йорутқузуп һөкүм сүргүзүп, шундақла рәзилләрни титритип йәр-зиминдин қоғлатқузғанмусән?» — толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «... Сән шундақ қилип, сәһәр нуриға йәр йүзиниң бүҗәклирини тутқузуп, рәзилләрни зиминдин силкип ташлатқузивәткәнмусән?» (бу хил тәрҗимә тоғра болса, йәр-зимин йотқанға охшитилиду; нурниң келиши худди йотқанни силкигәндәк, рәзилләрни қоғдайдиған қараңғулуқни йоқитиду).
□38:14 «Шуниң билән йәр-зимин сеғиз лайға бесилған мөһүр излиридәк өзгәртилиду» — кечидә һәр бир нәрсиниң шәкли ениқ көрүнмәйду, әлвәттә. Қуяш нури астида һәр йәрниң шәкли очуқ көрүниду.
□38:15 «Һәм шуниң билән рәзилләрниң «нур»и улардин елип кетилиду; көтирилгән биләкләр сундурулиду» — демәк, рәзилләр үчүн қараңғулуқ уларниң «нур»и, «күндүз»и, йәни «хизмәт қилиш» вақти болиду. Таң сәһәр келиши билән уларниң «нури» елип кетилиду, шуңлашқа улар яман ишларни қиливәрмәйду, бәлки җазалашқа учрайду. Бу сөз йәнә қиямәт күниниң нуриниң келиши билән, һазирқи гуналиқ дунияниң қараңғулуғини бузуп ташлайдиғанлиғиниму көрсәткән бир бешарәт болса керәк.
□38:23 «Буларни азап-оқубәтлик заманға қалдурдум, җәң вә уруш күни үчүн тәйярлап қойдум» — 22- һәм 23-айәттә Худаниң қар вә мөлдүрни адәмләрниң рәзиллигини чәкләшкә вә яки инсанға тәрбийә беришкә қурал сүпитидә ишлитидиғанлиғи көрситилиду.
□38:25 «Ямғур кәлкүниниң чүшидиған қанилини чепип тәйярлиған кимду?» — ямғурниң йәр йүзиниң мәлум бир йеригә чүшидиғанлиғини, башқа бир йеригә чүшмәйдиғанлиғини Худа авал алаһидә бекиткәнлигини көрситиду.
□38:27 «Ямғур ... һеч адәмзатсиз дәшт-баяванға яғдурулиду... От-чөп бих уруп көкләп чиқмамду? (26-27-айәт)» — Худаниң қилидиған нурғун ишлириниң көрүнүштә адәмләр билән мунасивити йоқтәк қилиду һәм адәмниң көзигә көрүнмәйду. Һазирқи тәбиий пәнләргә асасән билимизки, әслидә керәксиз дәп қаралған һайванлар һәм өсүмлүкләр тәбиәтниң тәңпуңлуғини асрашқа толиму керәк. Дуниядики бәзи кичиккинә ишлар тәбиий муһит тәңпуңлуғиға чоң тәсир йәткүзиду. Буниңдин сирт, Худа Аюпқа: «Мән адәмзатсиз дәшт-баяванда өскән гүл-гияларниң гөзәллигидин (мәйли саңа һеч әһмийәтсиз болсиму) һозур алғум болса, сениң немә кариң? Вә Мән әгәр сән көрәлмәйдиған һәм мәхситимни чүшәнмәйдиған шунчә көп ишларни қилсам, өзүңниң ишлирида қилғанлиримни чүшәнмигән болсаңму, сениң башқа ишлириңда көрсәткән муһәббитимгә қарап Маңа тайинип ишәнсәң болмамду? Әгәр бу ишлар пәқәт Өзүмниңла разилиғим үчүн болса сәнму рази боламсән?» — дегәндәк болса керәк. Биз ахирда бу темида йәнә тохтилип өтимиз.
□38:31 «Қәлб юлтузлар топи» — бу түркүмниң юлтузлириниң дәрвәқә бир-биригә бағлинип турушида сирлиқ бир күч бар. Орион юлтуз түркүмидики бәзи юлтузларниң бир-биригә бағлинидиған сирлиқ күчиму бар.
□38:32 «Чоң Ейиқ түркүми» — бу юлтуз түркүми «Йәттә Қарақчи» яки «Йәттә Қозуқ» дәпму атилиду.
■38:36 Аюп 32:8; Топ. 2:26; Дан. 1:17