4
Худаниң арамлиғи һәққидики вәдә
Әнди Униң арамлиғиға кирип бәһримән болуш тоғрисидики вәдиси бизгә қалдурулғандин кейин, араңлардики бирәрсиниңму униң несивисидин чүшүп қелишидин қорқунучта еһтият қилайли. Чүнки хуш хәвәр худди чөлдики Исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди. Лекин уларниң аңлиғанлири етиқат билән жуғурулмиғанлиқтин, сөз-каламниң уларға һеч қандақ пайдиси болмиған еди.«Чүнки хуш хәвәр худди чөлдики Исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди» — «чөлдики Исраилларға» грек тилида «уларға» дейилиду. Бу айәттики «хуш хәвәр» Худаниң арамлиғини алаһидә көздә тутиду. Чүнки бу арамлиққа киргәнләр болса — етиқат қилған бизләрмиз. Худди Худаниң ейтқинидәк:
«Шуңа мән ғәзәплинип қәсәм ичип: —
«Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду — дегән».
 
Худаниң әмәллири болса дуния апиридә болғандила һәммиси тамамланған еди;Зәб. 94:11. чүнки яритилишниң йәттинчи күни һәққидә муқәддәс язмиларниң бир йеридә мундақ дейилгән: «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа һәммә әмәллиридин арам алди».«Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа һәммә әмәллиридин арам алди» — «Яр.» 2:2.  Яр. 2:2; Мис. 20:11; 31:17. Йәнә келип жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дегән еди.«Йәнә келип жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дегән еди» — муәллип, гәрчә чөлдә кәзгән Исраиллар итаәтсизлиги түпәйлидин «Худаниң арамлиғи»ға кирмигән болсиму, кириш йоли техичә очуқ екәнлигини көрситиду.  Зәб. 94:11 Буниңдин көрүнәрликки, Худаниң арамлиғиға кирәләйдиғанлар бар, амма униң тоғрисидики хуш хәвәрни авал аңлиғанлар итаәтсизлик қилғанлиғи үчүн, униңға кирәлмиди.«униң тоғрисидики хуш хәвәрни авал аңлиғанлар» — демәк, Худаниң арамлиғи тоғрилиқ хуш хәвәр аңлиғанлар; чөл-баяванда кезип жүргән Исраилларни көрситиду. Шуниң үчүн, Худа әнә шу арамлиқ тоғрисида узақ вақиттин кейинки мәлум бир күнни «бүгүн» дәп бекитип, Давут пәйғәмбәр арқилиқ йәнә шундақ ейтқан: —
 
«Бүгүн униң авазини аңлисаңлар,
Жүригиңларни қаттиқ қилмаңлар!»Зәб. 94:7-8; Ибр. 3:7.
 
Әгәр Йәшуа пәйғәмбәр Исраилларни арамлиққа киргүзгән болса еди, Худа кейин йәнә бир арамлиқ күни тоғрилиқ демигән болатти.«Әгәр Йәшуа пәйғәмбәр Исраилларни арамлиққа киргүзгән болса еди, Худа кейин йәнә бир арамлиқ күни тоғрилиқ демигән болатти» — Йәшуа пәйғәмбәр Муса пәйғәмбәрниң избасари болуп, у Исраил хәлқини Худа вәдә бәргән зиминға башлап барған. «Қан.» 3:20, 25:19, «Йәшуа» 1:15ниму көрүң. Қисқиси, шабат күнидики бир арамлиқ Худаниң хәлқини күтмәктә.«Қисқиси, шабат күнидики бир арамлиқ Худаниң хәлқини күтмәктә» — «шабат күни» йәттинчи күни, йәни Худа арам алған күни вә Өз Йәһудий хәлқигә бекиткән «дәм елиш күни» еди.
10 Чүнки Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа «Өз әмәл-ишлиридин арам алған»дәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду. «Чүнки Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа «Өз әмәл-ишлиридин арам алған»дәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду» — бу интайин муһим айәт үстидә һәм «Худаниң арамлиғи» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. 11 Шуңа һеч қайсимизниң әнә шу Исраиллардәк итаәтсизлик қилған һалитидә жиқилип чүшмәслиги үчүн, һәр биримиз бу арамлиққа киришкә интиләйли.
12 Чүнки Худаниң сөз-калами җанлиқтур вә күчкә егидур, һәтта җан билән роһни, илик билән боғумларни бир-биридин айриветәлигидәк дәриҗидә, һәр қандақ қош бислиқ қиличтин иштиктур, қәлбдики ой-пикир вә арзу-нийәтләрниң үстидин һөкүм чиқарғучидур. Топ. 12:11; Йәш. 49:2; Әф. 6:17. 13 Униң алдида һеч қандақ мәвҗудат ғайип әмәстур; бәлки биздин һесап Алғучиниң көзлири алдида һәммә иш очуқ-ашкаридур.Зәб. 32:13-15
 
