32
32-күй •••• Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи җаһанға толған
Әй һәққанийлар, Пәрвәрдигар үчүн тәнтәнә қилиңлар!
Мәдһийиләш дуруслар үчүн гөзәл иштур.Зәб. 91:1-2; 134:3; 146:1
Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар;
Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар.«Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар» — «раваб» бу айәттә һәм Зәбурдики башқа айәтләрдә ишлитилгәндә, «раваб» дегән сөз равабқа охшап кетидиған бир сазни көрситиду. «Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар» — «онтар» он тарлиқ чилтардәк бир саз.
Униңға атап йеңи бир мунаҗат-нахшини ейтиңлар;
Маһирлиқ билән челип, авазиңларни жуқури яңритиңлар.Зәб. 39:4; 95:1; 97:1; 143:9; Йәш. 42:10; Вәһ. 5:9; 14:3
Чүнки Пәрвәрдигарниң сөзи бәрһәқтур;
Униң барлиқ ишлири вәдилиригә садақәтликтур.
У һәққанийәт һәм адаләтни яхши көргүчидур;
Йәр-зимин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи билән толғандур. Зәб. 44:8; 118:64; Ибр. 1:9
Пәрвәрдигарниң сөзи билән асманлар яритилған,
Униң ағзидики нәпәс билән уларниң барлиқ қошунлиримуяритилғандур;«уларниң (асманларниң) барлиқ қошунлири» — бир тәрәптин қуяш, ай, юлтузларни көрсәтсә, йәнә бир тәрәптин барлиқ пәриштиләрни көрситиду.  Яр. 1:6, 7
У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду;
У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду;«У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У деңиздики суларни күпләргә жиғиду». «У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду» — бу айәтниң мәнаси сирлиқ болғини билән, Худаниң суларни толуқ идарә қилидиғанлиғини көрсәткәнлигидин һеч қандақ шүбһә йоқ.
Пүткүл йәр йүзидикиләр Пәрвәрдигардин әймәнсун;
Дуниядики пүтүн җан егилири Униңдин қорқуп, һөрмәтлисун;
Чүнки Униң бир сөзи биләнла иш пүттүрүлгән еди;
Униң бир әмри биләнла дегәнлири бәрпа қилинған еди.
10 Пәрвәрдигар әлләрниң планини тосиветиду;
У қовмларниң хияллирини бекар қиливетиду.Йәш. 19:3
11 Пәрвәрдигарниң несиһәти мәңгүгә туриду;
Қәлбидики ойлири дәвирдин-дәвиргә ишқа ашурулиду.Пәнд. 19:21; 21:30; Йәш. 46:10
12 «Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур» дәйдиған қовм бәхитликтур!
Йәни Өз мираси болушқа таллиған хәлиқ бәхитликтур!Зәб. 64:4; 143:15
13 Пәрвәрдигар әрштин йәргә нәзәр салиду,
У пүткүл инсанларни көрүп туриду.
14 Туралғусидин йәр йүзидикиләрниң һәммисигә қарайду;
15 У уларниң һәр бириниң қәлблирини Ясиғучидур;
Уларниң барлиқ ишлирини дәңсәп чиққучидур.
16 Падиша болса қошунлириниң көплүги билән ғалип болалмайду;
Палван өзиниң зор күчи билән өзини қутқузалмайду;
17 Толпарға тайинип хәвп-хәтәрдин қутқузулуш беһудиликтур,
У зор күчи билән һеч кимни қутқузалмайду;
18-19 Мана, уларниң җенини өлүмдин қутқузуш үчүн,
Қәһәтчиликтә уларни һаят сақлаш үчүн,
Пәрвәрдигарниң көзи Өзидин әйминидиғанларниң үстидә туриду,
Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларниң үстидә туриду.Аюп 36:7; Зәб. 33:16; 1Пет. 3:12
20 Бизниң җенимиз Пәрвәрдигарға тәлмүриду;
Бизниң ярдәмчимиз,
Бизниң қалқинимиз У болиду.
21 Шуңа Униң билән қәлбимиз шатлинип кетиду;
Чүнки Униң муқәддәс намиға тайинип ишәндуқ.
22 И Пәрвәрдигар, биз Саңила үмүт бағлиғинимиздәк,
Сениң өзгәрмәс муһәббитиңму үстимиздә болғай!
 
 

32:1 Зәб. 91:1-2; 134:3; 146:1

32:2 «Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар» — «раваб» бу айәттә һәм Зәбурдики башқа айәтләрдә ишлитилгәндә, «раваб» дегән сөз равабқа охшап кетидиған бир сазни көрситиду. «Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар» — «онтар» он тарлиқ чилтардәк бир саз.

32:3 Зәб. 39:4; 95:1; 97:1; 143:9; Йәш. 42:10; Вәһ. 5:9; 14:3

32:5 Зәб. 44:8; 118:64; Ибр. 1:9

32:6 «уларниң (асманларниң) барлиқ қошунлири» — бир тәрәптин қуяш, ай, юлтузларни көрсәтсә, йәнә бир тәрәптин барлиқ пәриштиләрни көрситиду.

32:6 Яр. 1:6, 7

32:7 «У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У деңиздики суларни күпләргә жиғиду». «У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду» — бу айәтниң мәнаси сирлиқ болғини билән, Худаниң суларни толуқ идарә қилидиғанлиғини көрсәткәнлигидин һеч қандақ шүбһә йоқ.

32:10 Йәш. 19:3

32:11 Пәнд. 19:21; 21:30; Йәш. 46:10

32:12 Зәб. 64:4; 143:15

32:18-19 Аюп 36:7; Зәб. 33:16; 1Пет. 3:12