31
Давами
Шу вақитта, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраилниң җәмәтлириниң Худаси болимән, улар Мениң хәлқим болиду.
 
Исраил, йәни «10 қәбилә» әслигә кәлтүрүлүп Йәһудаға бағлинип, Худа алдида ибадәт қилиду
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қиличтин аман қалған хәлиқ, йәни Исраил, чөл-баяванда илтипатқа егә болған; Мән келип уларни арам тапқузимән. «Қиличтин аман қалған хәлиқ, йәни Исраил, чөл-баяванда илтипатқа егә болған» — «Исраил» мошу йәрдә Асурийә империйәси миладийәдин илгәрки 722-жили өзигә сүргүн қилған он қәбилини көрситиду. «Қиличтин аман қалған хәлиқ» йәнә Бабилға сүргүн болған Йәһудани көрситиду (51:50ни көрүң). «Чөл-баяванда илтипатқа егә болған» дегән сөзләр, Исраил Мисирдин қутқузулуп чиқип, чөл-баявандин өтүп нурғун карамәт ишларни көргәндәк, мошу сүргүн болған Исраил билән Йәһуда Бабил вә башқа шималий тәрәпләрдин тәң қутқузулуп, чөл-баявандин өтүп Худаниң илтипати билән нурғун карамәт ишларни көриду. Пәрвәрдигар жирақ жутта бизгә көрүнүп: «Мән сени мәңгү бир муһәббәт билән сөйүп кәлдим; шуңа Мән өзгәрмәс меһриванлиқ билән сени Өзүмгә тартип кәлгәнмән. Мән сени қайтидин қуримән, шуниң билән сән қурулисән, и Исраил қизи! Сән қайтидин даплириңни елип шат-хурам қилғанларниң уссуллириға чиқисән. Йәр. 30:19 Сән қайтидин Самарийәниң тағлири үстигә үзүмзарлар тикисән; уларни тиккүчиләр өзлири тикип, мевисини өзлири йәйду. «Сән қайтидин Самарийәниң тағлири үстигә үзүмзарлар тикисән; уларни тиккүчиләр өзлири тикип, мевисини өзлири йәйду» — үзүмзарни өстүрүш үчүн узун вақит керәк болғачқа, уларниң мәвҗут болғанлиғи шу чағниң аман-течлиқ күнләр екәнлигини көрситиду.  Йәш. 65:21 Чүнки Әфраимниң егизлигидә турған күзәтчиләр: «Туруңлар, Пәрвәрдигар Худайимизға ибадәт қилишқа Зионға чиқайли!» — дәп нида көтиридиған күни келиду.«Әфраимниң егизлигидә турған күзәтчиләр: ...» — «Әфраим» дегәнлик мошу йәрни «Исраил», йәни «шималий падишалиқ»ни көрситиду (шималий падишалиқтики он қәбилә бәзи вақитларда қисқичә «Әфраим» дәп аталған). «Исраил» Йәһудадин айрилип чиққан вақтида, Исраилниң падишаси өз пухралирини бурунқидәк Йәһуда билән биллә Йерусалимдики ибадәтханида ибадәт қилса, ундақта өзидин йүз өрүп кетиши яки ялтийиши мүмкин дәп қарап, уларниң Йерусалимға бармаслиғи үчүн өзиниң «ибадәтхана»сини қуруп униңға бутларни салған. Мошу бешарәт, кәлгүсидә мошундақ һәсәтхорлуқ мәвҗут болмайду, Йәһуда вә Әфраимниң Худаниң ибадитидә қәлби бир болиду, дәйду. «күзәтчиләр» — буларниң адәттики бурчи, дүшмәнләрниң йеқин кәлгәнлиги тоғрилиқ агаһ бериш. Лекин шу күнләр теч-аман болғачқа, уларниң бирдин-бир бурҗи «йеңи ай»ни байқап, байрам-һейтларниң йетип кәлгәнлигини, шуниңдәк Йерусалимға чиқайли, дәп җакалаштин ибарәт болиду.  Йәш. 2:2, 3; Мик. 4:2
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Яқуп үчүн шат-хурамлиқ билән нахша ейтиңлар,
Әлләрниң беши болғучи үчүн айһай көтириңлар;
Җакалаңлар, мәдһийә оқуп: «И Пәрвәрдигар, Сениң хәлқиңни,
Йәни Исраилниң қалдисини қутқузғайсән!» — дәңлар!«Яқуп үчүн шат-хурамлиқ билән нахша ейтиңлар, әлләрниң беши болғучи үчүн айһай көтириңлар; җакалаңлар, мәдһийә оқуп...дәңлар!» — бу сөзләр кимләргә ейтилиду? Яқуп «әлләрниң беши» дәп аталғачқа, бу сөзләр «ят әлләр»гә ейтилиши мүмкин (10-айәтни көрүң); яки болмиса сүргүнлүктин жутқа балдур қайтип келиватқан Йәһудаға, яки қериндашлириға дуа қилишни дәвәт қилип ейтилиду.
Мана, Мән уларни шималий жутлардин епкелимән,
Йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин жиғимән;
Улар арисида әмалар вә токурлар болиду;
Һамилдар вә туғай дегәнләр биллә болиду;
Улар улуқ бир җамаәт болуп қайтип келиду.Йәр. 3:18
Улар жиға-зерәлар көтирип келиду,
Улар дуа-тилавәт қилғанда уларни йетәкләймән;
Мән уларни ериқ-өстәңләр бойида, һеч путлашмайдиған түз йол билән йетәкләймән;
Чүнки Мән Исраилға ата болимән,
Әфраим болса Мениң тунҗа оғлумдур.Мис. 4:22
10 Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и әлләр,
