91
91-күй •••• Мәдһийә
1-2 Шабат күни үчүн бир нахша-күй: —
 
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиш,
Намиңни күйләш әладур, и Һәммидин Алий Болғучи! «Шабат күни үчүн бир күй-нахша...» — «шабат күни» — шәнбә күни, йәни Худа Йәһудий хәлқигә бекиткән арам елиш күни.
Өзгәрмәс муһәббитиңни сәһәрдә,
Җакалаш һәқиқәт-садақитиңни түнләрдә,
Он тарлиқ саз вә равабни челип,
Чилтар билән муңлуқ аһаңда челиш әладур!
Чүнки Сән Пәрвәрдигар, Өз қилғиниң арқилиқ мени хурсән қилдиң,
Қоллириңниң қилғанлири билән мән роһлинип нахша ейтимән.
Пәрвәрдигар, қилған ишлириң немидегән улуқдур!
Ойлириң наһайити чоңқурдур!
Беғәм киши буни билмәс,
Һамақәт буни чүшәнмәс, Зәб. 93:8; Пәнд. 12:1
Рәзилләр от-чөптәк айниғанда,
Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси гүлләнгән билән,
Мәңгү һалак болуп кетидиғанлар шулардур! «Мәңгү һалак болуп кетидиғанлар шулардур!» — яки «Бу уларниң һалак болуши үчүн болиду!».
Лекин Сән, и Пәрвәрдигар, әбәдил-әбәт үстүн турисән.
10 Чүнки мана дүшмәнлириң, и Пәрвәрдигар,
Мана дүшмәнлириң йоқилиду;
Барлиқ қәбиһлик қилғучилар тирипирән қиливетилиду!
11 Мүңгүзүмни явайи буқиниңкидәк көтирисән;
Бешимға йеңи май сүркилип, мәсиһ қилиниду.
12 Мени қәст қилғанларниң мәғлубийитини өз көзум көриду;
Маңа қаршилишишқа қозғалған рәзиллик қилғучиларниң тән бәргәнлигиниму қулиқим аңлайду.
13 Һәққаний адәм хорма дәриғи кәби гүлләп-яшнайду;
У Ливандики кедр дәриғидәк өсиду. Һак. 9:15; Һош. 14:6
14 Пәрвәрдигарниң өйигә тикилгәнләр,
Худайимизниң һойлилирида гүллиниду;
15 Улар қериғандиму йәнә мевә бериду,
Сулуқ һәм йешил болар;
16 Шуниң билән улар Пәрвәрдигар дурустур, дәп испатлайду;
У мениң қорам тешимдур,
Униңда наһәқсизлик йоқтур!
 
 

91:1-2 «Шабат күни үчүн бир күй-нахша...» — «шабат күни» — шәнбә күни, йәни Худа Йәһудий хәлқигә бекиткән арам елиш күни.

91:7 Зәб. 93:8; Пәнд. 12:1

91:8 «Мәңгү һалак болуп кетидиғанлар шулардур!» — яки «Бу уларниң һалак болуши үчүн болиду!».

91:13 Һак. 9:15; Һош. 14:6