Баш каһинимиз Әйса Мәсиһ
14 Шундақ болған екән, шундақла әрш-асманлардин өтүп чиққан улуқ Баш Қаһинимиз, йәни Худаниң Оғли Әйса болған екән, биз етирап қилған етиқатимизда чиң турайли. Ибр. 3:1; 6:20; 8:1; 9:11. 15 Чүнки бизгә тайинланған баш каһинимиз аҗизлиқлиримизға һесдашлиқ қилмиғучи әмәс, бәлки бизгә охшаш һәр хил аздуруш-синақларға дуч кәлгән, лекин гуна садир қилип бақмиғучидур. Йәш. 53:9; 2Кор. 5:21; Фил. 2:7; Ибр. 2:18; 1Пет. 2:22; 1Юһа. 3:5. 16 Шуңа жүригимиз тоқ һалда рәһим-шәпқәткә еришиш вә ярдәмгә еһтияҗлиқ вақтимизда шапаәт тепиш үчүн меһри-шәпқәт аян қилинғучи тәхткә йеқинлишайли.«ярдәмгә еһтияҗлиқ вақтимизда шапаәт тепиш үчүн...» — грек тилида «ярдәм» «адәмниң (қутқузғин! дегән) нидасиға жүгүрүш» дегән уқумни билдүриду. «меһри-шәпқәт аян қилинғучи тәхт» — Худаниң тәхти, әлвәттә.  Рим. 3:25.
 
 

4:2 «Чүнки хуш хәвәр худди чөлдики Исраилларға аңлитилғандәк бизләргиму аңлитилди» — «чөлдики Исраилларға» грек тилида «уларға» дейилиду. Бу айәттики «хуш хәвәр» Худаниң арамлиғини алаһидә көздә тутиду.

4:3 Зәб. 94:11.

4:4 «Йәттинчи күни кәлгәндә, Худа һәммә әмәллиридин арам алди» — «Яр.» 2:2.

4:4 Яр. 2:2; Мис. 20:11; 31:17.

4:5 «Йәнә келип жуқурида ейтилғандәк Худа: «Улар Мениң арамлиғимға қәтъий кирмәйду» дегән еди» — муәллип, гәрчә чөлдә кәзгән Исраиллар итаәтсизлиги түпәйлидин «Худаниң арамлиғи»ға кирмигән болсиму, кириш йоли техичә очуқ екәнлигини көрситиду.

4:5 Зәб. 94:11

4:6 «униң тоғрисидики хуш хәвәрни авал аңлиғанлар» — демәк, Худаниң арамлиғи тоғрилиқ хуш хәвәр аңлиғанлар; чөл-баяванда кезип жүргән Исраилларни көрситиду.

4:7 Зәб. 94:7-8; Ибр. 3:7.

4:8 «Әгәр Йәшуа пәйғәмбәр Исраилларни арамлиққа киргүзгән болса еди, Худа кейин йәнә бир арамлиқ күни тоғрилиқ демигән болатти» — Йәшуа пәйғәмбәр Муса пәйғәмбәрниң избасари болуп, у Исраил хәлқини Худа вәдә бәргән зиминға башлап барған. «Қан.» 3:20, 25:19, «Йәшуа» 1:15ниму көрүң.

4:9 «Қисқиси, шабат күнидики бир арамлиқ Худаниң хәлқини күтмәктә» — «шабат күни» йәттинчи күни, йәни Худа арам алған күни вә Өз Йәһудий хәлқигә бекиткән «дәм елиш күни» еди.

4:10 «Чүнки Худаниң арамлиғиға киргүчиләр худди Худа «Өз әмәл-ишлиридин арам алған»дәк, өзлириниң ишлиридин арам алиду» — бу интайин муһим айәт үстидә һәм «Худаниң арамлиғи» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

4:12 Топ. 12:11; Йәш. 49:2; Әф. 6:17.

4:13 Зәб. 32:13-15

4:14 Ибр. 3:1; 6:20; 8:1; 9:11.

4:15 Йәш. 53:9; 2Кор. 5:21; Фил. 2:7; Ибр. 2:18; 1Пет. 2:22; 1Юһа. 3:5.

4:16 «ярдәмгә еһтияҗлиқ вақтимизда шапаәт тепиш үчүн...» — грек тилида «ярдәм» «адәмниң (қутқузғин! дегән) нидасиға жүгүрүш» дегән уқумни билдүриду. «меһри-шәпқәт аян қилинғучи тәхт» — Худаниң тәхти, әлвәттә.

4:16 Рим. 3:25.