Деңиз бойидики жирақ жутларға: —
«Исраилни тарқатқучи уни қайтидин жиғиду,
Пада баққучи падисини баққандәк У уларни бақиду;
11 Чүнки Пәрвәрдигар Яқупни бәдәл төләп қутулдурған,
Униңға Һәмҗәмәт болуп өзидин зор күчлүк болғучиниң чаңгилидин қутқузған!» — дәп җакалаңлар.Йәш. 40:10; 49:24,25
12 Улар келип Зиондики егизликләрдә шат-хурамлиқта товлайду,
Пәрвәрдигарниң илтипатидин, йәни йеңи шараптин, зәйтун мейидин, мал-варанниң қозилиридин бәрқ уриду;
Уларниң җени худди мол суғирилған бағдәк болиду,
Улар иккинчи һеч солашмайду.Йәш. 61:11
13 Шу чағда қизлар уссулда шатлиниду,
Жигитләр вә мойсипитларму тәң шундақ болиду;
Чүнки Мән уларниң аһ-зарлирини шат-хурамлиққа айландуримән;
Мән уларға тәсәлли берип, дәрд-әлиминиң орниға уларни шатлиққа чөмдүримән.
14 Мән каһинларни молчилиқ билән тойғузимән,
Хәлқим илтипатимға қанаәт қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
15 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Рамаһ шәһиридә бир сада,
Аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлиниду,
— Бу Раһиләниң өз балилири үчүн көтәргән аһ-зарлири;
Чүнки у балилири болмиғачқа, тәсәллини қобул қилмай пиған көтириду.«Рамаһ шәһиридә бир сада, аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлиниду,..» — «Рамаһ» болса Бәйт-Әл вә Бәйт-Ләһәм арисидики йеза; Яқупниң аяли Раһилә (бала туққинида) шу йәрдә өлүп көмүлгән еди. Раһилә «Исраил»дики он қәбилиниң ичидики икки чоң қәбилиниң әҗдати болған Әфраим вә Манассәһниң чоң аписи еди; мошу йәрдә у уларниң Исраил зиминидин (сүргүн болуп) әлвида айрилип кәткәнлиги үчүн жиғлап ташлиғанлиғиға символ қилиниду.  Мат. 2:17,18
16 Пәрвәрдигар униңға мундақ дәйду: — Жиға-зерәиңни тохтат, көзлириңни яшлардин тарт; чүнки муну тартқан җапайиңдин мевә болиду, — дәйду Пәрвәрдигар; — улар дүшмәнниң зиминидин қайтиду; 17 бәрһәқ, келәчикиң үмүтлик болиду, — дәйду Пәрвәрдигар; — вә сениң балилириң йәнә өз чегарисидин кирип келиду.
18 Мән дәрвәқә Әфраимниң өзи тоғрилиқ өкүнүп:
«Сән бизгә шаш топаққа тәрбийә бәргәндәк савақ-тәрбийә бәрдиң;
Әнди бизни товва қилдурғайсән,
Биз шуниң билән товва қилип қайтип келимиз,
Чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән;«Мән дәрвәқә Әфраимниң өзи тоғрилиқ өкүнүп: «Сән бизгә шаш топаққа тәрбийә бәргәндәк савақ-тәрбийә бәрдиң; әнди бизни товва қилдурғайсән, ... чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән» — ибраний тилида Әфраимниң сөзлириниң һәммиси «мән», «мени» қатарлиқ алмашлар билән ипадилиниду. Чүшинишлик болсун дәп мошу айәттә вә 19-айәттә Әфраим баян қилинғанда, «мән» дегән сөзни «биз» дәп тәрҗимә қилдуқ.
Ибраний тилида «товва қилиш» вә «қайтип келиш» бир сөз биләнла ипадилиниду. Мошу йәрдә шүбһисизки, һәм хәлиқниң товва қилишини вә өз жутиға қайтип келишиниму көрситиду.
  Жиғ. 5:21
19 Чүнки биз товва қилдурулушимиз билән һәқиқәтән товва қилдуқ;
Биз өзимизни тонуп йәткәндин кейин, йотимизни урдуқ;
Биз яшлиғимиздики қилмишниң шәрм-һаяси түпәйлидин номус қилип, хиҗаләттә қалдуқ!» — дегәнлигини аңлидим.«биз өзимизни тонуп йәткәндин кейин, йотимизни урдуқ» — «йотини уруш» дегән һәрикәт қаттиқ пушайман, қаттиқ хиҗаләтни билдүрәтти.  Қан. 30:2
20 — Әфраим Маңа нисбәтән җан-җигәр балам әмәсму?
Чүнки Мән уни әйиплигән тәғдирдиму, уни һәрдайим көңлүмдә сеғинимән;
Шуңа ич-бағрим униңға ағриватиду;
Мән униңға рәһим қилмисам болмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
21 — Шуңа өзүңгә йол бәлгүлирини бекитип қойғин;
Сән сүргүнгә маңған йолға, шу көтирилгән йолға көңүл қоюп диққәт қилғин;
Һазир шу йол билән қайтип кәл, и җан-җигирим Исраил қизи,
Мошу шәһәрлириңгә қарап қайтип кәл!
22 Сән қачанғичә тенәп жүрисән, и йолдин чиққучи қизим?
Чүнки Пәрвәрдигар йәр йүзидә йеңи иш яритиду:
— Аял киши батурниң әтрапида йепишип хәвәр алиду!«Пәрвәрдигар йәр йүзидә йеңи иш яритиду: — аял киши батурниң әтрапида йепишип хәвәр алиду!» — бу әҗайип бешарәт тоғрилиқ «Қошумчә сөз»имизни көрүң. Бизниңчә у Мәсиһниң пак қиз Мәрйәмдин туғулушини өз ичигә алиду.
 
