30
1 Вә шундақ болидуки, бу барлиқ ишлар, йәни мән сениң алдиңда қойған бу бәрикәт билән ләнәт бешиңға чүшкинидә, Пәрвәрдигар Худайиң сени һайдивәткән әлләрниң арисида туруп буларни есиңгә елип көңүл бөлүп, 2 өзүң вә балилириң Пәрвәрдигар Худайиңниң йениға йенип Униң авазиға қулақ селип, мән бүгүн саңа әмир қилған барлиқ ишларға пүтүн қәлбиң вә пүтүн җениң билән итаәт қилсаң, 3 шу чағда Пәрвәрдигар Худайиң сени сүргүнлүктин қайтуруп, саңа ичини ағритип, Пәрвәрдигар Худайиң Өзи һайдивәткән әлләрдин жиғип келиду. ■Нәһ. 1:8; Зәб. 105:45-47; Йәр. 32:37 4 Гәрчә араңлардин һәтта асманларниң четигичиму һайдилип кәткәнләр болсиму, Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин жиғип җәм қилип келиду. ■Нәһ. 1:9 5 Пәрвәрдигар Худайиң сени ата-бовилириңниң тәвәлиги болған зиминға кәлтүриду вә сән уни егиләйсән; У саңа яхшилиқ қилип ата-бовилириңниң санидин зиядә көп қилиду; 6 Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң билән сөйүшкә Пәрвәрдигар Худайиң қәлбиңни вә нәсиллириңниң қәлбини хәтнә қилиду; шуниң билән силәр һаят яшайсиләр. ■Йәр. 32:39; Әз. 11:19; 36:26 7 Шундақла Пәрвәрдигар Худайиңлар бу һәммә ләнәтләрни дүшмәнлириңларниң үстигә, силәргә нәпрәтлинидиғанларниң үстигә, силәргә зиянкәшлик қилғанларниң үстигә чүшүриду. 8 Силәр болсаңлар йенип келип Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән бүгүн силәргә тапилиған һәммә әмирлиригә әмәл қилисиләр. 9 Шундақ қилсаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар қоллириңларниң һәммә ишида, бәдиниңларниң мевисини, чарпай маллириңларниң мевисини вә йериңниң мевисиниму көпәйтип силәрни зор яшнитиду. Чүнки Пәрвәрдигар силәрниң ата-бовилириңларға яхшилиқ қилиштин сөйүнгәндәк, силәргә яхшилиқ қилиштин сөйүниду. ■Қан. 28:11 10 Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, бу қанун китавида пүтүлгән әмирләр билән бәлгүлимиләрни тутуп, пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән Пәрвәрдигар Худайиңларниң тәрипигә бурулсаңларла, шундақ болиду.
11 Чүнки мән бүгүн саңа тапилиған бу әмир сән үчүн карамәт иш әмәс яки сәндин жирақму әмәс. □«бу әмир сән үчүн карамәт иш әмәс» — бу айәттики «карамәт» дегән сөз адәттә пәқәт Худала қилидиған ишни яки Худаниң сүпитини көрситиду. 12 Бу әмир асманниң үстидә әмәс, сениң: «Бизниң униңға әмәл қилмиқимиз үчүн ким асманға чиқип уни елип чүшүп бизгә аңлитиду?» дейишиңниң һаҗити болмайду.■Рим. 10:6-8 13 Вә шуниңдәк бу әмир деңизниң у тәрипидиму әмәстур, сениң: «Бизниң униңға әмәл қилмиқимиз үчүн ким деңиздин өтүп, уни елип келип бизгә аңлитиду» дейишиңниң һаҗити болмайду. 14 Чүнки бу сөз болса униңға әмәл қилмиқиң үчүн саңа бәк йеқин, йәни ағзиңда вә көңлүңдә бардур.□«... бу сөз ... саңа бәк йеқин, йәни ағзиңда вә көңлүңдә бардур» — «Рим.» 10:6-10ни көрүң.
15 Мана, мән бүгүн алдиңларда һаят билән яхшилиқ, өлүм билән яманлиқни қойдум; 16 чүнки өзүм саңа һөкүм берип: — Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, Униң йоллирида меңип, әмирлири, бәлгүлимилири һәм һөкүмлиригә әмәл қилиңлар, дәп бүгүн силәргә тапилидим; шундақ қилсаңлар силәр яшап көпийип, уни егиләшкә киридиған зиминға барғиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни бәрикәтләйду. 17 Лекин әгәр көңлүңни тәтүр қилип, қулақ салмай аздурулуп, башқа илаһларға баш уруп чоқунғили турсаң, 18 мән шуни бүгүн силәргә агаһландуруп ейтип қояйки, силәр һалак болмай қалмайсиләр; силәр уни егиләшкә Иордан дәриясидин өтүп баридиған зиминға киргиниңларда узун өмүр көрәлмәйсиләр.
19 Мән бүгүн һаят билән өлүмни, бәрикәт билән ләнәтни алдиңда қойғинимға асман билән зиминни үстүңгә гува болушқа чақиримән; әнди өзүң вә нәслиң яшай десәңлар, һаятни талливал; ■Қан. 4:26 20 Пәрвәрдигар Худайиңни сөйүп, Униң авазиға қулақ селип, Униңға бағланғин; чүнки У Өзи сениң һаятиң вә өмрүңниң узунлуғидур; чүнки шундақ қилсаң Пәрвәрдигар ата-бовилириң болған Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа: «Мән силәргә уни беримән» дәп қәсәм қилип вәдә қилған зиминда турисән».□«...чүнки У Өзи сениң һаятиң вә өмрүңниң узунлуғиду;» — мошу йәрдә «У Өзи» дегәнниң башқа бир хил чүшәнчиси «бу иш» (йәни, Худаниң әмирлирини тутуш).
■30:3 Нәһ. 1:8; Зәб. 105:45-47; Йәр. 32:37
■30:6 Йәр. 32:39; Әз. 11:19; 36:26
□30:11 «бу әмир сән үчүн карамәт иш әмәс» — бу айәттики «карамәт» дегән сөз адәттә пәқәт Худала қилидиған ишни яки Худаниң сүпитини көрситиду.
□30:14 «... бу сөз ... саңа бәк йеқин, йәни ағзиңда вә көңлүңдә бардур» — «Рим.» 10:6-10ни көрүң.
□30:20 «...чүнки У Өзи сениң һаятиң вә өмрүңниң узунлуғиду;» — мошу йәрдә «У Өзи» дегәнниң башқа бир хил чүшәнчиси «бу иш» (йәни, Худаниң әмирлирини тутуш).