Йәһуда әслигә кәлтүрүлиду
23 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүргинимдә Йәһуданиң зиминида вә шәһәрлиридә хәқләр йәнә Йерусалим тоғрилиқ: «Пәрвәрдигар сени бәхитлиқ қилғай, и һәққанийлиқ турған җай, пак-муқәддәсликниң теғи!» дәйдиған болиду. Йәр. 50:7 24 Шу йәрдә Йәһуда — шәһәрлиридикиләр, деханлар вә пада баққучи көчмән чарвичилар һәммиси биллә туриду. 25 Чүнки Мән һерип кәткән җан егилириниң һаҗитидин чиқимән, һәр бир һалидин кәткән җан егилирини йеңиландуримән.
26 — Мән Йәрәмия буни аңлап ойғандим, әтрапқа қаридим, наһайити татлиқ ухлаптимән.«— Мән Йәрәмия буни аңлап ойғандим, әтрапқа қаридим, наһайити татлиқ ухлаптимән» — бәзи алимлар бу айәт кәлгүсидики Исраилниң әһвалини көрситип: «Улар шу чағда: «Биз һазир ойғинип әтрапқа қарисақ, яхши уйқидин бәһримән болдуқ» дәйду» дәп тәрҗимә қилиду. Бизниңчә бәлким Худаниң сөзи Йәрәмияға чүшидә кәлгәндур.
 
Исраил вә Йәһуда қайтидин аһалилик болиду
27 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәтидә вә Йәһуда җәмәтидә инсан нәслини вә һайванларниң нәслини терип өстүримән. 28 Шундақ болидуки, Мән уларни жулуш, сөкүш, һалак қилиш, ағдуруш үчүн, уларға нәзиримни салғандәк, Мән уларни қуруш вә тикип өстүрүш үчүнму уларға нәзиримни салимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
 
Йеңи әһдә
29 Шу күнләрдә улар йәнә: «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегән, шуңа балиларниң чиши қериқ сезилиду» дегән мошу мақални һеч ишләтмәйду. «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегән, шуңа балиларниң чиши қериқ сезилиду» — демәк, ата-бовимиз яман иш қилған, бирақ биз униң яман ақивитини, Худаниң җазасини көримиз. 30-айәтни көрүң.  Әз. 18:2, 3 30 Чүнки һәр бирси өз гунайи үчүн өлиду; аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегәнләрниң болса, өзиниң чиши қериқ сезилиду.«аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегәнләрниң болса, өзиниң чиши қериқ сезилиду» — бу 30-айәттики мақал 29-айәттики мәқулниң әксидур. «Әзакиял пәйғәмбәр» китавида изаһлиғинимиз («қошумчә сөз»имиздә, «Әз.» 18:12 тоғрилиқ ейтилған)дәк, ата-бовилириниң гуналири бала-әвлатлириға мәлум бир тәсири бардур, дәп әкс етиду; лекин Худа һазир йеңи әһдини (31-34ни көрүң) улар билән түзмәкчи болидуки, уларниң һәр бириниң Худа билән алаһидә мунасивәт-достлуғи бар болиду, өткәндики ишлар уларға һеч қандақ тәсир йәткүзмәйду.
31 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти билән йеңи әһдә түзимән; Ибр. 8:8 32 бу әһдә уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдигә охшимайду; шу әһдини Мән ата-бовилирини қолидин тутуп Мисирдин қутқузуп йетәклигинимдә улар билән түзгән едим; гәрчә Мән уларниң йолдиши болған болсамму, Мениң улар билән түзүшкән әһдәмни бузған, — дәйду Пәрвәрдигар. 33 Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки:
— Мән Өз Тәврат-қанунлиримни уларниң ичигә салимән,
Һәмдә уларниң қәлбигиму язимән.
Мән уларниң Илаһи болимән,
Уларму Мениң хәлқим болиду.«шу күнләрдин кейин» — бәлким Худа хәлқини өз жутиға қайтурғандин кейин.  Йәр. 24:7; 30:22; 31:33
34 Шундин башлап һеч ким өз йеқиниға яки өз қериндишиға: — «Пәрвәрдигарни тонуғин» дәп үгитип жүрмәйду; чүнки уларниң әң кичигидин чоңиғичә һәммиси Мени тонуп болған болиду; чүнки Мән уларниң қәбиһлигини кәчүримән һәмдә уларниң гунайини һәргиз есигә кәлтүрмәймән, — дәйду Пәрвәрдигар.Йәш. 54:13; Йәр. 33:8; Мик. 7:18; Юһ. 6:45; Рос. 10:43
 
Йеңи әһдигә капаләт бериш
35 Қуяшни күндүздә нур болсун дәп бәргән, ай-юлтузларни кечидә нур болсун дәп бәлгүлигән, долқунлирини шарқиритип деңизни қозғайдиған Пәрвәрдигар мундақ дәйду (самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур): —Яр. 1:16; Йәш. 51:15
36 — Мошу бәлгүлигәнлирим Мениң алдимдин йоқап кәтсә, — дәйду Пәрвәрдигар, — әнди Исраилниң әвлатлириму Мениң алдимдин бир әл болуштин мәңгүгә қелиши мүмкин. 37 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Жуқирида асманлар мөлчәрләнсә, төвәндә йәр һуллири тәкшүрүлүп билинсә, әнди Мән Исраилниң барлиқ әвлатлириниң қилған һәммә қилмишлири түпәйлидин улардин ваз кечип ташлиғучи болимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
 
Йерусалим шәһири кеңәйтилиду
38 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — шәһәр мәхсус Маңа атилип «Һананийәлниң мунари»дин «Доқмуш дәрвазаси»ғичә қайтидин қурулиду; 39 әлчәм таниси қайтидин өлчәш үчүн шу йәрдин «Гарәб дөңи»гичә, андин Гоатқа бурулуп созулиду; 40 җәсәтләр вә қурбанлиқ күллири ташлинидиған пүткүл җилға, шундақла Кидрон дәриясиғичә һәм шәриқкә қарайдиған «Ат дәрвазиси»ниң доқмушиғичә ятқан етизларниң һәммиси Пәрвәрдигарға пак-муқәддәс дәп һесаплиниду; шәһәр қайтидин һеч жулуп ташланмайду, һәргиз қайтидин ағдуруп ташланмайду.«җәсәтләр вә қурбанлиқ күллири ташлинидиған пүткүл җилға» — мошу «җилға» «Һинномниң җилғиси» (Гә-Һинном)ни көрситиду (7-бап, 31-32-айәт вә изаһатиниму көрүң). Бу җилғиға әхләтләр һәм һәр хил напак нәрсиләр ташлинатти. Бу интайин напак, паскина җилғиниң кәлгүси заманда (айәтниң иккинчи қисмида ейтилғандәк) Худаға атап муқәддәс болидиғанлиғи әҗайип иш болиду. Демәк, Худаниң шәпқити билән пүткүл шәһәр вә униң һәммиси интайин пак-муқәддәс болиду.
Йерусалим шәһириниң һазирқи әтраплири бу айәтләрдә көрситилгән җайларда кеңәйтәлмәктә. «җәсәтләр... ташлинидиған... җилға» .. «Кидрон дәрияси»... «Ат дәрвазиси» — шәһәрниң җәнубий тәрипигә, «Кидрон дәрияси» шәрқий тәрипигә, «Ат дәрвазиси» болса бәлким шималий тәрипигә җайлашқан еди.
 
 

31:2 «Қиличтин аман қалған хәлиқ, йәни Исраил, чөл-баяванда илтипатқа егә болған» — «Исраил» мошу йәрдә Асурийә империйәси миладийәдин илгәрки 722-жили өзигә сүргүн қилған он қәбилини көрситиду. «Қиличтин аман қалған хәлиқ» йәнә Бабилға сүргүн болған Йәһудани көрситиду (51:50ни көрүң). «Чөл-баяванда илтипатқа егә болған» дегән сөзләр, Исраил Мисирдин қутқузулуп чиқип, чөл-баявандин өтүп нурғун карамәт ишларни көргәндәк, мошу сүргүн болған Исраил билән Йәһуда Бабил вә башқа шималий тәрәпләрдин тәң қутқузулуп, чөл-баявандин өтүп Худаниң илтипати билән нурғун карамәт ишларни көриду.

31:4 Йәр. 30:19

31:5 «Сән қайтидин Самарийәниң тағлири үстигә үзүмзарлар тикисән; уларни тиккүчиләр өзлири тикип, мевисини өзлири йәйду» — үзүмзарни өстүрүш үчүн узун вақит керәк болғачқа, уларниң мәвҗут болғанлиғи шу чағниң аман-течлиқ күнләр екәнлигини көрситиду.

31:5 Йәш. 65:21

31:6 «Әфраимниң егизлигидә турған күзәтчиләр: ...» — «Әфраим» дегәнлик мошу йәрни «Исраил», йәни «шималий падишалиқ»ни көрситиду (шималий падишалиқтики он қәбилә бәзи вақитларда қисқичә «Әфраим» дәп аталған). «Исраил» Йәһудадин айрилип чиққан вақтида, Исраилниң падишаси өз пухралирини бурунқидәк Йәһуда билән биллә Йерусалимдики ибадәтханида ибадәт қилса, ундақта өзидин йүз өрүп кетиши яки ялтийиши мүмкин дәп қарап, уларниң Йерусалимға бармаслиғи үчүн өзиниң «ибадәтхана»сини қуруп униңға бутларни салған. Мошу бешарәт, кәлгүсидә мошундақ һәсәтхорлуқ мәвҗут болмайду, Йәһуда вә Әфраимниң Худаниң ибадитидә қәлби бир болиду, дәйду. «күзәтчиләр» — буларниң адәттики бурчи, дүшмәнләрниң йеқин кәлгәнлиги тоғрилиқ агаһ бериш. Лекин шу күнләр теч-аман болғачқа, уларниң бирдин-бир бурҗи «йеңи ай»ни байқап, байрам-һейтларниң йетип кәлгәнлигини, шуниңдәк Йерусалимға чиқайли, дәп җакалаштин ибарәт болиду.

31:6 Йәш. 2:2, 3; Мик. 4:2

31:7 «Яқуп үчүн шат-хурамлиқ билән нахша ейтиңлар, әлләрниң беши болғучи үчүн айһай көтириңлар; җакалаңлар, мәдһийә оқуп...дәңлар!» — бу сөзләр кимләргә ейтилиду? Яқуп «әлләрниң беши» дәп аталғачқа, бу сөзләр «ят әлләр»гә ейтилиши мүмкин (10-айәтни көрүң); яки болмиса сүргүнлүктин жутқа балдур қайтип келиватқан Йәһудаға, яки қериндашлириға дуа қилишни дәвәт қилип ейтилиду.

31:8 Йәр. 3:18

31:9 Мис. 4:22

31:11 Йәш. 40:10; 49:24,25

31:12 Йәш. 61:11

31:15 «Рамаһ шәһиридә бир сада, аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлиниду,..» — «Рамаһ» болса Бәйт-Әл вә Бәйт-Ләһәм арисидики йеза; Яқупниң аяли Раһилә (бала туққинида) шу йәрдә өлүп көмүлгән еди. Раһилә «Исраил»дики он қәбилиниң ичидики икки чоң қәбилиниң әҗдати болған Әфраим вә Манассәһниң чоң аписи еди; мошу йәрдә у уларниң Исраил зиминидин (сүргүн болуп) әлвида айрилип кәткәнлиги үчүн жиғлап ташлиғанлиғиға символ қилиниду.

31:15 Мат. 2:17,18

31:18 «Мән дәрвәқә Әфраимниң өзи тоғрилиқ өкүнүп: «Сән бизгә шаш топаққа тәрбийә бәргәндәк савақ-тәрбийә бәрдиң; әнди бизни товва қилдурғайсән, ... чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән» — ибраний тилида Әфраимниң сөзлириниң һәммиси «мән», «мени» қатарлиқ алмашлар билән ипадилиниду. Чүшинишлик болсун дәп мошу айәттә вә 19-айәттә Әфраим баян қилинғанда, «мән» дегән сөзни «биз» дәп тәрҗимә қилдуқ. Ибраний тилида «товва қилиш» вә «қайтип келиш» бир сөз биләнла ипадилиниду. Мошу йәрдә шүбһисизки, һәм хәлиқниң товва қилишини вә өз жутиға қайтип келишиниму көрситиду.

31:18 Жиғ. 5:21

31:19 «биз өзимизни тонуп йәткәндин кейин, йотимизни урдуқ» — «йотини уруш» дегән һәрикәт қаттиқ пушайман, қаттиқ хиҗаләтни билдүрәтти.

31:19 Қан. 30:2

31:22 «Пәрвәрдигар йәр йүзидә йеңи иш яритиду: — аял киши батурниң әтрапида йепишип хәвәр алиду!» — бу әҗайип бешарәт тоғрилиқ «Қошумчә сөз»имизни көрүң. Бизниңчә у Мәсиһниң пак қиз Мәрйәмдин туғулушини өз ичигә алиду.

31:23 Йәр. 50:7

31:26 «— Мән Йәрәмия буни аңлап ойғандим, әтрапқа қаридим, наһайити татлиқ ухлаптимән» — бәзи алимлар бу айәт кәлгүсидики Исраилниң әһвалини көрситип: «Улар шу чағда: «Биз һазир ойғинип әтрапқа қарисақ, яхши уйқидин бәһримән болдуқ» дәйду» дәп тәрҗимә қилиду. Бизниңчә бәлким Худаниң сөзи Йәрәмияға чүшидә кәлгәндур.

31:29 «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегән, шуңа балиларниң чиши қериқ сезилиду» — демәк, ата-бовимиз яман иш қилған, бирақ биз униң яман ақивитини, Худаниң җазасини көримиз. 30-айәтни көрүң.

31:29 Әз. 18:2, 3

31:30 «аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегәнләрниң болса, өзиниң чиши қериқ сезилиду» — бу 30-айәттики мақал 29-айәттики мәқулниң әксидур. «Әзакиял пәйғәмбәр» китавида изаһлиғинимиз («қошумчә сөз»имиздә, «Әз.» 18:12 тоғрилиқ ейтилған)дәк, ата-бовилириниң гуналири бала-әвлатлириға мәлум бир тәсири бардур, дәп әкс етиду; лекин Худа һазир йеңи әһдини (31-34ни көрүң) улар билән түзмәкчи болидуки, уларниң һәр бириниң Худа билән алаһидә мунасивәт-достлуғи бар болиду, өткәндики ишлар уларға һеч қандақ тәсир йәткүзмәйду.

31:31 Ибр. 8:8

31:33 «шу күнләрдин кейин» — бәлким Худа хәлқини өз жутиға қайтурғандин кейин.

31:33 Йәр. 24:7; 30:22; 31:33

31:34 Йәш. 54:13; Йәр. 33:8; Мик. 7:18; Юһ. 6:45; Рос. 10:43

31:35 Яр. 1:16; Йәш. 51:15

31:40 «җәсәтләр вә қурбанлиқ күллири ташлинидиған пүткүл җилға» — мошу «җилға» «Һинномниң җилғиси» (Гә-Һинном)ни көрситиду (7-бап, 31-32-айәт вә изаһатиниму көрүң). Бу җилғиға әхләтләр һәм һәр хил напак нәрсиләр ташлинатти. Бу интайин напак, паскина җилғиниң кәлгүси заманда (айәтниң иккинчи қисмида ейтилғандәк) Худаға атап муқәддәс болидиғанлиғи әҗайип иш болиду. Демәк, Худаниң шәпқити билән пүткүл шәһәр вә униң һәммиси интайин пак-муқәддәс болиду. Йерусалим шәһириниң һазирқи әтраплири бу айәтләрдә көрситилгән җайларда кеңәйтәлмәктә. «җәсәтләр... ташлинидиған... җилға» .. «Кидрон дәрияси»... «Ат дәрвазиси» — шәһәрниң җәнубий тәрипигә, «Кидрон дәрияси» шәрқий тәрипигә, «Ат дәрвазиси» болса бәлким шималий тәрипигә җайлашқан еди.